< Паалийәтлири 10 >
1 Қәйсәрийә шәһиридә Корнилий исимлиқ бир адәм болуп, у [Рим] қошунидики «Италийәликләр» қисминиң йүз беши еди.
2 У ихласмән адәм болуп, өзи вә пүткүл өйидикилири Худадин қорқатти. У мәртлик билән намратларға хәйр-сахавәт қилип, дайим Худаға дуа-тилавәт қилатти.
3 Бир күни чүштин кейин саат үчләрдә, у ғайипанә бир көрүнүштә Худаниң бир пәриштисиниң өзиниң йениға кәлгәнлигини очуқ көрди. Пәриштә уни: — Корнилий! — дәп чақирди.
4 Корнилий униңға көзлирини тикип қаттиқ чөчүп: — Тәхсир, немә иш? — дәп сориди. Пәриштә униңға: — Сениң дуалириң вә хәйр-сахавәтлик ишлириң Худа алдиға әсләтмә қурбанлиқтәк берип йәтти.
5 Әнди сән Йоппаға адәм әвәтип, Петрус дәпму атилидиған Симон исимлиқ адәмни чақиртип кәл.
6 У Симон исимлиқ бир көнчиниң өйидә меһман болуп туруватиду. Симонниң өйи деңиз бойида, — деди.
7 Униңға сөзлигән пәриштә кәткәндин кейин, Корнилий өйдики хизмәтчиләрдин иккини вә дайим йенида туруп хизмәт қилғучилар ичидики ихласмән бир ләшкәрни чақирди.
8 Барлиқ ишларни чүшәндүргәндин кейин, уларни Йоппаға әвәтти.
9 Әтиси улар сәпәр қилип шәһәргә йеқинлашқанда, чүш вақти болуп, Петрус дуа қилиш үчүн өгүзгә чиқти.
10 Униң қосиғи ечип кетип, бир нәрсә йәй деди. Бирақ улар ғиза тәйярлаватқанда, ғайипанә бир аламәт Петрусни орувалди.
11 У асман ечилип, төрт бүҗигидин бағланған һалда йәр йүзигә чүшүрүлүватқан кәң дәстихандәк бир нәрсини көрди.
12 Дәстиханда һәр хил төрт путлуқ һайванлар, йәр беғирлиғучилар, асмандики учар-қанатларму бар еди.
13 Униңға бир аваз аңланди: — «Орнуңдин тур, Петрус, улардин союп йә!»
14 — Яқ, Рәб, һәргиз болмайду! Мән һеч қачан һеч қандақ напак яки һарам нәрсини йегән әмәсмән! — деди Петрус.
15 Аваз иккинчи қетим келип униңға: — Худа һалал дәп паклиғанни сән һарам демә! — дейилди.
16 Бу иш үч қетим йүз берип, андин дәстихандәк болған шу нәрсә дәрһал асманға елип чиқип кетилди.
17 Петрус көргән ғайипанә аламәтниң мәнаси тоғрисида қаймуқуп турғанда, мана Корнилий әвәткән кишиләр Симонниң өйини тепип, дәрваза алдида туратти.
18 Улар бирисини чақирип, униңдин Петрус дәпму атилидиған Симон дегән бириси бу йәрдә турамду? — дәп сориди.
19 Петрус техичә шу ғайипанә аламәтниң мәнаси үстидә ойлиниватқанда, Роһ униңға: — Мана, сени үч адәм издәп кәлди.
20 Орнуңдин тур, пәскә чүш, һеч иккиләнмәй улар билән биллә барғин. Чүнки уларни әвәткүчи Мән! — деди.
21 Петрус пәскә чүшүп, һелиқи адәмләргә: — Силәр издигән киши мана мән болимән. Бу йәргә келиш сәвәвиңлар немекин? — деди.
22 Улар җававән: — Һәққаний бир адәм, Худадин қорқидиған, шундақла пүткүл Йәһудий хәлқи тәриплигән Корнилий исимлиқ римлиқ йүз беши муқәддәс бир пәриштә тәрипидин сизни өйигә чақиртип, сиздин сөз-калам аңлашқа әмир қилинған! — деди.
23 Шуңа Петрус уларни өйгә тәклип қилип, қондуруп меһман қилди. Әтиси орнидин туруп у улар билән биллә йолға чиқти. Йоппадики қериндашлардин бәзилири уларға һәмраһ болуп маңди.
24 Иккинчи күни, улар Қәйсәрийәгә йетип барди. Әнди Корнилий туққанлири вә йеқин яр-бурадәрлирини өйигә чақирип, Петрусларни тәққәзарлиқ билән күтүп туратти.
25 Петрус өйгә киргәндә, Корнилий алдиға чиқип, айиғиға өзини етип сәҗдә қилди.
26 Лекин Петрус [дәрһал] уни йөләп турғузуп: — Орнуңдин турғин! Мәнму бир инсан, халас! — деди.
27 У Корнилий билән гәп қилғач өйгә киривиди, өйниң ичигә жиғилған топ-топ адәмләрни көрди.
28 У уларға: — Силәргә мәлумки, биз Йәһудийларниң ят әлликләрдин бириси билән барди-кәлди қилиши яки өйлиригә кириши Тәврат қанун-әқидилиримизгә хилап. Лекин Худа маңа һеч қандақ адәмни напак яки һарам демәслигим керәклигини аян қилди.
29 Шуниң үчүн силәр адәм әвәтип мени чақирғанда, һеч рәт қилмай алдиңларға кәлдим. Әнди сорай, мени немә дәп чақирдиңлар? — деди.
30 Корнилий мундақ деди: — Төрт күнниң алдида бүгүнки мошу вақитқичә роза тутқан едим; саат үчләрдә мән өйдә дуа қиливататтим. Туюқсиз кийимлиридин нур чақнап туридиған бир адәм алдимда пәйда болуп өрә турди:
31 «Корнилий! Дуайиң иҗабәт қилинди вә хәйр-сахавәтлик ишлириң Худа алдиға әсләтмә қурбанлиқтәк йәтти.
32 Шуңа Йоппаға адәм әвәтип, Петрус дәпму атилидиған Симон исимлиқ адәмни чақиртип кәл. У деңиз бойида олтирақлуқ Симон исимлиқ бир көнчиниң өйидә меһман болуп туруватиду» деди.
33 Шуниң үчүн, дәрһал өзлирини чақирип келишкә адәм әвәткән едим. Өзлири күлбәмгә келип яхши қилдила! Әнди биз һәммәйлән Худа өзлиригә әмир қилған барлиқ сөзләрни аңлаш үчүн Худаниң алдида һазир туруватимиз.
34 Петрус ағзини ечип мундақ деди: — Бәрһәқ, мән Худани һеч қандақ адәмгә йүз-хатирә қилмайду, дәп чүшинип йәттим; бәлки һәр әлдин болғанлар ичидә Униңдин қорқидиған вә һәққанийәт жүргүзидиған киши болсила, Униң алдида мәқбулдур.
35
36 Худа Исраил хәлқигә йәткүзгән сөз-калам, йәни Әйса Мәсиһ арқилиқ (у пүткүл мәвҗудаларға Рәбдур) енақ-җатирҗәмлик җакаланған хуш хәвәр силәргә мәлумғу;
37 Силәрниңму Йәһя [пәйғәмбәр] чөмүлдүрүш чақириқини йәткүзгәндин тартип, Галилийәдин башлап пүткүл Йәһудийә зиминлирида Насарәтлик Әйса тоғрилиқ гувалиқтин — йәни Худаниң қандақ қилип уни Муқәддәс Роһ вә күч-қудрәт билән мәсиһлигәнлиги, шуниң билән у һәммә йәрни кезип, яхши әмәлләрни қилип, Иблисниң илкидә болғанларниң һәммисини сақайтқанлиғидин хәвириңлар бардур. Чүнки Худа униң билән биллә еди.
38
39 Бизму униң һәм Йәһудийларниң зиминида һәм Йерусалимда қилған пүтүн әмәллириниң гувачилири. Улар уни яғачқа есиши биләнму өлтүрди.
40 Бирақ үчинчи күни, Худа уни қайта тирилдүрүп намайән қилди. Бирақ һәммә кишиләргә әмәс, пәқәт Худа Өзи алди билән таллиған гувачилар, йәни у өлүмдин тирилгәндин кейин униң билән һәмдәстихан болған бизләрниң аримизда намайән қилди.
41
42 У бизгә хәлиққә хуш хәвәр йәткүзүшни вә өзиниң Худа тәрипидин тирикләр вә өлгәнләрниң сорақчиси қилинип тайинланғүчи екәнлигини җакалашни әмир қилди.
43 Барлиқ пәйғәмбәрләр униңға гувалиқ беридуки, һәр ким униңға етиқат қилған болса униң нами арқилиқ гуналири кәчүрүм қилиниду.
44 Петрус техи бу сөзләрни қиливатқанда, Муқәддәс Роһ сөз-каламни аңлаватқан һәммә кишигә чүшти.
45 Петрус билән биллә кәлгән хәтнилик болған ишәнгүчиләрниң һәр бири Муқәддәс Роһниң ят әлләрдикиләргиму ата қилинип төкүлгәнлигини көрүп бәк һәйран болушти.
46 Чүнки уларниң [карамәт намәлум] тилларда сөзлишип Худани улуқлиғанлиғини аңлиди. Шуңа Петрус:
47 — Мошу кишиләр бизгә охшаш Муқәддәс Роһни қобул қилғучи болған болса, ким уларниң суға чөмүлдүрүшни қобул қилишини тосалисун?! — деди.
48 Шуниң билән у уларниң Рәбниң намида чөмүлдүрүлүшини буйруди. Андин улар Петрусниң улар билән бир нәччә күн турушини өтүнди.