< Тимотийға 2 4 >

1 Мән Худа һәмдә тирикләр билән өлүкләрни сорақ қилишқа тәйяр туридиған Мәсиһ Әйсаниң алдида, шундақла Униң қайта аян болуши вә Униң Өз падишалиғи билән саңа шундақ агаһ қилип тапилаймәнки,
我在 神面前,并在将来审判活人死人的基督耶稣面前,凭着他的显现和他的国度嘱咐你:
2 [Худаниң] сөз-каламини җакала; вақит-пурсәт яр бәрсун-бәрмисун, униңға җиддий қара. Толуқ сәвир-тақәт вә тәлим-әқидә билән несиһәт қилғин, тәнбиһ бәргин, риғбәтләндүргин.
务要传道,无论得时不得时总要专心,并用百般的忍耐、各样的教训责备人,警戒人,劝勉人。
3 Чүнки шундақ бир заман келидуки, инсанлар сағлам тәлимни аңлашқа чидимай, бәлки қулақлириға хуш яқидиған сөзләрни аңлаш үчүн әтрапиға өз шәһвәт-һәвәслиригә уйғун тәлим бәргүчиләрни топлайду.
因为时候要到,人必厌烦纯正的道理,耳朵发痒,就随从自己的情欲,增添好些师傅,
4 Улар һәқиқәткә қулақ салмай, әпсаниләрни тиңшашқа бурмилинип кетиду.
并且掩耳不听真道,偏向荒渺的言语。
5 Лекин сән һәр қандақ әһвалда ойғақ тур, харлиқ-мушәққәтләргә бәрдашлиқ бәр, хуш хәвәрчиниң вәзиписини орунда, тапшурулған хизмитиңни һәр тәрәптин толуқ ада қилғин.
你却要凡事谨慎,忍受苦难,做传道的工夫,尽你的职分。
6 Чүнки өзүмгә кәлсәм, җеним қурбанлиқниң «шарап һәдийә»сидәк төкүлидиған вақти йетип кәлди, мениң бу дуниядин кетиш вақтимму йеқинлашти.
我现在被浇奠,我离世的时候到了。
7 Гөзәл күрәшни мән қилип болдум, жүгүрүш мусабиқисиниң мәнзилини бесип болдум, бирдин-бир етиқатни чиң сақлап кәлдим.
那美好的仗我已经打过了,当跑的路我已经跑尽了,所信的道我已经守住了。
8 Һазир һәққанийлиқниң [ғәлибә] таҗи мән үчүн сақлинип турмақта. Уни, һәққаний сорақчи болған Рәб шу күнидә маңа, шундақла ялғуз маңила әмәс, Униң келип аян болушиға тәлпүнүп турғанларниң һәммисигә инъам қилип кийгүзиду.
从此以后,有公义的冠冕为我存留,就是按着公义审判的主到了那日要赐给我的;不但赐给我,也赐给凡爱慕他显现的人。
9 Имканийәтниң баричә йенимға тездин йетип кәл.
你要赶紧地到我这里来。
10 Чүнки Демас бу һазирқи дунияни тама қилғанлиғи үчүн мени ташлап Тесалоника шәһиригә кәтти. Крискис Галатия өлкисигә, Титус Далматия өлкисигә кәтти. (aiōn g165)
因为底马贪爱现今的世界,就离弃我往帖撒罗尼迦去了;革勒士往加拉太去;提多往挞马太去; (aiōn g165)
11 Йенимда ялғуз Луқа қалди. Маркусни өзүң билән биргә елип кәл, чүнки у хизмәтлиримдә маңа көп әсқатиду.
独有路加在我这里。你来的时候,要把马可带来,因为他在传道的事上于我有益处。
12 Тикикусни болса Әфәсус шәһиригә әвәтивәттим.
我已经打发推基古往以弗所去。
13 Келишиңдә Троас шәһиридә Карпусниң йениға қалдуруп қойған йепинчам билән китапларни, болупму орам терә язмиларни биллә алғач кәлгин.
我在特罗亚留于加布的那件外衣,你来的时候可以带来,那些书也要带来,更要紧的是那些皮卷。
14 Мискәр Искәндәр маңа тола әскилик қилди. Рәб униңға қилмишлириға лайиқ яндурмай қалмайду.
铜匠亚历山大多多地害我;主必照他所行的报应他。
15 Сән һәм униңдин һошияр бол; чүнки у биз йәткүзгән сөзлиримизгә қаттиқ қаршилиқ көрсәтти.
你也要防备他,因为他极力敌挡了我们的话。
16 Тунҗи қетимлиқ сорақта мениң ақлинишимға ярдәм қилидиған һеч ким чиқмиди, һәммиси мени ташлап кәтти. Бу иш уларға һесапланмиғай!
我初次申诉,没有人前来帮助,竟都离弃我;但愿这罪不归与他们。
17 Лекин Рәб мениң билән биллә туруп, мән арқилиқ Инҗил җакари толуқ қилинип, бу йәрдики барлиқ ят әлликләрдин болғанларниң аңлиши үчүн мени күчләндүрди; шуниң билән мән ширниң ағзидин қутқузивелиндим.
惟有主站在我旁边,加给我力量,使福音被我尽都传明,叫外邦人都听见;我也从狮子口里被救出来。
18 Рәб мени барлиқ рәзил иштин қутқузуп, әрштики падишалиғиға сақ йәткүзиду! Шан-шәрәп Униңға әбәдил-әбәткичә мәнсуп болғай! Амин! (aiōn g165)
主必救我脱离诸般的凶恶,也必救我进他的天国。愿荣耀归给他,直到永永远远。阿们。 (aiōn g165)
19 Приска билән Аквилаға вә Онесифорниң аилисидикиләргә мәндин салам ейт.
问百基拉、亚居拉,和阿尼色弗一家的人安。
20 Ерастус Коринт шәһиридә қалди. Лекин Трофимус кесәл болуп қалғанлиқтин, уни Милетус шәһиридә қалдуруп қойдум.
以拉都在哥林多住下了。特罗非摩病了,我就留他在米利都。
21 Қиш чүшүп кәткичә имканийәтниң баричә бу йәргә кәлгин. Юбулус, Пудис, Линос, Клавдия вә барлиқ қериндашлардин саңа салам.
你要赶紧在冬天以前到我这里来。有友布罗、布田、利奴、革老底亚,和众弟兄都问你安。
22 Рәб Әйса Мәсиһ роһуң билән биллә болғай! Меһри-шәпқәт силәр билән биллә болғай!
愿主与你的灵同在!愿恩惠常与你们同在!

< Тимотийға 2 4 >