< Паалийәтлири 1 >

1 И [һөрмәтлик] Теофилос, мән дәсләп язған баян Әйса өзи таллиған расулларға Муқәддәс Роһ арқилиқ әмирләрни тапшуруп асманға көтирилгән күнгичә болған униң барлиқ әмәллири һәм барлиқ тәлим беришлириниң башланмиси тоғрисида еди.
הן המאמר הראשון תאופילוס עשיתיהו על כל אשר החל ישוע לעשות וללמד׃
2
עד היום אשר לקח למרום אחרי צותו ברוח הקדש את השליחים אשר בחר בהם׃
3 У азап-оқубәтләрни тартқандин кейин, уларға көп испатлар билән өзиниң тирик екәнлигини көрсәткән; у уларға қириқ күн ичидә көрүнгән болуп, Худаниң падишалиғиға аит ишлар тоғрилиқ сөзләп бәргән;
ואשר גם התיצב להם חי אחרי ענותו באתות רבות בהראותו אליהם ארבעים יום וידבר על מלכות האלהים׃
4 вә улар билән җәм қилинғанда мундақ әмир қилди: — «Йерусалимдин айрилмай, силәр мәндин аңлиған, Атиниң вәдисини күтүңлар.
ובאכלו לחם עמהם צוה אתם לבלתי סור מירושלים כי אם להוחיל להבטחת האב אשר שמעתם ממני׃
5 Чүнки Йәһя суда чөмүлдүргән, лекин силәр болсаңлар көп күнләр өтмәй Муқәддәс Роһта чөмүлдүрүлисиләр».
כי יוחנן הטביל במים ואתם תטבלו ברוח הקדש בקרוב אחרי הימים האלה׃
6 Расуллар [униң билән] җәм қилинғанда, униңдин: — И Рәб, сән мошу вақитта Исраилниң падишалиғини әслигә кәлтүрмәкчимусән? — дәп сорашқа башлиди.
ויהי כאשר נאספו יחדו וישאלהו לאמר אדנינו המשיב אתה בעת הזאת את המלוכה לישראל׃
7 У уларға мундақ деди: — Ата Өз һоқуқиға асасән бекиткән вақит-пәйтләрни силәрниң билиш несивәңлар йоқ.
ויאמר אליהם לא לכם לדעת העתים והזמנים אשר יעד האב בשלטנו׃
8 Бирақ Муқәддәс Роһ үстүңларға чүшкәндә силәр күч-қудрәткә егә болисиләр, Йерусалим, пүтүн Йәһудийә вә Самарийә бойичә һәм җаһанниң чәтлиригичә маңа гувачи болисиләр.
אבל תקבלו גבורה בבוא עליכם רוח הקדש והייתם עדי בירושלים ובכל יהודה ובשמרון ועד קצה הארץ׃
9 У бу сөзләрни қилип болуп, улар қарап турғанда көтирилди, бир парчә булут уни ариға алди-дә, у уларниң нәзиридин ғайип болди.
ויהי כדברו זאת העלה והם ראים וישאהו ענן מנגד עיניהם׃
10 У асманға көтирилгәндә, улар көзлирини көккә тикип қарашқанда, мана туюқсиз уларниң йенида ақ кийим кийгән икки адәм пәйда болуп:
ויביטו אחריו השמימה בעברו והנה שני אנשים לבושי בדים נצבים עליהם׃
11 — Әй Галилийәликләр, немишкә өрә турғиниңларчә асманға қарап қалдиңлар? Силәр силәрдин айрилип әршкә көтирилгән шу Әйсаниң асманға қандақ көтирилгинини көргән болсаңлар, йәнә шу һалда қайтип келиду, — деди.
ויאמרו אתם אנשי הגליל מה תעמדו פה ועיניכם השמימה ישוע זה אשר לקח מאתכם השמימה כן בוא יבוא כאשר ראיתם אתו עלה השמימה׃
12 Андин улар Йерусалимға йеқин, униңдин бир чақиримчә жирақлиқтики Зәйтун теғидин Йерусалимға қайтип кәлди.
ויפנו וילכו ירושלימה מן ההר הנקרא הר הזיתים והוא קרוב לירושלים דרך תחום שבת׃
13 Улар шәһәргә кирип, өзлири туруватқан өйниң үстүнки қәвитидики бир өйгә чиқти. Шу йәрдә Петрус, Юһанна, Яқуп, Андирияс, Филип, Томас, Бартоломай, Матта, Алфайниң оғли Яқуп, «милләтпәрвәр» Симон вә [йәнә бир] Яқупниң оғли Йәһуда бар еди.
ויבאו העירה ויעלו אל העליה אשר היו ישבים בה פטרוס ויעקב ויוחנן ואנדרי פילפוס ותומא בר תלמי ומתי יעקב בן חלפי ושמעון הקנא ויהודה בן יעקב׃
14 Булар бир җан бир дил болуп үзүлдүрмәй берилип дуа-тилавәт қилишти; бу ишта бир йәргә җәм болғанлардин бир қанчә аял, җүмлидин Әйсаниң аниси Мәрйәм һәмдә Әйсаниң инилириму бар еди.
כל אלה היו שקדים יחדו בלב אחד להתפלל ולהתחנן ועמהם הנשים ומרים אם ישוע וגם אחיו׃
15 Шу күнләрниң биридә, Петрус қериндашлар оттурисида өрә туруп (җәм болушқанлар бир йүз жигирмигә йеқин еди) мундақ деди:
ובימים האלה קם פטרוס בתוך התלמידים ומספר שמות הנקהלים יחד כמאה ועשרים ויאמר׃
16 — Қериндашлар, Әйсани тутқанларға йол башлиғучи болған Йәһуда һәққидә Муқәддәс Роһниң бурун Давут арқилиқ алдин-ала ейтқан муқәддәс язмилардики сөзлири әмәлгә ешиши муқәррәр еди.
אנשים אחים מן הצרך היה כי ימלא הכתוב ההוא אשר דבר מקדם רוח הקדש בפי דוד על יהודה אשר היה מוליך את תפשי ישוע׃
17 Чүнки [Йәһуда]му аримиздин бири һесапланған вә [Худаниң] бу хизмитидин несивиси бар еди
כי היה נמנה אתנו וזכה בגורל השרות הזה׃
18 (у қилған қәбиһликниң инъамидин еришкән пулға бир парчә йәр сетивалған еди, у шу йәрдә бешичилап жиқилип, үчәй-қерини чувулуп кәтти;
והנה הוא קנה לו שדה במחיר הרשעה ויפל על פניו ארצה ויבקע בתוך וישפכו כל מעיו׃
19 бу иш пүткүл Йерусалимдикиләргә мәлум болуп, улар у йәрни өз тили билән «Һақәлдәма» дәп аташти. Буниң мәнаси «қан төкүлгән йәр» дегәнликтур)
וגם נודעה זאת לכל ישבי ירושלים ויקרא בשפתם לשדה ההוא חקל דמא הוא שדה הדם׃
20 Чүнки Зәбурда [Йәһудаға] [қаритилған] муну сөзләр пүтүлгән: — «Униң туралғуси чөлгә айлансун, Униңда һеч турғучи болмисун!» Вә: — «Униң йетәкчилик орниға башқа бириси чиқсун!»
כי כתוב בספר תהלים תהי טירתו נשמה ואל יהי בה ישב ופקדתו יקח אחר׃
21 Шуниң үчүн, Рәб Әйсаниң тирилгәнлигигә биз билән тәң гувалиқ бериши үчүн, бир кишини таллишимиз керәк. Бу киши Әйса аримизда жүргән күнләрдә, Йәһя [пәйғәмбәр]дин чөмүлдүрүшни қобул қилған күндин башлап таки асманға көтирилгән күнгичә биз билән баштин-ахир биллә болған кишиләрдин болуши керәк, — деди.
ועל כן מן הצרך כי מן האנשים האלה אשר התהלכו אתנו כל ימי היות אדנינו ישוע יוצא ובא לפנינו׃
החל מטבילת יוחנן עד יום הלקחו מאתנו כי אחד מהם יהיה לעד עמנו על קומו מן המתים׃
23 Шуниң билән улар Йүсүп (йәнә Барсабас дәпму аталған, йәнә бир исми Юстус) билән Маттияс дегән икки кишини бекитип, мундақ дуа қилишти:
ויעמידו שנים את יוסף הנקרא בר שבא והוא מכנה יוסטוס ואת מתיה׃
24 — Сән, и һәммә адәмниң қәлбини билгүчи Пәрвәрдигар! Йәһуда тейилип бу хизмәт вә расуллуқтин мәһрум болуп өзигә хас болған йәргә кәтти. Әнди у ташлап қойған хизмәт вә расуллуқниң несивисигә егә болушқа бу иккиләндин қайсисини таллиғанлиғиңни көрсәткәйсән!
ויתפללו ויאמרו אתה אדני היודע כל הלבבות הראה נא מן השנים האלה את האחד אשר בחרת בו׃
לקחת את גורל השרות הזה והשליחות אשר סר ממנה יהודה להלך אל מקומו׃
26 Андин улар бу икки кишигә чәк ташливиди, чәк Маттиясқа чиқти. Шуниң билән у он бир расул билән бир қатардин орун алған һесапланди.
ויפילו גורלות ויפל הגורל על מתיה ויספח אל עשתי עשר השליחים׃

< Паалийәтлири 1 >