< Паалийәтлири 15 >

1 Шу чағларда бәзиләр Йәһудийә өлкисидин келип, [Антакядики] қериндашларға: — Силәр Муса [пәйғәмбәргә] тапшурулған йосун бойичә хәтнә қилинишни қобул қилмисаңлар, қутқузулмайсиләр! — дәп тәлим беришкә башлиди.
et quidam descendentes de Iudaea docebant fratres quia nisi circumcidamini secundum morem Mosi non potestis salvi fieri
2 Бу иш тоғрисида чоң маҗира чиққан болуп, Павлус билән Барнабас иккилән шу кишиләр билән кәскин муназирә қилишқандин кейин, [қериндашлар] Павлусни, Барнабасни, шундақла уларниң арисидин бир нәччәйләнни бу мәсилә тоғрисида расуллар вә ақсақаллар билән көрүшүшкә Йерусалимға барсун дәп бекитгән.
facta ergo seditione non minima Paulo et Barnabae adversum illos statuerunt ut ascenderent Paulus et Barnabas et quidam alii ex illis ad apostolos et presbyteros in Hierusalem super hac quaestione
3 Шундақ қилип улар җамаәт тәрипидин йолға селинип, сәпиридә Фәникийә райони вә Самарийә өлкисини бесип өтүп, барғанла йеридә әлләрниңму товва қилип [етиқат] йолиға киргәнлигини тәпсилий сөзлиди. Бу хәвәр барлиқ қериндашларни зор шатлиққа чөмгүзди.
illi igitur deducti ab ecclesia pertransiebant Foenicen et Samariam narrantes conversionem gentium et faciebant gaudium magnum omnibus fratribus
4 Павлуслар Йерусалимға кәлгинидә, улар җамаәттикиләр, расуллар вә ақсақаллар тәрипидин қарши елинип, көпчиликкә Худаниң өзлири арқилиқ барлиқ қилған әмәллирини баян қилип бәрди.
cum autem venissent Hierosolymam suscepti sunt ab ecclesia et ab apostolis et senioribus adnuntiantes quanta Deus fecisset cum illis
5 Лекин Пәрисий мәзһипидикиләрдин етиқат йолиға киргән бәзиләр орнидин турушуп: — Мошу [ят әлликләрни] хәтнә қилиш керәк, шундақла уларға Мусаға чүшүрүлгән Тәврат қануниға әмәл қилиши керәклигини җекиләш керәк! — деди.
surrexerunt autem quidam de heresi Pharisaeorum qui crediderant dicentes quia oportet circumcidi eos praecipere quoque servare legem Mosi
6 Шуңа расуллар билән ақсақаллар бу мәсилини музакирә қилиш үчүн җәм болушти.
conveneruntque apostoli et seniores videre de verbo hoc
7 Узун сөһбәтлишиштин кейин, Петрус орнидин туруп мундақ деди: — Қериндашлар, дәсләптики күнләрдә Худаниң ичиңлардин мени таллап мениң ағзим арқилиқ хуш хәвәрдики сөз-каламни ят әлликләргә аңлитип уларниң етиқат қилишида васитә қилишқа бекиткәнлигидин хәвириңлар бар.
cum autem magna conquisitio fieret surgens Petrus dixit ad eos viri fratres vos scitis quoniam ab antiquis diebus in nobis elegit Deus per os meum audire gentes verbum evangelii et credere
8 Вә инсанларниң қәлбини билгүчи Худа Муқәддәс Роһни бизгә ата қилғинидәк, уларғиму ата қилди.
et qui novit corda Deus testimonium perhibuit dans illis Spiritum Sanctum sicut et nobis
9 Шундақ қилип, Худа уларни биз билән һеч қандақ пәриқләндүрмәй, уларниң қәлблирини етиқат арқилиқ пак қилди.
et nihil discrevit inter nos et illos fide purificans corda eorum
10 [Әһвал мана шундақ екән], әнди силәр немә үчүн өзимиз вә ата-бовилиримизму көтирәлмигән бир боюнтуруқни мухлисларниң бойниға артмақчи болуп, Худани синимақчи болисиләр?!
nunc ergo quid temptatis Deum inponere iugum super cervicem discipulorum quod neque patres nostri neque nos portare potuimus
11 Әндиликтә, биз болсақ Рәб Әйсаниң меһри-шәпқитигә тайинип уларға охшаш қутқузулимиз, дәп ишинимиз.
sed per gratiam Domini Iesu credimus salvari quemadmodum et illi
12 [Бу сөздин кейин], Барнабас билән Павлус чиқип, Худа өзлири арқилиқ ят әлликләрниң арисида көрсәткән барлиқ мөҗизилик аламәтләрни вә карамәтләрни баян қилип бәрди; көпчилик уларға қулақ селип сүкүттә турди.
tacuit autem omnis multitudo et audiebant Barnaban et Paulum narrantes quanta fecisset Deus signa et prodigia in gentibus per eos
13 Уларниң сөзи түгигәндин кейин, Яқуп мундақ деди: — Қериндашлар, маңа қулақ селиңлар!
et postquam tacuerunt respondit Iacobus dicens viri fratres audite me
14 Баятин Шимеон Худаниң ят әлликләрниму баштинла шапаәт билән йоқлап, уларниң арисидин Өз нами үчүн бир хәлиқ чиқиридиғанлиғини чүшәндүрүп өтти.
Simeon narravit quemadmodum primum Deus visitavit sumere ex gentibus populum nomini suo
15 Пәйғәмбәрләрниң ейтқанлириму буниңға уйғун келиду, худди [муқәддәс язмиларда] муну сөзләр пүтүлгәндәк: —
et huic concordant verba prophetarum sicut scriptum est
16 — ««Мошу ишлардин кейин, Мән қайтип келип, Давутниң жиқилған чедирини йеңибаштин қуруп тикләймән, Униң харабиликлирини қайта бена қилип, әслигә кәлтүримән.
post haec revertar et aedificabo tabernaculum David quod decidit et diruta eius reaedificabo et erigam illud
ut requirant ceteri hominum Dominum et omnes gentes super quas invocatum est nomen meum dicit Dominus faciens haec
18 Шундақ қилип, җаһандики башқа инсанларму, йәни Мениң намим билән аталған барлиқ әлләр Мени издәп тапиду» дәйду бу ишларни әмәлгә Ашурғучи вә шундақла уларни әзәлдин аян қилип кәлгән Пәрвәрдигар!» (aiōn g165)
notum a saeculo est Domino opus suum (aiōn g165)
19 — Шуниң үчүн хуласәм шуки, ят әлликләр арисидин товва қилип Худаға етиқат бағлиғанларға аварә-еғирчилик селип қоймаслиғимиз керәк;
propter quod ego iudico non inquietari eos qui ex gentibus convertuntur ad Deum
20 пәқәт уларға: «Бутларға атилип булғанған нәрсиләрни йейиштин, җинсий бузуқлуқтин, қанни вә боғуп союлған һайванларниң гөшлиридинму йейиштин нери болуңлар» дәп тапилап, бир парчә хәт язайли.
sed scribere ad eos ut abstineant se a contaminationibus simulacrorum et fornicatione et suffocatis et sanguine
21 Чүнки қедимки дәвирләрдин тартип һәр шәһәрдә шабат күнидә синагогларда Муса [пәйғәмбәр]ниң ейтқанлири оқулуп, униң көрсәтмилири үгитилип кәлгән.
Moses enim a temporibus antiquis habet in singulis civitatibus qui eum praedicent in synagogis ubi per omne sabbatum legitur
22 Шуниң билән расуллар, ақсақаллар, шундақла Йерусалимдики пүткүл җамаәттикиләр өз арисидин бир нәччә адәмни таллап, уларни Павлус вә Барнабас билән биллә Антакяға әвәтишни лайиқ көрди. Әслидә қериндашлар ичидә башламчи болған Йәһуда (Барсабас дәпму атилиду) билән Силаслар буниңға талланди.
tunc placuit apostolis et senioribus cum omni ecclesia eligere viros ex eis et mittere Antiochiam cum Paulo et Barnaba Iudam qui cognominatur Barsabban et Silam viros primos in fratribus
23 Хәт болса уларға тапшурулди, униңда мундақ йезилған еди: — «И Антакя, Сурийә вә Киликийәдә туруватқан ят әллик қериндашлар, — [Йерусалимдики] қериндашлириңлардин, расуллар билән ақсақаллардин силәргә салам!
scribentes per manus eorum apostoli et seniores fratres his qui sunt Antiochiae et Syriae et Ciliciae fratribus ex gentibus salutem
24 Аримиздин бәзи кишиләр чиқип йениңларға берип, сөзлири билән силәрни беарамлиққа селип көңлүңларни паракәндә қилип қойғанлиғини аңлидуқ. Лекин биз уларға һеч қандақ сөз-әмир қилмидуқ.
quoniam audivimus quia quidam ex nobis exeuntes turbaverunt vos verbis evertentes animas vestras quibus non mandavimus
25 Шу сәвәптин, биз бу ишта ойлиримиз бир йәрдин чиққандин кейин, аримиздин талланған бир нәччәйләнни сөйүмлүк Барнабас вә Павлусимиз билән биллә йениңларға әвәтишни қарар қилдуқ.
placuit nobis collectis in unum eligere viros et mittere ad vos cum carissimis nostris Barnaba et Paulo
26 Бу иккилән Рәббимиз Әйса Мәсиһниң нами үчүн һаятини хәтәргә тәвәккүл қилған кишиләрдур.
hominibus qui tradiderunt animas suas pro nomine Domini nostri Iesu Christi
27 Шуңа биз Йәһуда билән Силасни язғанлиримизни силәргә өз ағзи биләнму сөзләп бәрсун дәп, йениңларға әвәттуқ.
misimus ergo Iudam et Silam qui et ipsi vobis verbis referent eadem
28 Гәпниң поскаллисиға кәлсәк, Муқәддәс Роһқа, шундақла бизләргиму шу лайиқ көрүнгәнки, төвәндики зөрүр болған ишлардин сирт, силәргә һеч қандақ башқа ишни жүклимәслигимиз керәк:
visum est enim Spiritui Sancto et nobis nihil ultra inponere vobis oneris quam haec necessario
29 — Бутларға аталған нәрсиләрдин, қанни вә боғуп союлған һайванларниң гөшлиридин йейиштин вә җинсий бузуқлуқтин нери болуш — силәр мошу бир нәччә иштин сақлансаңлар, яхши қилған болисиләр. Аман-хатирҗәм болуңлар!»
ut abstineatis vos ab immolatis simulacrorum et sanguine suffocato et fornicatione a quibus custodientes vos bene agetis valete
30 Шундақ қилип, улар [қериндашлар] тәрипидин йолға селинип, Антакяға барди. У йәрдә пүтүн җамаәттикиләрни жиғип, хәтни уларға тапшурди.
illi igitur dimissi descenderunt Antiochiam et congregata multitudine tradiderunt epistulam
31 Улар хәтни оқуп, униңдин болған риғбәт-тәсәллидин зор шатланди.
quam cum legissent gavisi sunt super consolatione
32 Йәһуда вә Силаслар өзлириму пәйғәмбәрләрдин болуп, қериндашларни нурғун сөз-несиһәтләр билән риғбәтләндүрүп, уларни қувәтләндүрди.
Iudas autem et Silas et ipsi cum essent prophetae verbo plurimo consolati sunt fratres et confirmaverunt
33 [Йәһуда вә Силаслар] у йәрдә бир мәзгилни өткүзгәндин кейин, Антакядики қериндашларниң сәпиригә аманлиқ тилигән һалда узитиши билән, улар өзлирини әвәткән [Йерусалимдикиләрниң] қешиға қайтти.
facto autem ibi tempore dimissi sunt cum pace a fratribus ad eos qui miserant illos
34 Лекин Павлус вә Барнабас Антакяда қелип, башқа нурғун қериндашларниң һәмкарлиғида тәлим берип Рәбниң сөз-каламидики хуш хәвирини җакалап турди.
Paulus autem et Barnabas demorabantur Antiochiae docentes et evangelizantes cum aliis pluribus verbum Domini
36 Лекин йәнә бир нәччә күнләрдин кейин Павлус Барнабасқа: Биз бурун Рәбниң сөз-каламини йәткүзгән һәммә шәһәр-йезиларға берип, қериндашларниң йениға берип, һалини сорап келәйли, — деди.
post aliquot autem dies dixit ad Barnaban Paulus revertentes visitemus fratres per universas civitates in quibus praedicavimus verbum Domini quomodo se habeant
37 Барнабас болса Юһанна (Маркусму дейилиду)ни биллә елип бармақчи болған еди.
Barnabas autem volebat secum adsumere et Iohannem qui cognominatur Marcus
38 Бирақ Павлус алдинқи қетим Памфилийә өлкисидә улардин айрилип кәткән, Рәбниң хизмитидә улар билән биллә [давамлиқ] сәпәр қилмиған Маркусни йәнә елип беришни ақиланилик әмәс дәп қариди.
Paulus autem rogabat eum qui discessisset ab eis a Pamphilia et non isset cum eis in opus non debere recipi eum
39 Шуниң билән иккилән оттурисида бәк кәскин ихтилап болуп, ахир берип улар бир-биридин айрилип кетишти. Барнабас Маркусни елип, кемигә олтирип Сипрус арилиға кәтти.
facta est autem dissensio ita ut discederent ab invicem et Barnabas adsumpto Marco navigaret Cyprum
40 Павлус болса Силасни таллиди; қериндашларниң иккиләнни Худаниң шапаитигә аманәт қилиши билән у иккиси йолға чиқти.
Paulus vero electo Sila profectus est traditus gratiae Domini a fratribus
41 У әнди Сурийә вә Киликийә өлкилирини арилап өтүп, [һәр қайси җайларда] җамаәтләрни қувәтләндүрди.
perambulabat autem Syriam et Ciliciam confirmans ecclesias

< Паалийәтлири 15 >