< Паалийәтлири 11 >
1 Расуллар вә пүткүл Йәһудийәдики башқа қериндашлар [ят] әлликләрниңму Худаниң сөз-каламини қобул қилғанлиғини аңлиди.
2 Шуңа, Петрус Йерусалимға қайтқанда, хәтнилик болған [ишәнгүчиләр] уни әйипкә буйруп:
3 — Сән хәтнә қилинмиған адәмләрниң өйидә меһман болуп, улар билән һәмдәстихан болдуң?! — деди.
4 Бирақ Петрус пүтүн ишни баштин-ахириғичә уларға бир-бирләп чүшәндүрүп
5 мундақ деди: — Йоппа шәһиридә дуа қиливатқинимда, ғайипанә көрүнүш мени оривелип, бир аламәтни көрдүм. Кәң дәстихандәк бир нәрсә төрт бүҗигидин бағланған һалда асмандин чүшүп, мениң йенимда тохтиди.
6 Униңға көз тикип қарисам, ичидә һәр хил төрт путлуқ һайванлар, явайи һайванатлар, йәр беғирлиғучилар, асмандики учар-қанатларму бар екән.
7 Андин: «Орнуңдин тур Петрус, улардин союп йә!» дегән бир авазни аңлидим.
8 Мән: «Яқ Рәб, һәргиз болмайду! Мән һеч қачан һәр қандақ напак яки һарам нәрсини ағзимға алған әмәсмән!» дедим.
9 Бирақ маңа йәнә: «Худа һалал дәп паклиған нәрсини сән һарам демә!» дегән аваз аңланди.
10 Бу иш үч қетим шундақ тәкрарлинип, ахир буларниң һәммиси асманға қайтидин тартип кетилди.
11 Мана дәл шу чағда, Қәйсәрийәдин мени чақиришқа әвәтилгән үч киши мән турған өйниң алдиға кәлди.
12 Муқәддәс Роһ мени һеч иккиләнмәй улар билән биллә беришқа буйруди. Мошу алтә қериндашму мән билән биллә барди. [Қәйсәрийәгә йетип келип], һелиқи адәмниң өйигә кирдуқ.
13 Бу киши бизгә өзиниң өйидә пайда болуп турған бир пәриштини қандақ көргәнлигини ейтти. Пәриштә униңға: «сән Йоппаға адәм әвәтип, Петрус дәпму атилидиған Симон исимлиқ бир адәмни чақиртип кәл,
14 у саңа сени вә пүткүл аиләңгә ниҗатлиқ йәткүзидиған бир хәвәрни ейтип бериду» дегән екән.
15 Мән гәпни башлиғинимда, Муқәддәс Роһ худди башта бизниң үстимизгә чүшкинидәк, уларғиму чүшти.
16 Шу чағда, Рәбниң сөз-каламини, йәни: «Йәһя кишиләрни суға чөмүлдүргән, лекин силәр болсаңлар Муқәддәс Роһқа чөмүлдүрүлисиләр» дегинини есимгә алдим.
17 Шуңа, әгәр Худа әнди мошуларға биз Рәб Әйса Мәсиһкә етиқат қилғинимиздин кейин бизгә бәргән илтипатқа охшаш илтипат ата қилған болса, Худани тосалғидәк мән зади ким едим?
18 Улар бу сөзләрни аңлиғанда, әйипләштин тохтап, Худаға мәдһийә оқуп: — Бәрһәқ, Худа әлләргиму һаятлиққа елип баридиған товва қилишни несип қипту! — дейишти.
19 У чағда, Истипанниң иши билән зиянкәшликкә учрап һәр қайси җайларға тарқилип кәткәнләр Фәникийә райони, Сипрус арили вә Антакя шәһири қатарлиқ җайларғичә йетип берип, бу җайларда сөз-каламни пәқәт Йәһудийларғила йәткүзәтти.
20 Лекин улардин Сипрус арили вә Курини шәһиридин кәлгән бәзиләр Антакя шәһиригә барғанда, Рәб Әйсаниң хуш хәвирини Грекләргиму йәткүзди.
21 Рәбниң қоли улар билән биллә болуп, толиму нурғун кишиләр ишинип товва қилип Рәбгә бағланди.
22 Бу хәвәр Йерусалимдики җамаәтниң қулиқиға йетип кәлди. Шуниң билән улар Барнабасни Антакяғичә арилап өтүшкә әвәтти.
23 Барнабас йетип берип, Худаниң меһри-шәпқитини көрүп, хошал болди. У уларниң һәммисини җан-дилидин қәтъийлик билән Рәбгә чиң бағлинишқа риғбәтләндүрди.
24 Чүнки у Муқәддәс Роһқа вә иман-ишәшкә толдурулған болуп, яхши бир адәм еди. Шуниң билән зор бир топ адәмләр Рәбгә қошулди.
25 Шуниң билән Барнабас Тарсус шәһиригә Саулни издәп барди.
26 Уни тепип Антакяға елип кәлди; шундақ болдики, иккилән җамаәт билән биллә сақ бир жил жиғилип, нурғун адәмгә тәлим бәрди. Мухлисларниң «Христианлар» дәп тунҗа атилиши Антакядин башланди.
27 У күнләрдә бәзи пәйғәмбәрләр Йерусалимдин Антакяға чүшүп кәлди.
28 Булардин Агабус исимлиқ бирәйлән оттуриға чиқип, Роһниң вәһийини йәткүзүп, қаттиқ бир ачарчилиқниң пүткүл дунияни басидиғанлиғини алдин-ала ейтти (бу ачарчилиқ дәрвәқә «Клавдиюс Қәйсәр» һөкүм сүргән вақитта йүз бәрди).
29 Буниң билән [Антакядики] мухлисларниң һәр бири өз қурбиға қарап пул жиғип, Йәһудийәдә туруватқан қериндашларға ярдәм беришни қарар қилди.
30 Улар бу қарарни ада қилип, сәдиқини Барнабас вә Саулниң қоли арқилиқ [Йәһудийәдики җамаәт] ақсақаллириға йәткүзүп бәрди.