< Самуил 2 6 >
1 Давут Исраилниң арисидин барлиқ сәрхил адәмләрни жиғивиди, булар оттуз миң чиқти.
ダビデ再びイスラエルの選抜の兵士三萬人を悉く集む
2 Андин Давут вә униңға әгәшкәнләрниң һәммиси Худаниң әһдә сандуғини йөткәп келиш үчүн Йәһудадики Баалаһға чиқти; сандуқ [муқәддәс] нам билән, йәни керубларниң оттурисида олтарғучи самавий қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң нами билән аталған еди.
ダビデ起ておのれと共にをる民とともにバアレユダに往て神の櫃を其處より舁上らんとす其櫃はケルビムの上に坐したまふ萬軍のヱホバの名をもて呼る
3 Улар Худаниң әһдә сандуғини дөңдә олтиришлиқ Абинадабниң өйидә йеңи бир һарвуға селип, уни шу йәрдин елип чиқти. Абинадабниң оғуллири Уззаһ билән Аһийо у йеңи һарвуни һайдиди.
すなはち神の櫃を新しき車に載せて山にあるアビナダブの家より舁だせり
4 Улар һарвуни Худаниң әһдә сандуғи билән дөңдә олтиришлиқ Абинадабниң өйидин елип чиқти; Аһийо әһдә сандуғиниң алдида маңди.
アビナダブの子ウザとアヒオ神の櫃を載たる其新しき車を御しアヒオは櫃のまへにゆけり
5 Давут билән пүткүл Исраил җәмәтидикиләр Пәрвәрдигарниң алдида тәнтәнә қилип күй оқуп чилтар, тәмбур, дап, дақа-думбақ вә чаңлар челип уссул ойниди.
ダビデおよびイスラエルの全家琴と瑟と鼗と鈴と鐃鈸をもちて力を極め謡を歌ひてヱホバのまへに躍踴れり
6 Лекин улар Наконниң хаминиға кәлгәндә, калилар алдиға мүдүрәп кәткәнлиги үчүн, Уззаһ қолини созуп Худаниң әһдә сандуғини тутивалди.
彼等がナコンの禾場にいたれる時ウザ手を神の櫃に伸してこれを扶へたり其は牛振たればなり
7 Пәрвәрдигарниң ғәзиви Уззаһқа қозғалди; у хата қилғини үчүн, уни Худа шу йәрдә урди. Шуниң билән Уззаһ Худаниң әһдә сандуғиниң йениға жиқилип өлди.
ヱホバ、ウザにむかひて怒りを發し其誤謬のために彼を其處に撃ちたまひければ彼そこに神の櫃の傍に死ねり
8 Лекин Давут болса Пәрвәрдигарниң Уззаһниң тенини бөскәнлигигә аччиқланди вә у йәрни «Пәрәз-Уззаһ» дәп атиди; у йәр бүгүнки күнгичә шундақ атилиду.
ヱホバ、ウザを撃ちたまひしによりてダビデ怒り其處をペレヅウザ(ウザ撃)と呼り其名今日にいたる
9 У күни Давут Пәрвәрдигардин қорқуп: Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини өзүмниңкигә қайси йол билән әкеләрмән? — деди.
其日ダビデ、ヱホバを畏れていひけるはヱホバの櫃いかで我所にいたるべけんやと
10 Шуниң үчүн Давут Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини «Давут шәһири»гә, өзиниңкигә йөткәшни халимиди; Давут уни елип берип, Гатлиқ Обәд-Едомниң өйидә қалдурди.
ダビデ、ヱホバの櫃を己に移してダビデの城邑にいらしむるを好まず之を轉してガテ人オベデエドムの家にいたらしむ
11 Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи Гатлиқ Обәд-Едомниң өйидә үч ай турди; Пәрвәрдигар Обәд-Едом вә униң пүткүл өйидикиләрни бәрикәтлиди.
ヱホバの櫃ガテ人オベデエドムの家に在ること三月なりきヱホバ、オベデエドムと其全家を惠みたまふ
12 Давут падишаға: — «Пәрвәрдигар Өз әһдә сандуғи вәҗидин Обәд-Едом вә униң барини бәрикәтлиди» дәп ейтилди. Шуңа Давут Худаниң әһдә сандуғини Обәд-Едомниң өйидин елип чиқип, хушлуқ билән Давутниң шәһиригә елип кәлди.
ヱホバ神の櫃のためにオベデエドムの家と其所有を皆惠みたまふといふ事ダビデ王に聞えけれぼダビデゆきて喜樂をもて神の櫃をオベデエドムの家よりダビデの城邑に舁上れり
13 Пәрвәрдигарниң сандуғини көтәргәнләр алтә қәдәм меңип, шундақ болдики, у бир буқа билән бир бордақ мозайни қурбанлиқ қилди.
ヱホバの櫃を舁者六歩行](ゆき)}たる時ダビデ牛と肥たる者を献げたり
14 Давут болса канап әфодни кийип Пәрвәрдигарниң алдида күчиниң баричә уссул ойнайтти;
ダビデ力を極めてヱホバの前に踊躍れり時にダビデ布のエポデを著け居たり
15 Давут билән Исраилниң пүткүл җәмәти тәнтәнә қилип вақиришип, канай челишип Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини елип чиқивататти.
ダビデおよびイスラエルの全家歓呼と喇叭の聲をもてヱホバの櫃を舁のぼれり
16 Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи Давутниң шәһиригә елип кирилгинидә, Саулниң қизи Миқал деризидин қарап, Давут падишаниң сәкрәп Пәрвәрдигарниң алдида уссул ойнаватқанлиғини көрүп, уни өз көңлидә мәнситмиди.
神の櫃ダビデの城邑にいりし時サウルの女ミカル窻より窺ひてダビデ王のヱホバのまへに舞躍るを見其心にダビデを蔑視む
17 Улар Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини елип кирип, Давут униң үчүн тиктүргән чедирниң оттурсида қойди. Андин Давут Пәрвәрдигарниң алдида көйдүрмә қурбанлиқ билән енақлиқ қурбанлиқлирини сунди.
人々ヱホバの櫃を舁入てこれをダビデが其爲に張たる天幕の中なる其所に置りしかしてダビデ燔祭と酬恩祭をヱホバのまへに献げたり
18 Давут көйдүрмә қурбанлиқ билән енақлиқ қурбанлиқлирини кәлтүрүп болуп, халайиққа самавий қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң намида бәхит-бәрикәт тилиди.
ダビデ燔祭と酬恩祭を献ぐることを終し時萬軍のヱホバの名を以て民を祝せり
19 У пүткүл Исраил җамаитигә, әр билән аялларниң һәр биригә бирдин қотурмач, бирдин хорма пошкили вә бирдин үзүм пошкилини тәқсим қилип бәрди. Андин хәлиқниң һәр бири өз өйигә йенип кәтти.
また民の中即ちイスラエルの衆庶の中に男にも女にも倶にパン一箇 肉一斤 乾葡萄一塊を分ちあたへたり斯て民皆おのおの其家にかへりぬ
20 Давут өз аилисидикиләрни мубарәкләш үчүн йенип кәлгәндә, Саулниң қизи Миқал униң алдиға чиқип: Бүгүн Исраилниң падишаси өзини шунчә шәрәплик көрсәттиму, қандақ? У худди пәс бир адәмниң номуссизлачә өзини ялаңачлиғиниға охшаш, хизмәткарлириниң дедәклириниң көз алдида өзини ялаңачлиди!
爰にダビデ其家族を祝せんとて歸りしかばサウルの女ミカル、ダビデをいでむかへていひけるはイスラエルの王今日如何に威光ありしや自ら遊蕩者の其身を露すがごとく今日其臣僕の婢女のまへに其身を露したまへりと
21 Давут Миқалға: Ундақ [шадланғиним] Пәрвәрдигар алдида еди. У атаң вә униң пүткүл җәмәтини өрүп, мени Пәрвәрдигарниң хәлқи болған Исраил үстигә башламчи қилип тиклиди. Шуңа мән Пәрвәрдигарниң алдида уссул ойнаймән!
ダビデ、ミカルにいふ我はヱホバのまへに即ち汝の父よりもまたその全家よりも我を選みて我をヱホバの民イスラエルの首長に命じたまへるヱホバのまへに躍れり
22 Әмәлийәттә мән өзүмни техиму әрзимәс қилип, өз нәзиримдә өзүм төвән болушқа разимән. Лекин сән ейтқан у дедәкләрниң нәзиридә болса, һөрмәткә сазавәр болимән — деди.
我は此よりも尚鄙からんまたみづから賤しと思はん汝が語る婢女等とともにありて我は尊榮をえんと
23 Саулниң қизи Миқал болса, өлидиған күнигичә бала туғмиди.
是故にサウルの女ミカルは死ぬる日まで子あらざりき