< Тимотийға 2 1 >
1 Мәсиһ Әйсада вәдә қилинған һаятни елип бериш үчүн, Худаниң ирадиси билән Әйса Мәсиһниң расули болған мәнки Павлустин сөйүмлүк балам Тимотийға салам: ХудаАтимиздин вә Рәббимиз Мәсиһ Әйсадин саңа меһри-шәпқәт, рәһимдиллик вә хатирҗәмлик болғай!
2
3 Мән ата-бовилиримниң изини бесип сап виҗданим билән хизмитини қиливатқан Худаға тәшәккүр ейтимән, чүнки кечә-күндүз дуалиримда сени тохтавсиз әсләп туримән;
4 көз яшлириңни әслигинимдә, шатлиққа чөмүшүм үчүн сән билән йәнә дидарлишишқа қаттиқ тәлпүнүп жүрмәктимән;
5 чүнки сениңдә болған сахтилиқсиз етиқат есимдин чиқмайду. Бу етиқат әң авал момаң Лоиста, андин анаң Евникидә бар болған, әнди һазир сәндиму бар екән дәп хатирҗәмдурмән.
6 Шуниң үчүн мән шуни қайтидин саңа әслитимәнки, қоллиримни учаңға қоюшум билән сәндә болған, [Худа] саңа тәқдим қилған илтипатни қайтидин ялқунлитип җари қилғин.
7 Чүнки Худа бизгә қорққанчақлиқниң роһини әмәс, бәлки бизгә күч-қудрәтниң, меһри-муһәббәтниң вә салмақлиқниң Роһини тәқдим қилди.
8 Шуңа Рәббимиз һәққидики хәвәр-гувалиқтин, яки Униң мәһбуси болған мәндин номус қилма. Әксичә, Худаниң күч-қудрити билән хуш хәвәрни җаркарлаш йолидики харлиқ-мушәққәтни өз һәссәң бойичә ортақ тартқин;
9 Худа бизни өз әмәллиримизгә асасән әмәс, бәлки өз муддиаси вә меһри-шәпқитигә асасән қутқузуп, пак-муқәддәс чақириқи билән чақирди; Униң бу меһри-шәпқити һәммә дәвир-заманлардин илгирила Мәсиһ Әйсада бизгә беғишланғандур; (aiōnios )
10 лекин бу меһри-шәпқәт Қутқузғучимиз Әйса Мәсиһниң келиши билән һазир аян болди; У өлүмни бекар қиливетип, хуш хәвәр арқилиқ һаятлиқ вә чиримаслиқни йоруқлуқта аян қилди.
11 Мән болсам әлләргә бу хуш хәвәрниң җакарчиси, расули вә тәлим бәргүчиси болуп тайинланған.
12 Мән шу сәвәптин һазирқи бу харлиқ-мушәққәтләрни тартмақтимән. Лекин буниңдин номус қилмаймән; чүнки мән кимгә етиқат қилғанлиғимни билимән һәмдә Униң маңа тапшурған аманитини шу күнгичә сақлалайдиғанлиғиға қадир екәнлигигә ишәндүрүлдум.
13 Мәндин аңлиған сағлам тәлим сөзлириниң нәмунилик бир үзүндисини сақлап, Мәсиһ Әйсада болған муһәббәт вә етиқат билән чиң тутқин;
14 биздә маканлашқан Муқәддәс Роһқа тайинип саңа тапшурулған шу гөзәл аманәтни сақла.
15 Сән билгиниңдәк, Асия өлкисидики [етиқатчиларниң] һәммиси [дегидәк] мәндин йүз өриди. Уларниң арисида Фигелус вә Хермогенесму бар.
16 Рәб Онесифорниң аилисидикилиригә рәһим-шәпқәт көрсәткәй. Чүнки у мениң мәһбус болғанлиғимдин һеч номус қилмай көп қетим мени йоқлап сөйүндүрди.
17 У Рим шәһиригә кәлгинидә мени тапқичә көп издәп аварә болупту.
18 Рәб шу күнидә уни Өзидин рәһим-шәпқәткә муйәссәр қилғай; униң Әфәсус шәһиридә маңа көрсәткән хизмәтлириниң қанчилик екәнлигини убдан билисән.