< Самуил 2 5 >
1 Андин кейин Исраилниң барлиқ қәбилилири Һебронға Давутниң қешиға келип: Қарисила, биз өзлириниң әт-сүйәклиридурмиз!
2 Бурун Саул бизниң үстимиздә сәлтәнәт қилғандиму Исраил хәлқигә җәңгә чиқип-киришкә йолбашчи болған өзлири едила; Пәрвәрдигар силигә: Сән Мениң хәлқим Исраилниң падичиси болуп, уларни бақисән, Исраилниң әмри болисән, дегән еди — деди.
3 Шуниң билән Исраилниң һәммә ақсақаллири Һебронға падишаниң қешиға кәлди; Давут падиша Һебронда, Пәрвәрдигарниң алдида улар билән әһдә түзүшти. Андин улар Давутни Исраилға падиша болушқа мәсиһ қилди.
4 Давут падиша болғанда оттуз яшқа киргән болуп, қириқ жил сәлтәнәт қилди.
5 У Һебронда Йәһуданиң үстидә йәттә жил алтә ай сәлтәнәт қилип, Йерусалимда пүткүл Исраил билән Йәһуданиң үстидә оттуз үч жил сәлтәнәт қилди.
6 Падиша өз адәмлири билән Йерусалимға чиқип, шу зиминда турған Йәбусийлар билән җәң қилғили барди. Улар Давутқа: Сән бу йәргә кирәлмәйсән, бәлки һәтта корлар билән ақсақлар сени чекиндүриду! — деди. Чүнки улар: «Давут бу йәргә қәтъий кирәлмәйду», дәп ойлайтти.
7 Лекин Давут Зион қорғинини алди (бу йәр Давутниң шәһири дәп атилиду).
8 Давут у күни: Кимки Йәбусийларни урай десә сүңгүч билән чиқиши керәк, андин у Давут қин-қинидин өч көридиған бу кор, ақсақлар билән [һесаплишалайду], деди. Шуниң билән «Қорлар я ақсақлар өйгә кирмисун» дәйдиған мақал пәйда болди.
9 Шундақ қилип Давут қорғанда турди вә у йәрни «Давутниң шәһири» дәп атиди. Давут шәһәрниң әтрапиға Миллодин тартип ич тәрәпкичә имарәт салди.
10 Давут барғансери қудрәт тапти; самавий қошунларниң Сәрдари болған Худа Пәрвәрдигар униң билән биллә еди.
11 Турниң падишаси Һирам Давутниң қешиға әлчиләрни әвәтти вә улар билән қошуп, кедир яғачлири, яғаччилар вә ташчиларни әвәтти; улар Давут үчүн бир орда ясап бәрди.
12 Давут Пәрвәрдигарниң өзини Исраилға падиша тикләп, өз хәлқи Исраил үчүн өзиниң падишалиғини гүлләндүргәнлигини билип йәтти.
13 Давут Һеброндин кәлгәндин кейин Йерусалимдин йәнә аялларни вә кенизәкләрни алди; шуниң билән Давутқа йәнә көп оғул-қизлар туғулди.
14 Йерусалимда униңдин туғулғанларниң исимлири мана мундақ еди: Шаммуа, Шобаб, Натан, Сулайман,
15 Ибһар, Елишуа, Нәфәг, Яфия,
16 Елишама, Елиада вә Елифәләт.
17 Филистийләр Давутниң Исраилға падиша болушқа мәсиһләнгинини аңлиғанда, улар һәммиси Давутни тутқили чиқти, Давут буни аңлапла, қорғанға чүшти.
18 Филистийләр келип «Рәфайим җилғиси»да йейилип турди;
19 Давут Пәрвәрдигардин йол сорап: Филистийләргә қарши атлинайму? Уларни қолумға тапшурарсәнму? — деди. Пәрвәрдигар Давутқа: Чиққин! Чүнки, Мән Филистийләрни җәзмән қолуңға тапшуримән — деди.
20 У вақитта Давут Баал-Пәразимға барди. У йәрдә Давут уларни тар мар қилди. У: — «Пәрвәрдигар мениң алдимда дүшмәнлирим үстигә худди кәлкүн ярни елип кәткәндәк бөсүп кирди» — деди. Шуниң билән у йәрни «Баал-Пәразим» дәп атиди.
21 Филистийләр у йәрдә өз мәбудлирини ташлап кәтти; Давут билән адәмлири уларни елип кәтти.
22 Әнди Филистийләр йәнә чиқип «Рәфайим җилғиси»да йейилип турди.
23 Давут Пәрвәрдигардин йол сориди. Пәрвәрдигар: Сән у йәргә чиқмай, бәлки уларниң кәйнидин айлинип өтүп үҗмә дәрәқлириниң удулидин һуҗум қилғин — деди,
24 Шундақ болидуки, сән үҗмә дәрәқлигиниң үстидин аяқ тивишини аңлишиң биләнла дәрһал атлан; чүнки шу тапта Пәрвәрдигар Филистийләрниң қошуниға һуҗумға чиққан болиду, — деди.
25 Давут Пәрвәрдигарниң униңға әмир қилғинидәк қилип, Филистийләрни Гибеондин Гәзәргичә қоғлап қирди.