< Самуил 2 4 >
1 Саулниң оғли Абнәрниң Һебронда өлгинини аңлиғанда қоли бошишип кәтти, барлиқ Исраил дәккә-дүккигә чүшти.
掃羅的兒子伊施波設聽見押尼珥死在希伯崙,手就發軟;以色列眾人也都驚惶。
2 Саулниң оғлиниң қошуниниң алдин жүрәр қисмида икки сәрдари болуп, бириниң исми Баанаһ, йәнә бириниң исми Рәкаб еди. Улар Бинямин қәбилисидин болған Бәәротлуқ Риммонниң оғуллири еди (чүнки Бәәрот Бинямин қәбилисигә тәвә һесаплинатти;
掃羅的兒子伊施波設有兩個軍長,一名巴拿,一名利甲,是便雅憫支派、比錄人臨門的兒子。比錄也屬便雅憫。
3 лекин Бәәротлуқлар Гиттаимға қечип берип у йәрдә бу күнгичә мусапирдәк яшаватиду).
比錄人早先逃到基他音,在那裏寄居,直到今日。
4 Саулниң оғли Йонатанниң бир оғли болуп, пути ақсақ еди. Саул билән Йонатанниң өлгәнлиги тоғрилиқ хәвәр Йизрәәлгә йәткәндә, у бәш яшқа киргән еди. Иник аниси уни елип қачти; лекин шундақ болдики, у алдирап жүгүргәчкә, бала чүшуп кетип, ақсақ болуп қалған еди. Униң исми Мәфибошәт еди.
掃羅的兒子約拿單有一個兒子名叫米非波設,是瘸腿的。掃羅和約拿單死亡的消息從耶斯列傳到的時候,他才五歲。他乳母抱着他逃跑;因為跑得太急,孩子掉在地上,腿就瘸了。
5 Әнди бир күни Бәәротлоқ Риммонниң оғуллири Рәкаб билән Баанаһ чиңқи чүш вақтида Ишбошәтниң өйигә барди. Ишбошәт чүшлүк уйқида ухлаватқан еди.
一日,比錄人臨門的兩個兒子利甲和巴拿出去,約在午熱的時候到了伊施波設的家;伊施波設正睡午覺。
6 Улар буғдай алимиз дегәнни банә қилип, өйиниң ичкиригә кирип, Ишбошәтниң қосиғиға [пичақ] санҗиди. Андин Рәкаб вә Баанаһ қечип кәтти
他們進了房子,假作要取麥子,就刺透伊施波設的肚腹,逃跑了。
7 (улар Ишбошәт һуҗрисида кариватта ятқинида, өйгә кирип, уни өлтүргән еди). Улар униң каллисини кесип, андин каллисини елип кечичә Арабаһ түзләңлигидин меңип өтти.
他們進房子的時候,伊施波設正在臥房裏躺在床上,他們將他殺死,割了他的首級,拿着首級在亞拉巴走了一夜,
8 Улар Ишбошәтниң каллисини Һебронға, Давутниң қешиға елип берип, падишаға: Мана, бу җанаблириниң җенини издигән дүшмәнлири Саулниң оғли Ишбошәтниң каллиси! Бүгүн Пәрвәрдигар ғоҗам падишани Саул билән нәслидин интиқам елишқа муйәссәр қилди — деди.
將伊施波設的首級拿到希伯崙見大衛王,說:「王的仇敵掃羅曾尋索王的性命。看哪,這是他兒子伊施波設的首級;耶和華今日為我主我王在掃羅和他後裔的身上報了仇。」
9 Давут Бәәротлуқ Риммонниң оғуллири Рәкаб билән иниси Баанаһға: Мени барлиқ қийинчилиқлардин қутқузған Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки,
大衛對比錄人臨門的兒子利甲和他兄弟巴拿說:「我指着救我性命脫離一切苦難、永生的耶和華起誓:
10 бурун бириси Давутқа хуш хәвәр елип кәлдим, дәп ойлап, маңа: — Мана, Саул өлди, дәп кәлгәндә, мән уни елип Зиклагта өлтүрүвәттим. Бәрһәқ, мана бу униң йәткүзгән хәвириниң мукапати болған еди!
從前有人報告我說,掃羅死了,他自以為報好消息;我就拿住他,將他殺在洗革拉,這就作了他報消息的賞賜。
11 Әнди мән шундақ қилған йәрдә, рәзил адәмләр өз өйидә орунда ятқан бир һәққаний кишини өлтүргән болса, мән немә қилай?! Униң аққан қан қәрзини силәрниң қолуңлардин елип, силәрни йәр йүзидин йоқатмамдим? — деди.
何況惡人將義人殺在他的床上,我豈不向你們討流他血的罪、從世上除滅你們呢?」
12 Давут ғуламлириға буйруқ қиливиди, улар буларни қәтл қилди. Уларниң қол-путлирини кесип, уларни Һеброндики көлниң йенида есип қойди; лекин улар Ишбошәтниң бешини елип Һебронда Абнәрниң қәбридә дәпнә қилди.
於是大衛吩咐少年人將他們殺了,砍斷他們的手腳,掛在希伯崙的池旁,卻將伊施波設的首級葬在希伯崙押尼珥的墳墓裏。