< Паалийәтлири 22 >
1 — Қериндашлар вә ата-бовилар! Әнди өзүмни ақлаш сөзлиримгә қулақ салғайсиләр, — деди.
2 Улар Павлусниң ибраний тилида сөзлигинини аңлап, техиму җим болушти. У сөзини давам қилди:
3 — Мән бир Йәһудий, Киликийәдики Тарсус шәһиридә туғулдум; лекин бу шәһәрдә беқип чоң қилиндим, Гамалийәлниң қол астида ата-бовилиримизға тапшурулған Тәврат қануниниң зир-зәвәрлирини қоймай үгинип тәлим-тәрбийә алдим. Мән силәрниң бүгүн болғиниңларға охшаш, Худа йолиға интайин қизғин едим.
4 Мән бу йолдикиләрни һәтта өлтүрүшкичә зиянкәшлик қилип, уларни әр-аял демәй тутқун қилип зинданға салдурдум.
5 Бу тоғрилиқ баш каһин вә алий кеңәшмидики барлиқ ақсақалларму маңа гувачидур. Мән улардин Дәмәшқтики [Йәһудий] қериндашларға йезилған хәтләрни тапшурувелип, шу йәрдә туруватқан бу [йолдикиләрни] җазалаш үчүн, уларни тутқун қилип Йерусалимға апиримән дәп йолға чиққан едим.
6 Әнди шундақ болдики, сәпәр қилип Дәмәшқкә йеқинлашқанда, чүшкә йеқин, туюқсиз асмандин күчлүк бир нур чүшүп, әтрапимни йорутувәтти.
7 Мән йәргә жиқилип кәттим, андин маңа: «Саул, Саул, Маңа немишкә зиянкәшлик қилисән?» дегән авазни аңлидим.
8 «И Рәб, сән кимсән?» дәп сорисам, У маңа: — «Мән сән зиянкәшлик қиливатқан Насарәтлик Әйсадурмән!» деди.
9 Мән билән биллә меңиватқанлар у нурни көргән болсиму, лекин маңа қилған сөзләрни чүшәнмиди.
10 Мән йәнә, «И Рәб, немә қилишим керәк?» дәп сорисам, Рәб маңа, «Орнуңдин тур, Дәмәшққә кир, шу йәрдә сән ада қилиш бекитилгән ишларниң һәммиси тоғрилиқ саңа ейтип берилиду!» деди.
11 Һелиқи нурниң җулалиғидин көзлирим көрмәс болуп қалди. Йенимдикиләр қолумдин йетәкләп, Дәмәшққә елип кирди.
12 У йәрдә Тәврат қануниға ихлас бағлиған, Дәмәшқтики барлиқ Йәһудийларниң һөрмитигә сазавәр болған Ананияс исимлиқ бир киши бар еди.
13 У келип, йенимда туруп: «Қериндаш Саул, бешиңни көтирип қара!» деди. Мән шуан бешимни көтирип қарап уни көрдум.
14 У маңа: «Ата-бовилиримизниң Худаси сени ирадисини билишиң, Һәққаний Болғучини көрүшүң вә униң ағзидин чиққан авазни аңлишиң үчүн аллиқачан таллиди.
15 Чүнки сән пүтүн инсанлар алдида көргән-аңлиғанлириңға Униң гувачиси болисән!
16 Шундақ екән, сән йәнә немигә һаял болисән? Орнуңдин туруп, Униң намиға нида қилип чөмүлдүрүлүп, гуналириңни юғузғин!» деди.
17 Шундақ болдики, Йерусалимға қайтип кәлгинимдин кейин, ибадәтханида дуа қиливатқинимда, бир ғайипанә көрүнүш мени орувалди
18 вә [Рәбниң] маңа: «Чапсан бол, Йерусалимдин дәрһал кәт. Чүнки улар сениң маңа қилған гувалиғиңни қобул қилмайду!» дәватқанлиғини көрдүм.
19 Мән, «И Рәб, улар мениң Саңа етиқат қилғанларни зинданға солап, һәр бир синагогларға кирип уларни урғанлиғимни билиду.
20 Сениң гувачиң болған Истипанниң қени төкүлгинидә, мәнму йенида туруп уни өлтүргәнләрниң қилмишлириға қошулуп, уларниң кийимлиригә қарап бәрдим!» — дедим.
21 Бирақ у маңа: «Кәткин! Сени жирақтики әлләргә әвәтимән!» — деди.
22 Павлус мошу сөзни дегичә халайиқ униңға қулақ селивататти. Лекин буни аңлап улар авазини көтирип: — Ундақ бир киши йәр йүзидин йоқитилсун! У тирик турушқа лайиқ әмәс! — дәп чуқан селишти.
23 Улар чирқиришип, чапан-йепинчилирини селип ташлап, топа-чаң соруватқанда,
24 миң беши Павлусни қәлъәгә елип кирип кетишкә әмир қиливиди, халайиқниң униңға немә үчүн бундақ чуқан салидиғанлиғини ениқлаш үчүн ләшкәрлиригә уни қамчилап сорақ қилишни буйруди.
25 Лекин улар Павлусни қамчилаш үчүн ғулачлитип бағлиғанда, у йенида турған йүз бешиға: — Бир Рим пухрасини җинайити бекитилмәйла қамчилишиңлар қанунға уйғунму? — деди.
26 Бу сөзни аңлиған йүз беши миң бешиниң алдиға берип: — Сиз немә иш қилай дәватисиз? Чүнки у киши Рим пухраси екән! — деди.
27 Миң беши Павлусниң алдиға берип, униңдин: — Маңа ейтқин, сән растинла Рим пухрасиму? — дәп сориди. — Раст, деди у.
28 — Мән наһайити жуқури баһада мошу пухралиққа егә болдум, — деди миң беши. Павлус: Амма мән туғулушумдинла шундақ! — деди.
29 Шуниң билән, уни сораққа тартмақчи болған ләшкәрләр дәрһал униңдин өзлирини чәткә алди. Миң бешиму униң Рим пухраси екәнлигини билип, уни бағлатқанлиғи түпәйлидин қорқуп кәтти.
30 Миң беши Йәһудийларниң Павлусниң үстидин қилған шикайитиниң һәқиқий сәвәвини билиш үчүн, әтиси уни йешип, баш каһинлар вә пүтүн алий кеңәшмидикиләрниң бир йәргә жиғилишини буйруди. Андин Павлусни елип келип, уларниң алдиға турғузди.