< Паалийәтлири 12 >
1 Шу чағларда, Һерод падиша җамаәттикиләрдин бәзилиригә зиянкәшлик қилмақчи болуп уларға қол салди.
那個時期,黑落德已下手磨難教會中的一些人,
2 У Юһаннаниң акиси Яқупни қиличлап өлтүрди.
用劍殺了若望的哥哥雅各伯。
3 Өзиниң бу қилған ишиниң Йәһудийларға яққанлиғини көрүп, у Петрусниму тутқун қилдуруди (шу чағда «петир нан һейти» мәзгили еди).
他一看到猶太人喜歡,便命人連伯多祿也加以拘捕,時正值無酵節日;
4 Петрусни тутқандин кейин, уни зинданға ташлап, төрт ләшкәр бир гуруппа қилинған төрт қараввул топиға тапшурди. Пасха һейттин кейин, Һерод уни халайиқ алдида сорақ қилмақчи еди.
把他拿住以後,就押在監獄中,交由四班兵士──每班四人──看守,願意在逾越節後,給百姓提出來。
5 Шуңа Петрус зинданда тутуп қелинди. Лекин җамаәт Худаға җан-дил билән униң үчүн дуа қилишивататти.
伯多祿就被看管在監獄中,而教會懇切為他向天主祈禱。
6 Әнди Һерод уни елип чиқип сот қилишниң алдинқи кечиси, Петрус икки зәнҗир билән бағлақлиқ пети, икки қаравулниң оттурисида ухлавататти; ишикниң сиртидиму бир нәччә қаравул зинданни күзәт қиливататти.
及至黑落德將要提出他的時候,那一夜伯多祿被兩道鎖鏈縛著,睡在兩個士兵中,門前還有衛兵把守監獄。
7 Вә туюқсиз Рәбниң бир пәриштиси көрүнүп, бир нур камерни йорутти. Пәриштә Петрусниң биқиниға ноқуп: — Тез тур! — дәп ойғатти. Униң қоллиридики зәнҗир шу һаман бошап чүшүп кәтти.
忽然,主的一位天使顯現,有一道光,照亮了房間,天使拍著伯多祿的肋膀,喚醒他說:「快快起來!」鎖鏈遂從他手上落下來。
8 Пәриштә униңға: — Белиңни бағливал! Кәшиңниму кий! — деди. Петрус униң дегинини қилди. Андин у: — Чапиниңни йепинчақлап кәйнимдин маң! — деди.
天使向他說:「束上腰,穿上你的鞋!」他都照辦了。天使吩咐他說:「披上你的外氅,跟我來罷!」
9 Петрус униңға әгишип [камердин] чиқти. Бирақ у пәриштиниң вастиси билән болуватқан бу ишларниң растлиғини билмәй, бәлки бир ғайипанә көрүнүш көрүптимән, дәп ойлавататти.
他就出來跟著走,還不知道天使所行的是實在的事,只想是見了異像。
10 Улар биринчи вә иккинчи күзәттин өтүп, зинданниң шәһәргә чиқидиған төмүр дәрвазисиға барғанда, дәрваза улар үчүн өзлүгидин ечилип кәтти. Улар чиқип, бир кочидин өткәндә, пәриштә туюқсиз униң йенидин кәтти.
他們經過第一道崗,又第二道,來到通到城的鐵門前,鐵門就自動地給他們開了;他們便出去,往前走了一條街,忽然天使離開他,不見了。
11 Шу чағда, Петрус есигә келип, өз-өзигә: «Дәрвәқә әнди Рәб Өз пәриштисини әвәтип, мени Һеродниң қолидин вә Йәһудий хәлқиниң күткәнлириниң һәммисидин қутқузупту, дәп билдим» — деди.
伯多祿這纔清醒過來,說:「現今我實在知道主派了他的天使來,救我脫免黑落德的手和猶太人民所希望的事。」
12 Һәқиқий әһвални чүшинип йәткәндә, у Маркус дәпму атилидиған Юһаннаниң аниси Мәрйәмниң өйигә барди. У йәрдә нурғун кишиләр жиғилип дуа-тилавәт қиливататти.
他既明白過來,就往若望──號稱馬爾谷──的母親瑪利亞的家去,在那裏有好些人聚集祈禱。
13 У дәрвазиниң ишигини қаққанда, Рода исимлиқ бир дедәк авазни аңлап чиқти.
他敲大門的時候,有一個名叫洛德的使女過來聽。
14 У Петрусниң авазини тонуп, хошаллиғидин ишикни ечишқиму үлгүрмәй жүгүрүп келип, һәммәйләнгә: — Петрус дәрваза алдида туриду! — дәп хәвәр қилди.
她一認出是伯多祿的聲音,喜的沒有開門,就跑進去報告說:伯多祿站在大門前。
15 Лекин улар: — Сараң болуп қалдиңғу! — дейишти. Бирақ у: — Раст шундақ, дәп турувалди. Улар: — У униң пәриштиси болса керәк! — дейишти.
他們都對她說:「你瘋了!」她卻堅持說:實在是這樣。他們反說:「是他的天使。」
16 Бирақ Петрус дәрвазини қеқивәрди. Улар чиқип дәрвазини ечип, униң өзини көргәндә һәммәйлән һаң-таң болушти.
伯多祿還不住的敲門;他們一開門,看見是他,便驚呆了。
17 Петрус уларға үн чиқармаслиққа қол ишарити қилип, уларға Рәбниң өзини зиндандин қандақ елип чиққанлиғини ейтип бәрди. Андин кейин, у: — Бу хәвәрни Яқупқа вә қериндашларға йәткүзүп қоюңлар, — дәп, өзи у йәрдин башқа йәргә кәтти.
伯多祿擺手叫他們不要作聲,遂給他們述說上主怎樣領他出了監獄,且說:「你們要把這些事報告給雅各伯和弟兄們。」他便出去,往別的地方去了。
18 Таң атқанда, қаравуллар Петрус зади немә болди дәп сарисимигә чүшти.
天一亮,在士兵中,起了不小的騷亂,不知伯多祿出了什麼事。
19 Һерод уни издәп униң из-деригини тапалмиғачқа, қаравулларни сорақ қилип, уларни өлүмгә мәһкүм қилишни буйруди. Бу иштин кейин, у Йәһудийәдин чүшүп Қәйсәрийә шәһиригә берип шу йәрдә турди.
黑落德遂搜尋他,搜尋不到,就審訊衛兵,下令把他們處決了。以後,黑落德從猶太下到凱撒勒雅,住在那裏。
20 Әслидә Һерод [хан] билән Тур вә Зидондикиләр арисида қаттиқ җедәл бар еди. Һалбуки, Тур вә Зидондикиләр бирлишип, Һеродниң алдиға кәлди. Униң билән яришивелиш үчүн улар алди билән ханниң Биластус исимлиқ шәхсий ғоҗидарини өзлиригә яр-йөләк болушқа қайил қилған еди. Чүнки бу жуттикиләр ашлиқни ханниң илкидики җайлардин алатти.
那時,黑落德向提洛和漆冬發了大怒;二城的人商量好,來見他,並賄賂了管王臥房的布拉斯托去求和,因為他們那一方當由君王這裏獲得食糧。
21 Бәлгүләнгән көрүшүш күнидә Һерод шаһанә тонлирини кийип, сорақ тәхтидә олтирип, уларға нутуқ сөзлиди.
黑落德在約定的日子,披戴君王的禮服,坐在寶座上向他們演講。
22 Аңлиған хәлиқ: — Бу адәмниң авази әмәс, бәлки бир илаһниң авазидур! — дәп вақирашти.
人民便呼喊說:「這不是人的聲音,而是神的聲音。」
23 Шуан Пәрвәрдигарниң бир пәриштиси ханни урди; чүнки у шан-шәрәпни Худаға беғишлимиди. Нәтиҗидә, у қурутқа йәм болуп өлди.
立刻有上主的天使打擊了他,因為他沒有歸光榮於天主。他為蟲子所吃,遂斷了氣。
24 Амма Худаниң сөз-калами давамлиқ бәрқ уруп кеңәйди.
天主的道卻逐漸發揚廣大。
25 Барнабас билән Саул Йерусалимда сәдиқилирини тапшуруш хизмитини ада қилғандин кейин, Антакяға қайтип кәтти. Улар Маркус дәпму атилидиған Юһаннани биллә елип барди.
巴爾納伯和掃祿完成了任務,就帶著號稱馬爾谷的若望從耶路撒冷回去了。