< Самуил 2 19 >
1 Бириси Йоабқа: Падиша Абшалом үчүн жиғлап матәм тутмақта, дәп хәвәр бәрди.
2 Шуниң билән шу күндики нусрәт хәлиқ үчүн мусибәткә айланди; чүнки хәлиқ шу күнидә: Падиша өз оғли үчүн қайғу-һәсрәт тартиватиду, дәп аңлиди.
3 У күни хәлиқ соқуштин қечип хиҗаләттә қалған адәмләрдәк, оғрилиқчә шәһәргә кирди.
4 Падиша йүзини йепип: И, оғлум Абшалом, и Абшалом, мениң оғлум, мениң оғлум! — дәп қаттиқ аваз билән пәряд көтәрди.
5 Лекин Йоаб падишаниң өйигә кирип, униң қешиға келип: Өз җениңни, оғуллириң билән қизлириңниң җенини, аяллириңниң җени билән кенизәклириңниң җенини қутқузған һәммә хизмәткарларниң йүзини сән бүгүн хиҗаләттә қалдурдуң!
6 Сән өзүңгә нәпрәтлинидиғанларни сөйисән, сени сөйидиғанларға нәпрәтлинидиғандәк қилисән! Чүнки сән бүгүн сәрдарлириңни яки хизмәткарлириңни нәзириңдә һеч нәрсә әмәс дегәндәк қилдиң! Чүнки бүгүн Абшалом тирик қелип, биз һәммимиз өлгән болсақ, нәзириңдә яхши болаттикән, дәп билип йәттим.
7 Әнди чиқип хизмәткарлириңниң көңлигә тәсәллий бәргин; чүнки мән Пәрвәрдигар билән қәсәм қилимәнки, әгәр чиқмисаң, бүгүн кечә һеч адәм сениң билән қалмайду. Бу бала яшлиғиңдин тартип бүгүнки күнгичә үстүңгә чүшкән һәр қандақ баладин еғир болиду, — деди.
8 Шуниң билән падиша чиқип дәрвазида олтарди, һәммә хәлиққә: Мана, падиша дәрвазида олтириду, дегән хәвәр йәткүзүлгәндә, уларниң һәммиси падишаниң қешиға кәлди. Амма Исраиллар болса һәммиси қечип, өз өйигә қайтип кәтти.
9 Әнди Исраил қәбилисидики һәммә хәлиқ ғул-ғула қилишип: Падиша бизни дүшмәнлиримизниң қолидин азат қилған, бизни Филистийләрниң қолидин қутқузған еди. Амма, у һазир Абшалом түпәйлидин зиминдин өзини қачуруватиду.
10 Лекин биз үстимизгә падиша болушқа мәсиһ қилған Абшалом болса җәңдә өлди. Әнди немишкә падишани яндуруп елип келишкә гәп қилмайсиләр? дейишти.
11 Давут падиша Задок билән Абиятар каһинларға адәм әвәтип: Силәр Йәһуданиң ақсақаллириға: [Падиша мундақ дәйду]: — Һәммә Исраилларниң падишани ордисиға қайтуруп келәйли, дейишкән тәлиплириниң һәммиси падишаниң қулиқиға йәткән йәрдә, немишкә силәр бу ишта улардин кейин қалисиләр?
12 Силәр мениң қериндашлирим, мениң әт-устиханлирим туруп, немишкә падишани елип келиштә һәммисидин кейин қалисиләр?! — дәңлар.
13 Вә шундақла йәнә Амасағиму: Падиша мундақ дәйду: — Сән мениң әт-устиханлирим әмәсмусән? Әгәр сени Йоабниң орнида мениң қешимда дайим туридиған қошунниң сәрдари қилмисам, Худа мени урсун һәм униңдин артуқ җазалисун — дәңлар, — деди.
14 Буниң билән у Йәһудадики адәмләрниң көңүллирини бир адәмниң көңлидәк өзигә майил қилди. Улар падишаға адәм маңдуруп: Сән өзүң билән һәммә хизмәткарлириң биргә йенип келиңлар, дәп хәвәр йәткүзди.
15 Шуниң билән падиша йенип Иордан дәриясиғичә кәлди. Йәһудадики адәмләр падишани Иордан дәриясидин өткүзимиз дәп, падишаниң алдиға Гилгалға барған еди.
16 Баһуримдин чиққан Биняминлиқ Гераниң оғли Шимәй алдирап келип, Йәһудадики адәмләр билән чүшүп, падишаниң алдиға чиқти.
17 Шимәйгә Бинямин қәбилисидин миң адәм әгәшти; улар билән Саулниң җәмәтидә хизмәткар болған Зиба, униң он бәш оғли вә жигирмә хизмәткариму униңға қошулуп кәлди; буларниң һәммиси Иордан дәриясидин өтүп падишаниң алдиға чиқти.
18 Бир кемә падишаниң ихтияриға қоюлуп, аилә тавабиатлирини өткүзүш үчүн уян-буян өтүп жүрәтти. Падиша Иордан дәриясидин өткәндә, Гераниң оғли Шимәй келип униң алдида жиқилип туруп
19 падишаға: Ғоҗам қуллириға қәбиһлик санимиғайла; ғоҗам падиша Йерусалимдин чиққан күндә қуллириниң қилған қәбиһлигини әслиригә кәлтүрмигәйла; у падишаниң көңлигә кәлмисун.
20 Чүнки қуллири өзиниң гуна қилғинимни убдан билиду; шуңа мана, мән Йүсүпниң җәмәтидин һәммидин авал бүгүн ғоҗам падишани қарши елишқа чиқтиммән, — деди.
21 Зәруияниң оғли Абишай буни аңлап: Шимәй Пәрвәрдигарниң мәсиһ қилғинини қарғиған турса, өлүмгә мәһкүм қилиниш лазим болмамду? — деди.
22 Лекин Давут: И Зәруияниң оғуллири, силәрниң мениң билән немә кариңлар? Бүгүн силәр маңа қарши чиқмақчимусиләр? Бүгүнки күндә Исраилда адәмләр өлүмгә мәһкүм қилиниши керәкму? Бүгүн Исраилға падиша екәнлигимни билмәймәнму? — деди.
23 Андин падиша Шимәйгә: Сән өлмәйсән, — деди. Падиша униңға қәсәм қилди.
24 Әнди Саулниң нәвриси Мәфибошәт падишани қарши алғили кәлди. Падиша кәткән күндин тартип сақ-саламәт қайтип кәлгән күнгичә, у я путлириниң тирниқини алмиған я сақилини ясимиған вә яки кийимлирини жуймиған еди.
25 У падишани қарши алғили Йерусалимдин кәлгәндә, падиша униңдин: И Мәфибошәт, немишкә мениң билән бармидиң? — дәп сориди.
26 У: И, ғоҗам падиша, қуллири ақсақ болғачқа, ешигимни тоқуп, минип падиша билән биллә барай, дедим. Амма хизмәткарим мени алдап қоюпту;
27 у йәнә ғоҗам падишасиң алдида қуллириниң ғәйвитини қилди. Лекин ғоҗам падиша Худаниң бир пәриштисидәктур; шуниң үчүн силигә немә лайиқ көрүнсә, шуни қилғайла.
28 Чүнки атамниң җәмәтиниң һәммиси ғоҗам падишаниң алдида өлгән адәмләрдәк еди; лекин сили өз қуллирини өзлири билән һәмдәстихан болғанлар арисида қойдила; мениң падишаниң алдида пәряд қилғили немә һәққим бар? — деди.
29 Падиша униңға: Немишкә ишлириң тоғрисида сөзливерисән? Мениң һөкүмүм, сән билән Зиба йәрләрни бөлүшивелиңлар, — деди.
30 Мәфибошәт падишаға: Ғоҗам падиша аман-есән өз өйигә кәлгәндин кейин, Зиба һәммисини алсиму разимән! — деди.
31 Гилеадлиқ Барзиллайму Рогелимдин чүшүп падишани Иордан дәриясидин өткүзүп қоюшқа келип, падиша билән биллә Иордан дәриясидин өтти.
32 Әнди Барзиллай хелә яшанған бир адәм болуп, сәксән яшқа киргән еди. Падиша Маһанаимда турған вақитта, уни қамдиған дәл мошу адәм еди; чүнки у хелә катта бир киши еди.
33 Падиша Барзиллайға: Мениң билән барғин, мән сәндин Йерусалимда өзүмниңкидә хәвәр алимән, деди.
34 Лекин Барзиллай падишаға: Мениң бир нәччә күнлүк өмрүм қалғанду, падиша билән биргә Йерусалимға барамдим?
35 Қуллири сәксән яшқа кирдим. Яхши-яманни йәнә пәриқ етәләймәнму? Йәп-ичкинимниң тәмини теталамдим? Жигит нәғмичиләр билән қиз нәғмичиләрниң авазини аңлаламдим? Немишкә қуллири ғоҗам падишаға йәнә жүк болимән?
36 Қуллири пәқәт падишани Иордан дәриясидин өткүзүп андин азрақ узитип қояй дегән; падиша буниң үчүн немишкә маңа шунчә шапаәт көрситидила?
37 Қуллириниң өлгәндә өз шәһиримдә, атам билән анамниң қәбриниң йенида йетишим үчүн қайтип кетишигә иҗазәт бәргәйла. Әнди мана, бу йәрдә өз қуллири Кимһам бар әмәсму? У ғоҗам падиша билән өтүп барсун, униңға өзлиригә немә лайиқ көрүнсә шуни қилғайла, — деди.
38 Падишаһ: Кимһам мениң билән өтүп барсун; саңа немә лайиқ көрүнсә униңға шуни қилай, шундақла сән мәндин һәр немә сорисаң, саңа қилимән, — деди.
39 Андин хәлиқниң һәммиси Иордан дәриясидин өтти, падишаму өтти. Андин падиша Барзиллайни сөйүп униңға бәхит тилиди; Барзиллай өз жутиға йенип кәтти.
40 Падиша Гилгалға чиқти, Кимһам униң билән барди. Йәһудадики барлиқ адәмләр билән Исраилниң хәлқиниң йерими падишани дәриядин өткүзүп узитип қойған еди.
41 Андин мана, Исраилниң барлиқ адәмлири падишаниң қешиға келип: Немишкә қериндашлиримиз Йәһуданиң адәмлири оғрилиқчә падишани вә падишаниң аилә-тавабиатлирини, шундақла Давутқа әгәшкән һәммә адәмләрни Иордан дәриясидин өткүзүшкә муйәссәр болиду? — деди.
42 Йәһуданиң һәммә адәмлири Исраилниң адәмлиригә җавап берип: Чүнки падиша билән бизниң туққанчилиғимиз бар, немишкә бу иш үчүн биздин хапа болисиләр? Биз падишаниңкидин бир немини йидуқму, яки у бизгә бир инъам бәрдиму? — деди.
43 Исраилниң адәмлири Йәһуданиң адәмлиригә җавап берип: Қәбилә бойичә алғанда, падишаниң [он икки] үлүштин они бизгә тәвәдур, силәргә нисбәтән бизниң Давут билән техиму чоңрақ бурадәрчилигимиз бар. Немишкә бизни көзгә илмайсиләр? Падишасимизни яндуруп елип келишкә авал тәшәббус қилғанлар биз әмәсмидуқ? — деди. Амма Йәһуданиң адәмлириниң сөзлири Исраилниң адәмлириниң сөзлиридин техиму қаттиқ еди.