< Самуил 2 2 >

1 Андин кейин Давут Пәрвәрдигардин йол сорап: Йәһуда шәһәрлириниң биригә чиқайму? деди; Пәрвәрдигар униңға: — Чиққин, деди. Давут, нәгә чиқай? — дәп соривиди, У: Һебронға чиққин — деди.
Andin kéyin Dawut Perwerdigardin yol sorap: Yehuda sheherlirining birige chiqaymu? dédi; Perwerdigar uninggha: — Chiqqin, dédi. Dawut, nege chiqay? — dep soriwidi, U: Hébron’gha chiqqin — dédi.
2 Шуниң билән Давут икки аяли билән, йәни Йизрәәллик Аһиноам вә әсли Кармәллик Набалниң аяли болған Абигаил билән у йәргә чиқти.
Shuning bilen Dawut ikki ayali bilen, yeni Yizreellik Ahinoam we esli Karmellik Nabalning ayali bolghan Abigail bilen u yerge chiqti.
3 Давут униң билән биргә болған адәмләрниң һәр бирини һәм уларниң һәр бири өз өйидикиләрни у йәргә елип чиқти; улар Һебронниң шәһәрлиридә олтирақлашти.
Dawut uning bilen birge bolghan ademlerning herbirini hem ularning herbiri öz öyidikilerni u yerge élip chiqti; ular Hébronning sheherliride olturaqlashti.
4 Йәһуданиң адәмлириму у йәргә келип Давутни Йәһуда җәмәтигә падиша болушқа мәсиһ қилди. Давутқа Саулни дәпнә қилғанлар Ябәш-Гилеадтикиләр, дәп хәвәр берилди;
Yehudaning ademlirimu u yerge kélip Dawutni Yehuda jemetige padishah bolushqa mesih qildi. Dawutqa Saulni depne qilghanlar Yabesh-Giléadtikiler, dep xewer bérildi;
5 Давут Ябәш-Гилеадтикиләргә әлчиләр әвәтип уларға: — «Ғоҗаңлар болған Саулға шундақ яхшилиқ қилип, уни дәпнә қилғиниңлар үчүн Пәрвәрдигар силәргә бәхит-бәрикәт ата қилғай.
Dawut Yabesh-Giléadtikilerge elchiler ewetip ulargha: — «Ghojanglar bolghan Saulgha shundaq yaxshiliq qilip, uni depne qilghininglar üchün Perwerdigar silerge bext-beriket ata qilghay.
6 Пәрвәрдигар силәргиму меһриванлиқ вә өз вапалиқини көрсәткәй; силәр бундақ қилғиниңлар үчүн мәнму бу яхшилиғиңларни силәргә қайтуримән.
Perwerdigar silergimu méhribanliq we öz wapaliqini körsetkey; siler bundaq qilghininglar üchün menmu bu yaxshiliqinglarni silerge qayturimen.
7 Әнди һазир ғәйрәтлик болуңлар; чүнки ғоҗаңлар Саул өлди, Йәһуда җәмәти мени мәсиһ қилип, өзлиригә падиша қилди» — дәп хәвәр йәткүзди.
Emdi hazir gheyretlik bolunglar; chünki ghojanglar Saul öldi, Yehuda jemeti méni mesih qilip, özlirige padishah qildi» — dep xewer yetküzdi.
8 Амма Саулниң қошуниниң сәрдари Нәрниң оғли Абнәр Саулниң уғли Ишбошәтни Маһанаимға елип берип,
Emma Saulning qoshunining serdari Nerning oghli Abner Saulning ughli Ishboshetni Mahanaimgha élip bérip,
9 уни Гилеадқа, Гәшурийларға, Йизрәәлгә, Әфраимға, Биняминға вә шундақла пүткүл Исраилға падиша қилди.
uni Giléadqa, Geshuriylargha, Yizreelge, Efraimgha, Binyamin’gha we shundaqla pütkül Israilgha padishah qildi.
10 Саулниң оғли Ишбошәт падиша болғанда қириқ яшқа киргән еди. У Исраилниң үстидә икки жил сәлтәнәт қилди. Һалбуки, Йәһуда җәмәти Давутқа әгишәтти.
Saulning oghli Ishboshet padishah bolghanda qiriq yashqa kirgenidi. U Israilning üstide ikki yil seltenet qildi. Halbuki, Yehuda jemeti Dawutqa egishetti.
11 Давутниң Һебронда Йәһуда җәмәти үстидә сәлтәнәт қилған вақти йәттә жил алтә ай болди.
Dawutning Hébronda Yehuda jemeti üstide seltenet qilghan waqti yette yil alte ay boldi.
12 [Бир күни] Нәрниң оғли Абнәр Саулниң оғли Ишбошәтниң адәмлири билән Маһанаимдин чиқип Гибеонға барди.
[Bir küni] Nerning oghli Abner Saulning oghli Ishboshetning ademliri bilen Mahanaimdin chiqip Gibéon’gha bardi.
13 Шу чағда Зәруияниң оғли Йоаб билән Давутниң адәмлири чиқип улар билән Гибеондики көлниң йенида учрашти. Улардин бир тәрәп көлниң у йеқида, йәнә бир тәрәп көлниң бу йеқида олтарди.
Shu chaghda Zeruiyaning oghli Yoab bilen Dawutning ademliri chiqip ular bilen Gibéondiki kölning yénida uchrashti. Ulardin bir terep kölning u yéqida, yene bir terep kölning bu yéqida olturdi.
14 Абнәр Йоабқа: Жигитләр қопуп алдимизда елишип ойнисун — деди. Йоаб: Қопсун — деди.
Abner Yoabqa: Yigitler qopup aldimizda éliship oynisun — dédi. Yoab: Qopsun — dédi.
15 Улар бекитилгән сан бойичә Бинямин билән Саулниң оғли Ишбошәт тәрәптин он икки киши вә Давутниң адәмлиридин он икки киши чиқип оттуриға өтти.
Ular békitilgen san boyiche Binyamin bilen Saulning oghli Ishboshet tereptin on ikki kishi we Dawutning ademliridin on ikki kishi chiqip otturigha ötti.
16 Улар бир-бириниң бешини қамаллап тутуп һәр бири рәқибиниң биқиниға қиличи билән санҗишти, һәммиси жиқилип өлди. Шуниң билән у йәр «Қилич бислириниң етизи» дәп аталди; у Гибеондидур.
Ular bir-birining béshini qamallap tutup herbiri reqibining biqinigha qilichi bilen sanjishti, hemmisi yiqilip öldi. Shuning bilen u yer «Qilich bislirining étizi» dep ataldi; u Gibéondidur.
17 У күндики болған соқушуш интайин әшәддий болди; Абнәр билән Исраилниң адәмлири Давутниң адәмлири тәрипидин мәғлуп қилинди.
U kündiki bolghan soqushush intayin esheddiy boldi; Abner bilen Israilning ademliri Dawutning ademliri teripidin meghlup qilindi.
18 Шу йәрдә Зәруияниң оғуллири Йоаб, Абишай вә Асаһәл дегән үчәйлән бар еди. Асаһәл худди даладики җәрәндәк чаққан еди.
Shu yerde Zeruiyaning oghulliri Yoab, Abishay we Asahel dégen ücheylen bar idi. Asahel xuddi daladiki jerendek chaqqan idi.
19 Асаһәл Абнәрниң кәйидин қоғлап жүгүрди; Абнәргә әгишип оңға яки солға бурулмай тап бесип қоғлиди.
Asahel Abnerning keyidin qoghlap yügürdi; Abnerge egiship onggha yaki solgha burulmay tap bésip qoghlidi.
20 Абнәр кәйнигә қарап: Сән Асаһәлмусән? — дәп сориди. У: — Шундақ, мән шу, дәп җавап бәрди.
Abner keynige qarap: Sen Asahelmusen? — dep soridi. U: — Shundaq, men shu, dep jawab berdi.
21 Абнәр униңға: Я оңға я солға бурулуп жигитләрниң биригә һуҗум қилип униң яриғини өзүңгә тартивалғин, деди. Лекин Асаһәл уни қоғлаштин бурулушқа унимиди.
Abner uninggha: Ya onggha ya solgha burulup yigitlerning birige hujum qilip uning yarighini özüngge tartiwalghin, dédi. Lékin Asahel uni qoghlashtin burulushqa unimidi.
22 Абнәр Асаһәлгә йәнә: Мени әнди қоғлимай бурулуп кәткин; мән сени немә дәп уруп жиқитқидәкмән? Ундақ қилсам акаң Йоабниң алдида қандақму йүзүмни көтириләймән? — деди.
Abner Asahelge yene: Méni emdi qoghlimay burulup ketkin; men séni néme dep urup yiqitqudekmen? Undaq qilsam akang Yoabning aldida qandaqmu yüzümni kötürüleymen? — dédi.
23 Лекин Асаһәл йәнила қоғлаштин тохтимиди; шуниң билән Абнәр нәйзисиниң тутқучини униң қосиғиға тиқивәтти. Нәйзә дүмбисини тишип чиқти; у шу йәрдә жиқилип өлди. Шундақ болдики, Асаһәл жиқилип өлгән йәргә һазир келидиған һәр бир кишиләр у йәрдә тохтап қалиду.
Lékin Asahel yenila qoghlashtin toxtimidi; shuning bilen Abner neyzisining tutquchini uning qorsiqigha tiqiwetti. Neyze dümbisini tiship chiqti; u shu yerde yiqilip öldi. Shundaq boldiki, Asahel yiqilip ölgen yerge hazir kélidighan herbir kishiler u yerde toxtap qalidu.
24 Шуниң билән Йоаб билән Абишай Абнәрни қоғлашти. Күн патқанда улар Гибеонниң чөлигә маңидиған йолниң бойиға, Гиаһ йезисиниң удулидики Аммаһ едирлиғиға йетип кәлди;
Shuning bilen Yoab bilen Abishay Abnerni qoghlashti. Kün patqanda ular Gibéonning chölige mangidighan yolning boyigha, Giah yézisining udulidiki Ammah édirliqigha yétip keldi;
25 Биняминлар болса Абнәрниң кәйнидә қошундәк сәп болуп, бир дөң төписигә чиқип турди.
Binyaminlar bolsa Abnerning keynide qoshundek sep bolup, bir döng töpisige chiqip turdi.
26 Абнәр Йоабни чақирип: Қилич дайим адәмләрни йәп туруши керәкму? Бу ишларниң ақивити пәқәт өч-адавәттин ибарәт болидиғанлиғини билмәмсән? Сән қачанғичә хәлиқләргә: «Қериндашлириңларни қоғлаштин тохтаңлар» дәп буйрумай туриверисән?
Abner Yoabni chaqirip: Qilich daim ademlerni yep turushi kérekmu? Bu ishlarning aqiwiti peqet öch-adawettin ibaret bolidighanliqini bilmemsen? Sen qachan’ghiche xelqlerge: «Qérindashliringlarni qoghlashtin toxtanglar» dep buyrumay turiwérisen?
27 Йоаб: Худаниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, әгәр сән мошу сөзни қилмиған болсаң, көпчиликниң һеч бири қериндашлирини қоғлаштин әтигәнгичиму янмайтти — деди.
Yoab: Xudaning hayati bilen qesem qilimenki, eger sen mushu sözni qilmighan bolsang, köpchilikning héchbiri qérindashlirini qoghlashtin etigen’gichimu yanmaytti — dédi.
28 Буниң билән Йоаб канай чалди; һәммә [Йәһудалар] шуан тохтиди вә қайта Исраилни қоғлимиди, улар билән қайта җәң қилишмиди.
Buning bilen Yoab kanay chaldi; hemme [Yehudalar] shuan toxtidi we qayta Israilni qoghlimidi, ular bilen qayta jeng qilishmidi.
29 Абнәр билән адәмлири болса кечичә меңип, Арабаһ түзләңлигидин чиқип, Иордан дәриясидин өтүп Битрон дегән пүткүл жутни кезип өтүп, Маһанайимға йетип кәлди.
Abner bilen ademliri bolsa kéchiche méngip, Arabah tüzlenglikidin chiqip, Iordan deryasidin ötüp Bitron dégen pütkül yurtni kézip ötüp, Mahanayimgha yétip keldi.
30 Йоаб Абнәрни қоғлаштин йенип барлиқ адәмләрни җәм қилди. Асаһәлдин башқа Давутниң ғуламлиридин он тоққуз адәм йоқ чиқти;
Yoab Abnerni qoghlashtin yénip barliq ademlerni jem qildi. Asaheldin bashqa Dawutning ghulamliridin on toqquz adem yoq chiqti;
31 Лекин Давутниң адәмлири Биняминлардин вә Абнәрниң адәмлиридин үч йүз атмиш кишини уруп өлтүргән еди.
Lékin Dawutning ademliri Binyaminlardin we Abnerning ademliridin üch yüz atmish kishini urup öltürgenidi.
32 Улар Асаһәлни елип Бәйт-Ләһәмдә өз атисиниң қәбридә дәпнә қилди; андин Йоаб билән адәмлири кечичә меңип, таң атқанда Һебронға йетип кәлди.
Ular Asahelni élip Beyt-Lehemde öz atisining qebriside depne qildi; andin Yoab bilen ademliri kéchiche méngip, tang atqanda Hébron’gha yétip keldi.

< Самуил 2 2 >