< Паалийәтлири 2 >
1 Әнди «орма һейт» күниниң вақти-саити тошқанда, буларниң һәммиси Йерусалимда бир йәргә җәм болған еди.
2 Асмандин туюқсиз күчлүк шамал соққандәк бир аваз аңлинип, улар олтириватқан өйни бир алди.
3 От ялқунидәк тиллар уларға көрүнүп, уларниң һәр бириниң үстигә тарқилип қонди.
4 Уларниң һәммиси Муқәддәс Роһқа толдурулуп, Роһ уларға сөз ата қилиши билән улар намәлум тилларда сөзлигили турди.
5 У чағда, асман астидики барлиқ әлләрдин кәлгән нурғун ихласмән Йәһудий әрләрму Йерусалимда туруватқан еди.
6 Әнди [етиқатчиларниң] бу авази аңлинип, топ-топ адәмләр шу йәргә җәм болушти һәмдә [етиқатчиларниң] өзлири турушлуқ җайдики тилларда сөзлишиватқанлиғини аңлап, теңирқап қелишти.
7 Улар һәйран болуп тәәҗҗүплинип: — Қараңлар, сөзлишиватқанларниң һәммиси Галилийәликләрғу?
8 Қандақларчә уларниң бизниң ана жутимиздики тиллиримизда сөзлишиватқанлиғини аңлаватқандимиз?
9 Аримизда Партиялар, Медиалар, Еламлар, шундақла Месопотамийә, Йәһудийә, Кападокия, Понтус, Асия,
10 Фригийә һәм Памфилийә, Мисир, Ливийәниң Куринигә йеқин җайлиридин кәлгәнләр, шуниңдәк мошу йәрдә мусапир болуп туруватқан Рим шәһиридин кәлгәнләр — Йәһудийлар болсун, Тәврат етиқатиға киргәнләр болсун, Кретлар вә Әрәбләр болсун, һәммимиз уларниң Худаниң қилған улуқ әмәллирини бизниң ана тиллиримизда сөзләватқанлиғини аңлаватимиз! — дейишти.
11
12 Улар һаң-таң қелип алақзадилик билән бир-биригә: — Бу зади қандақ ишту? — дейишти.
13 Амма бәзиләр: — Булар йеңи шарап билән убданла мәс болуп қапту! — дәп мәсқирә қилишти.
14 Амма Петрус қалған он бирәйлән билән орнидин туруп, авазини көтирип көпчиликкә мундақ деди: — Әй Йәһудийәдикиләр вә Йерусалимда барлиқ туруватқанлар! Бу иш силәргә мәлум болғайки, сөзлиримгә қулақ селиңлар!
15 Булар силәр ойлиғандәк мәс әмәс, чүнки һазир пәқәт әтигән саат тоққуз болди.
16 Әмәлийәттә бу дәл Йоел пәйғәмбәр арқилиқ алдин-ала ейтилған шу иштур:
17 — «Худа мундақ деди: «Мән ахирқи күнләрдә Өз Роһумни барлиқ әт егилири үстигә қуйимән; Силәрниң оғул-қизлириңлар вәһийлик бешарәт йәткүзиду, Силәрниң жигитлириңлар ғайипанә аламәт көрүнүшләрни көриду; Силәрниң қерилириңлар аламәт чүшләрни көриду;
18 Бәрһәқ, шу күнләрдә қуллирим үстигиму, дедәклирим үстигиму Роһумни қуйимән, улар бешарәт йәткүзиду.
19 Мән жуқурида асманларда карамәт ишлар, төвәндә, зиминда мөҗизилик аламәтләрни, Қан, от, ис-түтәк түврүклирини көрситимән.
20 Рәбниң улуқ һәм карамәт-шәрәплик күни болмиғичә, Қуяш қараңғулуққа, Ай қанға айландурулиду.
21 Һәм шу чағда шундақ әмәлгә ашурулидуки, Рәбниң намини чақирип нида қилғанларниң һәммиси қутқузулиду».
22 Әй Исраиллар, мошу сөзләрни аңлаңлар. Насарәтлик Әйса болса, Худа араңларда у арқилиқ көрсәткән қудрәтлик әмәлләр, карамәтләр вә мөҗизилик аламәтләр билән силәргә тәстиқлиған бир зат — бу ишлар һәммиңларға мәлум —
23 у киши Худаниң бекиткән мәхсити вә алдин-ала билиши бойичә сатқунлуққа учрап тутуп берилгәндин кейин, силәр уни Тәврат қанунисиз жүргән адәмләрниң қоли арқилиқ крестләп өлтүргүздүңлар.
24 Лекин Худа уни өлүмниң азапларниң илкидин азат қилип қайта тирилдүрди. Чүнки өлүмниң уни тутқун қилиши һәргиз мүмкин әмәс.
25 Давут [Зәбурда] у тоғрилиқ мундақ алдин-ала ейтқан: «Мән Пәрвәрдигарни һәрдайим көз алдимда көрүп келиватимән; У оң йенимда болғачқа, Мән һәргиз тәврәнмәймән.
26 Шуңа мениң қәлбим хошалланди, Мениң тилим шатлинип яйриди; Мениң теним үмүт-арзу ичидә туриду;
27 Чүнки Сән җенимни тәһтисарада қалдурмайсән, Шундақла Сениң Муқәддәс Болғучуңға чиришләрни көргүзмәйсән. (Hadēs )
28 Сән маңа һаят йоллирини көрсәткәнсән; Һозуруң билән мени шат-хурамлиққа толуп ташқузисән».
29 Қериндашлар, мән атимиз [падиша] Давут тоғрилиқ һеч иккиләнмәй шуни ейтимәнки, у өлди вә униң қәбри бүгүнки күнгичә аримизда бар.
30 Әнди у пәйғәмбәр болуп, Худаниң униң тәхтигә олтиришқа өз пуштидин бирәйләнни турғузушқа қәсәм билән вәдә бәргәнлигини биләтти.
31 У Мәсиһниң [өлгәндин кейин] тирилдүрүлидиғинини алдин-ала көрүп йәткән вә бу мунасивәт билән Мәсиһниң тәһтисарада қалдурулмайдиғинини вә тениниң чиримәйдиғинини тилға алған. (Hadēs )
32 Худа дәл бу Әйсани өлүмдин тирилдүрди, вә һәммимиз бу ишниң гувачилиримиз.
33 У Худаниң оң йенида шан-шәрәп ичидә олтарғузулуп, шундақла Ата вәдә қилған Муқәддәс Роһни қобул қилип, һазир көрүватқан һәм аңлаватқанлириңларни төкүп [бизләргә] чүшүрди.
34 Чүнки Давут өзи әршкә чиққан әмәс; лекин у муну сәзләрни [Зәбурда] ейтқан: — «Пәрвәрдигар мениң Рәббимгә ейттики: — «Мән сениң дүшмәнлириңни тәхтипәриң қилмиғичә, Мениң оң йенимда олтарғин!»».
35
36 Шуниң үчүн, пүткүл Исраил җәмәтидикиләр шуни қәтъий билсунки, Худа силәр крестлигән дәл ушбу Әйсани һәм Рәб һәм Мәсиһ қилип тиклиди!».
37 Бу сөзләр аңлиғанларниң жүригигә санҗилғандәк қаттиқ тәккән болуп улар Петрус вә башқа расуллардин: — И қериндашлар, ундақта биз немә қилишимиз керәк? — дәп сорашти.
38 Петрус уларға: — Товва қилиңлар, һәр бириңлар Әйса Мәсиһниң намида гуналириңларниң кәчүрүм қилиниши үчүн чөмүлдүрүшни қобул қилиңлар вә шундақ қилсаңлар Худаниң илтипати болған Муқәддәс Роһ силәргә ата қилиниду.
39 Чүнки бу вәдә силәргә вә силәрниң балилириңларға, жирақта туруватқанларниң һәммисигә, йәни Пәрвәрдигар Худайимиз өзигә чақирғанларниң һәммисигә ата қилиниду.
40 Петрус йәнә нурғун башқа сөзләр билән уларни агаһландуруп уларға: — Силәр өзүңларни бу иплас дәвирдин қутқузуңлар! — дәп җекилиди.
41 Шуниң билән униң сөзини қобул қилғанлар чөмүлдүрүлүшти. Шу күни [җамаәткә] қошулғанлар үч миңчә киши еди.
42 Улар өзлирини изчил һалда расулларниң тәлимигә, [етиқатчиларниң] бирлик-һәмдәмлигигә, нанни уштушқа вә дуаларға беғишлиди.
43 Вә қорқунуч уларниң һәр бириниң үстигә чүшти вә расулларниң вастиси билән нурғун карамәтләр вә мөҗизилик аламәтләр йүз бәрди.
44 Пүтүн етиқатчилар давамлиқ җәм болуп биллә яшап, барлиғини ортақ тутушти.
45 Улар мал-мүлүклирини сетип, пулини һәр кимниң еһтияҗиға қарап һәммисигә тәқсим қилишатти.
46 Улар һәр күни ибадәтхана һойлисиға бир нийәттә җәм болушатти, өй-өйләрдә хошал-хурамлиқ вә ақ көңүллүк билән ортақ ғизалинишип, нанни уштуп йейишип,
47 Худаға мәдһийә оқушатти; улар пүткүл халайиқниң иззитигә сазавәр болди. Рәб һәр күни қутқузулуватқанларни җамаәткә қошатти.