< Тимотийға 2 2 >
1 Шуңа әй оғлум, сән Мәсиһ Әйсада болған меһри-шәпқәткә тайинип күчлүк бол;
2 вә сән көп гувачилар алдида мәндин аңлиғанлириңни һәм ишәшлик һәмдә башқиларғиму тәлим берәләйдиған адәмләргә аманәт қилғин.
3 Әйса Мәсиһниң яхши җәңчиси болуш сүпитидә, харлиқ-мушәққәтни өз һәссәң бойичә ортақ тартқин.
4 Җәңчи болған киши өзини әскәрликкә тизимлиған сәрдарини рази қилиш үчүн адәттики турмуш ишлирини өзигә һәләк қиливалмаслиғи керәк.
5 Мусабиқигә қатнашқан тәнһәрикәтчиму мусабиқә қаидилиригә риайә қилмиса, ғәлибә таҗиға еришәлмәйду.
6 Әҗир сиңдүргән дехан һосулидин биринчи болуп бәһримән болуши тегишликтур.
7 Бу сөзлирим үстидә яхши ойла, шуниң билән Рәб саңа һәммә ишта йорутиду.
8 Сән Давутниң нәсли болған, өлүмдин тирилгән Әйса Мәсиһни мән йәткүзүватқан хуш хәвәр бойичә есиңдә чиң тут.
9 Бу хуш хәвәрни дәп көп харлиқ-мушәққәт чекип, һәтта җинайәтчи һесаплинип кишәнлинип ятимән. Һалбуки, Худаниң сөз-калами һеч кишәнләнмәйду!
10 Әнди мән дәл шу сәвәптин, [Худа] таллиған бәндиләрниң Мәсиһ Әйсада болған ниҗатқа мәңгүлүк шан-шәрәп билән еришиши үчүн һәммә ишқа бәрдашлиқ беримән. (aiōnios )
11 Төвәндики бу сөзләр ишәшликтур: — «Униң билән биллә өлгән екәнмиз, Униң билән һаятта биллә яшаймиз.
12 Қийинчилиқларға бәрдашлиқ бәрсәк, Униң билән биллә һөкүм сүримиз. Биз униңдин тансақ, Уму биздин таниду.
13 Биз Униңға садақәтсизлик қилсақму, У йәнила садақәтликтур; Чүнки У Өзидин һеч таналмайду».
14 Бу ишларни давамлиқ [қериндашларниң] сәмигә селип, уларни Рәб алдида бемәна сөзләр үстидә талаш-тартиш қилмаслиқни әстайдиллиқ билән агаһландурғин. Бундақ талаш-тартишларниң һеч қандақ пайдиси болмайла қалмай, бәлки аңлиғучиларни набут қилиду.
15 Уста тикимчи рәхтни тоғра пичқандәк һәқиқәт сөзини дурус чүшәндүрүп, өзүңни Худа алдида тәстиқланғидәк, йәргә қарап қалмайдиған маһир бир хизмәткар қилип көрситишкә интилип көңүл қойғин;
16 лекин иплас, қуруқ гәпләрдин нери тур. Чүнки бундақ гәпләрни қилғучилар бәрибир техиму ихлассизлиққа чөмүп кетиду.
17 Мошундақларниң гәплири худди мәрәздәк тезла ямрап кетиду. Хименеюс вә Филетослар мана шундақларниң ичидики иккисидур;
18 улар һәқиқәттин чәтнәп, өлгәнләрниң тирилиши дегән бу иш аллиқачан йүз берип болди, дәйду, шундақла бәзиләрниң етиқатини ғулитиду.
19 Һалбуки, Худаниң мәзмут ули чиң турмақта. Униң үстигә мөһүр билән: «Рәб Өзигә тәвә болғанларни тонуйду» вә «Рәбниң мубарәк намини ләвзигә алидиғанларниң һәммиси рәзилликтин қол үзсун» дәп мөһүрләнгәндур.
20 Бай-баяшат адәмниң өйидә пәқәт алтун вә күмүч қача-қучиларла әмәс, яғач, сапал қачиларму болиду. Қача-қучиларниң бәзилири әтиварлиниду, бәзилири пәс көрүлиду.
21 Әгәр бир киши өзини ундақларниң киридин тазилап халий қилса, у муқәддәс қилинған, ғоҗайинимизға ярайдиған қачидәк, һәр қандақ гөзәл ишларға тәйяр болиду.
22 Шуңлашқа, яшлиқниң арзу-һәвәслиридин өзүңни қачурғин, пак қәлб билән Рәбгә нида қилғучи билән биллә һәққанийлиқ, ишәш-етиқат, меһир-муһәббәт вә тинич-хатирҗәмликни қоғлишип издә.
23 Лекин әхмиқанә, билимсизликтин чиққан талаш-тартишларға арилишишни рәт қил, чүнки бундақ ишларниң җедәл терийдиғанлиғини билисән.
24 Әндиликтә Рәбниң қули җедәлләшмәслиги, бәлки һәммә кишиләргә мулайим-меһриван, тәлим беришкә маһир, сәвир-тақәтлик болуши керәк;
25 шуниң билән өз-өзигә қарши болғанларға у Худа бәлким уларға һәқиқәтни тонуп йетишигә товва қилидиған қәлбни берәр дәп, мөмин-мулайимлиқ билән несиһәт қилсун;
26 бундақ болғанда улар уйқисини ечип, өзлирини өз муддиасиға әмәл қилишқа тутқун қилған Иблисниң қапқинидин қутулалайду.