< Самуил 2 17 >
1 Аһитофәл Абшаломға: Маңа он икки миң адәмни талливелишқа рухсәт бәрсәң, мән бүгүн кечә қозғилип, Давутни қоғлай;
2 Мән униң үстигә чүшкинимдә у һерип, қоллири аҗиз болиду; мән уни алақзадә қиливетимән, шундақла униң билән болған барлиқ хәлиқ қачиду. Мән пәқәт падишанила уруп өлтүримән,
3 андин һәммә хәлиқни саңа беқиндуруп қайтуримән. Сән издигән адәм йоқалса, һәммә хәлиқ сениң қешиңға қайтиду; шуниң билән һәммә хәлиқ аман-есән қалиду, деди.
4 Бу мәслиһәт Абшаломға вә Исраилниң барлиқ ақсақаллириға яқти,
5 лекин Абшалом: Аркилиқ Һушайниму чақириңлар; униң сөзиниму аңлайли, — деди.
6 Һушай Абшаломниң қешиға кәлгәндә, Абшалом униңға: Аһитофәл мундақ-мундақ ейтти; у дегәндәк қилайлиму? Болмиса, сән бир мәслиһәт бәргин, — деди.
7 Һушай Абшаломға: Аһитофәлниң бу вақитта бәргән мәслиһәти яхши әмәс, — деди.
8 Һушай йәнә мундақ деди: «Сән атаң билән адәмлирини билисәнғу — улар палванлардур, һазир даладики балилиридин җуда қилинған чиши ейиқтәк пәйли яман. Атаң болса һәқиқий җәңчидур, өз адәмлири билән биргә қонмайду.
9 Мана у һазир бир ғарда я башқа бир йәрдә мөкүнүвалған болса керәк. Мабада у авал хәлқимиз үстигә чүшсә шуни аңлиған һәр ким: Абшаломға әгәшкәнләр қирғинчилиққа учрапту, — дәйду.
10 У вақитта һәтта шир жүрәк палванларниң жүрәклириму су болуп кетиду; чүнки пүткүл Исраил атаңниң батур екәнлигини, шундақла униңға әгәшкәнләрниңму палван екәнлигини билиду.
11 Шуңа мәслиһәтим шуки, пүткүл Исраил Дандин тартип Бәәр-Шебағичә сениң қешиңға тез жиғилсун (улар деңиздики қумлардәк көптур!). Сән өзүң уларни башлап җәңгә чиққин.
12 Биз уни қәйәрдә тапсақ, шәбнәм йәргә чүшкәндәк униң үстигә чүшәйли. Шуниң билән униң өзи вә униң билән болған кишиләрдин һеч кимму қалмайду.
13 Әгәр у бир шәһәргә киривалсиму, пүткүл Исраил шу йәргә арғамчиларни елип келип, шәһәрни һәтта униңдики кичик шеғил-ташларниму қалдурмай сөрәп әкилип, дәрия җилғисиға ташливетимиз».
14 Абшалом билән Исраилниң һәммә адәмлири: Аркилиқ Һушайниң мәслиһәти Аһитофәлниң мәслиһәтидин яхши екән, дейишти. Чүнки Пәрвәрдигар Абшаломниң бешиға бала кәлсун дәп, Аһитофәлниң яхши мәслиһәтиниң бекар қилинишини бекиткән еди.
15 Һушай Задок билән Абиятар каһинларға: Аһитофәлниң Абшалом билән Исраилниң ақсақаллириға бәргән мәслиһәти мундақ-мундақ, амма мениң мәслиһәтим болса мундақ-мундақ;
16 һазир силәр дәрһал адәм әвәтип Давутқа: Бу кечидә чөлниң кечиклиридә қонмай, бәлки тез өтүп кетиңлар, болмиса падиша вә униң билән болған һәммә хәлиқ һалак болуши мүмкин, дәп йәткүзүңлар — деди.
17 У вақитта Йонатан билән Ахимааз Ән-Рогәлдә күтүп туратти; улар башқиларниң көрүп қалмаслиғи үчүн шәһәргә кирмиди; бир дедәкниң чиқип уларға хәвәр бериши бекитилди. Улар берип Давут падишаға хәвәрни йәткүзди.
18 Лекин бир яш жигит уларни көрүп қелип, Абшаломға дәп қойди. Амма бу иккилән иштик берип, Баһуримдики бир адәмниң өйигә кирди. Бу адәмниң һойлисида қудуқ бар еди; улар шуниңға чүшүп йошурунди.
19 Униң аяли қудуқниң ағзиға япқучини йепип үстигә соқулған буғдайни төкүп қойди; шуниң билән һеч иш ашкариланмиди.
20 Абшаломниң хизмәткарлири өйгә кирип аялниң қешиға келип: Ахимааз билән Йонатан қәйәрдә? — дәп сориди. Аял: Улар ериқтин өтүп кәтти, деди. Кәлгәнләр уларни издәп тапалмай, Йерусалимға қайтип кәтти.
21 Улар кәткәндин кейин, бу иккилән қудуқтин чиқип, берип Давут падишаға хәвәр бәрди. Улар Давутқа: Қопуп, судин өткин; чүнки Аһитофәл сени тутуш үчүн шундақ мәслиһәт берипту, — деди.
22 Шуниң билән Давут вә униң билән болған барлиқ хәлиқ қозғилип Иордан дәриясидин өтти; таң атқичә Иордан дәриясидин өтмигән һеч ким қалмиди.
23 Аһитофәл өз мәслиһәтини қобул қилмиғанлиғини көрүп ешигини тоқуп, өз шәһиридики өйигә берип, өйидикиләргә вәсийәт тапшурғандин кейин, есилип өливалди. У өз атисиниң қәбридә дәпнә қилинди.
24 Шу арилиқта Давут Маһанаимға йетип кәлгән еди, Абшалом вә униң билән болған Исраилниң һәммә адәмлириму Иордан дәриясидин өтүп болған еди.
25 Абшалом Йоабниң орнида Амасани қошунниң үстигә сәрдар қилип қойди. Амаса болса Йитра исимлиқ бир Исраиллиқ кишиниң оғли еди. У киши Наһашниң қизи Абигаил билән йеқинчилиқ қилған еди. Наһаш Йоабниң аниси Зәруия билән ача-сиңил еди.
26 Исраил билән Абшалом Гилеадниң зиминида баргаһ тикти.
27 Давут Маһанаимға йетип кәлгәндә, Аммонийларниң Раббаһ шәһиридин болған Наһашниң оғли Шоби билән Ло-Дибарлиқ Аммиәлниң оғли Макир вә Рогелимдин болған Гилеадлиқ Барзиллай дегәнләр
28 йотқан-көрпә, дас, қача-қуча, буғдай, арпа, ун, қомач, почақ, қизил маш, қуруған почақлар,
29 һәсәл, қаймақ вә қойларни кәлтүрүп, кала сүтидә қилинған қурут-иримчик қатарлиқларни Давут билән хәлиққә йейиш үчүн елип кәлди, чүнки улар: Шүбһисизки, хәлиқ чөлдә һерип-ечип, уссап кәткәнду, дәп ойлиған еди.