< Самуил 2 1 >
1 Саул өлгәндин кейин, Давут Амаләкләрни қирғин қилип йенип кәлгәндә, у Зиклагда икки күн турди.
2 Үчинчи күни шундақ болдики, мана Саулниң ләшкәргаһидин кийими житиқ вә бешиға топа-чаң чачқан бир адәм кәлди. У Давутниң қешиға кәлгәндә, йәргә жиқилип баш урди.
3 Давут униңдин: Нәдин кәлдиң? дәп сориди. У җавап берип: Исраилниң ләшкәргаһидин қечип кәлдим — деди.
4 Давут униңдин: Иш қандақ болди? Маңа дәп бәргин, деди. У: Хәлиқ җәңдин қачти, хәлиқтин бәк җиқ киши соқушта өлди. Саул билән оғли Йонатанму өлди, — деди.
5 Давут хәвәр елип кәлгән жигиттин: Саул билән оғли Йонатанниң өлгинини қандақ билдиң? — дәп сориди.
6 Униңға хәвәр бәргән жигит: Мән тәсадипий Гилбоа теғиға чиққан едим, мана Саул нәйзигә йөлинип турупту; җәң һарвулири вә атлиқлар униңға һуҗум қилип уни қоғлавататти.
7 У кәйнигә қарап мени көрүп чақирди. Мән «Мана мән», дедим.
8 У: Өзүң ким болисән, дәп мәндин соривиди, мән Амаләкләрдинмән, дедим.
9 У йәнә маңа: Үстүмдә туруп мени өлтүрүвәткин; гәрчә җеним мәндә болсиму, мән бәк азаплинип кетиватимән — деди.
10 Шуңа мән униң үстидә туруп, уни өлтүрдүм, чүнки, у шу һалда жиқилсила, тирик қалмайдиғанлиғини биләттим. Андин бешидики таҗни вә билигидики биләйүзүкни елип мошу йәргә ғоҗамға елип кәлдим, — деди.
11 Шуан Давут өз кийимлирини житип, тилма-тилма қиливәтти; униң билән болған барлиқ адәмләрму һәм шундақ қилди.
12 Улар Саул билән оғли Йонатан үчүн, Пәрвәрдигарниң хәлқи үчүн, шундақла Исраилниң җәмәти үчүн матәм тутуп аһ-зар көтирип кәчкичә роза тутти; чүнки улар қилич астида жиқилип қаза қилған еди.
13 Давут униң өзигә хәвәр бәргән жигиттин: Қәйәрдин сән? — дәп сориди. У: Мән бир Амаләк мусапирниң оғлимән — деди.
14 Давут униңға: Сән қандақму Пәрвәрдигарниң мәсиһ қилғинини һалак қилишқа қолуңни созуштин қорқмидиң? — деди.
15 Андин Давут өз ғуламлиридин бирини чақирип униңға: Буяққа кәл, униңға етилип берип, уни өлтүргин — дәп буйруди. Шуниң билән у уни урувиди, [Амаләк] өлди.
16 Давут униңға: Қан қәрзиң бешиңға чүшсун! Чүнки өз ағзиң Пәрвәрдигарниң мәсиһ қилғинини өлтүргиниңгә гувалиқ берип әйиплиди, — деди.
17 Шуниң билән Давут Саул билән оғли Йонатан үчүн матәм тутуп мундақ бир нәзмә оқуди
18 (у «Оқя» дәп аталған бу нәзмини пүткүл Йәһуда хәлқигә үгитиңлар, дәп буйруди. Дәрвәқә у «Яшар» дегән китапта пүтүлгән еди): —
19 — И Исраил, сениң гөзәл әзизиң жуқури җайлириңда қирғин болуп ятиду! Палванлар шундақ дәһшәтлик жиқилдиғу!?
20 Гат шәһиридә бу хәвәрни бәрмәңлар, Ашкелонниң кочилирида уни елан қилмаңлар, Филистийиниң қизлири шатланмисун, Хәтнисизләрниң қизлири тәнтәнә қилмисун!
21 И Гилбоа тағлири, үстүңларға нә шәбнәм болмисун, нә ямғур чүшмисун, Нә силәрдә көтирилмә һәдийәләр үчүн һосул беридиған етизлар йәнә көрүнмисун! Чүнки у йәрдә палванларниң қалқини булғанди; Саулниң қалқини яғ билән сүрүлмәйдиған болди.
22 Қирилидиғанларниң қенини төкмәй, Палванларниң тенидики йеғини чапмай, Йонатанниң оқяси һеч қачан [җәңдин] янған әмәс, Саулниң қиличи һеч қачан қиниға қайтқан әмәс.
23 Саул билән Йонатан һаят вақтида сөйүмлүк һәм йеқимлиқ еди, Улар өлүмидиму бир-биридин айрилмиди; Улар бүркүтләрдин чаққан, ширлардин күчлүк еди.
24 И Исраил қизлири, Саул үчүн жиғлаңлар, У силәрни безәп қизғуч кийимләрни кийдүрүп, Кийимлириңларни алтун зибу-зиннәт билән зиннәтлигән еди.
25 Палванлар кәскин җәңдә шундақ дәһшәтлик жиқилдиғу!? Йонатан жуқури җайлириңда қирғин болуп ятиду!
26 Сән үчүн һәсрәттә қалдим, и иним Йонатан! Маңа шунчә сөйүмлүк едиң! Маңа болған муһәббитиң қалтис еди, Һәтта қиз-аялларниң муһәббитидин артуқ еди.
27 Палванлар шундақ дәһшәтлик жиқилдиғу! Җәң қураллири шундақ дәһшәтлик вәйран қилиндиғу!»