< Юһанна 3 1 >
1 Мәнки ақсақал өзүм һәқиқәттә сөйгән сөйүмлүк Гаюсқа салам!
2 И сөйүмкүк [достум], җениң гүлләнгәндәк, һәммә ишлириңниң гүллинишигә вә тениңниң саламәт болушиға тиләкдашмән.
3 Қериндашлар келип, сәндә болған һәқиқәт тоғрилиқ гувалиқ бәргәндә, мән интайин бәк хошалландим; чүнки сән һәқиқәттә давамлиқ меңиватисән.
4 Маңа нисбәтән, әзиз балилиримниң һәқиқәттә меңиватқанлиғини аңлаштинму чоң хошаллиқ йоқтур.
5 Сөйүмлүк [достум], йениңға барған қериндашларға (гәрчә улар саңа натонуш болсиму) қилғанлириңниң һәммисидә ихласмәнлигиң испатлиниду.
6 Улар җамаәт алдида сениң бу меһир-муһәббитиң тоғрисида гувалиқ бәрди. Уларни йәнә Худаниң йолиға лайиқ сәпиригә узитип қойсаң, яхши қилған болисән.
7 Чүнки улар [сәпәрдә] ят әллик [етиқатсизлардин] һеч немә алмай, шу мубарәк нам үчүн йолға чиқти.
8 Шуңа, һәқиқәт билән хизмәтдаш болуп тәң ишлигүчи болуш үчүн биз шундақларни қоллап-қувәтлишимизгә тоғра келиду.
9 Бу тоғрилиқ җамаәткә мәктүп яздим. Лекин уларниң арисида өзини чоң тутуп, җамаәткә баш болуш тамасида болған Диотрәпәс бизни қобул қилмайду.
10 Шуниң үчүн мән барғанда, униң қилған әскиликлирини, йәни униң бизниң үстимиздин қилған рәзил сөзлири билән ғәйвитини йүзигә салимән; у униңлиқ биләнла тохтап қалмайду, йәнә [сәпәрдики] қериндашларни қобул қилмайла қалмай, қобул қилмақчи болғанларниму тосиду вә һәтта уларни җамаәттин қоғлап чиқириватиду.
11 И сөйүмлүк [достум], яманлиқтин әмәс, яхшилиқтин үлгә алғин. Яхшилиқ қилғучи Худадиндур. Яманлиқ қилғучи Худани һеч көрмигәндур.
12 Демитриусни болса һәммәйлән, һәтта Һәқиқәтниң өзи яхши гувалиқ берип тәрипләйду. Бизму униңға гувалиқ беримиз вә гувалиғимизниң һәқиқәт екәнлигини сәнму билисән.
13 Саңа язидиған йәнә көп сөзлирим бар еди; лекин қәләм билән сияһни ишләткәндин көрә,
14 Сән билән пат арида дидар көрүшүшни арзу қилимән; шу чағда дәқәмдәдә сөзлишимиз. Саңа хатирҗәмлик яр болғай! Достлардин саңа салам. Сәнму [у йәрдики] достларға исим-фамилилири бойичә мәндин салам ейтқайсән.