< Паалийәтлири 14 >

1 Коня шәһиридә шундақ болдики, Павлус билән Барнабас Йәһудийларниң синагогиға киргәндә, җамаәткә шундақ сөзлидики, нәтиҗидә Йәһудийлар вә Грекләрдинму нурған кишиләр етиқат қилди
εγενετο δε εν ικονιω κατα το αυτο εισελθειν αυτους εις την συναγωγην των ιουδαιων και λαλησαι ουτως ωστε πιστευσαι ιουδαιων τε και ελληνων πολυ πληθος
2 (һалбуки, ишәнмигән Йәһудийлар [ят] әлликләрниң көңүллирини зәһәрләп, уларни қериндашларға қарши турушқа қутратти).
οι δε απειθουντες ιουδαιοι επηγειραν και εκακωσαν τας ψυχας των εθνων κατα των αδελφων
3 Шуңа [Павлус билән Барнабас] у йәрдә хелә узун туруп, Рәбгә тайинип жүрәклик һалда [хуш хәвәрни] җакалиди; Рәб уларниң қоллири билән мөҗизилик аламәтләр вә карамәтләрни көрситип өз меһри-шәпқитиниң сөз-каламиға гувалиқ бәрди.
ικανον μεν ουν χρονον διετριψαν παρρησιαζομενοι επι τω κυριω τω μαρτυρουντι τω λογω της χαριτος αυτου και διδοντι σημεια και τερατα γινεσθαι δια των χειρων αυτων
4 Буниң билән шәһәр хәлқи иккигә бөлүнүп кетип, бәзилири Йәһудийлар тәрәптә, бәзилири болса расуллар тәрәптә турди.
εσχισθη δε το πληθος της πολεως και οι μεν ησαν συν τοις ιουδαιοις οι δε συν τοις αποστολοις
5 Ахирда, бир қисим ят әлликләр билән Йәһудийлар арисида (өз башлиқлири билән бирликтә) расулларни қийнап, чалма-кесәк қилиш қутратқулуғи баш көтәрди.
ως δε εγενετο ορμη των εθνων τε και ιουδαιων συν τοις αρχουσιν αυτων υβρισαι και λιθοβολησαι αυτους
6 Лекин улар бу иштин хәвәр тепип, шу йәрдин қечип Ликавуня районидики Листра вә Дәрбә шәһәрлири һәмдә әтраптики жутларға қарап маңди. Улар шу йәрләрдә хуш хәвәрни давамлиқ җакалавәрди.
συνιδοντες κατεφυγον εις τας πολεις της λυκαονιας λυστραν και δερβην και την περιχωρον
7
κακει ησαν ευαγγελιζομενοι
8 Шу чағда, Листра шәһиридә путлирида мағдури йоқ, һеч меңип бақмиған бир туғма паләч олтиратти.
και τις ανηρ εν λυστροις αδυνατος τοις ποσιν εκαθητο χωλος εκ κοιλιας μητρος αυτου υπαρχων ος ουδεποτε περιεπεπατηκει
9 Павлус сөз қиливатқанда, бу адәм униңға қулақ селип олтиратти. Павлус униңға көз тикип униң сақайтилишиға ишәши барлиғини көрүп йетип,
ουτος ηκουεν του παυλου λαλουντος ος ατενισας αυτω και ιδων οτι πιστιν εχει του σωθηναι
10 жуқури аваз билән: — Орнуңдин дәс тур! — деди. Һелиқи адәм шуан орнидин дәс туруп меңишқа башлиди.
ειπεν μεγαλη τη φωνη αναστηθι επι τους ποδας σου ορθος και ηλλετο και περιεπατει
11 Лекин Павлусниң бу ишини көргән топ-топ адәмләр Ликавуня тили билән: — Илаһлар инсан қияпитигә кирип аримизға чүшүпту! — дәп вақиришип кәтти.
οι δε οχλοι ιδοντες ο εποιησεν ο παυλος επηραν την φωνην αυτων λυκαονιστι λεγοντες οι θεοι ομοιωθεντες ανθρωποις κατεβησαν προς ημας
12 Улар Барнабасни «Илаһ Зеус» дәп аташти вә Павлусни сөзләштә башламчи болғачқа уни «Илаһ Һермис» дәп аташти.
εκαλουν τε τον μεν βαρναβαν δια τον δε παυλον ερμην επειδη αυτος ην ο ηγουμενος του λογου
13 Шәһәрниң сиртида «Зеус Илаһ»ниң бутханиси бар еди. Шу [бутханидики] каһин шәһәр дәрвазисиға өкүз вә гүл чәмбирәкләрни елип келип, хәлиқ билән биллә расулларға атап қурбанлиқ қилмақчи болди.
ο δε ιερευς του διος του οντος προ της πολεως αυτων ταυρους και στεμματα επι τους πυλωνας ενεγκας συν τοις οχλοις ηθελεν θυειν
14 Лекин расуллар Барнабас билән Павлус бу ишни аңлап, кийим-кечәклирини житқан һалда, көпчиликниң арисиға жүгүрүп кирип, вақирап мундақ деди:
ακουσαντες δε οι αποστολοι βαρναβας και παυλος διαρρηξαντες τα ιματια αυτων εισεπηδησαν εις τον οχλον κραζοντες
15 — Халайиқ, бу ишларни немә дәп қиливатисиләр?! Биз силәргә охшаш һессияттики инсанлармиз! Биз силәргә бу әрзимәс нәрсиләрни ташлап, асман-зимин, деңиз-океан вә улардики барлиқ мәхлуқларни Яратқучи һаят Худағила ибадәт қилишиңлар керәк дәп җакалаватимиз!
και λεγοντες ανδρες τι ταυτα ποιειτε και ημεις ομοιοπαθεις εσμεν υμιν ανθρωποι ευαγγελιζομενοι υμας απο τουτων των ματαιων επιστρεφειν επι τον θεον τον ζωντα ος εποιησεν τον ουρανον και την γην και την θαλασσαν και παντα τα εν αυτοις
16 Бурунқи дәвирләрдә, у һәр қайси әлләрни өз йоллирида меңишқа йол қойған.
ος εν ταις παρωχημεναις γενεαις ειασεν παντα τα εθνη πορευεσθαι ταις οδοις αυτων
17 Шундақ болсиму, У Өзини испатлайдиған гувалиқни қалдурмиған әмәс. Чүнки У һемишә силәргә шапаәт көрситип, ямғурни өз вақтида әрштин яғдуруп мол һосул ата қилип, аш-тамақ билән силәрни тойғузуп, қәлбиңларни хошаллиққа чөмдүрүп кәлди.
και τοι γε ουκ αμαρτυρον εαυτον αφηκεν αγαθοποιων ουρανοθεν ημιν υετους διδους και καιρους καρποφορους εμπιπλων τροφης και ευφροσυνης τας καρδιας ημων
18 Һәтта улар бу сөзләрни қилған болсиму, халайиқниң уларға атап қурбанлиқ қилишини аранла тосувалди.
και ταυτα λεγοντες μολις κατεπαυσαν τους οχλους του μη θυειν αυτοις
19 Лекин Антакя вә Коня шәһәрлиридин бәзи Йәһудийлар келип, кишиләрни өзлиригә қайил қилиши билән, хәлиқ Павлусни чалма-кесәк қилди, андин уни өлди дәп қарап, шәһәр сиртиға сөрәп ачиқип ташливәтти.
επηλθον δε απο αντιοχειας και ικονιου ιουδαιοι και πεισαντες τους οχλους και λιθασαντες τον παυλον εσυρον εξω της πολεως νομισαντες αυτον τεθναναι
20 Лекин мухлислар униң әтрапиға олашқанда, Павлус орнидин туруп, шәһәргә қайтип кирди. Әтиси, у Барнабас билән биллә Дәрбә шәһиригә кәтти.
κυκλωσαντων δε αυτον των μαθητων αναστας εισηλθεν εις την πολιν και τη επαυριον εξηλθεν συν τω βαρναβα εις δερβην
21 Әнди улар Дәрбә шәһиридә хуш хәвәр җакалап, нурғун адәмләрни [Мәсиһгә] мухлис болушқа киргүзгәндин кейин, иккилән Листра, Коня вә Антакя шәһәрлиригә қайтип барди.
ευαγγελισαμενοι τε την πολιν εκεινην και μαθητευσαντες ικανους υπεστρεψαν εις την λυστραν και ικονιον και αντιοχειαν
22 Улар у йәрләрдә мухлисларниң қәлблирини күчәйтип, уларни етиқатта чиң турушқа риғбәтләндүрүп, шундақла: — Биз Худаниң падишалиғиға кириштә нурғун җапа-мушәққәтләрни бешимиздин өткүзүшимиз муқәррәр болиду, — дәп несиһәт қилди.
επιστηριζοντες τας ψυχας των μαθητων παρακαλουντες εμμενειν τη πιστει και οτι δια πολλων θλιψεων δει ημας εισελθειν εις την βασιλειαν του θεου
23 Улар йәнә һәр қайси җамаәт ичидә ақсақалларни таллап бәлгүләп, дуа қилиш вә роза тутуш арқилиқ уларни өзлири етиқат бағлиған Рәбгә тапшурди.
χειροτονησαντες δε αυτοις πρεσβυτερους κατ εκκλησιαν προσευξαμενοι μετα νηστειων παρεθεντο αυτους τω κυριω εις ον πεπιστευκεισαν
24 Иккилән Писидийә районидин өтүп Памфилийә өлкисигә кәлди.
και διελθοντες την πισιδιαν ηλθον εις παμφυλιαν
25 Улар Пәргә шәһиридә сөз-каламни йәткүзгәндин кейин, Атталя шәһиригә барди.
και λαλησαντες εν περγη τον λογον κατεβησαν εις ατταλειαν
26 Андин у йәрдин кемигә чиқип, [Сурийәдики] Антакяға қарап кәтти. Улар әслидә шу йәрдә өзлири һазир тамамлиған бу вәзипини ада қилишқа [җамаәттикиләр тәрипидин] Худаниң меһри-шәпқитигә тапшурулған еди.
κακειθεν απεπλευσαν εις αντιοχειαν οθεν ησαν παραδεδομενοι τη χαριτι του θεου εις το εργον ο επληρωσαν
27 Қайтип кәлгәндә, улар җамаәтни бир йәргә җәм қилғанда, уларға Худаниң өзлири арқилиқ қилған барлиқ әмәллирини, шундақла Худаниң қандақ қилип әлләргә етиқатниң бир ишигини ачқанлиғини сөзләп бәрди.
παραγενομενοι δε και συναγαγοντες την εκκλησιαν ανηγγειλαν οσα εποιησεν ο θεος μετ αυτων και οτι ηνοιξεν τοις εθνεσιν θυραν πιστεως
28 Улар у йәрдә мухлислар билән биллә узун мәзгил турди.
διετριβον δε εκει χρονον ουκ ολιγον συν τοις μαθηταις

< Паалийәтлири 14 >