< Тимотийға 2 3 >
1 Амма шуниму билгинки, ахир заманларда еғир күнләр болиду.
2 У чағдики инсанлар өзинила ойлайдиған, пулпәрәс, мәнмәнчи, һакавур, күпүрлүк қилидиған, ата-анисиниң сөзини тиңшимайдиған, тузкор, иплас,
3 көйүмсиз, кәчүрүмсиз, төһмәтхор, өзини туталмайдиған, вәһший, хәйр-сахавәтликкә дүшмән,
4 сатқун, тәлвә, шөһрәтпәрәс, һозур-һалавәтни Худадин яхши көридиған,
5 сиртқи қияпәттә ихласмән болувелип, әмәлийәттә ихласмәнликниң қудритини инкар қилидиған болиду. Бундақлардин жирақ тур.
6 Чүнки уларниң арисидики бәзиләр өйму-өй соқунуп кирип, гуналар билән бесилған, һәр хил шәһвәт-һәвәсләрниң қули болуп қалған надан аялларни аздуруп өзигә әсир қилиду.
7 Бундақ аяллар дайим тәлим алсиму, һәргиз һәқиқәтни тонуп йетәлмәйду.
8 Әнди Яннис билән Ямбрис Муса пәйғәмбәргә қандақ қарши чиққан болса, бу [аздурғучиларму] һәқиқәткә шундақ қарши чиқиду. Улар зеһин-көңүллири чиригән, етиқат җәһәттә дашқал дәп испатланған кишиләрдур.
9 Лекин әнди улар бу йолда алға илгириләлмәйду; чүнки [Яннис билән Ямбрис]ниң һамақәтлиги очуқ көрүнгәндәк, буларниңму һәммигә көрүниду.
10 Лекин сән болсаң мениң тәлимим, жүрүш-турушум, мәхсәт-ирадилирим, ишәш-етиқатим, сәвир-тақитим, меһир-муһәббитим, чидамлиғим, мән учриған зиянкәшликләр вә азап-оқубәтләргә, җүмлидин Антакя, Кония вә Листра шәһәрлиридә йүз бәргәнләргә толиму көңүл бөлүп кәлдиң, шундақла мән бәрдашлиқ бәргән шунчә зиянкәшликләрдин толуқ хәвириң бар; Рәб уларниң һәммисидин мени қутқузди.
11
12 Дәрвәқә, Мәсиһ Әйсада ихласмән һаят кәчүрүшкә ирадә тиклигәнләрниң һәммиси зиянкәшликкә учрайду.
13 Лекин рәзил адәмләр вә езитқу-каззаплар бәрибир башқиларниму алдап, өзиму алдинип, барғансери әсәбийлишиду.
14 Лекин сән болсаң, үгәнгән вә толуқ ишәндүрүлгән һәқиқәтләрдә чиң тур; чүнки буларни кимдин үгәнгәнлигиңни билисән,
15 һәмдә балилиқ чағлириңдин тартипла муқәддәс язмиларни билип кәлдиң; буларниң саңа Мәсиһ Әйсаға бағланған етиқат арқилиқ болған ниҗат тоғрилиқ сени дана қилалайдиғанлиғини билисән.
16 Пүткүл муқәддәс язмиларниң һәммиси Худаниң Роһиниң йолйоруқ-илһами билән йезилған болуп, у тәлим бериш, тәнбиһ бериш, хаталиқларни түзитиш вә кишиләрни һәққанийәт йолиға башлашқа пайдилиқтур.
17 Булар арқилиқ Худаниң адими толуқ қураллинип, барлиқ яхши әмәлләрни қилишқа тәйяр болалайду.