< Паалийәтлири 21 >
1 Андин биз улардин аҗрилип чиққандин кейин, кемә билән удул Қос арилиға қарап йол алдуқ. Әтиси, Родос арилиға, у йәрдин Патара шәһиригә бардуқ.
2 Патарада Фәникийә райониға баридиған бир кемини тепип, униңға олтирип йолға чиқтуқ.
3 Сипрус арили көрүнгәндин кейин, уни сол тәрипимиздә қалдуруп өтүп, Сурийәгә қарап меңип, Тур шәһиридә қуруқлуққа чиқтуқ. Чүнки кемә бу йәрдә жүк чүшүрмәкчи еди.
4 У йәрдә мухлисларни тепип, уларниң йенида йәттә күн турдуқ. Уларға Муқәддәс Роһниң вәһийиси келип, улар Павлусқа айиғиң Йерусалимға басмисун, дәп несиһәт қилди.
5 Бирақ биз у йәрдә туруш вақтимиз тошқанда, сәпиримизни давамлаштурдуқ. Уларниң һәммиси, җүмлидин хотун-балилири бизни шәһәрниң сиртиғичә узитип чиқти. Һәммимиз деңиз бойида тизлинип олтирип биллә дуа қилдуқ.
6 Қучағлишип хошлашқандин кейин, биз кемигә чиқтуқ, улар өйлиригә қайтишти.
7 Тур шәһиридин деңиз сәпиримизни давамлаштуруп, ахирида Питолимайс шәһиригә кәлдуқ. У йәрдики қериндашлар билән көрүшүп, уларниң йенида бир күн турдуқ.
8 Әтиси, у йәрдин айрилип, Қәйсәрийә шәһиригә кәлдуқ. Биз бурун [Йерусалимдики] «йәттә хизмәткар»дин бири болған, хуш хәвәрчи Филипниң өйигә берип қондуқ.
9 Бу кишиниң техи ятлиқ қилинмиған, бешарәт-вәһийләрни йәткүзидиған төрт қизи бар еди.
10 Биз у йәрдә бир нәччә күн турғандин кейин, Агабус исимлиқ бир пәйғәмбәр Йәһудийә өлкисидин чүшти.
11 Бу киши бизниң алдимизға келип, Павлусниң бәлвеғини қолиға елип, өзиниң пут-қолини бағлап: — Муқәддәс Роһ мундақ дәйду: — Йәһудийлар бу бәлвағниң егисини Йерусалимда мошундақ бағлап, ят әлликләрниң қолиға тапшуриду! — деди.
12 Буларни аңлап, һәм биз һәм шу йәрлик кишиләр билән бирликтә Павлустин Йерусалимға бармиғин дәп өтүндуқ.
13 Лекин Павлус җававән: — Силәр немишкә бунчивала жиғлап, жүригимни езисиләр? Мән Йерусалимда Рәб Әйсаниң нами үчүн тутқун болушла әмәс, шу йәрдә өлүшкиму тәйярмән, — деди.
14 Биз уни қайил қилалмай, ахирида сүкүт қилип: — Рәбниң ирадиси ада қилинсун! — дедуқ.
15 Бу күнләрдин кейин, жүк-тақимизни жиғиштуруп, Йерусалимға чиқип бардуқ.
16 Қәйсәрийәлик мухлислардин бир нәччиси биз билән сәпәрдаш болди; улар Минасон исимлиқ бир кишиниң өйидә қонимиз дәп уни биргә елип маңди; бу киши Сипруслуқ, қери мухлис еди.
17 Йерусалимға йәткәндә қериндашлар бизни хошаллиқ билән қарши алди.
18 Әтиси, Павлус биз билән биллә Яқупни көргили барди. Яқуп билән ақсақалларниң һәммиси у йәргә жиғилған еди.
19 Павлус улар билән саламлашқандин кейин, Худаниң өзиниң хизмити арқилиқ әлләр арисида қилған ишлирини бир-бирләп уларға тәпсилий ейтип бәрди.
20 Буларни аңлиғанда, улар Худаға мәдһийә оқуди, андин Павлусқа: — Көрүватисән, и қериндишим, Йәһудийлар ичидә қанчә миңлиған етиқат қилғучилар бар! Уларниң һәммиси Тәврат қануниға [әмәл қилишқа] интайин қизғин екән.
21 Улар сениң тоғраңда: «У әлләрниң арисида яшиған пүтүн Йәһудийларға Муса [пәйғәмбәргә] тапшурулғинидин йенишни, йәни балилирини хәтнә қилдурмаслиқни, Йәһудийларниң әнъәнилиригә риайә қилмаслиқни үгитиду» дәп аңлиди.
22 Әнди қандақ қилиш керәк? Чүнки халайиқ чоқум сениң бу йәргә кәлгәнлигиңни аңлап қалиду.
23 Шуңа бизниң дегинимиздәк қилғин: Аримизда қәсәм ичкән төрт адәм бар.
24 Сән уларни елип, улар билән бирликтә [Тәвраттики] тазилиниш қаидисидин өтүп, уларниң [қурбанлиқ] чиқимлирини өзүң көтәргин, андин улар чачлирини чүшүрәләйду. Буниң билән, һәммәйлән сән тоғрилиқ аңлиғанлириниң һәммисиниң раст әмәслигини вә сениң өзүң Тәвратқа тәртиви бойичә риайә қиливатлиғиңни билип йетиду.
25 Амма әлләрдин болған етиқатчиларға кәлсәк, биз уларға пәқәтла бутларға аталған нәрсиләрни йемәслик, қанни вә боғуп союлған һайванниң гөшиниму йейиштин вә җинсий бузуқлуқтин өзлирини сақлаш тоғрилиқ қараримизни өткәнки хәт арқилиқ уқтурдуқ.
26 Буниң билән, Павлус у кишиләрни елип, әтиси өзи улар билән биллә тазилиниш қаидисини өткүзүшти; андин у ибадәтханиға кирип, [каһинларға] өзлириниң паклиниш муддитиниң қачан тошудиғанлиғи, йәни һәр қайсиси үчүн қурбанлиқ қилинишниң қайси күни болидиғанлиғини уқтуруп қойди.
27 Йәттә күнлүк муддәт тошушқа аз қалғанда, Асия өлкисидин кәлгән бәзи Йәһудийлар Павлусни ибадәтханида көрүп, халайиқни қутритип, униңға қол селип:
28 — Әй Исраиллар, ярдәмдә болуңлар! Һәммә йәрдила, һәммә адәмгә хәлқимизгә, Тәврат қануниға вә ибадәтханиға қарши сөзләрни үгитиватқан адәм дәл шу. Униң үстигә, у йәнә Грекләрни ибадәтханимизға башлап кирип, бу муқәддәс җайни булғиди! — дәп чуқан көтәрди
29 (уларниң бундақ дейишиниң сәвәви, әслидә улар шәһәрдә Әфәсуслуқ Трофимусниң Павлус билән биллә болғанлиғини көргән еди вә Павлус уни ибадәтханиға башлап киргән, дәп ойлиған еди).
30 Шуниң билән, пүтүн шәһәр зил-зилигә кәлди. Халайиқ тәрәп-тәрәптин жүгүрүп келип, Павлусни тутуп, ибадәтханидин сөрәп елип чиқти. Ибадәтханиниң дәрвазилири дәрһал тақиветилди.
31 Бу топ адәм Павлусни [уруп] өлтүрүвәтмәкчи болуп турғанда, пүткүл Йерусалимни малиманчлиқ қаплап кәткәнлиги тоғрисидики бир хәвәр у йәрдә турушлуқ [Рим] қисминиң миң бешиға йәткүзүлди.
32 Миң беши дәрһал ләшкәр вә бир нәччә йүз бешини елип, топ-топ адәмләрни бастурушқа жүгүрүп кәлди. Миң беши вә әскәрләрни көргән халайиқ Павлусни уруштин тохтиди.
33 Миң беши алдиға өтүп, ләшкәрләрни Павлусни тутуп икки зәнҗир билән бағлашқа буйруди. Андин у: — Бу адәм ким? У немә гуна қилди? — дәп сориди.
34 Лекин [топилаңчиларниң] ичидә бәзиләр уни десә, бәзиләр буни дейишип вақиришатти. Малиманчилиқ түпәйлидин миң беши һәқиқий әһвални ениқлашқа амалсиз қелип, ахир Павлусни қәлъәгә елип кетишни буйруди.
35 Лекин Павлус қәлъәниң пәләмпийигә кәлгәндә, топилаңчилар техиму зораванлишип кәткәчкә, ләшкәрләр уни көтиришкә мәҗбур болди.
36 Чүнки уларниң кәйнидин топ-топ адәмләр әгишип меңип: — У йоқитилсун! — дәп вақиришатти.
37 Кәләгә әкирилишигә аз қалғанда, Павлус миң бешиға: — Сизгә бир еғиз сөз қилсам боламдикин? — дәп сориди. Миң беши: — Грекчә биләмсән?
38 Ундақта, илгири исян көтирип, «хәнҗәрчи қатиллар»дин төрт миң адәмни башлап чөлгә қечип кәткән һелиқи Мисирлиқ әмәсмусән? — дәп сориди.
39 Лекин Павлус: — Мән Йәһудий, Киликийә өлкисидики улуқ шәһәр Тарсусниң пухрасимән. Халайиққа бир нәччә еғиз сөз қилишимға иҗазәт қилишиңизни өтүнимән, — деди.
40 [Миң беши] иҗазәт беривиди, Павлус пәләмпәйдә туруп, халайиққа қол ишарити қилди. Қаттиқ җим-җитлиқ басқанда, у ибраний тилида сөзләшкә башлап: —