< Паалийәтлири 25 >

1 Фестус [Йәһудийә] өлкисигә кирип, үч күндин кейин Қәйсәрийәдин чиқип Йерусалимға барған еди.
Φῆστος οὖν ἐπιβὰς τῇ ἐπαρχείᾳ, μετὰ τρεῖς ἡμέρας ἀνέβη εἰς Ἱεροσόλυμα ἀπὸ Καισαρείας.
2 Баш каһинлар билән Йәһудийларниң мөтивәрлири униң алдида Павлусниң үстидин рәсмий шикайәт қилип, униңдин илтипат сорап, адәм әвитип Павлусни
Ἐνεφάνισάν τε αὐτῷ οἱ ἀρχιερεῖς καὶ οἱ πρῶτοι τῶν Ἰουδαίων κατὰ τοῦ Παύλου, καὶ παρεκάλουν αὐτὸν,
3 Йерусалимға елип келишни өтүнди. Мәхсити, улар йол үстидә бөктүрмә тәйярлап Павлусни өлтүрүш еди.
αἰτούμενοι χάριν κατʼ αὐτοῦ, ὅπως μεταπέμψηται αὐτὸν εἰς Ἰερουσαλήμ (ἐνέδραν ποιοῦντες ἀνελεῖν αὐτὸν κατὰ τὴν ὁδόν).
4 Фестус буни аңлап уларға: — Павлус һазир Қәйсәрийәдә солақта туривәрсун. Мән йеқинда у йәргә қайтип кәтмәкчимән.
Ὁ μὲν οὖν Φῆστος ἀπεκρίθη, τηρεῖσθαι τὸν Παῦλον εἰς Καισάρειαν, ἑαυτὸν δὲ μέλλειν ἐν τάχει ἐκπορεύεσθαι.
5 Араңлардин һоқуқдар болғанлар мән билән биллә чүшсун. Әгәр униң бирәр әйиви болса, улар шу йәрдә шикайәт қилса болиду, — дәп җавап бәрди.
“Οἱ οὖν ἐν ὑμῖν”, φησίν, “δυνατοὶ συγκαταβάντες, εἴ τί ἐστιν ἐν τῷ ἀνδρὶ ἄτοπον, κατηγορείτωσαν αὐτοῦ.”
6 Фестус уларниң ичидә сәккиз-он күндин артуқ турмай, Қәйсәрийәгә қайтип чүшти. Әтиси сорақ тәхтигә олтирип, Павлусни елип келишни буйруди.
Διατρίψας δὲ ἐν αὐτοῖς ἡμέρας, οὐ πλείους ὀκτὼ ἢ δέκα, καταβὰς εἰς Καισάρειαν, τῇ ἐπαύριον καθίσας ἐπὶ τοῦ βήματος, ἐκέλευσεν τὸν Παῦλον ἀχθῆναι.
7 Павлус кәлгәндә, Йерусалимдин чүшкән Йәһудийлар униң әтрапиға олишип, униңға нурғун еғир җинайәтләр билән қарилап шикайәтләрни қилди. Бирақ буларниң һеч қайсисиға испат көрситип берәлмиди.
Παραγενομένου δὲ αὐτοῦ, περιέστησαν αὐτὸν οἱ ἀπὸ Ἱεροσολύμων καταβεβηκότες Ἰουδαῖοι, πολλὰ καὶ βαρέα αἰτιώματα καταφέροντες, ἃ οὐκ ἴσχυον ἀποδεῖξαι,
8 Павлус өзини ақлап: — Мән һеч қайси ишта Йәһудийларниң қануниға, ибадәтханисиға яки [император] Қәйсәргә қарши бирәр җинайәтму садир қилмидим, — деди.
τοῦ Παύλου ἀπολογουμένου, ὅτι “Οὔτε εἰς τὸν νόμον τῶν Ἰουδαίων, οὔτε εἰς τὸ ἱερὸν, οὔτε εἰς Καίσαρά, τι ἥμαρτον.”
9 Лекин, Фестус Йәһудийларниң көңлини елишқа, уларға илтипат көрсәтмәкчи болуп Павлустин: — Йерусалимға берип, у йәрдә мениң алдимда бу шикайәтләргә асасән сотлинишқа рази боламсән? — дәп сориди.
Ὁ Φῆστος δὲ θέλων τοῖς Ἰουδαίοις χάριν καταθέσθαι, ἀποκριθεὶς τῷ Παύλῳ εἶπεν, “Θέλεις εἰς Ἱεροσόλυμα ἀναβὰς ἐκεῖ περὶ τούτων κριθῆναι ἐπʼ ἐμοῦ;”
10 Лекин Павлус җавап берип мундақ деди: — Мән һазир Қәйсәрниң сорақ тәхти алдида туримән. Мени сорақ қилишқа тегишлик йәр мана мошу. Өзлиригә ениқ мәлум болғандәк, мән Йәһудийларға һеч қандақ наһәқлиқ қилмидим.
Εἶπεν δὲ ὁ Παῦλος, “Ἐπὶ τοῦ βήματος Καίσαρος ἑστώς εἰμι, οὗ με δεῖ κρίνεσθαι. Ἰουδαίους οὐδὲν ἠδίκηκα, ὡς καὶ σὺ κάλλιον ἐπιγινώσκεις.
11 Әгәр җинайитим болса, шундақла өлүмгә лайиқ бирәр иш қилған болсам, мән өзүмни өлүмдин қачурмаймән. Бирақ уларниң мениң үстүмдин қилған шикайәтлириниң асаси болмиса, һеч кимниң мени уларға тапшуруп беришкә һәққи йоқ. Мән Қәйсәргә мураҗиәт қилимән!
Εἰ μὲν οὖν ἀδικῶ καὶ ἄξιον θανάτου πέπραχά τι, οὐ παραιτοῦμαι τὸ ἀποθανεῖν· εἰ δὲ οὐδέν ἐστιν ὧν οὗτοι κατηγοροῦσίν μου, οὐδείς με δύναται αὐτοῖς χαρίσασθαι. Καίσαρα ἐπικαλοῦμαι!”
12 Андин Фестус мәслиһәтчилири билән сөзләшкәндин кейин, Павлусқа: — Сән Қәйсәргә мураҗиәт қилдиң — униң алдиға әнди барисән! — деди.
Τότε ὁ Φῆστος συλλαλήσας μετὰ τοῦ συμβουλίου, ἀπεκρίθη, “Καίσαρα ἐπικέκλησαι, ἐπὶ Καίσαρα πορεύσῃ!”
13 Бир нәччә күндин кейин, Агриппа хан билән [сиңлиси] Бәрники Фестусқа тәбрик-саламға Қәйсәрийәгә кәлди.
Ἡμερῶν δὲ διαγενομένων τινῶν, Ἀγρίππας ὁ βασιλεὺς καὶ Βερνίκη κατήντησαν εἰς Καισάρειαν, ἀσπασάμενοι τὸν Φῆστον.
14 У йәрдә узун күнләр турғандин кейин, Фестус Павлусниң ишини ханға мәлум қилип: — Бу йәрдә Феликс қалдуруп кәткән бир мәһбус бар.
Ὡς δὲ πλείους ἡμέρας διέτριβον ἐκεῖ, ὁ Φῆστος τῷ βασιλεῖ ἀνέθετο τὰ κατὰ τὸν Παῦλον λέγων, “Ἀνήρ τίς ἐστιν, καταλελειμμένος ὑπὸ Φήλικος δέσμιος,
15 Мән Йерусалимға барғинимда, Йәһудий баш каһинлири билән ақсақаллири униң үстидин шикайәт қилип, мәндин уни җазаға мәһкүм қилишимни тәләп қилишти.
περὶ οὗ γενομένου μου εἰς Ἱεροσόλυμα, ἐνεφάνισαν οἱ ἀρχιερεῖς καὶ οἱ πρεσβύτεροι τῶν Ἰουδαίων, αἰτούμενοι κατʼ αὐτοῦ καταδίκην·
16 Мән уларға, әрз қилинғучи әрз қилғучилар билән йүзләштүрүлүп, униңға өзини ақлаш пурсити берилмигичә, уни җазаға тапшуруш римлиқларниң адити әмәстур, дәп ейттим.
πρὸς οὓς ἀπεκρίθην ὅτι οὐκ ἔστιν ἔθος Ῥωμαίοις χαρίζεσθαί τινα ἄνθρωπον πρὶν ἢ ὁ κατηγορούμενος, κατὰ πρόσωπον ἔχοι τοὺς κατηγόρους τόπον τε ἀπολογίας λάβοι περὶ τοῦ ἐγκλήματος.
17 Шуңа улар мән билән биллә бу йәргә кәлгәндин кейин, мән вақитни кәйнигә созмай, әтисила сорақ тәхтигә олтирип у кишини әкилишни буйрудум.
Συνελθόντων οὖν αὐτῶν ἐνθάδε, ἀναβολὴν μηδεμίαν ποιησάμενος, τῇ ἑξῆς καθίσας ἐπὶ τοῦ βήματος, ἐκέλευσα ἀχθῆναι τὸν ἄνδρα·
18 Әрз қилғучилар орунлиридин турғанда, уларниң униң үстидин шикайәт қилғанлири мениң ойлиғинимдәк рәзил ишлар әмәс еди,
περὶ οὗ σταθέντες οἱ κατήγοροι οὐδεμίαν αἰτίαν ἔφερον, ὧν ἐγὼ ὑπενόουν πονηράν.
19 Бәлки уларниң өз ибадәт түзүми тоғрилиқ вә Әйса исимлиқ бир киши һәққидә мәлум талаш-тартиш мәсилилири бар екән. У киши өлгән болуп, Павлус болса у тирилди дәйдикән.
Ζητήματα δέ τινα περὶ τῆς ἰδίας δεισιδαιμονίας, εἶχον πρὸς αὐτὸν, καὶ περί τινος ˚Ἰησοῦ τεθνηκότος, ὃν ἔφασκεν ὁ Παῦλος ζῆν.
20 Бу мәсилиләрни зади қандақ ениқлашни биләлмәй, мән Павлустин Йерусалимға берип, у йәрдә бу ишлар тоғрилиқ сораққа тартилишқа рази болуш-болмаслиғини сориған едим.
Ἀπορούμενος δὲ, ἐγὼ τὴν περὶ τούτων ζήτησιν, ἔλεγον εἰ βούλοιτο πορεύεσθαι εἰς Ἱεροσόλυμα, κἀκεῖ κρίνεσθαι περὶ τούτων.
21 Павлус солақта туруп император җанаблириниң сорақ қарарини чиқиришини мураҗиәт қилғандин кейин, мән уни Қәйсәрниң алдиға әвәткичә, солақта тутуп турушни буйрудум.
Τοῦ δὲ Παύλου ἐπικαλεσαμένου τηρηθῆναι αὐτὸν εἰς τὴν τοῦ Σεβαστοῦ διάγνωσιν, ἐκέλευσα τηρεῖσθαι αὐτὸν, ἕως οὗ ἀναπέμψω αὐτὸν πρὸς Καίσαρα.”
22 Агриппа Фестусқа: — Мениңму бу кишиниң сөзлирини аңлап баққум бар, — деди. — Әтә аңлайсиз, — деди у.
Ἀγρίππας δὲ πρὸς τὸν Φῆστον, “Ἐβουλόμην καὶ αὐτὸς τοῦ ἀνθρώπου ἀκοῦσαι.” “Αὔριον”, φησίν, “ἀκούσῃ αὐτοῦ.”
23 Шуниң билән әтиси, Агриппа билән Бәрники һәйвәт билән аммивий жиғин залиға кирип кәлди, миң бешилар вә шәһәр каттивашлириму улар билән биллә кирип келишти. Фестус әмир қиливиди, Павлус елип кирилди.
Τῇ οὖν ἐπαύριον, ἐλθόντος τοῦ Ἀγρίππα καὶ τῆς Βερνίκης μετὰ πολλῆς φαντασίας, καὶ εἰσελθόντων εἰς τὸ ἀκροατήριον σύν τε χιλιάρχοις καὶ ἀνδράσιν τοῖς κατʼ ἐξοχὴν τῆς πόλεως, καὶ κελεύσαντος τοῦ Φήστου, ἤχθη ὁ Παῦλος.
24 Фестус мундақ деди: — Агриппа падиша алийлири вә мошу сорунға жиғилған җанаблар! Бу кишини көрүватисиләр. Һәм Йерусалимда һәм бу йәрдә пүтүн Йәһудий аһалиси униң тоғрилиқ әрз қилип маңа мураҗиәт қилип, у тирик қалдурушқа болмайду! — дәп чурқирашқан еди.
Καί φησιν ὁ Φῆστος, “Ἀγρίππα Βασιλεῦ, καὶ πάντες οἱ συμπαρόντες ἡμῖν, ἄνδρες, θεωρεῖτε τοῦτον, περὶ οὗ ἅπαν τὸ πλῆθος τῶν Ἰουδαίων ἐνέτυχόν μοι, ἔν τε Ἱεροσολύμοις καὶ ἐνθάδε, βοῶντες μὴ δεῖν αὐτὸν ζῆν μηκέτι.
25 Лекин мән униңдин өлүм җазаси беришкә тегишлик бирәр җинайәт тапалмидим. Һазир бу киши император җанаблириға мураҗиәт қилди. Шуниң билән уни [Римға] әвәтишни қарар қилдим.
Ἐγὼ δὲ κατελαβόμην μηδὲν ἄξιον αὐτὸν θανάτου πεπραχέναι, αὐτοῦ δὲ τούτου ἐπικαλεσαμένου τὸν Σεβαστὸν, ἔκρινα πέμπειν.
26 Бирақ униң һәққидә ғоҗамға мәлум қилип язғидәк иш йоқ. Шуниң билән әһвални рәсмий тәкшүрүп бирәр язғидәк мәлуматқа егә болуш мәхситидә уни һәр бирлириниң алдиға, болупму сили, Агриппа падиша алийлириниң алдиға елип кәлдим.
Περὶ οὗ ἀσφαλές τι γράψαι τῷ κυρίῳ οὐκ ἔχω. Διὸ προήγαγον αὐτὸν ἐφʼ ὑμῶν, καὶ μάλιστα ἐπὶ σοῦ, Βασιλεῦ Ἀγρίππα, ὅπως τῆς ἀνακρίσεως γενομένης, σχῶ τι γράψω.
27 Чүнки мәһбусни сотқа әвәткәндә, униң үстидин қилинған шикайәтләрни ениқ көрсәтмәслик маңа нисбәтән орунлуқ әмәстәк билиниду.
Ἄλογον γάρ μοι δοκεῖ πέμποντα δέσμιον, μὴ καὶ τὰς κατʼ αὐτοῦ αἰτίας σημᾶναι.”

< Паалийәтлири 25 >