< Самуил 2 7 >
1 Падиша өз ордисида туратти, Пәрвәрдигар униңға әтрапидики барлиқ дүшмәнлиридин арам бәргәндин кейин,
2 падиша Натан пәйғәмбәргә: Мана қара, мән кедир яғичидин ясалған өйдә олтиримән, лекин Худаниң әһдә сандуғи бир чидирниң ичидә туруватиду — деди.
3 Натан падишаға җавап берип: Көңлүңдә немә ойлиғиниң болса, шуни қилғин; чүнки Пәрвәрдигар сениң билән биллидур — деди.
4 Лекин кечидә шундақ болдики, Пәрвәрдигарниң сөзи Натанға келип мундақ дейилди:
5 — Берип қулум Давутқа дегин: «Пәрвәрдигар: — «Сән дәрвәқә Маңа туридиғанға өй салмақчимусән?» — дәйду.
6 — «Мән Исраилларни Мисирдин чиқарғандин тартип, бу күнгичә бир өйдә олтармидим, бәлки бир чедирни макан қилип, кезип жүрдүм.
7 Мән Өзүм барлиқ Исраиллар билән жүргән һәммә йәрләрдә, хәлқим Исраилни падичи болуп беқишқа әмир қилғанларға, йәни Исраилниң һәр қандақ қәбилисиниң бир [йетәкчисигә]: Немишкә Маңа кедир яғачтин бир өй ясимайсиләр? — дәп баққанму?
8 Әнди қулум Давутқа мундақ дегин: — Самавий қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар: — Сени хәлқим Исраилға башламчи қилип тикләш үчүн сени яйлақлардин, қой беқиштин елип кәлдим, — дәйду,
9 — вә мәйли қәйәргә бармиғин, Мән һаман сениң билән биллә болдум вә сениң алдиңдин барлиқ дүшмәнлириңни йоқитип кәлдим; йәр йүзидики улуқлар нам-шөһрәткә егә болғандәк сени улуқ нам-шөһрәткә сазавәр қилдим.
10 Мән хәлқим болған Исраилға бир җайни бекитип, уларни шу йәрдә тикип өстүримән; шуниң билән улар өз зиминида туридиған, паракәндичиликкә учримайдиған болиду. Рәзилләр дәсләптидикидәк, шундақла Мән хәлқим Исраил үстигә һөкүмранлиқ қилишқа һакимларни тайинлиған күнләрдикидәк, уларға қайтидин зулум салмайду. Мән һазир саңа һәммә дүшмәнлириңдин арам бәрдим. Әнди Мәнки Пәрвәрдигар саңа шуни ейтип қояйки, Мән сениң үчүн бир өйни қуруп беримән!» — дәйду.
11
12 «Күнлириң тошуп, ата-бовилириң билән [өлүмдә] ухлиғиниңда, Мән өз пуштиңдин болған нәслиңни сениң орнуңда турғузуп, падишалиғини мәзмут қилимән.
13 Мениң намим үчүн бир өйни ясиғучи у болиду, вә Мән униң падишалиқ тәхтини әбәткичә мустәһкәм қилимән.
14 Мән униңға ата болимән, у Маңа оғул болиду. Әгәр у қәбиһлик қилса, униңға инсанларниң тайиғи билән вә адәм балилириниң савақ-думбалашлири билән тәрбийә беримән.
15 Амма Мән сениң алдиңда өрүвәткән Саулдин меһри-шәпқитимни җуда қилғинимдәк, униңдин меһри-шәпқитимни җуда қилмаймән.
16 Шуниң билән сениң өйүң вә сениң падишалиғиң алдиңда һемишә мәзмут қилиниду; тәхтиң әбәткичә мәзмут турғузулиду».
17 Натан бу барлиқ сөзләр вә барлиқ вәһийни һеч немә қалдурмай, Давутқа ейтип бәрди.
18 Андин Давут падиша кирип, Пәрвәрдигарниң алдида олтирип мундақ деди: «И, Рәб Пәрвәрдигар, мән зади ким едим, мениң өйүм немә еди, Сән мени мошу дәриҗигә көтургидәк?
19 Лекин, и Рәб Пәрвәрдигар, [мениң бу мәртивәм] Сениң нәзириңдә кичиккинә бир иш һесапланди; чүнки Сән мән қулуңниң өйиниң жирақ кәлгүси тоғрилиқ сөзлидиң; бу һәммила адәмгә дайим болидиған ишму, и, Рәб Пәрвәрдигар?
20 Әнди Давут Саңа йәнә немә десун? Сән Өз қулуңни тонуйсән, и, Рәб Пәрвәрдигар!
21 Сән сөз-вәдәң вәҗидин, Өз көңлүңдикигә асасән бу улуқ ишниң һәммисини қулуң билсун дәп бекитип қилғансән.
22 Шуңа Сән улуқсән, и Пәрвәрдигар; қулақлиримиз барлиқ аңлиғинидәк, Сениң тәңдишиң йоқ, Сәндин башқа һеч қандақ илаһ йоқтур.
23 Хәлқиң Исраилдәк йәнә башқа бир әл барму, улар җаһанда алаһидә туриду? — Чүнки [Сән] Худа уларни Мисирдин қутқузуп Өзүңгә хас бир хәлиқ қилиш үчүн, шундақла нам-шөһрәткә егә болуш үчүн, Өзүң бардиң; Сән Өзүң үчүн Мисирдин, әлләрдин вә уларниң илаһлиридин қутқузуп чиққан хәлқиң алдида зиминиң үчүн улуқ вә дәһшәтлик ишларни қилдиң.
24 Сән хәлқиң Исраилни Өзүң үчүн әбәткичә бир хәлиқ болушқа бекиттиң; Сән, и Пәрвәрдигар, уларниң Худаси болдуң.
25 Әнди һазир, и Пәрвәрдигар Худа, Өз қулуң вә униң өйи тоғрисида ейтқан вәдәңгә әбәткичә мәзмут әмәл қилғин; Сән дегәнлириң бойичә ишни ада қилғайсән!
26 Сениң намиң әбәткичә улуқлинип: — Самавий қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар Исраилниң үстидә туридиған Худадур, дәп ейтилсун, шундақла Өз қулуңниң өй-сулалиси сениң алдиңда мәзмут турғузулсун.
27 Чүнки Сән, и самавий қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, Исраилниң Худаси Өз қулуңға: Мән саңа бир өй-сулалә қуруп беримән, дәп вәһий қилдиң; шуңа қулуң бу дуани сениң алдиңда қилишқа җүръәт қилди.
28 Әнди сән, и Рәб Пәрвәрдигар, бирдин-бир Худадурсән, Сениң сөзлириң һәқиқәттур вә Сән бу бәхит-илтипатни Өз қулуңға вәдә қилдиң;
29 шуңа қулуңниң өй-җәмәтини Сениң алдиңда мәңгү турушқа несип қилип бәрикәтлигәйсән; чүнки Сән, и Рәб Пәрвәрдигар, буни вәдә қилғансән; бу бәхит-илтипатиң билән Өз қулуңниң өй-җәмәти әбәткичә бәхит-илтипатқа несип болиду».