< Самуил 2 22 >

1 Пәрвәрдигар уни барлиқ дүшмәнлиридин һәм Саул падишаниң қолидин қутқузған күни, у Пәрвәрдигарға бу күйни ейтти: —
Perwerdigar uni barliq düshmenliridin hem Saul padishahning qolidin qutquzghan küni, u Perwerdigargha bu küyni éytti: —
2 У мундақ деди: — Пәрвәрдигар мениң хада теғим, мениң қорғиним, мениң ниҗаткаримдур!
U mundaq dédi: — Perwerdigar méning xada téghim, méning qorghinim, méning nijatkarimdur!
3 Худа мениң қорам тешимдур, мән Униңға тайинимән — У мениң қалқиним, мениң қутқузғучи мүңгүзүм, Мениң егиз мунарим вә башпанаһим, мениң қутқузғучимдур; Сән мени зораванлардин қутқузисән!
Xuda méning qoram téshimdur, men Uninggha tayinimen — U méning qalqinim, méning qutquzghuchi münggüzüm, Méning égiz munarim we bashpanahim, méning qutquzghuchimdur; Sen méni zorawanlardin qutquzisen!
4 Мәдһийиләргә лайиқ Пәрвәрдигарға мән нида қилимән, Шундақ қилип, мән дүшмәнлиримдин қутқузулимән;
Medhiyilerge layiq Perwerdigargha men nida qilimen, Shundaq qilip, men düshmenlirimdin qutquzulimen;
5 Чүнки өлүмниң асарәтлири мени қоршивалди, Ихлассизларниң ямрап кетиши мени қорқитивәтти;
Chünki ölümning asaretliri méni qorshiwaldi, Ixlassizlarning yamrap kétishi méni qorqitiwetti;
6 Тәһтисараниң танилири мени чирмивалди, Өлүм сиртмақлири алдимға кәлди. (Sheol h7585)
Tehtisaraning taniliri méni chirmiwaldi, Ölüm sirtmaqliri aldimgha keldi. (Sheol h7585)
7 Қийналғинимда мән Пәрвәрдигарға нида қилдим, Худайимға пәряд көтәрдим; У ибадәтханисидин авазимни аңлиди, Мениң пәрядим Униң қулиқиға кирди.
Qiynalghinimda men Perwerdigargha nida qildim, Xudayimgha peryad kötürdüm; U ibadetxanisidin awazimni anglidi, Méning peryadim Uning quliqigha kirdi.
8 Андин йәр-зимин тәврәп силкинип кәтти, Асманларниң һуллири дәһшәтлик тәврәнди, силкинип кәтти; Чүнки У ғәзәпләнди.
Andin yer-zémin tewrep silkinip ketti, Asmanlarning ulliri dehshetlik tewrendi, silkinip ketti; Chünki U ghezeplendi.
9 Униң димиғидин ис өрләп туратти, Ағзидин чиққан от һәммисини жутувәтти; Униңдин көмүр чоғлири чиқти;
Uning dimighidin is örlep turatti, Aghzidin chiqqan ot hemmisini yutuwetti; Uningdin kömür choghliri chiqti;
10 У асманларни еңиштүрүп егип чүшти, Пути астида тум қараңғулуқ еди.
U asmanlarni éngishtürüp égip chüshti, Puti astida tum qarangghuluq idi.
11 У бир керуб үстидә пәрваз қилди, У шамалниң қанатлирида көрүнди.
U bir kérub üstide perwaz qildi, U shamalning qanatlirida köründi.
12 У қараңғулуқни, шундақла жиғилған суларни, Асманларниң қоюқ булутлирини, Өз әтрапида чедири қилди.
U qarangghuluqni, shundaqla yighilghan sularni, Asmanlarning qoyuq bulutlirini, Öz etrapida chédiri qildi.
13 Униң алдида турған йоруқлуқтин, Отлуқ чоғлар чиқип өтти;
Uning aldida turghan yoruqluqtin, Otluq choghlar chiqip ötti;
14 Пәрвәрдигар асманда гүлдүрлиди; Һәммидин алий Болғучи авазини яңратти;
Perwerdigar asmanda güldürlidi; Hemmidin aliy Bolghuchi awazini yangratti;
15 Бәрһәқ, У оқлирини етип, [дүшмәнлиримни] тарқитивәтти; Чақмақларни чақтуруп, уларни қийқас-сүрәнгә салди;
Berheq, U oqlirini étip, [düshmenlirimni] tarqitiwetti; Chaqmaqlarni chaqturup, ularni qiyqas-süren’ge saldi;
16 Шуниң билән деңизниң тәкти көрүнүп қалди, Аләмниң һуллири ашкариланди, Пәрвәрдигарниң тәнбиһи билән, Димиғиниң нәпәсиниң зәрбиси билән.
Shuning bilen déngizning tekti körünüp qaldi, Alemning ulliri ashkarilandi, Perwerdigarning tenbihi bilen, Dimighining nepisining zerbisi bilen.
17 У жуқуридин қолини узитип, мени тутти; Мени улуқ сулардин тартип алди.
U yuqiridin qolini uzitip, méni tutti; Méni ulugh sulardin tartip aldi.
18 У мени күчлүк дүшминимдин, Маңа өчмәнләрдин қутқузди; Чүнки улар мәндин күчлүк еди.
U méni küchlük düshminimdin, Manga öchmenlerdin qutquzdi; Chünki ular mendin küchlük idi.
19 Күлпәткә учриған күнүмдә, улар маңа қарши һуҗумға өтти; Бирақ Пәрвәрдигар мениң таянчим еди.
Külpetke uchrighan künümde, ular manga qarshi hujumgha ötti; Biraq Perwerdigar méning tayanchim idi.
20 У мени кәңри-азатә бир җайға елип чиқарди; У мени қутқузди, чүнки У мәндин хурсән болди.
U méni kengri-azade bir jaygha élip chiqardi; U méni qutquzdi, chünki U mendin xursen boldi.
21 Пәрвәрдигар һәққанийлиғимға қарап маңа илтипат көрсәтти; Қолумниң һалаллиғини У маңа қайтурди;
Perwerdigar heqqaniyliqimgha qarap manga iltipat körsetti; Qolumning halalliqini U manga qayturdi;
22 Чүнки Пәрвәрдигарниң йоллирини тутуп кәлдим; Рәзиллик қилип Худайимдин айрилип кәтмидим;
Chünki Perwerdigarning yollirini tutup keldim; Rezillik qilip Xudayimdin ayrilip ketmidim;
23 Чүнки униң барлиқ һөкүмлири алдимдидур; Мән Униң бәлгүлимилиридин чәтнәп кәтмидим;
Chünki uning barliq hökümliri aldimdidur; Men Uning belgilimiliridin chetnep ketmidim;
24 Мән Униң билән ғубарсиз жүрдум, Өзүмни гунадин нери қилдим.
Men Uning bilen ghubarsiz yürdum, Özümni gunahtin néri qildim.
25 Вә Пәрвәрдигар һәққанийлиғимға қарап, Көз алдида болған һалаллиғим бойичә қилғанлиримни қайтурди.
We Perwerdigar heqqaniyliqimgha qarap, Köz aldida bolghan halalliqim boyiche qilghanlirimni qayturdi.
26 Вападар-меһриванларға Өзүңни вападар-меһриван көрситисән; Ғубарсизларға Өзүңни ғубарсиз көрситисән;
Wapadar-méhribanlargha Özüngni wapadar-méhriban körsitisen; Ghubarsizlargha Özüngni ghubarsiz körsitisen;
27 Сап диллиқларға Өзүңни сап диллиқ көрситисән; Тәтүрләргә Өзүңни тәтүр көрситисән;
Sap dilliqlargha Özüngni sap dilliq körsitisen; Tetürlerge Özüngni tetür körsitisen;
28 Чүнки Сән аҗиз мөмин хәлиқни қутқузисән; Бирақ көзлириңни тәкәббур үстигә тикип, Уларни шәрмәндә қилисән;
Chünki Sen ajiz mömin xelqni qutquzisen; Biraq közliringni tekebbur üstige tikip, Ularni shermende qilisen;
29 Чүнки Сән Пәрвәрдигар мениң чирақимдурсән; Пәрвәрдигар мени басқан қараңғулуқни нурландуриду;
Chünki Sen Perwerdigar méning chiraghimdursen; Perwerdigar méni basqan qarangghuluqni nurlanduridu;
30 Чүнки Сән арқилиқ дүшмән қошуни арисидин жүгүрүп өттүм; Сән Худайим арқилиқ мән сепилдин атлап өттүм.
Chünki Sen arqiliq düshmen qoshuni arisidin yügürüp öttüm; Sen Xudayim arqiliq men sépildin atlap öttüm.
31 Тәңрим — Униң йоли мукәммәлдур; Пәрвәрдигарниң сөзи синап испатланғандур; У Өзигә таянғанларниң һәммисигә қалқандур.
Tengrim — Uning yoli mukemmeldur; Perwerdigarning sözi sinap ispatlan’ghandur; U Özige tayan’ghanlarning hemmisige qalqandur.
32 Чүнки Пәрвәрдигардин башқа йәнә ким илаһтур? Бизниң Худайимиздин башқа ким қорам таштур?
Chünki Perwerdigardin bashqa yene kim ilahtur? Bizning Xudayimizdin bashqa kim qoram tashtur?
33 Тәңри мениң мустәһкәм қорғинимдур; У йолумни мукәммәл, түп-түз қилиду;
Tengri méning mustehkem qorghinimdur; U yolumni mukemmel, tüp-tüz qilidu;
34 У мениң путлиримни кейикниңкидәк қилиду; У мени жуқури җайлиримға турғузиду;
U méning putlirimni kéyikningkidek qilidu; U méni yuqiri jaylirimgha turghuzidu;
35 Қоллиримни уруш қилишқа үгитиду, Шуңлашқа биләклирим мис каманни керәләйду;
Qollirimni urush qilishqa ögitidu, Shunglashqa bileklirim mis kamanni kéreleydu;
36 Сән маңа ниҗатиңдики қалқанни бәрдиң, Сениң мулайим кәмтәрлигиң мени улуқ қилди.
Sen manga nijatingdiki qalqanni berding, Séning mulayim kemterliking méni ulugh qildi.
37 Сән қәдәмлирим астидики җайни кәң қилдиң, Мениң путлирим тейилип кәтмиди.
Sen qedemlirim astidiki jayni keng qilding, Méning putlirim téyilip ketmidi.
38 Мән дүшмәнлиримни қоғлап йоқаттим, Улар һалак болмиғичә һеч янмидим.
Men düshmenlirimni qoghlap yoqattim, Ular halak bolmighuche héch yanmidim.
39 Қайта туралмиғидәк қилип, Уларни һалак қилип янҗидим, Улар путлирим астида жиқилди.
Qayta turalmighudek qilip, Ularni halak qilip yanjidim, Ular putlirim astida yiqildi.
40 Сән җәң қилишқа күч билән белимни бағлидиң; Сән маңа һуҗум қилғанларни путум астида егилдүрдүң;
Sen jeng qilishqa küch bilen bélimni baghliding; Sen manga hujum qilghanlarni putum astida égildürdüng;
41 Дүшмәнлиримни маңа арқини қилип қачқуздуң, Шуниң билән мән маңа өчмәнләрни йоқаттим.
Düshmenlirimni manga arqini qilip qachquzdung, Shuning bilen men manga öchmenlerni yoqattim.
42 Улар тәлмүрди, бирақ қутқузидиған һеч ким йоқ еди; Һәтта Пәрвәрдигарға қаривиди, Уму уларға җавап бәрмиди.
Ular telmürdi, biraq qutquzidighan héchkim yoq idi; Hetta Perwerdigargha qariwidi, Umu ulargha jawab bermidi.
43 Мән уларни соқуп йәрдики топидәк қиливәттим; Кочидики патқақтәк мән уларни чәйливәттим; Уларниң үстидин петиқдивәттим.
Men ularni soqup yerdiki topidek qiliwettim; Kochidiki patqaqtek men ularni cheyliwettim; Ularning üstidin pétiqdiwettim.
44 Сән мени хәлқимниң низалиридин қутқузғансән; Сән мени әлләрниң беши болушқа сақлидиң; Маңа ят болған бир хәлиқ хизмитимдә болмақта.
Sen méni xelqimning nizaliridin qutquzghansen; Sen méni ellerning béshi bolushqa saqliding; Manga yat bolghan bir xelq xizmitimde bolmaqta.
45 Ят әлдикиләр маңа зәиплишип тәслим болиду; Аңлиши биләнла улар маңа итаәт қилиду;
Yat eldikiler manga zeipliship teslim bolidu; Anglishi bilenla ular manga itaet qilidu;
46 Ят әлдикиләр чүшкүнлишип кетиду; Улар өз истиһкамлиридин титригән һалда чиқип келиду;
Yat eldikiler chüshkünliship kétidu; Ular öz istihkamliridin titrigen halda chiqip kélidu;
47 Пәрвәрдигар һаяттур! Мениң Қорам Тешим мубарәкләнсун; Ниҗатим болған қорам таш Худа алийдур, дәп мәдһийиләнсун!
Perwerdigar hayattur! Méning Qoram Téshim mubareklensun; Nijatim bolghan qoram tash Xuda aliydur, dep medhiyilensun!
48 У, йәни мән үчүн толуқ қисас алғучи Тәңри, Хәлиқләрни маңа бойсундурғучидур;
U, yeni men üchün toluq qisas alghuchi Tengri, Xelqlerni manga boysundurghuchidur;
49 У мени дүшмәнлирим арисидин чиқарған; Бәрһәқ, Сән мени маңа һуҗум қилғанлардин жуқури көтәрдиң; Зораван адәмдин Сән мени қутулдурдуң.
U méni düshmenlirim arisidin chiqarghan; Berheq, Sen méni manga hujum qilghanlardin yuqiri kötürdüng; Zorawan ademdin Sen méni qutuldurdung.
50 Мошу сәвәплик мән әлләр арисида саңа тәшәккүр ейтимән, и Пәрвәрдигар; Намиңни улуқлап күйләрни ейтимән;
Mushu seweblik men eller arisida sanga teshekkür éytimen, i Perwerdigar; Namingni ulughlap küylerni éytimen;
51 У болса Өзи тиклигән падишаға зор қутқузушларни беғишлайду; Өзи мәсиһ қилғиниға, Йәни Давутқа һәм униң нәслигә мәңгүгә өзгәрмәс муһәббәтни көрситиду.
U bolsa Özi tikligen padishahqa zor qutquzushlarni béghishlaydu; Özi mesih qilghinigha, Yeni Dawutqa hem uning neslige menggüge özgermes muhebbetni körsitidu.

< Самуил 2 22 >