< Самуил 2 21 >

1 Амма Давутниң күнлиридә уда үч жил ачарчилиқ болди. Давут униң тоғрилиқ Пәрвәрдигардин сориди. Пәрвәрдигар униңға: Ачарчилиқ Саул вә униң қанхор җәмәтидикиләр сәвәвидин, йәни униң Гибеонлуқларни қирғин қилғинидин болди, деди.
Emma Dawutning künliride uda üch yil acharchiliq boldi. Dawut uning toghruluq Perwerdigardin soridi. Perwerdigar uninggha: Acharchiliq Saul we uning qanxor jemetidikiler sewebidin, yeni uning Gibéonluqlarni qirghin qilghinidin boldi, dédi.
2 Падиша Гибеонлуқларни чақирип, улар билән сөзләшти (Гибеонлуқлар Исраиллардин әмәс еди, бәлки Аморийларниң бир қалдиси еди. Исраил әслидә улар билән әһдә қилип қәсәм ичкән еди; лекин Саул Исраил вә Йәһудаларға болған қизғинлиғи билән уларни өлтүрүшкә интилгән еди).
Padishah Gibéonluqlarni chaqirip, ular bilen sözleshti (Gibéonluqlar Israillardin emes idi, belki Amoriylarning bir qaldisi idi. Israil eslide ular bilen ehde qilip qesem ichkenidi; lékin Saul Israil we Yehudalargha bolghan qizghinliqi bilen ularni öltürüshke intilgenidi).
3 Давут Гибеонлуқларға: Силәргә немә қилип берәй? Мән қандақ қилип бу гунани кафарәт қилип япсам, андин силәр Пәрвәрдигарниң мирасиға бәхит-бәрикәт тиләләйсиләр? — деди.
Dawut Gibéonluqlargha: Silerge néme qilip bérey? Men qandaq qilip bu gunahni kafaret qilip yapsam, andin siler Perwerdigarning mirasigha bext-beriket tiliyeleysiler? — dédi.
4 Гибеонлуқлар униңға: Бизниң Саул вә униң җәмәтидикиләрдин алтун-күмүч сораш һәққимиз йоқ, вә бизниң сәвәвимиздин Исраилдин бир адәмниму өлүмгә мәһкүм қилдуруш һәққимиз йоқ, деди. Давут: Силәр немә десәңлар, мән шундақ қилай, деди.
Gibéonluqlar uninggha: Bizning Saul we uning jemetidikilerdin altun-kümüsh sorash heqqimiz yoq, we bizning sewebimizdin Israildin bir ademnimu ölümge mehkum qildurush heqqimiz yoq, dédi. Dawut: Siler néme désenglar, men shundaq qilay, dédi.
5 Улар падишаға: Бурун бизни йоқатмақчи болған, бизни Исраилниң барлиқ пасиллири ичидә турғидәк йери қалмисун дәп, бизни һалак қилишқа қәстлигән һелиқи кишиниң,
Ular padishahqa: Burun bizni yoqatmaqchi bolghan, bizni Israilning barliq pasilliri ichide turghudek yéri qalmisun dep, bizni halak qilishqa qestligen héliqi kishining,
6 һазир униң әркәк нәслидин йәттиси бизгә тапшуруп берилсун, биз Пәрвәрдигарниң таллиғини болған Саулниң Гибеаһ шәһиридә, Пәрвәрдигарниң алдида уларни өлтүрүп, есип қояйли, деди. Падишаһ: — Мән силәргә чоқум тапшуруп беримән, деди.
hazir uning erkek neslidin yettisi bizge tapshurup bérilsun, biz Perwerdigarning tallighini bolghan Saulning Gibéah shehiride, Perwerdigarning aldida ularni öltürüp, ésip qoyayli, dédi. Padishah: — Men silerge choqum tapshurup bérimen, dédi.
7 Лекин Давут билән Саулниң оғли Йонатанниң Пәрвәрдигар алдида ичишкән қәсими вәҗидин падиша Саулниң нәвриси, Йонатанниң оғли Мәфибошәтни айиди.
Lékin Dawut bilen Saulning oghli Yonatanning Perwerdigar aldida ichishken qesimi wejidin padishah Saulning newrisi, Yonatanning oghli Mefiboshetni ayidi.
8 Падиша Аяһниң қизи Ризпаһниң Саулға туғуп бәргән икки оғли Армони вә Мәфибошәтни вә Саулниң қизи Миқал Мәһолатлиқ Барзиллайниң оғли Адриәл үчүн беқивалған бәш оғулни тутуп,
Padishah Ayahning qizi Rizpahning Saulgha tughup bergen ikki oghli Armoni we Mefiboshetni we Saulning qizi Miqal Meholatliq Barzillayning oghli Adriel üchün béqiwalghan besh oghulni tutup,
9 Гибеонлуқларниң қолиға тапшурди. Булар уларни дөңдә Пәрвәрдигарниң алдида есип қойди. Бу йәттәйлән бир күндә өлтүрүлди; улар өлтүрүлгәндә арпа ормиси алдидики күнләр еди.
Gibéonluqlarning qoligha tapshurdi. Bular ularni döngde Perwerdigarning aldida ésip qoydi. Bu yetteylen bir künde öltürüldi; ular öltürülgende arpa ormisi aldidiki künler idi.
10 Андин Аяһниң қизи Ризпаһ бөз рәхтни елип, қорам үстигә йейип салди. У орма башланғандин тартип асмандин ямғур чүшкән вақитқичә, у йәрдә олтирип күндүзи қушларниң җәсәтләрниң үстигә қонушиға, кечиси житқучларниң уларни дәссәп чәйлишигә йол қоймиди.
Andin Ayahning qizi Rizpah böz rextni élip, qoram üstige yéyip saldi. U orma bashlan’ghandin tartip asmandin yamghur chüshken waqitqiche, u yerde olturup kündüzi qushlarning jesetlerning üstige qonushigha, kéchisi yirtquchlarning ularni dessep cheylishige yol qoymidi.
11 Бириси Саулниң кенизиги, Аяһниң қизи Ризпаһниң қилғанлирини Давутқа ейтти.
Birsi Saulning kéniziki, Ayahning qizi Rizpahning qilghanlirini Dawutqa éytti.
12 Шуниң билән Давут Ябәш-Гилеадтикиләрниң қешиға берип, у йәрдин Саулниң вә униң оғли Йонатанниң сүйәклирини елип кәлди (Филистийләр Гилбоада Саулни өлтүргән күнидә уларниң җәсәтлирини Бәйт-Шандики мәйданда есип қойған еди; Ябәш-Гилеадтикиләр әслидә буларни шу йәрдин оғрилиқчә елип кәткән еди).
Shuning bilen Dawut Yabesh-Giléadtikilerning qéshigha bérip, u yerdin Saulning we uning oghli Yonatanning söngeklirini élip keldi (Filistiyler Gilboada Saulni öltürgen künide ularning jesetlirini Beyt-Shandiki meydanda ésip qoyghanidi; Yabesh-Giléadtikiler eslide bularni shu yerdin oghriliqche élip ketkenidi).
13 Давут Саул билән униң оғли Йонатанниң сүйәклирини шу йәрдин елип кәлди; улар есип өлтүрүлгән йәттәйләнниң сүйәклириниму жиғип қойди,
Dawut Saul bilen uning oghli Yonatanning söngeklirini shu yerdin élip keldi; ular ésip öltürülgen yetteylenning söngeklirinimu yighip qoydi,
14 андин шуларни Саул билән оғли Йонатанниң сүйәклири билән Бинямин зиминидики Зелада, атиси кишниң қәбридә дәпнә қилди. Улар падиша әмир қилғандәк қилди. Андин Худа [хәлиқниң] зимин тоғрилиқ дуалирини иҗабәт қилди.
andin shularni Saul bilen oghli Yonatanning söngekliri bilen Binyamin zéminidiki Zélada, atisi kishning qebriside depne qildi. Ular padishah emr qilghandek qildi. Andin Xuda [xelqning] zémin toghruluq dualirini ijabet qildi.
15 Филистийләр билән Исраилниң оттурсида йәнә җәң болди, Давут өз адәмлири билән чүшүп, Филистийләр билән соқушти. Амма Давут толиму чарчап кәтти;
Filistiyler bilen Israilning ottursida yene jeng boldi, Dawut öz ademliri bilen chüshüp, Filistiyler bilen soqushti. Emma Dawut tolimu charchap ketti;
16 Рафаһниң әвлатлиридин болған Ишби-Биноб Давутни өлтүрмәкчи еди; униң мис нәйзисиниң еғирлиғи үч йүз шәкәл еди; униңға йәнә йеңи савут бағлақлиқ еди.
Rafahning ewladliridin bolghan Ishbi-Binob Dawutni öltürmekchi idi; uning mis neyzisining éghirliqi üch yüz shekel idi; uninggha yene yéngi sawut baghlaqliq idi.
17 Лекин Зәруияниң оғли Абишай униңға ярдәмгә келип Филистийни қиличлап өлтүрди. Шу күни Давутниң адәмлири униңға қәсәм қилип: Сән йәнә биз билән җәңгә чиқмиғин! Болмиса Исраилниң чириғи өчүп қалиду, — деди.
Lékin Zeruiyaning oghli Abishay uninggha yardemge kélip Filistiyni qilichlap öltürdi. Shu küni Dawutning ademliri uninggha qesem qilip: Sen yene biz bilen jengge chiqmighin! Bolmisa Israilning chirighi öchüp qalidu, — dédi.
18 Бу иштин кейин шундақ болдики, Гобта Филистийләр билән йәнә җәң болди; у вақитта Һушатлиқ Сиббикай Рафаһниң әвладидин болған Сафни өлтүрди.
Bu ishtin kéyin shundaq boldiki, Gobta Filistiyler bilen yene jeng boldi; u waqitta Hushatliq Sibbikay Rafahning ewladidin bolghan Safni öltürdi.
19 Гобта йәнә бир қетим Филистийләр билән җәң болди; у чағда Бәйт-Ләһәмлик Яирниң оғли Әл-Һанан Гатлиқ Голиятниң инисини өлтүрди. Униң нәйзисиниң сепи бапкарниң хадисидәк еди.
Gobta yene bir qétim Filistiyler bilen jeng boldi; u chaghda Beyt-Lehemlik Yairning oghli El-Hanan Gatliq Goliyatning inisini öltürdi. Uning neyzisining sépi bapkarning xadisidek idi.
20 Йәнә бир җәң Гатта болди; у йәрдә егиз бойлуқ бир адәм бар еди, қоллириниң алтидин бармақлири, путлириниң алтидин бармақлири болуп җәмий жигирмә төрт бармиғи бар еди. У һәм Рафаһниң әвлади еди.
Yene bir jeng Gatta boldi; u yerde égiz boyluq bir adem bar idi, qollirining altidin barmaqliri, putlirining altidin barmaqliri bolup jemiy yigirme töt barmiqi bar idi. U hem Rafahning ewladi idi.
21 У Исраилларниң алдида туруп уларни мазақ қилди; лекин Давутниң акиси Шимияниң оғли Йонатан уни өлтүрди.
U Israillarning aldida turup ularni mazaq qildi; lékin Dawutning akisi Shimiyaning oghli Yonatan uni öltürdi.
22 Бу төрт киши Гатлиқ Рафаһниң әвлади болуп, һәммиси Давутниң қолида яки униң хизмәткарлириниң қолида өлтүрүлди.
Bu töt kishi Gatliq Rafahning ewladi bolup, hemmisi Dawutning qolida yaki uning xizmetkarlirining qolida öltürüldi.

< Самуил 2 21 >