< Самуил 2 9 >
1 Давут: Саулниң өйидин тирик қалған бирәрси бармекин, бар болса мән Йонатанниң һөрмитидә униңға шапаәт көрситәй? — деди.
2 Әнди Саулниң аилисидики Зиба дегән бир хизмәткар қалған еди. Улар уни Давутниң қешиға чақирди. Кәлгәндә, падиша униңдин: Сән Зибаму? дәп сориди. У: Пеқир мән шу! — деди.
3 Падишаһ: Саулниң аилисидин бирәрси тирик қалдиму? Мән униңға Худаниң шапаитини көрситәй дәватимән, — деди. Зиба падишаға: Йонатанниң бир оғли тирик қалди; униң икки пути ақсайду — деди.
4 Падиша униңдин: У қәйәрдә, дәп сориди. Зиба падишаға: У Ло-Дибарда, Аммиәлниң оғли Макирниң өйидә туриду — деди.
5 Шуңа Давут падиша киши әвәтип уни Ло-Дибардин, Аммиәлниң оғли Макирниң өйидин елип кәлди.
6 Саулниң нәвриси, Йонатанниң оғли Мәфибошәт Давутниң алдиға кәлгәндә, йүзини йәргә йиқип, тазим қилди. Давут: [Сән] Мәфибошәтму? — дәп чақиривиди, у: Пеқир шу! — дәп җавап қайтурди.
7 Давут униңға: Қорқмиғин, атаң Йонатан үчүн, саңа шапаәт қилмай қалмаймән; боваң Саулниң һәммә йәр-зиминлирини саңа қайтуруп берәй, сән һемишә мениң дәстихинимдин ғизалинисән — деди.
8 Мәфибошәт тазим қилип: Қулуң немә еди, мәндәк бир өлүк ишт алийлири қәдирлигидәк немә едим? — деди.
9 Андин падиша Саулниң хизмәткари Зибани чақирип униңға: Саулниң вә пүткүл аилисиниң һәммә тәәллуқатини мана мән ғоҗаңниң оғлиниң қолиға бәрдим.
10 Сән билән оғуллириң вә хизмәткарлириң униң үчүн шу зиминда териқчилиқ қилип, чиққан мәһсулатлирини ғоҗаңниң оғлиға йейишкә тапшуруңлар. Ғоҗаңниң оғли Мәфибошәт мән билән һемишә һәмдәстихан болуп ғизалиниду, — деди (Зибаниң он бәш оғли вә жигирмә хизмәткари бар еди).
11 Зиба падишаға: Ғоҗам падиша қуллириға буйруғанниң һәммисигә кәминилири әмәл қилиду, — деди. Падиша Давут [йәнә]: Мәфибошәт болса падишаниң бир оғлидәк дәстихинимдин таам йесун — [деди].
12 Мәфибошәтниң Мика дегән кичик бир оғли бар еди. Зибаниң өйидә туруватқанларниң һәммиси Мәфибошәтниң хизмәткарлири болди.
13 Әнди Мәфибошәт Йерусалимда туратти; чүнки у һемишә падишаниң дәстихинидин таам йәп туратти. Униң икки пути ақсақ еди.