< Паалийәтлири 23 >

1 Павлус алий кеңәшмә һәйәтлиригә тикилип туруп: Қериндашлар, мән бүгүнгичә Худаниң алдида пак виҗданда меңип кәлдим, — деди.
Paul fixed his eyes on the Council, and began: ‘Brothers, for my part, I have always ordered my life before God, with a clear conscience, up to this very day.’
2 Буни аңлиған баш каһин Ананияс [Павлусниң] йенида турғанларға униң ағзиға урушни буйруди.
At this, the high priest Ananias ordered the men standing near to strike him on the mouth;
3 Павлус униңға: — Худа сени уриду, әй ақартилған там! Сән у йәрдә мени Тәврат қануни бойичә сораққа тартишқа олтирисән, лекин Тәврат қануниға хилап һалда мени уруңлар дәп буйрудиңғу?! — деди.
Paul turned to him and said: ‘God will strike you, you whitewashed wall! Are you sitting there to try me in accordance with law, and yet, in defiance of law, order me to be struck?’
4 — Сән Худаниң баш каһиниға ашундақ һақарәт кәлтүрәмсән?! — дейишти йенида турғанлар.
The people standing near said to Paul, ‘Do you know that you are insulting God’s high priest?’
5 Павлус: — И қериндашлар, мән униң баш каһин екәнлигини билмәптимән. Чүнки Тәвратта: «Хәлқиңни идарә қилғучиниң яман гепини қилма!» дейилгән, — деди.
‘I did not know, brothers, that it was the high priest,’ said Paul, ‘for scripture says – “Of the ruler of your people you should speak no ill”.’
6 Лекин Павлус уларниң бир қисминиң Садуқий, йәнә бир қисминиң Пәрисийләр екәнлигини билип, алий кеңәшмидә жуқури аваз билән: — Қериндашлар, мән болсам Пәрисийләрдин болимән вә Пәрисийләрниң пәрзәнтимән. Мән өлгәнләр қайта тирилишқа бағлиған үмүт тоғрилиқ бу йәрдә сораққа тартиливатимән! — дәп вақириди.
Noticing that some of those present were Sadducees and others Pharisees, Paul called out in the Council, ‘Brothers, I am a Pharisee and a son of Pharisees. It is on the question of hope for the dead and of their resurrection that I am on my trial.’
7 У бу сөзни дейиши биләнла, Пәрисийләр билән Садуқийлар арисида җедәл-ғовға қозғилип, кеңәшмидикиләр иккигә бөлүнүп кәтти
As soon as he said this, a dispute arose between the Pharisees and the Sadducees; and there was a sharp division of opinion among those present.
8 (чүнки Садуқийлар өлгәнләрниң қайта тирилиши, яки пәриштә яки роһлар мәвҗут әмәс, дәйду. Лекин Пәрисийләр һәммисини етирап қилиду).
(For Sadducees say there is no such thing as a resurrection, and that there is neither angel nor spirit, while Pharisees believe in both.)
9 Буниң билән қаттиқ бир чуқан-сүрән көтирилип, Пәрисий тәрәпдари болған бәзи Тәврат устазлири орнидин туруп: — Биз бу адәмдин һеч қандақ әйип тапалмидуқ! Бир роһ яки пәриштә униңға сөз қилған болса немә бопту! — дәп қаттиқ муназириләшти.
So a great uproar ensued, and some of the Teachers of the Law belonging to the Pharisees’ party stood up and hotly protested, ‘We find nothing whatever wrong in this man. Suppose a spirit did speak to him, or an angel…’
10 Чуқан-сүрән техиму күчийип кәткәчкә, миң беши [Йәһудийларниң] Павлусни тартиштуруп титма-титма қиливетишидин қорқуп, қисимға залға чүшүп уни уларниң арисидин зорлуқ билән тартип чиқип, қәлъәгә әкирип кетишини буйруди.
The dispute was becoming so violent, that the commanding officer, fearing that Paul would be torn in pieces between them, ordered the Guard to go down and rescue him from them, and take him into the Fort.
11 Шу күни кечиси, Рәб Павлусниң йенида туруп: — Җасарәтлик бол! Чүнки Йерусалимда Мән тоғрамдики ишларға толуқ гувалиқ бәргиниңдәк, Рим шәһиридиму шундақ гувалиқ қилишиң муқәррәр болиду! — деди.
That night the Lord came and stood by Paul, and said, ‘Courage! You have borne witness for me in Jerusalem and you must bear witness in Rome also.’
12 Әтиси әтигәндә, Йәһудийлар Павлусни өлтүрүшни қәстләп, уни өлтүрмигичә һеч нәрсә йемәймиз, ичмәймиз, дәп өзлиригә ләнити бир қәсәмни қилишти.
In the morning some Jewish men combined together, and took an oath that they would not eat or drink until they had killed Paul.
13 Бу сүйқәст қәсимини ичкәнләр қириқ нәччә киши еди.
There were more than forty in the plot;
14 Улар баш каһинлар вә ақсақалларниң алдиға берип: — Биз Павлусни өлтүрмигичә һеч нәрсә тетимаслиққа қаттиқ қәсәм ичтуқ.
and they went to the chief priests and the elders, and said, ‘We have taken a solemn oath not to touch food until we have killed Paul.
15 Һазир силәр вә алий кеңәшмә униң ишлирини техиму тәпсилий тәкшүрүшни банә қилип, вәкил әвитип уни кеңәшмигә елип келишни миң бешидин тәләп қилиңлар. У бу йәргә йеқин кәлмәйла уни җайливетишкә тәйяр туримиз, — деди.
So we want you now, with the consent of the Council, to suggest to the commanding officer that he should bring Paul down before you, as though you intended to go more fully into his case; but, before he comes here, we will be ready to make away with him.’
16 Лекин Павлусниң сиңлисиниң оғли бөктүрмидин хәвәр тепип қәлъәгә кирип, Павлусқа мәлум қилип қойди.
However, the son of Paul’s sister, hearing of the plot, went to the Fort, and on being admitted, told Paul about it.
17 Буниң билән Павлус йүз бешилиридин бирини чақиртип, униңға: — Бу балини миң беши билән көрүштүрүп қойсиңиз. Чүнки униңға мәлум қилидиған иши бар екән, — деди.
Paul called one of the garrison centurion and asked him to take the lad to the commanding officer, as he had something to tell him.
18 Йүз беши уни елип миң бешиниң алдиға башлап кирип: — Мәһбус Павлус мени чақиртип, бу балини сиз билән көрүштүрүп қоюшумни тәләп қилди. Чүнки униң сизгә мәлум қилидиған иши бар екән, — деди.
The centurion went with the lad to the commanding officer, and said, ‘The prisoner Paul called me and asked me to bring this lad to you, as he has something to tell you.’
19 Миң беши уни қолидин тутуп, бир чәткә тартип: — Маңа мәлум қилидиған немә ишиң бар? — дәп сориди.
The commanding officer took the lad by the hand, and, stepping aside, asked what it was he had to tell him.
20 У җававән мундақ деди: — Йәһудийлар Павлусниң ишлирини тәпсилий тәкшүрәйли дәп сәвәп көрситип өзлиридин әтә уни алий кеңәшмигә елип беришни тәләп қилиш үчүн тил бириктүрүшти.
‘Some men have agreed,’ answered the lad, ‘to ask you to bring Paul down before the Council tomorrow, on the plea of your making further inquiry into his case.
21 Уларға қайил болмиғайла, чүнки қириқтин артуқ адәм уни пайлап туриду. Улар Павлусни өлтүрмигичә һеч нәрсә йемәймиз, ичмәймиз, дегән қарғиш қәсимигә бағлинипту. Улар һазир өзлириниң уларниң тәливигә мақул болушлирини күтүп туриду.
But do not let them persuade you, for more than forty of them are lying in wait for him, who have taken an oath that they will not eat or drink, until they have made away with him; and they are at this very moment in readiness, counting on your promise.’
22 Миң беши униңға: — Бу ишни маңа мәлум қилғанлиғиңни һеч кимгә тинма! — дәп тапилап, балини қайтурди.
The commanding officer then dismissed the lad, cautioning him not to mention to anybody that he had given him that information.
23 Миң беши йүз бешидин иккини чақиртип: — Икки йүз пиядә ләшкәр, йәтмиш атлиқ ләшкәр вә икки йүз нәйзиваз ләшкәрни бүгүн кечә саат тоққузда Қәйсәрийә шәһиригә қарап йолға чиқишқа һазирлаңлар!
Then he called two Captains, and ordered them to have two hundred soldiers ready to go to Caesarea, as well as seventy troopers and two hundred lancers, by nine o’clock that night,
24 Шуниң билән биллә, Павлусни валий Феликсниң йениға сақ-саламәт йәткүзүш үчүн, униң минишигә улақларни тәйярлаңлар! — дәп буйруди.
and to have horses ready for Paul to ride, so that they might take him safely to Felix, the Governor.
25 Миң беши [Феликскә] мундақ бир хәт язди: —
He also wrote a letter along these lines:
26 «Һөрмәтлик валий Феликс җанаблириға Клавдиюс Лисиястин салам!
“Claudius Lysias sends his compliments to His Excellency Felix the Governor.
27 Ушбу адәмни Йәһудийлар тутувалған болуп, уни өлтүрмәкчи болғанда, униң Рим пухраси екәнлигини билип йетип, қисимни башлап берип уни қутқуздум.
The man whom I send with this had been seized by some Jews, and was on the point of being killed by them, when I came upon them with the force under my command, and rescued him, as I learned that he was a Roman citizen.
28 Мән уларниң бу киши үстидин қилған шикайитиниң немә екәнлигини ениқлимақчи болуп, уни Йәһудийларниң алий кеңәшмисигә елип бардим.
Wanting to know exactly the ground of the charges they made against him, I brought him before their Council,
29 Әмәлийәттә уларниң униң үстидин қилған шикайитиниң өзлириниң Тәврат қануниға даир дәталаш мәсилиләргә мунасивәтлик екәнлигини байқидим, бирақ униңдин өлүм җазаси беришкә яки зинданға ташлашқа лайиқ бирәр шикайәт қилғидәк ишни тапалмидим.
when I found that their charges were connected with questions of their own Law, and that there was nothing alleged involving either death or imprisonment.
30 Кейин, Йәһудийларниң уни өлтүрүветиш қәстидә жүрүватқанлиғи һәққидики ахбарат маңа мәлум қилинғанда, дәрһал уни силигә йоллаттим вә шуниң билән биллә, униңға әрз қилғучиларниң өзлириниң алдида шикайәтлирини ейтишини буйрудум. Хәйр!».
Having, however, information of a plot against the man, which was about to be put into execution, I am sending him to you at once, and I have also directed his accusers to prosecute him before you.”
31 Ләшкәрләр әнди буйруқ бойичә Павлусни кечиләп Антипатрис шәһиригә йәткүзди.
The soldiers, in accordance with their orders, took charge of Paul and conducted him by night to Antipatris;
32 Әтиси, атлиқ ләшкәрләр Павлусни елип меңишқа қалдурулуп, қалған ләшкәрләр [Йерусалимдики] қәлъәгә қайтип кәлди.
and on the next day, leaving the troopers to go on with him, they returned to the Fort.
33 Атлиқлар Қәйсәрийәгә кирип, хәтни валийға тапшурди вә Павлусниму униң алдида һазир қилди.
On arriving at Caesarea, the troopers delivered the letter to the Governor, and brought Paul before him.
34 Валий хәтни оқуғандин кейин, Павлусниң қайси өлкидин екәнлигини сорап, униң Киликийәдин кәлгәнлигини билип,
As soon as Felix had read the letter, he enquired to what province Paul belonged, and, learning that he came from Cilicia, he said,
35 Униңға: — Үстүңдин әрз қилғучилар кәлгәндә ишлириңни толуқ аңлаймән, — деди вә уни Һерод ханниң ордисида нәзәрбәнд қилип қоюшни буйруди.
‘I will hear all you have to say as soon as your accusers have arrived.’ And he ordered Paul to be kept under guard in Herod’s Government house.

< Паалийәтлири 23 >