< Самуил 2 23 >
1 Төвәндикиләр Давутниң ахирқи сөзлиридур: — Йәссәниң оғли Давутниң бешарити, Жуқири мәртивигә көтирилгән, Яқупниң Худаси тәрәпидин мәсиһләнгән, Исраилниң сөйүмлүк күйчисиниң бешарәт сөзлири мана: —
Töwendikiler Dawutning axirqi sözliridur: — Yessening oghli Dawutning béshariti, Yuqiri mertiwige kötürülgen, Yaqupning Xudasi terepidin mesihlen’gen, Israilning söyümlük küychisining bésharet sözliri mana: —
2 Пәрвәрдигарниң Роһи мән арқилиқ сөз қилди, Униң сөзлири тилимдидур.
Perwerdigarning Rohi men arqiliq söz qildi, Uning sözliri tilimdidur.
3 Исраилниң Худаси сөз қилди, Исраилниң Қорам Теши маңа шундақ деди: — Кимки адәмләрниң арисида адаләт билән сәлтәнәт қилса, Кимки Худадин қорқуш билән сәлтәнәт қилса,
Israilning Xudasi söz qildi, Israilning Qoram Téshi manga shundaq dédi: — Kimki ademlerning arisida adalet bilen seltenet qilsa, Kimki Xudadin qorqush bilen seltenet qilsa,
4 У қуяш чиққандики таң нуридәк, Булутсиз сәһәрдәк болиду, Ямғурдин кейин асман сүзүк болуши билән, Юмран майсилар тупрақтин чиқиду, мана у шундақ болиду.
U quyash chiqqandiki tang nuridek, Bulutsiz seherdek bolidu, Yamghurdin kéyin asman süzük bolushi bilen, Yumran maysilar tupraqtin chiqidu, mana u shundaq bolidu.
5 Бәрһәқ, мениң өйүм Тәңри алдида шундақ әмәсму? Чүнки У мән билән мәңгүлүк әһдә түзди, Бу әһдә һәммә ишларда мупәссәл һәм мустәһкәмдур; Чүнки мениң барлиқ ниҗатлиқ ишлиримни, Һәммә интизарлиғимни, У бәрқ урғузмамду?
Berheq, méning öyüm Tengri aldida shundaq emesmu? Chünki U men bilen menggülük ehde tüzdi, Bu ehde hemme ishlarda mupessel hem mustehkemdur; Chünki méning barliq nijatliq ishlirimni, Hemme intizarliqimni, U berq urghuzmamdu?
6 Лекин ипласларниң һәммиси тикәнләрдәк, Һеч ким қолида туталмиғачқа, чөриветилиду.
Lékin iplaslarning hemmisi tikenlerdek, Héchkim qolida tutalmighachqa, chöriwétilidu.
7 Уларға қол узатқучи өзини төмүр қурал вә нәйзә сепи билән қуралландурмиса болмайду; Улар һаман турған йеридә отта көйдүрүветилиду!
Ulargha qol uzatquchi özini tömür qoral we neyze sépi bilen qorallandurmisa bolmaydu; Ular haman turghan yéride otta köydürüwétilidu!
8 Давутниң палванлириниң исимлири төвәндикидәк хатириләнгәндур: — Тахкимонлуқ Йошәб-Башсәбәт сәрдарларниң беши еди. У бир қетимлиқ җәңдә нәйзә ойнитип, сәккиз йүз адәмни өлтүргән еди.
Dawutning palwanlirining isimliri töwendikidek xatirilen’gendur: — Taxkimonluq Yosheb-Bashsebet serdarlarning béshi idi. U bir qétimliq jengde neyze oynitip, sekkiz yüz ademni öltürgenidi.
9 Кейинкиси Ахохий Додониң оғли Әлиазар еди; Филистийләр жиғилип җәң қилмақчи болди; шу вақитта Давут вә униңға һәмраһ болуп чиққан үч палван уларни җәңгә чақирди; Әлиазар шу үчтин бири еди. Лекин Исраиллар чекинди;
Kéyinkisi Axoxiy Dodoning oghli Eliazar idi; Filistiyler yighilip jeng qilmaqchi boldi; shu waqitta Dawut we uninggha hemrah bolup chiqqan üch palwan ularni jengge chaqirdi; Eliazar shu üchtin biri idi. Lékin Israillar chékindi;
10 у қозғилип, таки белиги телип, қоли қиличқа чаплишип қалғичә Филистийләрни қирди. У күни Пәрвәрдигар Исраилларни чоң нусрәткә ериштүрди. Хәлиқ униң қешиға қайтқанда пәқәт олҗа жиғиш ишила қалған еди.
u qozghilip, taki béliki télip, qoli qilichqa chapliship qalghuche Filistiylerni qirdi. U küni Perwerdigar Israillarni chong nusretke érishtürdi. Xelq uning qéshigha qaytqanda peqet olja yighish ishila qalghanidi.
11 Вә униңдин кейинкиси Һарарлиқ Агийниң оғли Шаммаһ еди. Бир күни Филистийләр қошун болуп жиғилған еди; йеқин әтрапта қоюқ өскән бир қизил машлиқ бар еди. Кишиләр Филистиләрниң алдидин қачқан еди,
We uningdin kéyinkisi Hararliq Agiyning oghli Shammah idi. Bir küni Filistiyler qoshun bolup yighilghanidi; yéqin etrapta qoyuq ösken bir qizil mashliq bar idi. Kishiler Filistilerning aldidin qachqanidi,
12 Шаммаһ болса қизил машлиқ оттурисида мәзмут туруп, уни қоғдап Филистийләрни қирди; шуниң билән Пәрвәрдигар [Исраилларға] ғайәт зор нусрәт ата қилди.
Shammah bolsa qizil mashliq otturisida mezmut turup, uni qoghdap Filistiylerni qirdi; shuning bilen Perwerdigar [Israillargha] ghayet zor nusret ata qildi.
13 Орма вақтида оттуз йолбашчи ичидин йәнә үчи Адулламниң ғариға чүшүп, Давутниң йениға кәлди. Филистийләрниң қошуни Рәфайим вадисиға баргаһ қурған еди;
Orma waqtida ottuz yolbashchi ichidin yene üchi Adullamning gharigha chüshüp, Dawutning yénigha keldi. Filistiylerning qoshuni Refayim wadisigha bargah qurghanidi;
14 у чағда Давут қорғанда еди, Филистийләрниң қаравулгаһи болса Бәйт-Ләһәмдә еди.
u chaghda Dawut qorghanda idi, Filistiylerning qarawulgahi bolsa Beyt-Lehemde idi.
15 Давут уссап: Аһ, бириси маңа Бәйт-Ләһәмниң дәрвазисиниң йенидики қудуқтин су әкилип бәргән болса яхши болатти! — девиди,
Dawut ussap: Ah, birsi manga Beyt-Lehemning derwazisining yénidiki quduqtin su ekilip bergen bolsa yaxshi bolatti! — déwidi,
16 бу үч палван Филистийләрниң ләшкәргаһидин бөсүп өтүп, Бәйт-Ләһәмниң дәрвазисиниң йенидики қудуқтин су тартти вә Давутқа елип кәлди; лекин у униңдин ичкили унимиди, бәлки суни Пәрвәрдигарға атап төкүп:
bu üch palwan Filistiylerning leshkergahidin bösüp ötüp, Beyt-Lehemning derwazisining yénidiki quduqtin su tartti we Dawutqa élip keldi; lékin u uningdin ichkili unimidi, belki suni Perwerdigargha atap töküp:
17 — И Пәрвәрдигар, бундақ иш мәндин нери болсун! Бу үч адәмниң өз һаятиға тәвәккул қилип берип әкәлгән бу су уларниң қениға охшаш әмәсму! — деди. Шуниң үчүн у ичишкә унимиди. Бу үч палван қилған ишлар дәл шулар еди.
— I Perwerdigar, bundaq ish mendin néri bolsun! Bu üch ademning öz hayatigha tewekkul qilip bérip ekelgen bu su ularning qénigha oxshash emesmu! — dédi. Shuning üchün u ichishke unimidi. Bu üch palwan qilghan ishlar del shular idi.
18 Зәруияниң оғли Йоабниң иниси Абишай бу үчиниң беши еди. У үч йүз адәм билән қаршилишип нәйзисини пиқиритип уларни өлтүргән. Шуниң билән у бу «үч палван» ичидә нами чиққан еди.
Zeruiyaning oghli Yoabning inisi Abishay bu üchining béshi idi. U üch yüz adem bilen qarshiliship neyzisini piqiritip ularni öltürgen. Shuning bilen u bu «üch palwan» ichide nami chiqqanidi.
19 У бу үчәйләнниң ичидә әң һөрмәтлиги еди, шуңа уларниң беши еди; лекин у авалқи үчәйләнгә йәтмәйтти.
U bu ücheylenning ichide eng hörmetliki idi, shunga ularning béshi idi; lékin u awwalqi ücheylen’ge yetmeytti.
20 Йәһояданиң оғли Беная Кабзәәлдин болуп, бир батур палван еди; у көп қалтис ишларни қилған. У Моабий Ариәлниң икки оғлини өлтүргән. Йәнә қар яққан бир күни азгалға чүшүп, бир ширни өлтүргән еди.
Yehoyadaning oghli Binaya Kabzeeldin bolup, bir batur palwan idi; u köp qaltis ishlarni qilghan. U Moabiy Arielning ikki oghlini öltürgen. Yene qar yaghqan bir küni azgalgha chüshüp, bir shirni öltürgenidi.
21 У һәм күчтүңгүр бир мисирлиқни өлтүргән еди. Мисирлиқниң қолида бир нәйзә бар еди, лекин Бенаяниң қолида бир һасила бар еди. У мисирлиқниң қолидин нәйзисини тартивелип, өз нәйзиси билән уни өлтүрди.
U hem küchtünggür bir misirliqni öltürgenidi. Misirliqning qolida bir neyze bar idi, lékin Binayaning qolida bir hasila bar idi. U misirliqning qolidin neyzisini tartiwélip, öz neyzisi bilen uni öltürdi.
22 Бу ишларни Йәһояданиң оғли Беная қилған болуп, у үч палван арисида нам чиқарған еди.
Bu ishlarni Yehoyadaning oghli Binaya qilghan bolup, u üch palwan arisida nam chiqarghanidi.
23 У оттуз йолбашчи ичидә һөрмәтлик еди. Лекин у авалқи үч палванға йәтмәйтти. Давут уни өзиниң пасибан беги қилди.
U ottuz yolbashchi ichide hörmetlik idi. Lékin u awwalqi üch palwan’gha yetmeytti. Dawut uni özining pasiban bégi qildi.
24 Оттуз йолбашчи ичидә Йоабниң иниси Асаһәл, Бәйт-Ләһәмлик Додониң оғли Әл-Һанан бар еди.
Ottuz yolbashchi ichide Yoabning inisi Asahel, Beyt-Lehemlik Dodoning oghli El-Hanan bar idi.
25 [Буниңдин башқа]: Һародлуқ Шаммаһ, Һародлуқ Елика,
[Buningdin bashqa]: Harodluq Shammah, Harodluq Élika,
26 Патлилиқ Һәләз, Тәкоалиқ Иккәшниң оғли Ира,
Patliliq Helez, Tekoaliq Ikkeshning oghli Ira,
27 Анатотлуқ Абиезәр, Һушатлиқ Мибоннай,
Anatotluq Abiézer, Hushatliq Mibonnay,
28 Ахоһлуқ Залмон, Нитофатлиқ Маһарай,
Axohluq Zalmon, Nitofatliq Maharay,
29 Нитофатлиқ Баанаһниң оғли Хәләб, Биняминлардин Гибеаһлиқ Рибайниң оғли Иттай,
Nitofatliq Baanahning oghli Xeleb, Binyaminlardin Gibéahliq Ribayning oghli Ittay,
30 Пиратонлуқ Беная, Гааш вадилиридин Һиддай,
Piratonluq Binaya, Gaash wadiliridin Hidday,
31 Арбатлиқ Аби-Албон, Барһумлуқ Азмавәт,
Arbatliq Abi-Albon, Barhumluq Azmawet,
32 Шаалбонлуқ Әлияһба, Яшәнниң оғуллири, Һарарлиқ Шаммаһниң [оғли] Йонатан, Һарарлиқ Шарарниң оғли Аһиям,
Shaalbonluq Eliyahba, Yashenning oghulliri, Hararliq Shammahning [oghli] Yonatan, Hararliq Shararning oghli Ahiyam,
34 Маакатий Ахасбайниң оғли Әлифәләт, Гилонлуқ Аһитофәлниң оғли Елиям,
Maakatiy Axasbayning oghli Elifelet, Gilonluq Ahitofelning oghli Éliyam,
35 Кармәллик Һәзрай, Арбилиқ Паарай,
Karmellik Hezray, Arbiliq Paaray,
36 Зобаһдин болған Натанниң оғли Игал, Гадлиқ Банни,
Zobahdin bolghan Natanning oghli Igal, Gadliq Banni,
37 Аммоний Зәләк, Бәәротлуқ Наһарай (у Зәруияниң оғли Йоабниң ярақ көтәргүчиси еди),
Ammoniy Zelek, Beerotluq Naharay (u Zeruiyaning oghli Yoabning yaragh kötürgüchisi idi),
38 Йитрилиқ Ира, Йитрилиқ Гарәб
Yitriliq Ira, Yitriliq Gareb
39 вә Һиттий Урия қатарлиқлар болуп, уларниң һәммиси оттуз йәттә киши еди.
we Hittiy Uriya qatarliqlar bolup, ularning hemmisi ottuz yette kishi idi.