< Паалийәтлири 24 >
1 Бәш күндин кейин, баш каһин Ананияс ақсақаллардин бир нәччәйлән вә Тәртуллус исимлиқ бир адвокат билән Қәйсәрийәгә чүшүп, Павлус тоғрисидики рәсмий шикайәтлирини валийға сунди.
Bǝx kündin keyin, bax kaⱨin Ananiyas aⱪsaⱪallardin birnǝqqǝylǝn wǝ Tǝrtullus isimlik bir adwokat bilǝn Ⱪǝysǝriyǝgǝ qüxüp, Pawlus toƣrisidiki rǝsmiy xikayǝtlirini waliyƣa sundi.
2 Павлус чақиртилип, Тәртуллус униң үстидин шикайәт қилип мундақ деди: — Һөрмәтлик Феликс җанаблири! Биз өзлириниң қол астилирида һәр тәрәптин аман-есәнликкә несип болуп кәлмәктимиз вә алдин көрәрликлири билән хәлқимиз арисида дана ислаһатлар барлиққа кәлтүрүлмәктә, биз бу ишлардин һәр вақит, һәр җайда толуқ миннәтдарлиқ билән бәһриман болуватимиз.
Pawlus qaⱪirtilip, Tǝrtullus uning üstidin xikayǝt ⱪilip mundaⱪ dedi: — Ⱨɵrmǝtlik Feliks janabliri! Biz ɵzlirining ⱪol astilirida ⱨǝr tǝrǝptin aman-esǝnlikkǝ nesip bolup kǝlmǝktimiz wǝ aldin kɵrǝrlikliri bilǝn hǝlⱪimiz arisida dana islaⱨatlar barliⱪⱪa kǝltürülmǝktǝ, biz bu ixlardin ⱨǝr waⱪit, ⱨǝr jayda toluⱪ minnǝtdarliⱪ bilǝn bǝⱨriman boluwatimiz.
4 Бирақ өз вақитлирини көп елип қоймаслиғим үчүн, шәпқәтлири билән сөзимизни қисқила аңлашлирини өтүнүп сораймән.
Biraⱪ ɵz waⱪitlirini kɵp elip ⱪoymasliⱪim üqün, xǝpⱪǝtliri bilǝn sɵzimizni ⱪisⱪila anglaxlirini ɵtünüp soraymǝn.
5 Чүнки биз шуни тонуп йәттуқки, бу адәм балахор болуп, пүткүл җаһандики Йәһудийлар арисида маҗира-топилаң пәйда қилишни күшкүрткүчи, шундақла «Насарәтликләр» дәп аталған мәзһәпниң каттивашлиридин биридур.
Qünki biz xuni tonup yǝttuⱪki, bu adǝm balahor bolup, pütkül jaⱨandiki Yǝⱨudiylar arisida majira-topilang pǝyda ⱪilixni küxkürtküqi, xundaⱪla «Nasarǝtliklǝr» dǝp atalƣan mǝzⱨǝpning kattiwaxliridin biridur.
6 У бизниң ибадәтханимизниму булғимақчи болған еди. Шуңа, биз уни тутувалдуқ вә уни өз қанунимиз бойичә сотлайттуқ. Лекин миң беши Лисияс әшәддий зорлуқ билән уни қоллиримиздин тартивалди вә униңға әрз қилғучиларни өзлириниң алдиға келишкә буйруған еди.
U bizning ibadǝthanimiznimu bulƣimaⱪqi bolƣanidi. Xunga, biz uni tutuwalduⱪ wǝ uni ɵz ⱪanunimiz boyiqǝ sotlayttuⱪ. Lekin mingbexi Lisiyas ǝxǝddiy zorluⱪ bilǝn uni ⱪollirimizdin tartiwaldi wǝ uningƣa ǝrz ⱪilƣuqilarni ɵzlirining aldiƣa kelixkǝ buyruƣanidi.
8 Уни сорақ қилип көрсилә, бизниң униңға қилған әрзлиримизниң тоғрилиғини билип йетидила!
Uni soraⱪ ⱪilip kɵrsilǝ, bizning uningƣa ⱪilƣan ǝrzlirimizning toƣriliⱪini bilip yetidila!
9 Сорунда болған Йәһудийларму униң ейтқанлириға қошулуп: Раст, раст, дәп шикайәтни күчәйтти.
Sorunda bolƣan Yǝⱨudiylarmu uning eytⱪanliriƣa ⱪoxulup: Rast, rast, dǝp xikayǝtni küqǝytti.
10 Валий Павлусқа сөз қилғин дәп қол ишаритини қилғанда, у мундақ деди: — Мән силиниң узун жиллардин бери бу хәлиқни сорап кәлгәнликлирини билгәчкә, хатирҗәмлик билән алдилирида өзүм тоғрамда җавап беримән.
Waliy Pawlusⱪa sɵz ⱪilƣin dǝp ⱪol ixaritini ⱪilƣanda, u mundaⱪ dedi: — Mǝn silining uzun yillardin beri bu hǝlⱪni sorap kǝlgǝnliklirini bilgǝqkǝ, hatirjǝmlik bilǝn aldilirida ɵzüm toƣramda jawab berimǝn.
11 Асанла биләләйдилиги, мән Йерусалимға ибадәт қилишқа барғинимдин һазирғичә пәқәт он икки күнла өтти.
Asanla bilǝlǝydiliki, mǝn Yerusalemƣa ibadǝt ⱪilixⱪa barƣinimdin ⱨazirƣiqǝ pǝⱪǝt on ikki künla ɵtti.
12 Улар мениң ибадәтханида бирәр адәм билән муназириләшкинимни көрмигән, яки синагогларда яки шәһәрдә аммини топилаңға қутратқанлиғимниму һеч көрмиди.
Ular mening ibadǝthanida birǝr adǝm bilǝn munazirilǝxkinimni kɵrmigǝn, yaki sinagoglarda yaki xǝⱨǝrdǝ ammini topilangƣa ⱪutratⱪanliⱪimnimu ⱨeq kɵrmidi.
13 Улар йәнә һазир җанаблириға мениң үстүмдин қилған шикайәтлиригә һеч испатму кәлтүрәлмәйду.
Ular yǝnǝ ⱨazir janabliriƣa mening üstümdin ⱪilƣan xikayǝtlirigǝ ⱨeq ispatmu kǝltürǝlmǝydu.
14 Бирақ силигә шуни етирап қилимәнки, мән улар «мәзһәп» дәп атиған йол билән меңип, Тәвратта вә пәйғәмбәрләрниң язмилирида пүтүлгәнләрниңму һәммисигә ишинип, ата-бовилиримниң Худасиға ибадәт қилимән.
Biraⱪ siligǝ xuni etirap ⱪilimǝnki, mǝn ular «mǝzⱨǝp» dǝp atiƣan yol bilǝn mengip, Tǝwratta wǝ pǝyƣǝmbǝrlǝrning yazmilirida pütülgǝnlǝrningmu ⱨǝmmisigǝ ixinip, ata-bowilirimning Hudasiƣa ibadǝt ⱪilimǝn.
15 Мениң Худаға бағлиған үмүтүм барки (бу кишиләрму бу үмүтни тутиду), кәлгүсидә һәм һәққанийларниң һәм һәққанийсизларниң өлүмдин тирилиши болиду.
Mening Hudaƣa baƣliƣan ümidim barki (bu kixilǝrmu bu ümidni tutidu), kǝlgüsidǝ ⱨǝm ⱨǝⱪⱪaniylarning ⱨǝm ⱨǝⱪⱪaniysizlarning ɵlümdin tirilixi bolidu.
16 Шу сәвәптин, өзүм һемишә Худа алдидиму, инсанлар алдидиму пак виҗданлиқ болушқа интилимән.
Xu sǝwǝbtin, ɵzüm ⱨǝmixǝ Huda aldidimu, insanlar aldidimu pak wijdanliⱪ boluxⱪa intilimǝn.
17 Мән [Йерусалимдин] айрилғили хелә жиллар болған болуп, бу қетим у йәргә өз хәлқимгә хәйр-сәдиқә йәткүзүп бәргили вә Худа алдиға һәдийә сунғили барған едим.
Mǝn [Yerusalemdin] ayrilƣili heli yillar bolƣan bolup, bu ⱪetim u yǝrgǝ ɵz hǝlⱪimgǝ hǝyr-sǝdiⱪǝ yǝtküzüp bǝrgili wǝ Huda aldiƣa ⱨǝdiyǝ sunƣili barƣanidim.
18 Мән бу ишларда болувататтим, бәзиләр мени тазилиниш қаидисини ада қилип болған чағда ибадәтхана һойлисида учратти; лекин мән әтрапимға адәм топлиғинимму йоқ, малиманчилиқ чиқарғинимму йоқ.
Mǝn bu ixlarda boluwatattim, bǝzilǝr meni tazilinix ⱪaidisini ada ⱪilip bolƣan qaƣda ibadǝthana ⱨoylisida uqratti; lekin mǝn ǝtrapimƣa adǝm topliƣinimmu yoⱪ, malimanqiliⱪ qiⱪarƣinimmu yoⱪ.
19 Әмәлийәттә мени учратқанлар болса Асия өлкисидин кәлгән бәзи Йәһудийлар еди; уларниң үстүмдин шикайәтлири бар болса, әсли улар өзлири келип, силиниң алдилирида әрз қилишқа тоғра келәтти.
Əmǝliyǝttǝ meni uqratⱪanlar bolsa Asiya ɵlkisidin kǝlgǝn bǝzi Yǝⱨudiylar idi; ularning üstümdin xikayǝtliri bar bolsa, ǝsli ular ɵzliri kelip, silining aldilirida ǝrz ⱪilixⱪa toƣra kelǝtti.
20 Болмиса, мошу сорундикиләр алий кеңәшмә алдида турғинимда, мениңдин қандақ җинайәт тапқанлиғини ейтип бақсун!
Bolmisa, muxu sorundikilǝr aliy kengǝxmǝ aldida turƣinimda, meningdin ⱪandaⱪ jinayǝt tapⱪanliⱪini eytip baⱪsun!
21 Пәқәт мундақ бир иш болған еди: — Мән уларниң алдида, «Бүгүнки күндә өлгәнләрниң қайта тирилиши тоғрилиқ силәрниң сориғиңларға тартилғанмән!» дәп вақириған едим.
Pǝⱪǝt mundaⱪ bir ix bolƣanidi: — Mǝn ularning aldida, «Bügünki kündǝ ɵlgǝnlǝrning ⱪayta tirilixi toƣruluⱪ silǝrning soriⱪinglarƣa tartilƣanmǝn!» dǝp warⱪiriƣanidim.
22 [Рәбниң] йоли тоғрилиқ тәпсилий хәвири бар болған Феликс сорақни тохтитип, уларға: — Миң беши Лисияс кәлгәндә дәвайиңлар тоғрисидики һөкүмни чиқиримән, — деди.
[Rǝbning] yoli toƣruluⱪ tǝpsiliy hǝwiri bar bolƣan Feliks soraⱪni tohtitip, ularƣa: — Mingbexi Lisiyas kǝlgǝndǝ dǝwayinglar toƣrisidiki ⱨɵkümni qiⱪirimǝn, — dedi.
23 У йүз бешиға Павлусни нәзәрбәнд астиға елип, амма униңға бир аз кәңчилик қилип, дост-бурадәрлириниң һәр қайсисиниң униң һаҗәтлиридин чиқишини тосмиғин, дәп буйруди.
U yüzbexiƣa Pawlusni nǝzǝrbǝnd astiƣa elip, ǝmma uningƣa bir’az kǝngqilik ⱪilip, dost-buradǝrlirining ⱨǝrⱪaysisining uning ⱨajǝtliridin qiⱪixini tosmiƣin, dǝp buyrudi.
24 Бир нәччә күндин кейин, валий Феликс аяли Друсила билән биллә кәлди (Друсила Йәһудий еди). У Павлусни чақиртип, униңдин Мәсиһ Әйсаға етиқат қилиш йоли тоғрилиқ аңлиди.
Birnǝqqǝ kündin keyin, waliy Feliks ayali Drusila bilǝn billǝ kǝldi (Drusila Yǝⱨudiy idi). U Pawlusni qaⱪirtip, uningdin Mǝsiⱨ Əysaƣa etiⱪad ⱪilix yoli toƣruluⱪ anglidi.
25 Павлус һәққаний яшаш, өзини тутувелиш, қиямәт күнидики соал-сорақ қилинишлар тоғрисида сөзләватқанда, Феликс вәһимигә чүшүп униңға: — Һазирчә қайтип турсаң болиду. Кейин маңа пәйт кәлгәндә, йәнә чақиртимән, — деди.
Pawlus ⱨǝⱪⱪaniy yaxax, ɵzini tutuwelix, ⱪiyamǝt künidiki soal-soraⱪ ⱪilinixlar toƣrisida sɵzlǝwatⱪanda, Feliks wǝⱨimigǝ qüxüp uningƣa: — Ⱨazirqǝ ⱪaytip tursang bolidu. Keyin manga pǝyt kǝlgǝndǝ, yǝnǝ qaⱪirtimǝn, — dedi.
26 У шуниң билән бир вақитта Павлусниң пара беришини үмүт қилатти. Шуниң үчүн, уни имканқәдәр пат-пат чақиртип, униң билән сөзлишәтти.
U xuning bilǝn bir waⱪitta Pawlusning para berixini ümid ⱪilatti. Xuning üqün, uni imkanⱪǝdǝr pat-pat qaⱪirtip, uning bilǝn sɵzlixǝtti.
27 Лекин икки жил тошқанда, Феликсниң орниға Поркиюс Фестус валий болди. Феликс Йәһудийларға илтипат көрситип уларниң көңлини елиш үчүн Павлусни солақта қалдурди.
Lekin ikki yil toxⱪanda, Feliksning orniƣa Porkiyus Festus waliy boldi. Feliks Yǝⱨudiylarƣa iltipat kɵrsitip ularning kɵnglini elix üqün Pawlusni solaⱪta ⱪaldurdi.