< Паалийәтлири 16 >
1 Андин у Дәрбә вә Листра шәһәрлиригиму барди. Мана, шу йәрдә етиқатчи Йәһудий бир аялниң оғли, Тимотий исимлиқ бир мухлис бар еди. Униң атиси болса грек еди.
かくてパウロ、デルベとルステラとに到りたるに、視よ、彼處にテモテと云ふ弟子あり、その母は信者なるユダヤ人にて、父はギリシヤ人なり。
2 Листра вә Коня шәһәрлиридики қериндашларниң һәммиси униң тоғрилиқ яхши гувалиқ берәтти.
彼はルステラ、イコニオムの兄弟たちの中に令聞ある者なり。
3 Павлус уни өзи билән биллә елип маңмақчи болди. Бирақ бу йәрдики Йәһудийларниң һәммиси [Тимотийниң] атисиниң грек екәнлигини билгәчкә, Павлус уни елип хәтнә қилдурди.
パウロかれの共に出で立つことを欲したれば、その邊に居るユダヤ人のために之に割禮を行へり、その父のギリシヤ人たるを凡ての人の知る故なり。
4 Улар шәһәр-йезилардин өткәч, Йерусалимдики расуллар билән ақсақаллар [ят әлләргә] бекиткән бәлгүлимиләрни уларниң риайә қилиши үчүн тапшурди.
かくて町々を經ゆきて、エルサレムに居る使徒・長老たちの定めし規を守らせんとて、之を人々に授けたり。
5 Шундақ қилип, җамаәтләр етиқатта күчәйтилип, санлириму күндин-күнгә көпәйди.
ここに諸 教會はその信仰を堅うせられ、人員 日毎にいや増せり。
6 Муқәддәс Роһ уларниң Асия өлкисидә сөз-каламни җакалишиға йол қоймиған болуп, Павлуслар әнди Фригийә вә Галатия районлиридин өтүп,
彼らアジヤにて御言を語ることを聖 靈に禁ぜられたれば、フルギヤ及びガラテヤの地を經ゆきて、
7 Мисийә райониға кәлгәндин кейин, Битинийә өлкисигә кирмәкчи болди. Бирақ Әйсаниң Роһи уларға бундақ қилишиқиму йол қоймиди.
ムシヤに近づき、ビテニヤに往かんと試みたれど、イエスの御靈ゆるし給はず、
8 Шуниң билән улар Мисийәдин өтүп, деңиз бойидики Троас шәһиригә чүшти.
遂にムシヤを過ぎてトロアスに下れり。
9 Шу күни кәчтә, Павлусқа бир ғайипанә көрүнүш көрүнүп, Македонийәлик бир киши униң алдида өрә туруп: — [Деңиздин] өтүп, Македонийәгә келип, бизгә ярдәм бәргәйсән! — дәп өтүнди.
パウロ夜、幻影を見たるに、一人のマケドニヤ人あり、立ちて己を招き『マケドニヤに渡りて我らを助けよ』と言ふ。
10 У бу көрүнүшни көргәндин кейин, Рәб бизни җәзмән у кишиләрниң қешиға берип, уларға хуш хәвәр җакалашқа чақирған, дегән хуласигә келип, дәрһал Македонийәгә беришқа тәйярландуқ.
パウロこの幻影を見たれば、我らは神のマケドニヤ人に福音を宣傳へしむる爲に、我らを召し給ふことと思ひ定めて、直ちにマケドニヤに赴かんとせり。
11 Биз кемигә чиқип, Троастин йолға чиқип, Самодрак арилиға қарап йол алдуқ вә әтиси [Македонийәдики] Неаполис шәһиригә йетип бардуқ.
さてトロアスより船出して、眞直にはせてサモトラケにいたり、次の日ネアポリスにつき、
12 У йәрдин Македонийәниң шу районидики Филиппи дегән муһим шәһиригә өттуқ. Буму Римдики бир мустәмликә шәһәр еди. Биз бу йәрдә бир нәччә күн турдуқ.
彼處よりピリピにゆく。ここはマケドニヤの中にて、この邊の第一の町にして殖民地なり、われら數日の間この町に留る。
13 Шабат күни, [шәһәр] дәрвазисидин чиқип дәрия саһилигә бардуқ; чүнки биз у йәрдә дуа-тилавәт қилидиған бир җай бар дәп ойлидуқ; дәрвәқә шундақ болди. Биз олтирип, у йәргә жиғилған аялларға сөзләшкә башлидуқ.
安息 日に町の門を出でて、祈場あらんと思はるる河のほとりに往き、其處に坐して、集れる女たちに語りたれば、
14 Уларниң ичидә сөсүн рәхт содиси қилидиған, Тиятира шәһирилик, Худадин қорқидиған Лидя исимлиқ бир аял бар еди. Рәб униң қәлбини Павлусниң ейтқанлирини қобул қилишқа ачти.
テアテラの町の紫 布の商人にして、神を敬ふルデヤと云ふ女きき居りしが、主その心をひらき、謹みてパウロの語る言をきかしめ給ふ。
15 У аилисидикиләр билән чөмүлдүрүлгән болуп биздин өтүнүп: — Әгәр силәр мени [һәқиқәтән] Рәбгә етиқат қилғучи дәп билсәңләр, мениң өйүмгә берип туруңлар! — дәп чиң туруп бизни мақуллатти.
彼は己も家族もバプテスマを受けてのち、我らに勸めて言ふ『なんぢら我を主の信者なりとせば、我が家に來りて留れ』斯く強ひて我らを留めたり。
16 Бир күни биз шу дуа қилидиған җайға кетип барғинимизда, бир дедәк бизгә йолуқти; бу қизға пал салғучи бир җин чаплишивалған еди; дедәк ғоҗайинлириға пал селиш йоли билән нурғун пайда тепип бәргән еди.
われら祈場に往く途中、卜筮の靈に憑れて卜筮をなし、其の主人らに多くの利を得さする婢女、われらに遇ふ。
17 У йол бойи Павлус вә бизгә әгишип: — Бу кишиләр Һәммидин алий Худаниң қуллири, улар силәргә ниҗатлиқ бир йолини җакалайду! — дәп вақирап маңди.
彼はパウロ及び我らの後に從ひつつ叫びて言ふ『この人たちは至高き神の僕にて、汝らに救の道を教ふる者なり』
18 У уда көп күнләр шундақ вақириди. Бу иш Павлусниң қәлбини азаплап, у қизға бурулуп, җинға: — Әйса Мәсиһниң нами билән буйруймәнки, униңдин чиқ! — дейишигила, җин шуан чиқип кәтти.
幾日も斯くするをパウロ憂ひて、振反りその靈に言ふ『イエス・キリストの名によりて、汝にこの女より出でん事を命ず』靈ただちに出でたり。
19 Дедәкниң ғоҗайинлири униңға бағлиған пул тепиш үмүтиниң йоққа чиққанлиғини көрүп, Павлус билән Силасқа қол селип, уларни базар мәйданиға сөрәп, һөкүмдарларниң алдиға елип барди.
然るにこの女の主人ら利を得る望のなくなりたるをみて、パウロとシラスとを捕へ、市場に曳きて司たちに往き、
20 Улар иккиләнни сорақчи әмәлдарларниң алдиға чиқирип: — Бу адәмләр Йәһудийлар болуп, шәһиримизни қалаймиқанлаштурувәтмәктә.
之を上役らに出して言ふ『この人々はユダヤ人にて、我らの町を甚く騷がし、
21 Биз болсақ римлиқлармиз, улар қанунимизға хилап болған вә қобул қилишқа яки жүргүзүшкә болмайдиған қаидә-йосунларни тәрғиб қиливатиду! — дәп шикайәт қилди.
我らロマ人たる者の受くまじく行ふまじき習慣を傳ふるなり』
22 Топланған халайиқму уларға һуҗум қилишқа қозғалди; сорақчи әмәлдарлар уларниң кийимлирини житип ялаңачлап, калтәк билән думбилашқа әмир чүшүрди.
群衆も齊しく起り立ちたれば、上役ら命じて其の衣を褫ぎ、かつ笞にて打たしむ。
23 Иккиләнни калтәк билән көп думбилиғандин кейин, уларни зинданға ташлиди вә шундақла гундипайни қаттиқ күзитишкә буйруди.
多く打ちてのち獄に入れ、獄守に固く守るべきことを命ず。
24 У буйруқни тапшурувелиш билән уларни зинданниң ичкиридики камерға солап, путлириға ишкәл салди.
獄守この命令を受けて二人を奧の獄に入れ、桎にてその足を締め置きたり。
25 Түн йеримда, Павлус билән Силас дуа қилип, Худаға мәдһийә күйлирини ейтивататти. Башқа мәһбуслар болса қулақ селип аңлавататти.
夜半ごろパウロとシラスと祈りて神を讃美する囚人ら聞きゐたるに、
26 Туюқсиз қаттиқ йәр тәврәш йүз бәрди; зинданниң һуллириму тәвринип кәтти вә зинданниң һәммә ишиклири шуан ечилип, һәр бир мәһбусниң кишәнлириму чүшүп кәтти.
俄に大なる地震おこりて牢舍の基ふるひ動き、その戸たちどころに皆ひらけ、凡ての囚人の縲絏とけたり。
27 Гундипай уйқидин ойғинип, зинданниң ишиклириниң очуқ турғанлиғини көрүп, мәһбуслар қечип кетипту дәп ойлап, қиличини суғуруп елип, өзини өлтүрүвалмақчи болди.
獄守、目さめ獄の戸の開けたるを見て、囚人にげ去れりと思ひ、刀を拔きて自殺せんとしたるに、
28 Лекин Павлус қаттиқ авазда: — Өзүңгә зәрәр йәткүзмә, һәммимиз бар! — дәп вақириди.
パウロ大聲に呼はりて言ふ『みづから害ふな、我ら皆ここに在り』
29 Гундипай: Чирақларни кәлтүрүңлар дәп товлап ичкиригә етилип кирип, титригән һалда Павлус билән Силасниң айиғиға жиқилди.
獄守、燈火を求め、駈け入りて戰きつつパウロとシラスとの前に平伏し、
30 Андин уларни ташқириға елип чиқип: — Қутқузулушум үчүн немә қилишим керәк? — дәп сориди.
之を連れ出して言ふ『君たちよ、われ救はれん爲に何をなすべきか』
31 Рәб Әйсаға етиқат қилғин, вә шундақ қилсаң, өзүң һәм аиләңдикиләрму қутқузулиду! — деди улар.
二人は言ふ『主イエスを信ぜよ、然らば汝も汝の家族も救はれん』
32 Шуниң билән, иккилән униңға вә униң барлиқ аилисидикиләргә Рәбниң сөз-каламини йәткүзди.
かくて神の言を獄守とその家に居る凡ての人々に語れり。
33 Кечә шу саатниң өзидила [гундипай] уларни башлап чиқип, ярилирини жуюп тазилиди; андин у дәрһал аилисидикиләр билән чөмүлдүрүшни қобул қилди;
この夜、即時に獄守かれらを引取りて、その打傷を洗ひ、遂に己も己に屬する者もみな直ちにバプテスマを受け、
34 иккиләнни өз өйигә башлап келип, уларниң алдиға дәстихан салди. У пүткүл аилисидикиләр билән Худаға етиқат қилғанлиқтин зор шатланди.
かつ二人を自宅に伴ひて食事をそなへ、全家とともに神を信じて喜べり。
35 Әтиси әтигәндә, сорақчи әмәлдарлар ясавулларни зинданға әвәтип: — У иккиләнни қоюветиңлар! — дәп буйруди.
夜明になりて上役らは警吏どもを遣して『かの人々を釋せ』と言はせたれば、
36 Гундипай Павлусқа бу сөзни йәткүзүп: — Сорақчи әмәлдарлар иккиңларни қоюветиш ярлиғини чүшүрди. Силәр әнди зиндандин чиқип, теч-аман йолуңларға чиқиңлар, — деди.
獄守これらの言をパウロに告げて言ふ『上役、人を遣して汝らを釋さんとす。然れば今いでて安らかに往け』
37 Бирақ Павлус ясавулларға: — Биз Рим пухралири болсақму, әмәлдарлар бизни сорақ қилмайла халайиқниң алдида калтәк билән думбалап, зинданға ташлиди. Әнди улар һазир бизни йошурунчә қоғлимақчиму? Яқ, бундақ қилса болмайду! Әмәлдарлар өзлири келип бизни чиқарсун! — деди.
ここにパウロ警吏に言ふ『我らはロマ人たるに罪を定めずして公然に鞭うち、獄に投げ入れたり。然るに今ひそかに我らを出さんと爲るか。然るべからず、彼 等みづから來りて我らを連れ出すべし』
38 Ясавуллар бу сөзләрни сорақчи әмәлдарларға йәткүзди. Улар иккиләнниң Рим пухраси екәнлигини аңлап қорқуп кәтти;
警吏これらの言を上役に告げたれば、其のロマ人たるを聞きて懼れ、
39 уларниң көңлини елишқа [зинданға] берип, уларни зиндандин елип чиққандин кейин, шәһәрдин чиқип кетишни қайта-қайта өтүнди.
來り宥めて、二人を連れ出し、かつ町を去らんことを請ふ。
40 Иккилән зиндандин чиқиши билән Лидяниң өйигә барди; андин у йәрдә қериндашлири билән көрүшүп, уларни риғбәтләндүргәндин кейин, йолға чиқип кәтти.
二人は獄を出でてルデヤの家に入り、兄弟たちに逢ひ、勸をなして出で往けり。