< Самуил 2 20 >

1 Вә шундақ болдики, шу йәрдә Бинямин қәбилисидин, Бикриниң оғли Шеба исимлиқ бир иплас бар еди. У канай челип: — Бизниң Давутта һеч қандақ ортақ несивимиз йоқ; Йәссәниң оғлидин һеч қандақ мирасимиз йоқ! И Исраил, һәр бирлириңлар өз өйүңләргә йенип кетиңлар, — деди.
Wǝ xundaⱪ boldiki, xu yǝrdǝ Binyamin ⱪǝbilisidin, Bikrining oƣli Xeba isimlik bir iplas bar idi. U kanay qelip: — Bizning Dawutta ⱨeqⱪandaⱪ ortaⱪ nesiwimiz yoⱪ; Yǝssǝning oƣlidin ⱨeqⱪandaⱪ mirasimiz yoⱪ! I Israil, ⱨǝrbirliringlar ɵz ɵyünglǝrgǝ yenip ketinglar, — dedi.
2 Шуниң билән Исраилниң һәммә адәмлири Давуттин йенип Бикриниң оғли Шебаға әгәшти. Лекин Йәһуданиң адәмлири Иордан дәриясидин тартип Йерусалимғичә өз падишасиға чиң бағлинип, униңға әгәшти.
Xuning bilǝn Israilning ⱨǝmmǝ adǝmliri Dawuttin yenip Bikrining oƣli Xebaƣa ǝgǝxti. Lekin Yǝⱨudaning adǝmliri Iordan dǝryasidin tartip Yerusalemƣiqǝ ɵz padixaⱨiƣa qing baƣlinip, uningƣa ǝgǝxti.
3 Давут Йерусалимға келип ордисиға кирди. Падиша ордиға қарашқа қоюп кәткән әшу он кенизәкни бир өйгә қамап қойди. У уларни бақти, лекин уларға йеқинчилиқ қилмиди. Шуниң билән улар у йәрдә тул аяллардәк өлгичә қамалған пети турди.
Dawut Yerusalemƣa kelip ordisiƣa kirdi. Padixaⱨ ordiƣa ⱪaraxⱪa ⱪoyup kǝtkǝn axu on kenizǝkni bir ɵygǝ ⱪamap ⱪoydi. U ularni baⱪti, lekin ularƣa yeⱪinqiliⱪ ⱪilmidi. Xuning bilǝn ular u yǝrdǝ tul ayallardǝk ɵlgüqǝ ⱪamalƣan peti turdi.
4 Андин падиша Амасаға: Үч күн ичидә Йәһуданиң адәмлирини чақирип, жиғип кәлгин; өзүңму бу йәрдә һазир болғин, деди.
Andin padixaⱨ Amasaƣa: Üq kün iqidǝ Yǝⱨudaning adǝmlirini qaⱪirip, yiƣip kǝlgin; ɵzüngmu bu yǝrdǝ ⱨazir bolƣin, dedi.
5 Шуниң билән Амаса Йәһуданиң адәмлирини чақирип жиққили барди. Лекин униң ундақ қилиши падиша бекиткән вақиттин кейин қалди,
Xuning bilǝn Amasa Yǝⱨudaning adǝmlirini qaⱪirip yiƣⱪili bardi. Lekin uning undaⱪ ⱪilixi padixaⱨ bekitkǝn waⱪittin keyin ⱪaldi,
6 у вақитта Давут Абишайға: Әнди Бикриниң оғли Шеба бизгә чүшүридиған апәт Абшаломниң чүшүргинидин техиму яман болиду. Әнди ғоҗаңниң хизмәткарлирини елип уларни қоғлап барғин. Болмиса, у мустәһкәм шәһәрләрни егиливелип, биздин өзини қачуруши мүмкин, — деди.
u waⱪitta Dawut Abixayƣa: Əmdi Bikrining oƣli Xeba bizgǝ qüxüridiƣan apǝt Abxalomning qüxürginidin tehimu yaman bolidu. Əmdi ƣojangning hizmǝtkarlirini elip ularni ⱪoƣlap barƣin. Bolmisa, u mustǝⱨkǝm xǝⱨǝrlǝrni igiliwelip, bizdin ɵzini ⱪaquruxi mumkin, — dedi.
7 Шуниң билән Йоабниң адәмлири вә Кәрәтийләр, Пәләтийләр, шундақла барлиқ палванлар униңға әгишип чиқти; улар Йерусалимдин чиқип, Бикриниң оғли Шебани қоғлиғили барди.
Xuning bilǝn Yoabning adǝmliri wǝ Kǝrǝtiylǝr, Pǝlǝtiylǝr, xundaⱪla barliⱪ palwanlar uningƣa ǝgixip qiⱪti; ular Yerusalemdin qiⱪip, Bikrining oƣli Xebani ⱪoƣliƣili bardi.
8 Улар Гибеондики қорам ташқа йеқин кәлгәндә Амаса уларниң алдиға чиқти. Йоаб үстибешиға җәң либасини кийип, белигә ғилаплиқ бир қиличини асқан кәмәр бағлиған еди. У алдиға меңивиди, қилич ғилаптин чүшүп кәтти.
Ular Gibeondiki ⱪoram taxⱪa yeⱪin kǝlgǝndǝ Amasa ularning aldiƣa qiⱪti. Yoab üstibexiƣa jǝng libasini kiyip, beligǝ ƣilapliⱪ bir ⱪiliqini asⱪan kǝmǝr baƣliƣanidi. U aldiƣa mengiwidi, ⱪiliq ƣilaptin qüxüp kǝtti.
9 Йоаб Амасадин: Течлиқму, иним? — дәп сориди. Йоаб Амасани сөймәкчи болғандәк оң қоли билән уни сақилидин тутти.
Yoab Amasadin: Tinqliⱪmu, inim? — dǝp soridi. Yoab Amasani sɵymǝkqi bolƣandǝk ong ⱪoli bilǝn uni saⱪilidin tutti.
10 Амаса Йоабниң йәнә бир қолида қилич барлиғиға диққәт қилмиди. Йоаб униң қосиғиға шундақ тиқтики, үчәйлири чиқип йәргә чүшти. Иккинчи қетим селишниң һаҗити қалмиған еди; чүнки у өлди. Андин Йоаб билән иниси Абишай Бикриниң оғли Шебани қоғлиғили кәтти.
Amasa Yoabning yǝnǝ bir ⱪolida ⱪiliq barliƣiƣa diⱪⱪǝt ⱪilmidi. Yoab uning ⱪorsiⱪiƣa xundaⱪ tiⱪtiki, üqǝyliri qiⱪip yǝrgǝ qüxti. Ikkinqi ⱪetim selixning ⱨajiti ⱪalmiƣanidi; qünki u ɵldi. Andin Yoab bilǝn inisi Abixay Bikrining oƣli Xebani ⱪoƣliƣili kǝtti.
11 Йоабниң ғуламлиридин бири Амасаниң йенида туруп: Ким Йоаб тәрәптә туруп Давутни қоллиса, Йоабқа әгәшсун, дәйтти.
Yoabning ƣulamliridin biri Amasaning yenida turup: Kim Yoab tǝrǝptǝ turup Dawutni ⱪollisa, Yoabⱪa ǝgǝxsun, dǝytti.
12 Амма Амаса өз қенида жумилинип, йолниң оттурсида ятатти; уни көргән хәлиқниң һәр бири тохтайтти. У киши һәммә хәлиқниң тохтиғинини көрүп, Амасаниң җәситини йолдин етизлиққа тартип қойди һәм бир кийимни униң үстигә ташлиди.
Əmma Amasa ɵz ⱪenida yumilinip, yolning ottursida yatatti; uni kɵrgǝn hǝlⱪning ⱨǝrbiri tohtaytti. U kixi ⱨǝmmǝ hǝlⱪning tohtiƣinini kɵrüp, Amasaning jǝsitini yoldin etizliⱪⱪa tartip ⱪoydi ⱨǝm bir kiyimni uning üstigǝ taxlidi.
13 Җәсәт йолдин йөткәлгәндин кейин хәлиқниң һәммиси Бикриниң оғли Шебани қоғлиғили Йоабқа әгәшти.
Jǝsǝt yoldin yɵtkǝlgǝndin keyin hǝlⱪning ⱨǝmmisi Bikrining oƣli Xebani ⱪoƣliƣili Yoabⱪa ǝgǝxti.
14 Шеба болса Бәйт-Маакаһдики Абәлгичә вә Берийликләрниң жутиниң һәммә йәрлирини кезип Исраилниң һәммә қәбилилиридин өтти. [Берийликләрму] җәм болуп униңға әгишип барди.
Xeba bolsa Bǝyt-Maakaⱨdiki Abǝlgiqǝ wǝ Beriyliklǝrning yurtining ⱨǝmmǝ yǝrlirini kezip Israilning ⱨǝmmǝ ⱪǝbililiridin ɵtti. [Beriyliklǝrmu] jǝm bolup uningƣa ǝgixip bardi.
15 Шуниң билән Йоаб вә адәмлири келип, Бәйт-Маакаһдики Абәлдә уни муһасиригә алди. Улар шәһәрниң чөрисидики сепилниң удулида бир истиһкам салди; Йоабқа әгәшкәнләрниң һәммиси келип, сепилни өрүшкә базғанлаватқанда,
Xuning bilǝn Yoab wǝ adǝmliri kelip, Bǝyt-Maakaⱨdiki Abǝldǝ uni muⱨasirigǝ aldi. Ular xǝⱨǝrning qɵrisidiki sepilning udulida bir istiⱨkam saldi; Yoabⱪa ǝgǝxkǝnlǝrning ⱨǝmmisi kelip, sepilni ɵrüxkǝ bazƣanlawatⱪanda,
16 Данишмән бир хотун шәһәрдин товлап: Қулақ селиңлар! Қулақ селиңлар! Йоабни бу йәргә чақирип келиңлар, мениң униң билән сөзләшмәкчи болғинимни униңға ейтиңлар, — деди.
Danixmǝn bir hotun xǝⱨǝrdin towlap: Ⱪulaⱪ selinglar! Ⱪulaⱪ selinglar! Yoabni bu yǝrgǝ qaⱪirip kelinglar, mening uning bilǝn sɵzlǝxmǝkqi bolƣinimni uningƣa eytinglar, — dedi.
17 У йеқин кәлгәндә хотун униңдин: Сили Йоабму? — дәп сориди. У: Шундақ, мән шу, деди. Хотун униңға: Дедәклириниң сөзини аңлиғайла, деди. У: Аңлаватимән, деди.
U yeⱪin kǝlgǝndǝ hotun uningdin: Sili Yoabmu? — dǝp soridi. U: Xundaⱪ, mǝn xu, dedi. Hotun uningƣa: Dedǝklirining sɵzini angliƣayla, dedi. U: Anglawatimǝn, dedi.
18 Хотун: Кониларда Абәлдә мәслиһәт тапқин, андин мәсилиләр һәл қилиниду, дегән гәп бар;
Hotun: Konilarda Abǝldǝ mǝsliⱨǝt tapⱪin, andin mǝsililǝr ⱨǝl ⱪilinidu, degǝn gǝp bar;
19 Исраилниң тинич вә мөмин бәндилиридин биримән; сили һазир Исраилдики ана кәби чоң бир шәһәрни харап қиливатидила; немишкә Пәрвәрдигарниң мирасини йоқатмақчи болила? — деди.
Israilning tinq wǝ mɵmin bǝndiliridin birimǝn; sili ⱨazir Israildiki ana kǝbi qong bir xǝⱨǝrni harap ⱪiliwatidila; nemixⱪa Pǝrwǝrdigarning mirasini yoⱪatmaⱪqi bolila? — dedi.
20 Йоаб җавап берип: Ундақ иш мәндин нери болсун! Мәндин нери болсун! Мениң һеч немини жутувалғум яки йоқатқум йоқтур;
Yoab jawap berip: Undaⱪ ix mǝndin neri bolsun! Mǝndin neri bolsun! Mening ⱨeqnemini yutuwalƣum yaki yoⱪatⱪum yoⱪtur;
21 иш ундақ әмәс, бәлки Әфраимдики едирлиқтин Бикриниң оғли Шеба дегән бир адәм Давут падишаға қарши қолини көтирипту. Пәқәт уни тапшурсаңлар, андин шәһәрдин кетимән, деди. Хотун Йоабқа: Мана униң беши сепилдин силигә ташлиниду, — деди.
ix undaⱪ ǝmǝs, bǝlki Əfraimdiki edirliⱪtin Bikrining oƣli Xeba degǝn bir adǝm Dawut padixaⱨⱪa ⱪarxi ⱪolini kɵtürüptu. Pǝⱪǝt uni tapxursanglar, andin xǝⱨǝrdin ketimǝn, dedi. Hotun Yoabⱪa: Mana uning bexi sepildin siligǝ taxlinidu, — dedi.
22 Андин хотун өз даналиғи билән һәммә хәлиққә мәслиһәт салди; улар Бикриниң оғли Шебаниң бешини кесип, Йоабқа ташлап бәрди. Йоаб канай чалди, униң адәмлири шуни аңлап, шәһәрдин кетип, һәр бири өз өйигә қайтти. Йоаб Йерусалимға падишаниң қешиға барди.
Andin hotun ɵz danaliⱪi bilǝn ⱨǝmmǝ hǝlⱪⱪǝ mǝsliⱨǝt saldi; ular Bikrining oƣli Xebaning bexini kesip, Yoabⱪa taxlap bǝrdi. Yoab kanay qaldi, uning adǝmliri xuni anglap, xǝⱨǝrdin ketip, ⱨǝrbiri ɵz ɵyigǝ ⱪaytti. Yoab Yerusalemƣa padixaⱨning ⱪexiƣa bardi.
23 Әнди Йоаб пүткүл Исраилниң қошуниниң сәрдари еди; Йәһояданиң оғли Беная болса Кәрәтийләр билән Пәләтийләрниң үстигә сәрдар болди.
Əmdi Yoab pütkül Israilning ⱪoxunining sǝrdari idi; Yǝⱨoyadaning oƣli Binaya bolsa Kǝrǝtiylǝr bilǝn Pǝlǝtiylǝrning üstigǝ sǝrdar boldi.
24 Адонирам баҗ-алванға баш болди, Аһилудниң оғли Йәһошафат болса диван беги болди;
Adoniram baj-alwanƣa bax boldi, Aⱨiludning oƣli Yǝⱨoxafat bolsa diwan begi boldi;
25 Шева катип, Задок билән Абиятар каһин еди;
Xewa katip, Zadok bilǝn Abiyatar kaⱨin idi;
26 Яирлиқ Ира болса Давутқа хас каһин болди.
Yairliⱪ Ira bolsa Dawutⱪa has kaⱨin boldi.

< Самуил 2 20 >