< Самуил 2 24 >
1 Пәрвәрдигарниң ғәзиви Исраилға йәнә қозғалди. Шуниң билән У уларни җазалаш үчүн Давутни қозғивиди, у адәм чиқирип, уларға: — Исраиллар билән Йәһудалиқларниң санини ал, деди.
Perwerdigarning ghezipi Israilgha yene qozghaldi. Shuning bilen U ularni jazalash üchün Dawutni qozghiwidi, u adem chiqirip, ulargha: — Israillar bilen Yehudaliqlarning sanini al, dédi.
2 Падиша өз йенида турған қошун сәрдари Йоабқа: Барғин, Дандин тартип Бәәр-Шебағичә Исраилниң һәммә қәбилилириниң жутлирини кезип, хәлиқни санап чиққин, мән хәлиқниң санини биләй, деди.
Padishah öz yénida turghan qoshun serdari Yoabqa: Barghin, Dandin tartip Beer-Shébaghiche Israilning hemme qebililirining yurtlirini kézip, xelqni sanap chiqqin, men xelqning sanini biley, dédi.
3 Йоаб падишаға: Бу хәлиқ һазир мәйли қанчилик болсун, Пәрвәрдигар Худайиң уларниң санини йүз һәссә ашурғай. Буни ғоҗам падиша өз көзи билән көргәй! Лекин ғоҗам падиша немишкә бу иштин хуш болидикин? — деди.
Yoab padishahqa: Bu xelq hazir meyli qanchilik bolsun, Perwerdigar Xudaying ularning sanini yüz hesse ashurghay. Buni ghojam padishah öz közi bilen körgey! Lékin ghojam padishah némishqa bu ishtin xush bolidikin? — dédi.
4 Амма Йоаб билән қошунниң башқа сәрдарлири унимисиму, падишаниң ярлиғи улардин күчлүк еди; шуниң билән Йоаб билән қошунниң башқа сәрдарлири Исраилниң хәлқини саниғили падишаниң қешидин чиқти.
Emma Yoab bilen qoshunning bashqa serdarliri unimisimu, padishahning yarliqi ulardin küchlük idi; shuning bilen Yoab bilen qoshunning bashqa serdarliri Israilning xelqini sanighili padishahning qéshidin chiqti.
5 Улар Иордан дәриясидин өтүп Яазәргә йеқин Гад вадисида Ароәрдә, йәни шәһәрниң җәнуп тәрипидә баргаһ тикти.
Ular Iordan deryasidin ötüp Yaazerge yéqin Gad wadisida Aroerde, yeni sheherning jenub teripide bargah tikti.
6 Андин улар Гилеадқа вә Тахтим-Һодшиниң жутиға кәлди. Андин Дан-Яанға келип айлинип Зидонға барди.
Andin ular Giléadqa we Taxtim-Hodshining yurtigha keldi. Andin Dan-Yaan’gha kélip aylinip Zidon’gha bardi.
7 Андин улар Тур дегән қорғанлиқ шәһәргә, шундақла Һивийлар билән Ⱪананийларниң һәммә шәһәрлиригә кәлди; андин улар Йәһуда жутиниң җәнуп тәрипигә, шу йәрдики Бәәр-Шебағичә барди.
Andin ular Tur dégen qorghanliq sheherge, shundaqla Hiwiylar bilen Qanaaniylarning hemme sheherlirige keldi; andin ular Yehuda yurtining jenub teripige, shu yerdiki Beer-Shébaghiche bardi.
8 Шундақ қилип улар пүткүл зиминни кезип, тоққуз ай жигирмә күн өткәндин кейин, Йерусалимға йенип кәлди.
Shundaq qilip ular pütkül zéminni kézip, toqquz ay yigirme kün ötkendin kéyin, Yérusalémgha yénip keldi.
9 Йоаб падишаға хәлиқниң санини мәлум қилип: Исраилда қилич көтирәләйдиған батурдин сәккиз йүз миңи, Йәһудада бәш йүз миңи бар екән, деди.
Yoab padishahqa xelqning sanini melum qilip: Israilda qilich kötüreleydighan baturdin sekkiz yüz mingi, Yehudada besh yüz mingi bar iken, dédi.
10 Давут хәлиқниң санини алғандин кейин, виҗдани азапланди вә Пәрвәрдигарға: Бу қилғиним еғир гуна болупту. И Пәрвәрдигар, қулуңниң қәбиһлигини көтиривәткәйсән; чүнки мән толиму ахмақанилик қиптимән, деди.
Dawut xelqning sanini alghandin kéyin, wijdani azablandi we Perwerdigargha: Bu qilghinim éghir gunah boluptu. I Perwerdigar, qulungning qebihlikini kötürüwetkeysen; chünki men tolimu exmeqanilik qiptimen, dédi.
11 Давут әтигәндә турғанда Пәрвәрдигарниң сөзи Давутниң алдин көргүчиси болған Гад пәйғәмбәргә келип:
Dawut etigende turghanda Perwerdigarning sözi Dawutning aldin körgüchisi bolghan Gad peyghemberge kélip:
12 — «Берип Давутқа ейтқин, Пәрвәрдигар: — Мән үч [бала-қазани] алдиңға қойимән, уларниң бирини талливалғин, мән шуни үстүңгә чүшүримән, дәйду — дегин» — дейилди.
— «Bérip Dawutqa éytqin, Perwerdigar: — Men üch [bala-qazani] aldinggha qoyimen, ularning birini talliwalghin, men shuni üstüngge chüshürimen, deydu — dégin» — déyildi.
13 Шуниң билән Гад Давутниң қешиға келип буни униңға деди. У униңға: «Йәттә жилғичә зиминиңда ачарчилиқ саңа болсунму? Яки дүшмәнлириң үч айғичә сени қоғлап, сән улардин қачамсән? Вә яки үч күнгичә зиминиңда ваба тарқалсунму? Әнди сән убдан ойлап, бир немә дегин, мән мени Әвәткүчигә немә дәп җавап берәй?» — деди.
Shuning bilen Gad Dawutning qéshigha kélip buni uninggha dédi. U uninggha: «Yette yilghiche zéminingda acharchiliq sanga bolsunmu? Yaki düshmenliring üch ayghiche séni qoghlap, sen ulardin qachamsen? We yaki üch kün’giche zéminingda waba tarqalsunmu? Emdi sen obdan oylap, bir néme dégin, men méni Ewetküchige néme dep jawap bérey?» — dédi.
14 Давут Гадқа: Мән толиму тәңликтә қалдим! Сәндин өтүнәйки, биз Пәрвәрдигарниң қолиға чүшәйли; чүнки Униң рәһимдиллиғи зордур; инсанниң қолиға пәқәт чүшүп қалмиғаймән! — деди.
Dawut Gadqa: Men tolimu tenglikte qaldim! Sendin ötüneyki, biz Perwerdigarning qoligha chüsheyli; chünki Uning rehimdilliqi zordur; insanning qoligha peqet chüshüp qalmighaymen! — dédi.
15 Шуниң билән Пәрвәрдигар әтигәндин тартип бекитилгән вақитқичә ваба чүшүрди. Дандин тартип Бәәр-Шебағичә йәтмиш миң адәм өлди.
Shuning bilen Perwerdigar etigendin tartip békitilgen waqitqiche waba chüshürdi. Dandin tartip Beer-Shébaghiche yetmish ming adem öldi.
16 Әнди пәриштә қолини Йерусалимға узутуп шәһәрни һалак қилай дегәндә, Пәрвәрдигар еғир һөкүмидин пушайман қилип, хәлиқни һалак қиливатқан Пәриштигә: Әнди болди қилғин; қолуңни жиққин, — деди. У вақитта Пәрвәрдигарниң Пәриштиси Йәбусий Аравнаһниң хамининиң йенида еди.
Emdi perishte qolini Yérusalémgha uzutup sheherni halak qilay dégende, Perwerdigar éghir hökümidin pushayman qilip, xelqni halak qiliwatqan Perishtige: Emdi boldi qilghin; qolungni yighqin, — dédi. U waqitta Perwerdigarning Perishtisi Yebusiy Arawnahning xaminining yénida idi.
17 Давут хәлиқни йоқитиватқан пәриштини көргәндә Пәрвәрдигарға: Мана, гуна қилған мән, қәбиһлик қилғучи мәндурмән. Лекин бу қойлар болса немә қилди? Сениң қолуң мениң үстүмгә вә атамниң җәмәтиниң үстигә чүшсун! — деди.
Dawut xelqni yoqitiwatqan perishtini körgende Perwerdigargha: Mana, gunah qilghan men, qebihlik qilghuchi mendurmen. Lékin bu qoylar bolsa néme qildi? Séning qolung méning üstümge we atamning jemetining üstige chüshsun! — dédi.
18 Шу күни Гад Давутниң қешиға келип униңға: Берип Йәбусий Аравнаһниң хаминиға Пәрвәрдигарға атап бир қурбангаһ ясиғин, деди.
Shu küni Gad Dawutning qéshigha kélip uninggha: Bérip Yebusiy Arawnahning xaminigha Perwerdigargha atap bir qurban’gah yasighin, dédi.
19 Давут Гадниң сөзи бойичә Пәрвәрдигар буйруғандәк қилди.
Dawut Gadning sözi boyiche Perwerdigar buyrughandek qildi.
20 Аравнаһ қарап падиша билән хизмәткарларниң өз тәрипигә келиватқинини көрүп, алдиға чиқип падишаниң алдида йүзини йәргә тәккүзүп, тазим қилди.
Arawnah qarap padishah bilen xizmetkarlarning öz teripige kéliwatqinini körüp, aldigha chiqip padishahning aldida yüzini yerge tekküzüp, tezim qildi.
21 Аравнаһ: Ғоҗам падиша немә иш билән қуллириниң алдиға кәлдилигин? — дәп сориди. Давут: Хәлиқниң арисида вабани тохтитиш үчүн, бу хаманни сәндин сетивелип, бу йәрдә Пәрвәрдигарға бир қурбангаһ ясиғили кәлдим, — деди.
Arawnah: Ghojam padishah néme ish bilen qullirining aldigha keldilikin? — dep soridi. Dawut: Xelqning arisida wabani toxtitish üchün, bu xamanni sendin sétiwélip, bu yerde Perwerdigargha bir qurban’gah yasighili keldim, — dédi.
22 Аравнаһ Давутқа: Ғоҗам падиша өзлири немини халисила шуни елип қурбанлиқ қилсила. Мана бу йәрдә көйдүрмә қурбанлиқ үчүн калилар бар, отун қилишқа хаман тепидиған тирнилар билән калиларниң боюнтуруқлири бар.
Arawnah Dawutqa: Ghojam padishah özliri némini xalisila shuni élip qurbanliq qilsila. Mana bu yerde köydürme qurbanliq üchün kalilar bar, otun qilishqa xaman tépidighan tirnilar bilen kalilarning boyunturuqliri bar.
23 И падиша, буниң һәммисини мәнки [Аравнаһ] падишаға тәқдим қилай, деди. У йәнә падишаға: Пәрвәрдигар Худалири силини қобул қилип шәпқәт көрсәткәй, деди.
I padishah, buning hemmisini menki [Arawnah] padishahqa teqdim qilay, dédi. U yene padishahqa: Perwerdigar Xudaliri silini qobul qilip shepqet körsetkey, dédi.
24 Падиша Аравнаһға: Яқ, қандақла болмисун буларни сәндин өз нәрхидә сетивалмисам болмайду. Мән бәдәл төлимәй Пәрвәрдигар Худайимға көйдүрмә қурбанлиқларни һәргиз сунмаймән, — деди. Андин Давут хаман билән калиларни әллик шәкәл күмүчкә сетивалди.
Padishah Arawnahgha: Yaq, qandaqla bolmisun bularni sendin öz nerxide sétiwalmisam bolmaydu. Men bedel tölimey Perwerdigar Xudayimgha köydürme qurbanliqlarni hergiz sunmaymen, — dédi. Andin Dawut xaman bilen kalilarni ellik shekel kümüshke sétiwaldi.
25 Андин Давут у йәрдә Пәрвәрдигарға бир қурбангаһ ясап, көйдүрмә қурбанлиқлар билән енақлиқ қурбанлиқлири қилди. Пәрвәрдигар зимин үчүн қилған дуаларни қобул қилип, ваба Исраилниң арисида тохтиди.
Andin Dawut u yerde Perwerdigargha bir qurban’gah yasap, köydürme qurbanliqlar bilen inaqliq qurbanliqliri qildi. Perwerdigar zémin üchün qilghan dualarni qobul qilip, waba Israilning arisida toxtidi.