< Паалийәтлири 18 >
1 Бу ишлардин кейин, Павлус Афина шәһиридин айрилип Коринт шәһиригә барди.
2 У у йәрдә Понтус өлкисидә туғулған Аквила исимлиқ бир Йәһудий билән униң аяли Прискиллани учратти. Улар [Рим] [императори] Клавдиюсниң барлиқ Йәһудийлар Рим шәһиридин чиқип кетиши керәк, дегән ярлиғи сәвәплик йеқинда Италийәдин кәлгән еди. Павлус улар билән тонушуп,
3 улар билән кәсипдаш болғачқа, биллә туруп ишлиди (чүнки улар чедирчилиқ билән шуғуллинатти).
4 Һәр бир шабат күнидә у Йәһудийларниң синагогиға кирип, Йәһудийлар вә греклар билән муназирилишип уларни [Худаниң сөз-каламиға] қайил қилишқа тиришатти.
5 Бирақ Силас билән Тимотий Македонийәдин кәлгәндин кейин, Павлус сөз-каламни йәткүзүшкә алдириди, җан көйдүрүп Йәһудийларға: — Әйса — Мәсиһниң Өзидур, дәп гувалиқ бәрди.
6 Лекин, улар униңға қарши чиқип уни һақарәтлиди. Буниң билән Павлус пешини қеқип, уларға: — Өз қениңлар өз бешиңларға чүшсун! Мән буниңға җавапкар әмәсмән! Бүгүндин башлап, мән [силәрдин бурулуп] ят әлликләргә баримән, — деди.
7 Буниң билән Павлус улардин айрилип, Титиюс Юстус исимлиқ, Худадин қорқидиған бир кишиниң өйигә берип турди. Униң өйи синагогниң йенида еди.
8 Әнди синагогниң чоңи Криспус пүтүн аилисидикиләр билән Рәбгә етиқат қилди. Нурғун Коринтлиқларму бу хәвәрни аңлап, етиқат қилип чөмүлдүрүшни қобул қилди.
9 Рәб кечидә Павлусқа бир ғайипанә көрүнүш арқилиқ вәһий йәткүзүп униңға: — Қорқма, сүкүт қилмай сөзлә,
10 чүнки Мән сән билән биллә. Һеч ким саңа қол селип зәрәр йәткүзмәйду, чүнки Мениң бу шәһәрдә нурғун кишилирим бар, — деди.
11 Шуниң билән Павлус у йәрдә бир жил алтә ай туруп, у йәрдики кишиләр арисида Худаниң сөз-каламини үгәтти.
12 Амма Галлийо Ахая өлкисиниң валийси болған вақтида, Йәһудийлар бирлишип Павлусни тутуп Галлийониң «сорақ тәхти»ниң алдиға апирип, униң үстидин: Бу адәм кишиләрни қанунға хилап һалда Худаға ибадәт қилишқа қайил қиливатиду! — дәп шикайәт қилди.
13
14 Павлус ағзини ачай дәп турушиға, валий Галлийо Йәһудийларға: — Дәрвәқә, и Йәһудийлар, бу шикайитиңлар бирәр наһәқлиқ яки еғир җинайәт тоғрисида болған болса, сәвирчанлиқ билән силәргә қулақ салсам орунлуқ болатти.
15 Бирақ бу иш [пәқәт] бәзи нам-исимлар, сөзләр вә өзүңларниң [Тәврат] қануниңлар үстидә талаш-тартишларға четишлиқ екән, уни өзүңлар бир тәрәп қилиңлар! Мән бундақ ишларға сорақчи болмаймән! — деди.
16 Шуниң билән у уларни сорақ тәхти алдидин һайдап чиқарди.
17 Халайиқ синагогниң чоңи Состенисни тутувелип, сорақ тәхтиниң алдида қаттиқ урғили турди. Бирақ [валий] Галлийо бу ишларниң һеч қайсисиға қилчә писәнт қилмиди.
18 Павлус Коринт шәһиридә йәнә көп күнләрни өткүзгәндин кейин, қериндашлар билән хошлишип, Прискилла вә Аквилаларниң һәмраһлиғида кемигә олтирип, Сурийәгә қарап кәтти. [Йолға чиқиштин илгири] у Кәнқрия шәһиридә Худаға ичкән бир қәсимидин чачлирини чүшүрүвәткән еди.
19 Улар Әфәсус шәһиригә барғандин кейин, у Прискилла вә Аквилани қалдуруп қоюп өзи [шу йәрдики] синагогқа кирип, Йәһудийлар билән муназириләшти.
20 Улар уни узунрақ турушқа тәләп қиливиди, у қошулмай,
21 «Мән қандақла болмисун келәр һейтни Йерусалимда өткүзимән; андин Худа буйруса, силәрниң йениңларға йәнә келимән», — дәп улар билән хошлишип, Әфәсустин кемә билән йолға чиқти.
22 У Қәйсәрийә шәһиридә кемидин чүшүп, [Йерусалимға] чиқип җамаәт билән һал сорашқандин кейин, Антакя шәһиригә чүшүп кәтти.
23 Антакяда бир мәзгил турғандин кейин, у йәнә йолға чиқип Галатия вә Фригийә жутлирини бир-бирләп арилап, барғанла йеридә барлиқ мухлисларниң етиқатини қувәтлиди.
24 Бу арида, Искәндәрийә шәһиридә туғулған Аполлос исимлиқ бир Йәһудий Әфәсус шәһиригә кәлди. У натиқ адәм болуп, муқәддәс язмилардин хеләла чоңқур савати бар адәм еди.
25 У Рәбниң йоли тоғрилиқ тәлим алған болуп, отлуқ роһ билән Әйса һәққидә әйнән сөзләп тәлим берәтти. Бирақ униң хәвири пәқәт Йәһя [пәйғәмбәр]ниң жүргүзгән чөмүлдүрүши билән чәклинәтти.
26 У синагогда жүрәклик сөзләшкә башлиди. Уни аңлиған Прискилла билән Аквила уни өйигә елип берип, униңға Худаниң йолини техиму тәпсилий чүшәндүрди.
27 Кейин, Аполлос Ахая өлкисигә бармақчи болғанда, [Әфәсуслуқ] қериндашлар [Ахаядики] мухлисларға хәт йезип, улардин Аполлосни қарши елишни бәкму тәләп қилди. У шу йәргә берип, Худаниң меһри-шәпқити арқилиқ етиқат қилғанларға қошулуп, уларға зор ярдәмдә болди.
28 Чүнки у хәлиқ-аләм алдида Йәһудийлар билән муназирилишип, уларға күчлүк рәддийә берип, муқәддәс язмиларни шәрһлиши билән Мәсиһниң Әйса екәнлигини испатлап бәрди.