< Тесалоникалиқ 2 3 >

1 Ахирида, и қериндашлар, биз үчүн дуа қилиңларки, Рәбниң сөзи худди силәргә йәткән чағдикигә охшаш, [һәр қандақ йәрдә] тез тарқалсун вә шан-шәрәплик дәп улуқлансун;
de cetero fratres orate pro nobis ut sermo Domini currat et clarificetur sicut et apud vos
2 шуниңдәк бизниң қәбиһ вә рәзил адәмләрдин қутулушимиз үчүнму дуа қилиңлар. Чүнки һәммила адәм ишәш-етиқатлиқ болувәрмәйду.
et ut liberemur ab inportunis et malis hominibus non enim omnium est fides
3 Амма Рәб Өзи ишәшликтур; У силәрни мустәһкәм қилиду һәм рәзил болғучидин сақлайду.
fidelis autem Dominus est qui confirmabit vos et custodiet a malo
4 Амма Рәбдә, силәргә тапилиғинимизни қиливатисиләр, шундақла давамлиқ қиливериду, дәп хатирҗәммиз.
confidimus autem de vobis in Domino quoniam quae praecipimus et facitis et facietis
5 Әнди Рәб қәлбиңларни Худаниң меһир-муһәббитигә һәм Мәсиһниң сәвир-чидамлиғиға чөмкәшкә йетәклигәй.
Dominus autem dirigat corda vestra in caritate Dei et patientia Christi
6 Әнди қериндашлар, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң намида шуни тапилаймизки, биздин алған тәлимләргә риайә қилмай, тәртипсиз жүргәнләрдин өзүңларни нери тутуңлар.
denuntiamus autem vobis fratres in nomine Domini nostri Iesu Christi ut subtrahatis vos ab omni fratre ambulante inordinate et non secundum traditionem quam acceperunt a nobis
7 Биздин қандақ үлгә елишиңлар керәклигини өзүңлар билисиләр; чүнки биз силәр билән биллә болғанда тәртипсиз жүрмигән едуқ.
ipsi enim scitis quemadmodum oporteat imitari nos quoniam non inquieti fuimus inter vos
8 Һеч кимниң ненини бекарға йемәйттуқ; бәлки биз һеч қайсиңларға еғиримизни салмаслиқ үчүн, кечә-күндүзләп тиришип-тирмишип җапалиқ ишләйттуқ.
neque gratis panem manducavimus ab aliquo sed in labore et fatigatione nocte et die operantes ne quem vestrum gravaremus
9 Бундақ қилишимиз, силәрдин ярдәм күтүшкә һәқлиқ болмиғанлиғимиздин әмәс, бәлки өзимизни силәргә биздин яхши үлгә қалдуруп, силәрниң бизгә әгишишиңлар үчүн еди.
non quasi non habuerimus potestatem sed ut nosmet ipsos formam daremus vobis ad imitandum nos
10 Чүнки биз силәрниң йениңларда болғинимизда силәргә: «Бириси ишлимәймән десә, у йемисун!» дәп тапилиған едуқ.
nam et cum essemus apud vos hoc denuntiabamus vobis quoniam si quis non vult operari nec manducet
11 Чүнки биз араңларда бәзиләрниң тәртипсиз лағайлап, һеч ишлимәй башқиларниң ишлириға арилишип жүридиғанлиғини аңлидуқ.
audimus enim inter vos quosdam ambulare inquiete nihil operantes sed curiose agentes
12 Биз мошундақларға Рәб Әйса Мәсиһдә шундақ буйруймиз вә улардин өтүнүп сораймизки, тинич яшап, әмгигиңлар билән өз нениңларни тепип йәңлар.
his autem qui eiusmodi sunt denuntiamus et obsecramus in Domino Iesu Christo ut cum silentio operantes suum panem manducent
13 Лекин силәр, и қериндашлар, яхши ишларни қилиштин еринмәңлар.
vos autem fratres nolite deficere benefacientes
14 Амма әгәр ушбу хетимиздики сөзләргә итаәт қилмайдиған бириси болса, униңдин һәзәр әйләңлар вә уни хиҗаләткә қалдуруш үчүн униң билән барди-кәлди қилмаңлар.
quod si quis non oboedit verbo nostro per epistulam hunc notate et non commisceamini cum illo ut confundatur
15 Бирақ, уни дүшмән қатарида көрмәй, әксичә униңға бир қериндаш сүпитидә несиһәт қилиңлар.
et nolite quasi inimicum existimare sed corripite ut fratrem
16 Хатирҗәмлик Егиси болған Рәб һәр вақит һәр йолда шәхсән силәргә хатирҗәмлик ата қилғай. Рәб һәммиңлар билән биллә болғай!
ipse autem Dominus pacis det vobis pacem sempiternam in omni loco Dominus cum omnibus vobis
17 Мәнки Павлус бу ахирқи салимимни өз қолум билән яздим; бу, мениң һәммә хәтлиримниң өзигә хас бәлгүсидур. Мана бу мениң өз қәлимимдур.
salutatio mea manu Pauli quod est signum in omni epistula ita scribo
18 Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһри-шәпқити һәммиңларға яр болғай!
gratia Domini nostri Iesu Christi cum omnibus vobis amen

< Тесалоникалиқ 2 3 >