< Паалийәтлири 13 >

1 Антакядики җамаәт ичидә бәзи пәйғәмбәрләр вә тәлим бәргүчиләр бар еди. Улар Барнабас, «Қара» дәпму атилидиған Шимеон, Куринилик Лукиус, Һерод хан билән биллә чоң болған Манаән вә Сауллар еди.
在安提阿的教会中,有几位先知和教师,就是巴拿巴和称呼尼结的西面、古利奈人路求,与分封之王希律同养的马念,并扫罗。
2 Улар Рәбниң ибадитидә болуп роза тутуватқан бир мәзгилдә, Муқәддәс Роһ уларға: — Барнабас билән Саулни Мән уларни қилишқа чақирған хизмәт үчүн Маңа айрип қоюңлар, — деди.
他们事奉主、禁食的时候,圣灵说:“要为我分派巴拿巴和扫罗,去做我召他们所做的工。”
3 Шуниң билән, улар йәнә роза тутуп дуа қилғандин кейин, иккиләнниң үстигә қоллирини тәккүзүп узитип қойди.
于是禁食祷告,按手在他们头上,就打发他们去了。
4 Улар Муқәддәс Роһ тәрипидин әвәтилгән болуп, Сәлюкийә шәһиригә берип, у йәрдин кемигә чиқип Сипрус арилиға қарап йолға чиқти.
他们既被圣灵差遣,就下到西流基,从那里坐船往塞浦路斯去。
5 Саламис шәһиригә йетип келип, улар Йәһудийларниң синагоглирида Худаниң сөз-каламини йәткүзүшкә башлиди. Юһанна уларниң ярдәмчиси еди.
到了撒拉米,就在犹太人各会堂里传讲 神的道,也有约翰作他们的帮手。
6 Улар пүтүн арални арилап чиқип, Пафос шәһиригә кәлди. Улар у йәрдә Барйәшуа исимлиқ бир киши билән учришип қалди. У сеһиргәр болуп, сахта пәйғәмбәр болған бир Йәһудий еди.
经过全岛,直到帕弗,在那里遇见一个有法术、假充先知的犹太人,名叫巴·耶稣。
7 У киши бу [аралниң] римлиқ валийиси Сергиюс Павлусниң һәмраһи еди. Валий уқумушлуқ бир киши болуп, Барнабас билән Саулни чақиртип, Худаниң сөз-каламини аңлимақчи болди.
这人常和方伯士求·保罗同在。士求·保罗是个通达人,他请了巴拿巴和扫罗来,要听 神的道。
8 Лекин һелиқи сеһиргәр (униң грекчә исми Әлимас болуп, «сеһиргәр» дегән мәнидә) уларға қарши чиқип, валийниң райини етиқаттин қайтурушни урунмақта еди.
只是那行法术的以吕马(这名翻出来就是行法术的意思)敌挡使徒,要叫方伯不信真道。
9 Бирақ Муқәддәс Роһқа толдурулған Саул (йәнә «Павлус» дәпму атилиду) һелиқи сеһиргәргә тикилип қарап
扫罗又名保罗,被圣灵充满,定睛看他,
10 униңға: — Әй, қәлбиң һәр хил һейлигәрлик вә алдамчилиқ билән толған Иблисниң оғли, һәммә һәққанийлиқниң дүшмини! Пәрвәрдигарниң түз йоллирини бурмилашни зади тохтатмамсән?!
说:“你这充满各样诡诈奸恶,魔鬼的儿子,众善的仇敌,你混乱主的正道还不止住吗?
11 Әнди Рәбниң қоли үстүңгә чүшти! Көзлириң кор болуп, бир мәзгил күнниң йоруғини көрәлмәйсән! — деди. Шуан, бир хил туман вә қараңғулуқ уни басти. У йолни силаштуруп, кишиләрдин мени қолумдин йетиләңлар, дәп илтиҗа қилатти.
现在主的手加在你身上,你要瞎眼,暂且不见日光。”他的眼睛立刻昏蒙黑暗,四下里求人拉着手领他。
12 Йүз бәргән ишни көргән валий Рәбниң тәлимигә қаттиқ һәйран болуп, Униңға етиқат қилди.
方伯看见所做的事,很希奇主的道,就信了。
13 Павлус билән униң һәмраһлири кемигә чиқип, Пафостин Памфилийә өлкисидики Пәргә шәһиригә барди. У йәрдә Юһанна улардин айрилип Йерусалимға қайтти.
保罗和他的同人从帕弗开船,来到旁非利亚的别加,约翰就离开他们,回耶路撒冷去。
14 Павлуслар болса Пәргә шәһиридин чиқип, давамлиқ меңип Писидийә районидики Антакя шәһиригә берип, шабат күни синагогқа кирди.
他们离了别加往前行,来到彼西底的安提阿,在安息日进会堂坐下。
15 Тәврат қисимлиридин вә пәйғәмбәрләрниң язмилиридин оқулғандин кейин, синагогниң чоңлири уларни чақиртип: — Қериндашлар, әгәр халайиққа бирәр несиһәт сөзүңлар болса, ейтиңлар, — деди.
读完了律法和先知的书,管会堂的叫人过去,对他们说:“二位兄台,若有什么劝勉众人的话,请说。”
16 Павлус орнидин туруп, қол иширити қилип, халайиққа мундақ деди: — Әй Исраиллар вә Худадин қорққанлар, қулақ селиңлар!
保罗就站起来,举手,说:“以色列人和一切敬畏 神的人,请听。
17 Бу Исраил хәлқиниң Худаси ата-бовилиримизни таллиди; улар Мисирда мусапир болуп яшиған вақитларда уларни улуқ қилди, Өзиниң егиз көтәргән билиги билән уларни Мисирдин қутқузуп чиқти.
这以色列民的 神拣选了我们的祖宗,当民寄居埃及的时候抬举他们,用大能的手领他们出来;
18 У чөлдә уларға тәхминән қириқ жил ғәмхорлуқ қилди
又在旷野容忍他们,约有四十年。
19 андин Қанаан зиминидики йәттә әлни йоқитип, уларниң зиминлирини уларға мирас қилип бәрди.
既灭了迦南地七族的人,就把那地分给他们为业;
20 Бу ишларға алди-кәйни болуп тәхминән төрт йүз әллик жил кәтти. Кейин, таки Самуил пәйғәмбәр оттуриға чиққичә, у уларға батур һакимларни тикләп бәрди.
此后给他们设立士师,约有四百五十年,直到先知撒母耳的时候。
21 Андин улар бизгә бир падишани бәрсикән, дәп [Самуил пәйғәмбәрдин] тилиди. Шуниң билән Худа уларға Бинямин қәбилисидин Киш исимлиқ адәмниң оғли Саулни тикләп бәрди. У қириқ жил һөкүм сүрди.
后来他们求一个王, 神就将便雅悯支派中基士的儿子扫罗,给他们作王四十年。
22 Бирақ [Худа] Саулни сәлтәнитидин чүшүрүп, уларға Давутни падиша қилип турғузуп бәрди. Худа униң һәққидә гувалиқ берип: «Көңлүмдикидәк бир адәмни, йәни Йәссәниң оғли Давутни таптим. У Мениң толуқ ирадәмгә әмәл қилиду», — деди.
既废了扫罗,就选立大卫作他们的王,又为他作见证说:‘我寻得耶西的儿子大卫,他是合我心意的人,凡事要遵行我的旨意。’
23 Өзи вәдә қилғандәк Худа бу адәмниң нәслидин Исраил хәлқигә бир Қутқузғучи тикләп бәрди — у болса Әйсаниң өзидур!
从这人的后裔中, 神已经照着所应许的,为以色列人立了一位救主,就是耶稣。
24 У хәлиқниң оттурисиға чиқиштин алввал, Йәһя [пәйғәмбәр] чиқип, барлиқ Исраил хәлқини товва қилишни [билдүридиған] чөмүлдүрүшни қобул қилиңлар, дәп җакалиди.
在他没有出来以先,约翰向以色列众民宣讲悔改的洗礼。
25 Йәһя [пәйғәмбәр] вәзипини тамамлиғанда, халайиққа мундақ дегән еди: «Силәр мени ким дәп билисиләр? Мән силәр күткән зат әмәсмән. Бирақ мана, мәндин кейин бириси келиду, мән һәтта униң аяқ кәшлирини йешишкиму лайиқ әмәсмән!»
约翰将行尽他的程途说:‘你们以为我是谁?我不是基督;只是有一位在我以后来的,我解他脚上的鞋带也是不配的。’
26 Әй қериндашлар, Ибраһимниң җәмәтиниң нәсиллири вә араңлардики Худадин қорққанлар, бу ниҗатлиқниң сөз-калами силәргә әвәтилди!
“弟兄们,亚伯拉罕的子孙和你们中间敬畏 神的人哪,这救世的道是传给我们的。
27 Йерусалимда туруватқанлар вә уларниң һакимлири [Әйсани] тонумай, униң үстидин гунакар дәп һөкүм чиқарғини билән, һәр шабат күни оқулидиған пәйғәмбәрләрниң алдин-ала ейтқан сөзлирини әмәлгә ашурди.
耶路撒冷居住的人和他们的官长,因为不认识基督,也不明白每安息日所读众先知的书,就把基督定了死罪,正应了先知的预言;
28 Гәрчә улар униңдин өлүм җазасиға һөкүм қилишқа тегишлик бирәр гуна тапалмиған болсиму, валий Пилатустин йәнила уни өлүмгә мәһкүм қилишни өтүнди.
虽然查不出他有当死的罪来,还是求彼拉多杀他;
29 Улар [бу] [ишларни қилип] муқәддәс язмиларда униң һәққидә алдин пүтүлгәнләрниң һәммисини [өзлири билмигән һалда] әмәлгә ашурғандин кейин, униң җәситини кресттин чүшүрүп, бир қәбиргә қойди.
既成就了经上指着他所记的一切话,就把他从木头上取下来,放在坟墓里。
30 Лекин Худа уни өлүмдин тирилдүрди!
神却叫他从死里复活。
31 Тирилгәндин кейин, у бурун өзи билән Галилийәдин Йерусалимғичә әгишип кәлгәнләргә көп күнләр ичидә [нәччә қетим] көрүнүп турди. Бу кишиләр һазир [Исраил] хәлқигә униң гувачилири болуватиду.
那从加利利同他上耶路撒冷的人多日看见他,这些人如今在民间是他的见证。
32 Бизму ата-бовилиримизға қилинған вәдиниң хуш хәвирини силәргә һазир җакалаймиз — Худа Әйсани [аримизда] тикләп, бу вәдини уларниң әвлатлири болған бизләргә әмәлгә ашурди. Бу һәқтә Зәбурниң иккинчи күйидә алдин-ала мундақ пүтүлгән: «Сән Мениң Оғлум, Өзүм сени бүгүнки күнидә туғдурдум».
我们也报好信息给你们,就是那应许祖宗的话,
神已经向我们这作儿女的应验,叫耶稣复活了。正如诗篇第二篇上记着说: 你是我的儿子, 我今日生你。
34 Әндиликтә Худаниң Әйсаға чиришни қайта көргүзмәй өлүмдин тирилдүридиғанлиғи һәққидә у [муқәддәс язмиларда] мундақ алдин-ала ейтқан: «Давутқа вәдә қилған меһри-шәпқәтләрни силәргә ата қилимән!»
论到 神叫他从死里复活,不再归于朽坏,就这样说: 我必将所应许大卫那圣洁、 可靠的恩典赐给你们。
35 Шуңа йәнә бу һәқтә йәнә бир айәттә: — «[И Худа], Сениң муқәддәс Болғучуңға тениниң чиришини көргүзмәйсән».
又有一篇上说: 你必不叫你的圣者见朽坏。
36 Чүнки Давут дәрвәқә Худаниң ирадиси бойичә өз дәври үчүн хизмәт қилип, өз ата-бовилириға қошулуп өлүмдә ухлап униң тени чирип кәткән еди.
“大卫在世的时候遵行了 神的旨意,就睡了,归到他祖宗那里,已见朽坏;
37 Лекин Худа өлүмдин тирилдүргүчи болса чиришни һеч көрмиди.
惟独 神所复活的,他并未见朽坏。
38 Әнди шуңа силәр шуни билишиңлар керәкки, и қериндашлар, һазир гуналардин кәчүрүм қилиниш йоли дәл шу киши арқилиқ силәргә җакалиниватиду.
所以,弟兄们,你们当晓得:赦罪的道是由这人传给你们的。
39 Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән Тәврат қануни билән силәр халас болалмайватқан ишлардин униңға етиқат қилғучилар у арқилиқ халас қилинип һәққаний қилиниду!
你们靠摩西的律法,在一切不得称义的事上信靠这人,就都得称义了。
40 Шуңа, пәйғәмбәрләр алдин-ала ейтқан шу балаю-апәт бешиңларға чүшмәслиги үчүн еһтият қилиңлар! —
所以,你们务要小心,免得先知书上所说的临到你们。
41 «Қараңлар, и мазақ қилғучилар, һәйрануһәс болуп һалак болуңлар! Чүнки силәрниң күнлириңларда бир иш қилимәнки, Уни бириси силәргә елан қилсиму силәр шу ишқа һәргиз ишәнмәйсиләр!»
主说: 你们这轻慢的人要观看,要惊奇,要灭亡; 因为在你们的时候,我行一件事, 虽有人告诉你们, 你们总是不信。”
42 Павлус билән Барнабас синагогдин чиқиватқанда, җамаәт уларға келәрки шабат күни бу ишлар һәққидә йәнә сөзләшни йелинди.
他们出会堂的时候,众人请他们到下安息日再讲这话给他们听。
43 Синагогтики җамаәт тарқалғанда, нурғун Йәһудийлар вә Худадин қорққан Тәвратқа етиқат қилған Йәһудий әмәсләрму Павлус билән Барнабасқа әгәшти. Иккиси уларға сөз қилип, уларни Худаниң меһри-шәпқитидә чиң турушқа дәвәт қилди.
散会以后,犹太人和敬虔进犹太教的人多有跟从保罗、巴拿巴的。二人对他们讲道,劝他们务要恒久在 神的恩中。
44 Кейинки шабат күни, пүтүн шәһәр хәлқи дегидәк Худаниң сөз-каламини аңлиғили келишти.
到下安息日,合城的人几乎都来聚集,要听 神的道。
45 Бирақ бундақ топ-топ адәмләрни көргән Йәһудийлар һәсәткә чөмүп, Павлусниң сөзлиригә қарши тәтүр гәп қилип, униңға төһмәт қилди.
但犹太人看见人这样多,就满心嫉妒,硬驳保罗所说的话,并且毁谤。
46 Әнди Павлус билән Барнабас техиму жүрәклик һалда мундақ деди: — Худаниң сөз-каламини алди билән силәр [Йәһудий хәлқигә] йәткүзүш керәк еди. Лекин силәр уни чәткә қеқип өзүңларни мәңгүлүк һаятқа лайиқ көрмигәндин кейин, мана биз [силәрдин] бурулуп әлләргә йүзлинимиз! (aiōnios g166)
保罗和巴拿巴放胆说:“神的道先讲给你们原是应当的;只因你们弃绝这道,断定自己不配得永生,我们就转向外邦人去。 (aiōnios g166)
47 Чүнки Пәрвәрдигар [муқәддәс язмиларда] бизгә мундақ буйруған: — «Мән Сени [ят] әлләргә нур болушқа, Йәр йүзиниң чәт-яқилириғичә ниҗатлиқ болушуң үчүн Сени атидим».
因为主曾这样吩咐我们说: 我已经立你作外邦人的光, 叫你施行救恩,直到地极。”
48 Әлләрдикиләр бу сөзни аңлап, хошал болушуп Рәбниң сөз-каламини улуқлашти; мәңгүлүк һаятқа еришишкә бекитилгәнләрниң һәммиси етиқат қилди. (aiōnios g166)
外邦人听见这话,就欢喜了,赞美 神的道;凡预定得永生的人都信了。 (aiōnios g166)
49 Шундақ қилип, Рәбниң сөз-калами пүткүл зиминға тарқалди.
于是主的道传遍了那一带地方。
50 Бирақ Йәһудийлар Худадин қорққан жуқури тәбиқилик аялларни һәм шәһәр мөтивәрлирини қутритип, Павлус билән Барнабасқа зиянкәшлик қилғузуп, улар иккисини өз жутлиридин қоғлап чиқарди.
但犹太人挑唆虔敬、尊贵的妇女和城内有名望的人,逼迫保罗、巴拿巴,将他们赶出境外。
51 Амма Павлус билән Барнабас уларға қарап аяқлиридики топини қеқиштуруветип, Коня шәһиригә қарап маңди.
二人对着众人跺下脚上的尘土,就往以哥念去了。
52 [Антакядики] мухлислар болса хошаллиққа һәмдә Муқәддәс Роһқа толдурулди.
门徒满心喜乐,又被圣灵充满。

< Паалийәтлири 13 >