< Самуил 2 18 >

1 Давут өзи билән болған хәлиқни жиғип едитлиди вә уларниң үстигә миң беши билән йүз беши қойди.
Dawut ɵzi bilǝn bolƣan hǝlⱪni yiƣip editlidi wǝ ularning üstigǝ mingbexi bilǝn yüzbexi ⱪoydi.
2 Андин Давут хәлиқни үч бөләккә бөлүп җәңгә чиқарди; биринчи бөләкни Йоабниң қол астида, иккинчи бөләкни Зәруияниң оғли, Йоабниң иниси Абишайниң қол астида вә үчинчи бөләкни Гатлиқ Иттайниң қол астида қойди. Падиша хәлиққә: Бәрһәқ, мәнму силәр билән җәңгә чиқимән, деди.
Andin Dawut hǝlⱪni üq bɵlǝkkǝ bɵlüp jǝnggǝ qiⱪardi; birinqi bɵlǝkni Yoabning ⱪol astida, ikkinqi bɵlǝkni Zǝruiyaning oƣli, Yoabning inisi Abixayning ⱪol astida wǝ üqinqi bɵlǝkni Gatliⱪ Ittayning ⱪol astida ⱪoydi. Padixaⱨ hǝlⱪⱪǝ: Bǝrⱨǝⱪ, mǝnmu silǝr bilǝn jǝnggǝ qiⱪimǝn, dedi.
3 Лекин хәлиқ: Сили чиқмисила, әгәр биз қачсақ дүшмән бизгә пәрва қилмайду; һәтта йеримимиз өлүп кәтсәкму бизгә пәрва қилмайду. Чүнки өзлири бизниң он миңимизгә баравәр болила. Яхшиси сили шәһәрдә туруп бизгә һәмдәм болушқа тәйяр турғайла, деди.
Lekin hǝlⱪ: Sili qiⱪmisila, ǝgǝr biz ⱪaqsaⱪ düxmǝn bizgǝ pǝrwa ⱪilmaydu; ⱨǝtta yerimimiz ɵlüp kǝtsǝkmu bizgǝ pǝrwa ⱪilmaydu. Qünki ɵzliri bizning on mingimizgǝ barawǝr bolila. Yahxisi sili xǝⱨǝrdǝ turup bizgǝ ⱨǝmdǝm boluxⱪa tǝyyar turƣayla, dedi.
4 Падиша уларға: Силәргә немә лайиқ көрүнсә, шуни қилимән, — деди. Шуниң билән хәлиқ йүздин, миңдин болуп шәһәрдин чиқиватқанда, падиша дәрвазиниң йенида турди.
Padixaⱨ ularƣa: Silǝrgǝ nemǝ layiⱪ kɵrünsǝ, xuni ⱪilimǝn, — dedi. Xuning bilǝn hǝlⱪ yüzdin, mingdin bolup xǝⱨǝrdin qiⱪiwatⱪanda, padixaⱨ dǝrwazining yenida turdi.
5 Падиша Йоаб билән Абшай вә Иттайға: Мән үчүн Абшаломға яхши муамилидә болуп аяңлар, деди. Падишаһниң [һәммә сәрдарлириға] Абшалом тоғрисида шундақ тапилиғинида, барлиқ хәлиқ тапилиғинини аңлиди.
Padixaⱨ Yoab bilǝn Abxay wǝ Ittayƣa: Mǝn üqün Abxalomƣa yahxi muamilidǝ bolup ayanglar, dedi. Padixaⱨning [ⱨǝmmǝ sǝrdarliriƣa] Abxalom toƣrisida xundaⱪ tapiliƣinida, barliⱪ hǝlⱪ tapiliƣinini anglidi.
6 Андин хәлиқ Исраил билән соқушқили мәйданға чиқти; соқуш Әфраимниң орманлиғида болди.
Andin hǝlⱪ Israil bilǝn soⱪuxⱪili mǝydanƣa qiⱪti; soⱪux Əfraimning ormanliⱪida boldi.
7 У йәрдә Исраил Давутниң адәмлиридин мәғлуп болди. У күни улар қаттиқ қирғин қилинди — жигирмә миңи өлди.
U yǝrdǝ Israil Dawutning adǝmliridin mǝƣlup boldi. U küni ular ⱪattiⱪ ⱪirƣin ⱪilindi — yigirmǝ mingi ɵldi.
8 Соқуш шу зиминға йейилди; орманлиқ йәвәткәнләр қиличта өлгәнләрдин көп болди.
Soⱪux xu zeminƣa yeyildi; ormanliⱪ yǝwǝtkǝnlǝr ⱪiliqta ɵlgǝnlǝrdin kɵp boldi.
9 Абшалом Давутниң ғуламлири билән туюқсиз учришип қалди; Абшалом өз қечириға минип, чоң дуб дәриғиниң қоюқ шахлириниң тегидин өткәндә, униң беши дәрәқ шехиға кәплишип қелип, у есилип қалди; у мингән қечир болса алдиға кетип қалди.
Abxalom Dawutning ƣulamliri bilǝn tuyuⱪsiz uqrixip ⱪaldi; Abxalom ɵz ⱪeqiriƣa minip, qong dub dǝrihining ⱪoyuⱪ xahlirining tegidin ɵtkǝndǝ, uning bexi dǝrǝh xehiƣa kǝplixip ⱪelip, u esilip ⱪaldi; u mingǝn ⱪeqir bolsa aldiƣa ketip ⱪaldi.
10 Бириси буни көрүп Йоабқа хәвәр берип: Мана, мән Абшаломниң бир дуб дәриғидә саңгилап турғинини көрдүм, деди.
Birsi buni kɵrüp Yoabⱪa hǝwǝr berip: Mana, mǝn Abxalomning bir dub dǝrihidǝ sanggilap turƣinini kɵrdüm, dedi.
11 Йоаб хәвәр бәргән адәмгә: Немә! Сән уни көрүп туруп, немишкә уни уруп өлтүрүп йәргә чүшүрмидиң? Шундақ қилған болсаң, саңа он күмүч тәңгә вә бир кәмәр берәттим, — деди.
Yoab hǝwǝr bǝrgǝn adǝmgǝ: Nemǝ! Sǝn uni kɵrüp turup, nemixⱪa uni urup ɵltürüp yǝrgǝ qüxürmiding? Xundaⱪ ⱪilƣan bolsang, sanga on kümüx tǝnggǝ wǝ bir kǝmǝr berǝttim, — dedi.
12 У адәм Йоабқа: Қолумға миң күмүч тәңгә тәгсиму, қолумни падишаниң оғлиға узатмайттим! Чүнки падишаниң һәммимиз алдида саңа, Абишайға вә Иттайға: Мениң үчүн һәр бириңлар Абшаломни аяңлар, дәп буйруғинини аңлидуқ.
U adǝm Yoabⱪa: Ⱪolumƣa ming kümüx tǝnggǝ tǝgsimu, ⱪolumni padixaⱨning oƣliƣa uzatmayttim! Qünki padixaⱨning ⱨǝmmimiz aldida sanga, Abixayƣa wǝ Ittayƣa: Mening üqün ⱨǝr biringlar Abxalomni ayanglar, dǝp buyruƣinini angliduⱪ.
13 Әгәр мән өз җенимни тәвәккул қилип, шундақ қилған болсам (һәр қандақ иш падишадин йошурун қалмайду!) сән мени ташлап, дүшминиң қатарида көрәттиң, — деди.
Əgǝr mǝn ɵz jenimni tǝwǝkkul ⱪilip, xundaⱪ ⱪilƣan bolsam (ⱨǝrⱪandaⱪ ix padixaⱨtin yoxurun ⱪalmaydu!) sǝn meni taxlap, düxmining ⱪatarida kɵrǝtting, — dedi.
14 Йоаб: Сениң билән бундақ дейишишкә чолам йоқ! — деди-дә, қолиға үч нәйзини елип дәрәқтә саңгилақлиқ һалда тирик турған Абшаломниң жүригигә санҗиди.
Yoab: Sening bilǝn bundaⱪ deyixixkǝ qolam yoⱪ! — dedi-dǝ, ⱪoliƣa üq nǝyzini elip dǝrǝhtǝ sanggilaⱪliⱪ ⱨalda tirik turƣan Abxalomning yürikigǝ sanjidi.
15 Андин Йоабниң ярақ көтәргүчиси болған он ғулам Абшаломниң чөрисигә жиғилип, уни уруп өлтүрди.
Andin Yoabning yaraƣ kɵtürgüqisi bolƣan on ƣulam Abxalomning qɵrisigǝ yiƣilip, uni urup ɵltürdi.
16 Андин Йоаб канай чалди; хәлиқ Исраилни қоғлаштин янди; чүнки Йоаб қошунни чекинишкә чақирди.
Andin Yoab kanay qaldi; hǝlⱪ Israilni ⱪoƣlaxtin yandi; qünki Yoab ⱪoxunni qekinixkǝ qaⱪirdi.
17 Улар Абшаломни орманлиқтики чоң бир азгалға ташлап үстигә нурғун ташларни догилап қойди. Исраиллар болса қечип һәр бири өз маканиға кәтти.
Ular Abxalomni ormanliⱪtiki qong bir azgalƣa taxlap üstigǝ nurƣun taxlarni dɵwilǝp ⱪoydi. Israillar bolsa ⱪeqip ⱨǝrbiri ɵz makaniƣa kǝtti.
18 Абшалом тирик вақтида падиша вадисида өзигә бир абидә турғузған еди. Чүнки у: Мениң намимни қалдурдиғанға оғлум йоқ дәп, у таш абидини өз нами билән атиған еди. Шуниң билән бу таш бүгүнгә қәдәр «Абшаломниң ядикари» дәп атилиду.
Abxalom tirik waⱪtida padixaⱨ wadisida ɵzigǝ bir abidǝ turƣuzƣanidi. Qünki u: Mening namimni ⱪaldurdiƣanƣa oƣlum yoⱪ dǝp, u tax abidini ɵz nami bilǝn atiƣanidi. Xuning bilǝn bu tax bügüngǝ ⱪǝdǝr «Abxalomning yadikari» dǝp atilidu.
19 Задокниң оғли Ахимааз [Йоабқа]: Пәрвәрдигар сени дүшмәнлириңдин қутқузуп сән үчүн интиқам алди, дәп падишаға хәвәр беришкә мени дәрһал маңғузғин, — деди.
Zadokning oƣli Ahimaaz [Yoabⱪa]: Pǝrwǝrdigar seni düxmǝnliringdin ⱪutⱪuzup sǝn üqün intiⱪam aldi, dǝp padixaⱨⱪa hǝwǝr berixkǝ meni dǝrⱨal mangƣuzƣin, — dedi.
20 Лекин Йоаб униңға: Сән бүгүн хәвәр бәрмәйсән, бәлки башқа бир күни хәвәр берисән; падишаниң оғли өлгини түпәйлидин, бүгүн хәвәр бәрмәйсән, деди.
Lekin Yoab uningƣa: Sǝn bügün hǝwǝr bǝrmǝysǝn, bǝlki baxⱪa bir küni hǝwǝr berisǝn; padixaⱨning oƣli ɵlgini tüpǝylidin, bügün hǝwǝr bǝrmǝysǝn, dedi.
21 Шуниң билән Йоаб Кушийға: Берип падишаға көргиниңни дәп бәргин, деди. Кушийлиқ Йоабқа тазим қилип жүгүрүп кәтти.
Xuning bilǝn Yoab Kuxiyƣa: Berip padixaⱨⱪa kɵrginingni dǝp bǝrgin, dedi. Kuxiyliⱪ Yoabⱪa tǝzim ⱪilip yügürüp kǝtti.
22 Лекин Задокниң оғли Ахимааз Йоабқа йәнә: Қандақла болмисун бу Кушийниң кәйнидин жүгүрүшкә маңа иҗазәт бәргин, — деди. Йоаб: И оғлум, саңа һеч қандақ сөйүнчи бәргидәк хәвәр болмиса, немишкә жүгүрүшни халайсән? — деди.
Lekin Zadokning oƣli Ahimaaz Yoabⱪa yǝnǝ: Ⱪandaⱪla bolmisun bu Kuxiyning kǝynidin yügürüxkǝ manga ijazǝt bǝrgin, — dedi. Yoab: I oƣlum, sanga ⱨeqⱪandaⱪ sɵyünqi bǝrgüdǝk hǝwǝr bolmisa, nemixⱪa yügürüxni halaysǝn? — dedi.
23 У йәнә: Қандақла болмисун, мени жүгүргүзгин, деди. Йоаб униңға: Маң, жүгүр, девиди, Ахимааз Иордан дәриясидики түзләңлик билән жүгүрүп Кушийгә йетишип униңдин өтүп кәтти.
U yǝnǝ: Ⱪandaⱪla bolmisun, meni yügürgüzgin, dedi. Yoab uningƣa: Mang, yügür, dewidi, Ahimaaz Iordan dǝryasidiki tüzlǝnglik bilǝn yügürüp Kuxiygǝ yetixip uningdin ɵtüp kǝtti.
24 Давут ички-ташқи дәрвазиниң оттурисида олтиратти. Күзәтчи дәрвазиниң өгүзидин сепилниң үстигә чиқип, бешини көтирип қаривиди, мана бир адәмниң жүгүрүп келиватқинини көрди.
Dawut iqki-taxⱪi dǝrwazining otturisida olturatti. Kɵzǝtqi dǝrwazining ɵgzisidin sepilning üstigǝ qiⱪip, bexini kɵtürüp ⱪariwidi, mana bir adǝmning yügürüp keliwatⱪinini kɵrdi.
25 Күзәтчи вақирап падишаға хәвәр бәрди. Падишаһ: Әгәр у ялғуз болса униңда чоқум хәвәр бар, деди. Хәвәрчи болса йеқинлишип келивататти.
Kɵzǝtqi warⱪirap padixaⱨⱪa hǝwǝr bǝrdi. Padixaⱨ: Əgǝr u yalƣuz bolsa uningda qoⱪum hǝwǝr bar, dedi. Hǝwǝrqi bolsa yeⱪinlixip keliwatatti.
26 Андин күзәтчи йәнә бир адәмниң жүгүрүп кәлгинини көрди. Күзәтчи дәрвазивәнгә: Мана йәнә бир адәм ялғуз жүгүрүп келиватиду, — деди. Падишаһ: Буму хәвәрчи екән, деди.
Andin kɵzǝtqi yǝnǝ bir adǝmning yügürüp kǝlginini kɵrdi. Kɵzǝtqi dǝrwaziwǝngǝ: Mana yǝnǝ bir adǝm yalƣuz yügürüp keliwatidu, — dedi. Padixaⱨ: Bumu hǝwǝrqi ikǝn, dedi.
27 Күзәтчи: Авалқисиниң жүгүрүши маңа Задокниң оғли Ахимаазниң жүгүршидәк көрүнди, — деди. Падишаһ: У яхши адәм, хуш хәвәр йәткүзиду, — деди.
Kɵzǝtqi: Awwalⱪisining yügürüxi manga Zadokning oƣli Ahimaazning yügürxidǝk kɵründi, — dedi. Padixaⱨ: U yahxi adǝm, hux hǝwǝr yǝtküzidu, — dedi.
28 Ахимааз падишаға товлап: Салам! дәп падишаға йүзини йәргә тәккүзүп тазим қилип: Ғоҗам падишаға зиян йәткүрүшкә қоллирини көтәргән адәмләрни мәғлубийәткә муптила қилған Пәрвәрдигар Худалири мубарәктур! — деди.
Ahimaaz padixaⱨⱪa towlap: Salam! dǝp padixaⱨⱪa yüzini yǝrgǝ tǝgküzüp tǝzim ⱪilip: Ƣojam padixaⱨⱪa ziyan yǝtkürüxkǝ ⱪollirini kɵtürgǝn adǝmlǝrni mǝƣlubiyǝtkǝ muptila ⱪilƣan Pǝrwǝrdigar Hudaliri mubarǝktur! — dedi.
29 Падишаһ: Абшалом саламәтму? — дәп сориди. Ахимааз җавап берип: Йоаб падишаниң қули вә пеқирлирини маңдурғанда, пеқир кишиләрниң чоң қалаймиқанчилиғини көрдум, лекин немә иш болғанлиғини билмидим, — деди.
Padixaⱨ: Abxalom salamǝtmu? — dǝp soridi. Ahimaaz jawab berip: Yoab padixaⱨning ⱪuli wǝ peⱪirlirini mangdurƣanda, peⱪir kixilǝrning qong ⱪalaymiⱪanqiliⱪini kɵrdum, lekin nemǝ ix bolƣanliⱪini bilmidim, — dedi.
30 Падишаһ: Болди, буяқта туруп турғин, деди. У бир тәрәпкә берип турди.
Padixaⱨ: Boldi, buyaⱪta turup turƣin, dedi. U bir tǝrǝpkǝ berip turdi.
31 Вә мана, Куший йетип кәлди; Куший: Ғоҗам падиша хуш хәвәрни аңлиғайла. Пәрвәрдигар бүгүн асийлиқ қилип қозғалған һәммисидин силини қутқузуп, улардин интиқам алди, деди.
Wǝ mana, Kuxiy yetip kǝldi; Kuxiy: Ƣojam padixaⱨ hux hǝwǝrni angliƣayla. Pǝrwǝrdigar bügün asiyliⱪ ⱪilip ⱪozƣalƣan ⱨǝmmisidin silini ⱪutⱪuzup, ulardin intiⱪam aldi, dedi.
32 Падиша Кушийға: Жигит Абшалом саламәтму? дәп сориди. Куший: Ғоҗам падишаниң дүшмәнлири вә силини қәстләшкә қозғалғанларниң һәммиси у жигиткә охшаш болсун! — деди.
Padixaⱨ Kuxiyƣa: Yigit Abxalom salamǝtmu? dǝp soridi. Kuxiy: Ƣojam padixaⱨning düxmǝnliri wǝ silini ⱪǝstlǝxkǝ ⱪozƣalƣanlarning ⱨǝmmisi u yigitkǝ ohxax bolsun! — dedi.
33 Падиша толиму азаплинип, дәрвазиниң төписидики балиханиға жиғлиған пети чиқти; у маңғач: И оғлум Абшалом! И оғлум, оғлум Абшалом! Кашки, мән сениң орнуңда өлсәм болмасмиди! И Абшалом, мениң оғлум, мениң оғлум! деди.
Padixaⱨ tolimu azablinip, dǝrwazining tɵpisidiki balihaniƣa yiƣliƣan peti qiⱪti; u mangƣaq: I oƣlum Abxalom! I oƣlum, oƣlum Abxalom! Kaxki, mǝn sening ornungda ɵlsǝm bolmasmidi! I Abxalom, mening oƣlum, mening oƣlum! dedi.

< Самуил 2 18 >