< Паалийәтлири 19 >
1 Аполлос Коринт шәһиридики вақтида, Павлус сәпәр қилип, ички қуруқлуқ арқилиқ Әфәсус шәһиригә кәлди. У йәрдә бәзи мухлислар билән учришип,
Ἐγένετο δὲ ἐν τῷ, τὸν Ἀπολλῶ εἶναι ἐν Κορίνθῳ, Παῦλον διελθόντα τὰ ἀνωτερικὰ μέρη, κατελθεῖν εἰς Ἔφεσον καὶ εὑρεῖν τινας μαθητάς,
2 улардин: — Силәр етиқат қилғиниңларда, Муқәддәс Роһ силәргә ата қилинғанму? — дәп сориди. — Яқ, биз һәтта Муқәддәс Роһ бар дегәнни зади аңлимаптикәнмиз, — дәп җавап бәрди улар.
εἶπέν τε πρὸς αὐτούς, “Εἰ ˚Πνεῦμα Ἅγιον ἐλάβετε, πιστεύσαντες;” Οἱ δὲ πρὸς αὐτόν, “Ἀλλʼ οὐδʼ εἰ ˚Πνεῦμα Ἅγιον ἔστιν ἠκούσαμεν.”
3 Павлус йәнә: — Ундақта, силәр қандақ чөмүлдүрүлүштә чөмүлдүрүлгәнсиләр? — дәп сориди. — Биз Йәһя [пәйғәмбәр] йәткүзгән чөмүлдүрүлүшни қобул қилдуқ, — деди улар.
Εἶπέν τε, “Εἰς τί οὖν ἐβαπτίσθητε;” Οἱ δὲ εἶπαν, “Εἰς τὸ Ἰωάννου βάπτισμα.”
4 Павлус: — Йәһя [пәйғәмбәр] хәлиққә йәткүзгән чөмүлдүлүрүш болса гуналарға товва қилишни билдүридиған чөмүлдүрүлүш болуп, уларға өзидин кейин кәлгүчигә, йәни Әйсаға етиқат қилиш керәклигини тапилиған еди, — деди.
Εἶπεν δὲ Παῦλος, “Ἰωάννης ἐβάπτισεν βάπτισμα μετανοίας, τῷ λαῷ λέγων εἰς τὸν ἐρχόμενον μετʼ αὐτὸν ἵνα πιστεύσωσιν τοῦτʼ ἔστιν εἰς τὸν ˚Ἰησοῦν.”
5 Улар буни аңлап, Рәб Әйсаниң намида чөмүлдүрүлүшни қобул қилди.
Ἀκούσαντες δὲ, ἐβαπτίσθησαν εἰς τὸ ὄνομα τοῦ ˚Κυρίου ˚Ἰησοῦ.
6 Павлус қолини уларниң үстигә тәккүзүп туруши билән, Муқәддәс Роһ уларға чүшти. Буниң билән улар намәлум тилларда сөзләшкә һәм пәйғәмбәрләрчә вәһий-бешарәтләрни йәткүзүшкә башлиди.
Καὶ ἐπιθέντος αὐτοῖς τοῦ Παύλου χεῖρας, ἦλθε τὸ ˚Πνεῦμα τὸ Ἅγιον ἐπʼ αὐτούς, ἐλάλουν τε γλώσσαις καὶ ἐπροφήτευον.
7 Улар тәхминән он икки әркәк киши еди.
Ἦσαν δὲ οἱ πάντες ἄνδρες ὡσεὶ δώδεκα.
8 Павлус үч ай давамида [Әфәсус шәһиридики] синагогқа кирип, жүрәклик билән сөз қилип, улар билән Худаниң падишалиғидики ишлар тоғрисида муназирилишип қайил қилишқа тиришти.
Εἰσελθὼν δὲ εἰς τὴν συναγωγὴν, ἐπαρρησιάζετο ἐπὶ μῆνας τρεῖς, διαλεγόμενος καὶ πείθων περὶ τῆς Βασιλείας τοῦ ˚Θεοῦ.
9 Лекин бәзилири җаһиллиқ қилип ишинишни рәт қилип, халайиқ алдида [Рәбниң] йолиға һақарәт кәлтүргәндә, Павлус улардин чиқип, мухлисларниму айрип чиқти. У һәр күни Тираннус исимлиқ адәмниң лексийиханисида муназирә-музакирә өткүзди.
Ὡς δέ τινες ἐσκληρύνοντο καὶ ἠπείθουν, κακολογοῦντες τὴν ὁδὸν ἐνώπιον τοῦ πλήθους, ἀποστὰς ἀπʼ αὐτῶν ἀφώρισεν τοὺς μαθητάς, καθʼ ἡμέραν διαλεγόμενος ἐν τῇ σχολῇ Τυράννου.
10 Бу иш икки жил давамлашти. Нәтиҗидә, Асия өлкисидики пүтүн хәлиқ, Йәһудийлар болсун, Грекләр болсун һәммәйлән Рәбниң сөз-каламини аңлиди.
Τοῦτο δὲ ἐγένετο ἐπὶ ἔτη δύο, ὥστε πάντας τοὺς κατοικοῦντας τὴν Ἀσίαν ἀκοῦσαι τὸν λόγον τοῦ ˚Κυρίου, Ἰουδαίους τε καὶ Ἕλληνας.
11 Худа Павлусниң қоллири арқилиқ карамәт мөҗизиләрни яратти.
Δυνάμεις τε οὐ τὰς τυχούσας, ὁ ˚Θεὸς ἐποίει διὰ τῶν χειρῶν Παύλου,
12 Кишиләр һәтта қол яғлиқ вә пәртуқларни Павлусниң тенигә тәккүзүп, андин кесәлләрниң йениға апирип, уларниң үстигә япатти. Нәтиҗидә, кесәлләр сақийип, яман роһлар улардин чиқип кетәтти.
ὥστε καὶ ἐπὶ τοὺς ἀσθενοῦντας ἀποφέρεσθαι ἀπὸ τοῦ χρωτὸς αὐτοῦ σουδάρια ἢ σιμικίνθια, καὶ ἀπαλλάσσεσθαι ἀπʼ αὐτῶν τὰς νόσους, τά τε πνεύματα τὰ πονηρὰ ἐκπορεύεσθαι.
13 Лекин шу әтрапта жүридиған, «җинкәш» Йәһудийларин бәзилириму Рәб Әйсаниң намини ишлитип баққуси келип, җин чаплашқанлар үстидә туруп җинларға: «Павлус җакалаватқан Әйсаниң намидин саңа қаттиқ буйруқ беримән!» дәйдиған болди.
Ἐπεχείρησαν δέ τινες καὶ τῶν περιερχομένων Ἰουδαίων ἐξορκιστῶν ὀνομάζειν ἐπὶ τοὺς ἔχοντας τὰ πνεύματα τὰ πονηρὰ τὸ ὄνομα τοῦ ˚Κυρίου ˚Ἰησοῦ λέγοντες, “Ὁρκίζω ὑμᾶς, τὸν ˚Ἰησοῦν, ὃν Παῦλος κηρύσσει.”
14 Бу ишни қилидиғанларниң арисида Скева исимлиқ бир Йәһудий баш каһинниң йәттә оғлиму бар еди.
Ἦσαν δέ τινος Σκευᾶ Ἰουδαίου ἀρχιερέως ἑπτὰ υἱοὶ τοῦτο ποιοῦντες.
15 Лекин [улар қоғливәтмәкчи болған] яман Роһ уларға җававән: — Әйсани тонуймән, Павлустин хәвирим бар, бирақ өзүңлар ким болисиләр?! — девиди,
Ἀποκριθὲν δὲ τὸ πνεῦμα τὸ πονηρὸν εἶπεν αὐτοῖς, “Τὸν ˚Ἰησοῦν γινώσκω, καὶ τὸν Παῦλον ἐπίσταμαι, ὑμεῖς δὲ τίνες ἐστέ;”
16 яман Роһ чаплишивалған киши уларға етилип чиқип, уларни уруп шама қилип, уларниң үстидин ғалип кәлди. Улар ялаңач вә яриланған һалда өйдин қечип чиқип кәтти.
Καὶ ἐφαλόμενος ὁ ἄνθρωπος ἐπʼ αὐτοὺς, ἐν ᾧ ἦν τὸ πνεῦμα τὸ πονηρὸν, κατακυριεύσας ἀμφοτέρων, ἴσχυσεν κατʼ αὐτῶν, ὥστε γυμνοὺς καὶ τετραυματισμένους ἐκφυγεῖν ἐκ τοῦ οἴκου ἐκείνου.
17 Бу иш Әфәсус шәһиридә туруватқан барлиқ Йәһудийлар вә Грекләргиму мәлум болуп, қорқунуч һәммисини басти вә Рәб Әйсаниң нами улуқланди.
Τοῦτο δὲ ἐγένετο γνωστὸν πᾶσιν, Ἰουδαίοις τε καὶ Ἕλλησιν, τοῖς κατοικοῦσιν τὴν Ἔφεσον, καὶ ἐπέπεσεν φόβος ἐπὶ πάντας αὐτούς, καὶ ἐμεγαλύνετο τὸ ὄνομα τοῦ ˚Κυρίου ˚Ἰησοῦ.
18 Нәтиҗидә, нурғун етиқатчилар бурунқи қилғанлирини иқрар қилип, алдиға чиқти.
Πολλοί τε τῶν πεπιστευκότων, ἤρχοντο ἐξομολογούμενοι καὶ ἀναγγέλλοντες τὰς πράξεις αὐτῶν.
19 Сеһиргәрлик қилғанлардин нурғун адәмләр өзлириниң сеһиргәрлик китап-палнамилирини әкелип [бир йәргә догилап], көпчиликниң алдида көйдүрүшти. Бу китапларниң қиммити җәмий әллик миң күмүч тәңгигә йетәтти.
Ἱκανοὶ δὲ τῶν τὰ περίεργα πραξάντων, συνενέγκαντες τὰς βίβλους, κατέκαιον ἐνώπιον πάντων. Καὶ συνεψήφισαν τὰς τιμὰς αὐτῶν, καὶ εὗρον ἀργυρίου μυριάδας πέντε.
20 Шундақ қилип, Рәбниң сөз-калами күчгә егә болуп, бәрқ уруп үстүнлүккә өтти.
Οὕτως κατὰ κράτος τοῦ ˚Κυρίου ὁ λόγος ηὔξανεν καὶ ἴσχυεν.
21 Бу ишлар йүз бәргәндин кейин, Павлус көңлидә, Македонийә вә Ахая өлкисидин өтүп Йерусалимға беришқа нийәт бағлиди. У: — У йәргә барғандин кейин, Рим шәһирини көрүп келишим керәк, — деди.
Ὡς δὲ ἐπληρώθη ταῦτα, ἔθετο ὁ Παῦλος ἐν τῷ ˚Πνεύματι, διελθὼν τὴν Μακεδονίαν καὶ Ἀχαΐαν, πορεύεσθαι εἰς Ἱεροσόλυμα εἰπὼν, ὅτι “Μετὰ τὸ γενέσθαι με ἐκεῖ, δεῖ με καὶ Ῥώμην ἰδεῖν.”
22 Шуниң билән, у өзигә ярдәмдә болуватқанлардин Тимотий билән Ерастус иккиләнни Македонийәгә әвәтиветип, өзи йәнә бир мәзгил Асия өлкисидә турди.
Ἀποστείλας δὲ εἰς τὴν Μακεδονίαν, δύο τῶν διακονούντων αὐτῷ, Τιμόθεον καὶ Ἔραστον, αὐτὸς ἐπέσχεν χρόνον εἰς τὴν Ἀσίαν.
23 Дәл шу чағда, [Әфәсус шәһиридә] [Рәбниң] йоли тоғрилиқ еғир малимачилиқ көтирилди.
Ἐγένετο δὲ κατὰ τὸν καιρὸν ἐκεῖνον, τάραχος οὐκ ὀλίγος περὶ τῆς ὁδοῦ.
24 Аял илаһ Артемисни сүрәтләп күмүч тәкчә-һәйкәлләрни ясиғучи Димитрий исимлиқ бир зәргәр бар еди. Униң бу иши һүнәрвәнләргә көп пайда тапқузатти.
Δημήτριος γάρ τις ὀνόματι ἀργυροκόπος, ποιῶν ναοὺς ἀργυροῦς Ἀρτέμιδος, παρείχετο τοῖς τεχνίταις οὐκ ὀλίγην ἐργασίαν,
25 Димитрий һүнәрвәнләрни вә шуниңға охшаш ишлар билән шуғуллиниватқан башқа устиларни жиғип, уларға: — Бурадәрләр, бизниң гүллинишимизниң бу иш билән бағлиқ екәнлигини билисиләр;
οὓς συναθροίσας καὶ τοὺς περὶ τὰ τοιαῦτα ἐργάτας, εἶπεν, “Ἄνδρες, ἐπίστασθε ὅτι ἐκ ταύτης τῆς ἐργασίας ἡ εὐπορία ἡμῖν ἐστιν.
26 һазир һелиқи Павлусниң немә ишларни қилип жүргәнлигини аңлиған һәм көргән болушуңлар керәк. У: «Қол билән ясивалған нәрсиләр илаһлар әмәс» дейиш билән, пәқәт Әфәсуста әмәс, бәлки пүткүл Асия өлкисидә дегидәк нурғунлиған кишиләрни қайил қилип, аздуруп бураватиду.
Καὶ θεωρεῖτε καὶ ἀκούετε ὅτι οὐ μόνον Ἐφέσου, ἀλλὰ σχεδὸν πάσης τῆς Ἀσίας, ὁ Παῦλος οὗτος πείσας, μετέστησεν ἱκανὸν ὄχλον, λέγων ὅτι οὐκ εἰσὶν θεοὶ, οἱ διὰ χειρῶν γινόμενοι.
27 Әнди һазир бизниң бу содимизға бәтнам чаплаш хәвпи болупла қалмай, бәлки бүйүк аял илаһ Артемисниң бутханисиму әрзимәс дәп қарилип, һәтта Асия өлкиси вә пүткүл җаһан ибадәт қилидиған [бу аял илаһимизниң] шан-шәривиму йоқилиш хәвпигә дуч келиватиду! — деди.
Οὐ μόνον δὲ τοῦτο κινδυνεύει ἡμῖν, τὸ μέρος εἰς ἀπελεγμὸν ἐλθεῖν, ἀλλὰ καὶ τὸ τῆς μεγάλης θεᾶς Ἀρτέμιδος ἱερὸν, εἰς οὐθὲν λογισθῆναι, μέλλειν τε καὶ καθαιρεῖσθαι τῆς μεγαλειότητος αὐτῆς, ἣν ὅλη ἡ Ἀσία καὶ ἡ οἰκουμένη σέβεται.”
28 Бу сөзләрни аңлиған көпчилик ғәзәпкә чөмүп, қайта-қайта: — Әфәсуслуқларниң Артемисимиз бүйүктур! — дәп чуқан көтиришкә башлиди.
Ἀκούσαντες δὲ, καὶ γενόμενοι πλήρεις θυμοῦ, ἔκραζον λέγοντες, “Μεγάλη ἡ Ἄρτεμις Ἐφεσίων.”
29 Буниң билән пүткүл шәһәр малиматаң болуп кәтти. Халайиқ Павлусниң сәпәрдашлиридин Македонийәлик Гаюс вә Аристархусларни тутуп сөрәп, серк мәйданиға тәңла йопурулуп маңди.
Καὶ ἐπλήσθη ἡ πόλις τῆς συγχύσεως, ὥρμησάν τε ὁμοθυμαδὸν εἰς τὸ θέατρον, συναρπάσαντες Γάϊον καὶ Ἀρίσταρχον Μακεδόνας, συνεκδήμους Παύλου.
30 Павлус халайиқ арисиға кирмәкчи болған еди, лекин мухлислар униң киришигә йол қоймиди.
Παύλου δὲ βουλομένου εἰσελθεῖν εἰς τὸν δῆμον, οὐκ εἴων αὐτὸν οἱ μαθηταί.
31 Һәтта Павлусниң достлири болған өлкә әмәлдарлиридин безилириму униңға хәвәр йәткүзүп, уни серк мәйданиға беришқа тәвәккүл қилмаслиққа җекилиди.
Τινὲς δὲ καὶ τῶν Ἀσιαρχῶν, ὄντες αὐτῷ φίλοι, πέμψαντες πρὸς αὐτὸν, παρεκάλουν μὴ δοῦναι ἑαυτὸν εἰς τὸ θέατρον.
32 Әнди бәзиләр буни дәп вақириса, бәзиләр уни дәп вақиришип, пүтүн сорун вараң-чуруңға толди; кишиләрниң көпинчиси өзлириниң немигә жиғилғанлиғиниму билмәйтти.
Ἄλλοι μὲν οὖν ἄλλο τι ἔκραζον, ἦν γὰρ ἡ ἐκκλησία συγκεχυμένη, καὶ οἱ πλείους οὐκ ᾔδεισαν τίνος ἕνεκα συνεληλύθεισαν.
33 Йәһудийлар Искәндәр исимлиқ адәмни алдиға иштирип чиқиривиди, көпчилик уни алдиға турғузди. Искәндәр көпчиликкә қол ишарити қилип, [Йәһудийларни] ақлимақчи болди.
Ἐκ δὲ τοῦ ὄχλου συνεβίβασαν Ἀλέξανδρον, προβαλόντων αὐτὸν τῶν Ἰουδαίων. Ὁ δὲ Ἀλέξανδρος κατασείσας τὴν χεῖρα, ἤθελεν ἀπολογεῖσθαι τῷ δήμῳ.
34 Бирақ көпчилик униң Йәһудий екәнлигини билип қелип, һәммиси тәңла: — Әфәсуслуқларниң Артемисимиз бүйүктур! — дәп икки саатчә чуқан көтирип турушти.
Ἐπιγνόντες δὲ ὅτι Ἰουδαῖός ἐστιν, φωνὴ ἐγένετο μία ἐκ πάντων, ὡς ἐπὶ ὥρας δύο κραζόντων, “Μεγάλη ἡ Ἄρτεμις Ἐφεσίων!”
35 Ахирда, шәһәрниң баш мирзиси халайиқни тиничландуруп мундақ деди: — Әй Әфәсуслуқлар! Биз Әфәсуслуқларниң шәһириниң бүйүк Артемисниң бутханисиниң вә униң асмандин чүшкән сүритиниң қоғдиғучиси екәнлигини билмәйдиған ким бар!
Καταστείλας δὲ ὁ γραμματεὺς τὸν ὄχλον φησίν, “Ἄνδρες, Ἐφέσιοι, τίς γάρ ἐστιν ἀνθρώπων, ὃς οὐ γινώσκει τὴν Ἐφεσίων πόλιν νεωκόρον οὖσαν τῆς μεγάλης Ἀρτέμιδος καὶ τοῦ διοπετοῦς;
36 Бу ишларни инкар қилалмиған екән, өзүңларни бесивелишиңлар, башбаштақлиқ қилмаслиғиңлар керәк.
Ἀναντιρρήτων οὖν ὄντων τούτων, δέον ἐστὶν ὑμᾶς κατεσταλμένους ὑπάρχειν, καὶ μηδὲν προπετὲς πράσσειν.
37 Чүнки силәр бу кишиләрни бу йәргә [сораққа тартишқа] елип кәлдиңлар; лекин улар я бутханиларни булғучилар я бизниң аял илаһимизға күпүрлүк қилғучилардин әмәс.
Ἠγάγετε γὰρ τοὺς ἄνδρας τούτους, οὔτε ἱεροσύλους οὔτε βλασφημοῦντας τὴν θεὸν ἡμῶν.
38 Әгәр Димитрий вә униңға қошулған һүнәрвәнләрниң мәлум бир кишиниң үстидин шикайити болса, сорақханилар очуқ турмақта вә сорақчи валийларму бар. Улар шу йәрләрдә бир-бири билән дәвалашсун;
Εἰ μὲν οὖν Δημήτριος καὶ οἱ σὺν αὐτῷ τεχνῖται ἔχουσιν πρός τινα λόγον, ἀγοραῖοι ἄγονται καὶ ἀνθύπατοί εἰσιν, ἐγκαλείτωσαν ἀλλήλοις.
39 вә башқа бирәр мәсилилириңлар болса, рәсмий сорунда бир тәрәп қилиниши лазим.
Εἰ δέ τι περὶ ἑτέρων ἐπιζητεῖτε, ἐν τῇ ἐννόμῳ ἐκκλησίᾳ ἐπιλυθήσεται.
40 Биз әнди йәнә бүгүнки вақиәни топилаң дәп әрз қилиниш хәвпидә туруватимиз; чүнки бу малиманчлиқниң һеч сәвәви көрситилмигәчкә, һесавиниму берәлмәймиз-дә!
Καὶ γὰρ κινδυνεύομεν ἐγκαλεῖσθαι στάσεως περὶ τῆς σήμερον, μηδενὸς αἰτίου ὑπάρχοντος, περὶ οὗ οὐ δυνησόμεθα ἀποδοῦναι λόγον περὶ τῆς συστροφῆς ταύτης.”
41 Бу сөзләрни қилип болуп, у жиғилған халайиқни тарқитивәтти.
Καὶ ταῦτα εἰπὼν, ἀπέλυσεν τὴν ἐκκλησίαν.