< Тесалоникалиқ 2 2 >
1 И қериндашлар, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң қайта келиши, шундақла бизниң Униң билән бир йәргә җәм қилинишимиз тоғрисида силәрдин шуни өтүнүмизки,
2 Әгәр силәр «мәлум роһтин кәлгән вәһий»дин болсун, бирисиниң сөз-тәлимидин болсун яки «бизниң намимизда» йезилған мәлум хәтләрдин болсун «Рәбниң күни йетип кәлди» дегән сөзни аңлисаңлар, җиддилишип һодуқуп кәтмәңлар яки дәккә-дүккигә чүшмәңлар!
3 Бу ишларда һәр қандақ адәмниң һәр қандақ усул билән силәрни алдишиға йол қоймаңлар; чүнки авал «[чоң] йениш» болуп, андин «гунайий адәм», йәни «һалакәткә мәһкүм қилинғучи адәм» ашкариланмиғичә, әшу күн кәлмәйду.
4 Шу адәм худа дәп аталғанға яки кишиләр чоқунидиған һәр қандақ нәрсиләргә қарши чиқип, өзини һәммидин үстүн қилип көрситиду; у шундақ қилип Худаниң ибадәтханисида олтиривелип, өзини Худа дәп көрситип җакалайду.
5 Мән силәр билән биллә болған вақтимда буларни силәргә ейтқиним есиңларда барду?
6 Вә униң бәлгүләнгән вақти-саити кәлмигичә ашкариланмаслиғи үчүн, неминиң уни тосуп туруватқанлиғи силәргә мәлум.
7 Чүнки «қанунни йоқатқучи сирлиқ күч» аллиқачан йошурун һәрикәт қилмақта; лекин бу ишларни һазирчә тосуп келиватқан бириси бардур; У оттуридин чиққичә шундақ тосуқлуқ пети туриду;
8 андин әшу «қанунни йоқатқучи» ашкарилиниду; бирақ Рәб Әйса ағзидики нәпәси биләнла уни жутуветиду, кәлгән чағдики парлақ нури билән уни йоқ қиливетиду.
9 «Қанунни йоқатқучи»ниң мәйданға чиқиши Шәйтанниң пәнтлири билән болиду, у һәр түрлүк күч-қудрәт, мөҗизә вә ялған карамәтләрни көрситип,
10 һалакәткә йүзләнгәнләрни аздуридиған һәр хил қәбиһ һейлә-микирләрни ишлитиду. Уларниң һалакәт алдида туруватқанлиғиниң сәвәви өзлирини ниҗатқа йетәкләйдиған һәқиқәтни сөймәй, униңға қәлбидин орун бәрмәслигидиндур.
11 Шу сәвәптин, Худа уларға ялғанчилиққа ишәнсун дәп һәқиқәттин чәтнитидиған бир күч әвәтиду.
12 Нәтиҗидә, һәқиқәткә ишәнмәй, бәлки қәбиһликни хурсәнлик дәп билгәнләрниң һәммиси җазаға мәһкүм қилиниду.
13 Лекин, әй, Рәб сөйгән қериндашлар, биз силәр үчүн һәрдайим Худаға тәшәккүр ейтишимизға тоғра келидуки, Худа Роһниң вастисидә пак-муқәддәс қилинишиңлар вә һәқиқәткә ишинишиңлар арқилиқ силәрни ниҗатқа еришишкә муқәддәмдила талливалди.
14 У биз йәткүзгән хуш хәвәр арқилиқ силәрни шу ниҗатқа, йәни Рәббимиз Әйса Мәсиһниң шан-шәривигә еришишкә чақирди.
15 Шуниң үчүн, әй қериндашлар, тапан тирәп туруңлар, биз силәргә еғизчә яки хәт арқилиқ йәткүзгән тәлимни чиң тутуңлар!
16 Әнди Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Өзи вә бизни сөйгән, меһри-шәпқәт билән мәңгүлүк риғбәт-тәсәлли һәм гөзәл үмүт ата қилған ХудаАтимиз қәлбиңларни риғбәтләндүргәй (aiōnios )
17 һәмдә силәрни һәр бир гөзәл иш қилишта, һәр бир яхши сөзләрни йәткүзүштә күчләндүргәй!