< Тесалоникалиқ 2 1 >
1 Мәнки Павлус, Силас һәмдә Тимотийдин ХудаАтимиз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһдә болған, Тесалоника шәһиридики җамаәткә салам.
2 ХудаАтимиз вә Рәб Әйса Мәсиһтин силәргә меһри-шәпқәт вә хатирҗәмлик ата қилинғай!
3 Силәр үчүн Худаға һәрдайим тәшәккүр ейтишимизға тоғра келиду (һәмдә шундақ қилиш толиму лайиқтур), и қериндашлар, — чүнки етиқатиңлар күчлүк өсмәктә һәмдә бир-бириңларға болған меһир-муһәббитиңларму ешип ташмақта.
4 Шуниң билән биз өзимиз силәрниң бешиңларға чүшкән, шундақла бәрдашлиқ бериватқан барлиқ зиянкәшлик вә җапа-еғирчилиқлар ичидә көрсәткән сәвир-чидамлиқ вә етиқатиңлар үчүн, Худаниң һәр қайси җамаәтлиридә силәрдин пәхирлинимиз;
5 бу ишлар Худаниң келидиған адил һөкүмини көрситидиған рошән бир аламәттур вә шундақла, бу ишлар силәрниң Худаниң падишалиғиға лайиқ һесаплинишиңлар үчүн болиду; силәр мана шу падишалиқ үчүн зулум-зәхмәт чекиватисиләр;
6 шундақ екән, силәргә еғирчилиқ салғучиларға Худа еғирчилиқ салса, һәм шундақла Рәб Әйса қудрәтлик пәриштилири билән әрштин қайта көрүнгән чағда, еғирчилиққа учриған силәргә биз билән тәң арамлиқ бәрсә дурус иш болмамду?
7
8 Шу чағда У Худани тонумайдиғанлардин, шундақла Рәббимиз Әйса Мәсиһниң хуш хәвиригә итаәт қилмайдиғанлардин ялқунлуқ от билән интиқам алиду.
9 Бундақ кишиләр Рәбниң һозуридин вә күч-қудритиниң шан-шәривидин мәһрум қилинип, мәңгүлүк һалакәт җазасини тартиду. (aiōnios )
10 У вақитта У Өзиниң барлиқ муқәддәс бәндилиридә улуқлинип, шу күнидә барлиқ ишәнгәнләрдә (силәр дәрвәқә бизниң гувалиғимизға ишәнгәндурсиләр) Өзиниң карамәтлигини көрситип, мәдһийиләнгили келиду.
11 Шуниң үчүн, биз силәр үчүн дайим шундақ дуа қилимизки, силәрни чақирған бизниң Худайимиз силәрни Өз [улуғ] чақириқиға лайиқ һесаплап, яхшилиққа интилгән барлиқ гөзәл мәхсәт-муддиалириңларни вә етиқатиңлардин чиққан барлиқ хизмәтлириңларни күч-қудрити билән әмәлгә ашурғай.
12 Шуниң билән, Худайимизниң вә Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһри-шәпқити арқилиқ Рәббимиз Әйса Мәсиһниң нами силәрдә шан-шәрәп болуп улуқлиниду вә силәрму Униңда шан-шәрәпкә еришисиләр.