< Самуил 2 8 >
1 Бу ишлардин кейин шундақ болдики, Давут Филистийләргә һуҗум қилип, уларни бойсундурди. Шундақ қилип, Давут Филистийләрниң қолидин мәркизий шәһәрниң һоқуқини алди.
2 У һәм Моабийларға һуҗум қилип, уларниму мәғлуп қилди. У уларни йәргә ятқузуп, тана билән өлчәп, икки тана кәлгәнләрни өлтүрди, бир тана кәлгәнләрни тирик қалдурди. Моабийлар болса Давутқа беқинип, униңға селиқ тапшурди.
3 Андин Зобаһниң падишаси Рәһобниң оғли Һададезәр Әфрат дәриясиға чиқип, шу йәрдики һакимийәтни өзигә қайтидин тартивалмақчи болғанда, Давут униңға һуҗум қилип, мәғлуп қилди.
4 Давут униң қошунидин бир миң йәттә йүз атлиқ әскәрни вә жигирмә миң пиядә әскәрни әсир қилди; Давут һарву атлириниң пийини кәстүрди, лекин өзигә йүз һарвулиқ атни қалдуруп қойди.
5 Дәмәшқтики Сурийләр Зобаһниң падишаси Һададезәргә ярдәм бериш үчүн чиқти, лекин Давут Сурийләрдин жигирмә икки миң адәмни өлтүрди.
6 Андин Давут бир нәччә баргаһ әскәрләрни Дәмәшқтики Сурийләрниң зиминида турғузди; шуниң билән Сурийләр Давутқа беқинип униңға селиқ тапшурди. Давут қәйәргә барса, Пәрвәрдигар униңға нусрәт берәтти.
7 Давут Һададезәрниң ғуламлириға тәминләнгән алтун қалқанни тартивелип, Йерусалимға кәлтүрди
8 вә Һададезәрниң шәһәрлири болған Битаһ билән Биротай шәһәрлиридинму интайин көп мисни қолға чүшүрди.
9 Хаматниң падишаси Той Давутниң Һададезәрниң пүтүн қошунини мәғлуп қилғинини аңлап,
10 өз оғли Йорамни Давутниң һалини сорашқа вә Давутниң Һададезәр билән җәң қилип уни мәғлуп қилғиниға уни тәбрикләшкә әвәтти. Чүнки Һададезәр дайим Той билән җәң қилип келивататти. Йорам болса күмүч, алтун вә мис қача-буюмларни елип кәлди.
11 Давут падиша мошуларни вә өзи беқиндурған һәммә әлләрдин, җүмлидин Сурийләрдин, Моабийлардин, Аммонийлардин, Филистийләрдин вә Амаләкләрдин олҗа алған алтун-күмүчләрни Пәрвәрдигарға атап беғишлиди. Булар Зобаһниң падишаси Рәһобниң оғли Һададезәрдин алған олҗини өз ичигә алиду.
12
13 Давут Сурийләрни мәғлуп қилип, йәни он сәккиз миң адәмни «Шор вадиси»да өлтүрүп янғанда, униң нам-даңқи хелә чиққан еди.
14 У Едомда әскәр баргаһлирини турғузди; пүтүн Едомда баргаһларни қурди. Шуниң билән Едомийларниң һәммиси Давутқа беқинди. Давут қәйәргә барса, Пәрвәрдигар униңға нусрәт берәтти.
15 Давут пүткүл Исраил үстигә сәлтәнәт қилди; у пүткүл хәлқини сорап, адил һөкүмләр чиқирип адаләт жүргүзәтти.
16 Зәруияниң оғли Йоаб қошунниң сәрдари болди; Аһилудниң оғли Йәһошафат мирза болди;
17 Ахитубниң оғли Задок билән Абиятарниң оғли Ахимәләк каһин болди; Серая диван беги болди.
18 Йәһояданиң оғли Беная Кәрәтийләр билән Пәләтийләрниң йолбашчиси болди; Давутниң оғуллириму каһин болди.