< Самуил 2 15 >

1 Бу ишлардин кейин Абшалом өзигә җәң һарвуси билән атларни тәйярлатти һәм өз алдида жүгүридиған әллик әскәрни бекитти.
Bu ishlardin kéyin Abshalom özige jeng harwisi bilen atlarni teyyarlatti hem öz aldida yügüridighan ellik eskerni békitti.
2 Абшалом таң сәһәрдә қопуп, дәрвазиға баридиған йолниң йенида туратти. Қачан бириси дәвайимни кәссун дәп, падишаға әрз тутқили кәлсә, Абшалом уни чақирип: Сән қайси шәһәрдин кәлдиң, — дәп сорайтти. У киши: Қулуң Исраилниң паланчи қәбилисидин кәлди, десә,
Abshalom tang seherde qopup, derwazigha baridighan yolning yénida turatti. Qachan birsi dewayimni kessun dep, padishahqa erz tutqili kelse, Abshalom uni chaqirip: Sen qaysi sheherdin kelding, — dep soraytti. U kishi: Qulung Israilning palanchi qebilisidin keldi, dése,
3 Абшалом униңға: Мана, дәвайиңлар дурус вә һәқ екән, лекин падиша тәрипидин өзигә вакалитән әрзиңни аңлашқа қоюлған адәм йоқ, дәйтти.
Abshalom uninggha: Mana, dewayinglar durus we heq iken, lékin padishah teripidin özige wakaliten erzingni anglashqa qoyulghan adem yoq, deytti.
4 Андин Абшалом йәнә: Кашки, мән зиминда сорақчи қилинсам еди, һәр кимниң әрзи яки дәвайи болуп, мениң қешимға кәлсә, униңға адаләт көрситәттим! — дәйтти.
Andin Abshalom yene: Kashki, men zéminda soraqchi qilinsam’idi, her kimning erzi yaki dewayi bolup, méning qéshimgha kelse, uninggha adalet körsitettim! — deytti.
5 Бирким униңға тазим қилғили алдиға барса, Абшалом қолини узутуп, уни тутуп сөйәтти.
Birkim uninggha tezim qilghili aldigha barsa, Abshalom qolini uzutup, uni tutup söyetti.
6 Абшалом шундақ қилип падишаниң һөкүм чиқиришиға кәлгән Исраилниң һәр бир адәмлириниң көңүллирини утувалатти.
Abshalom shundaq qilip padishahning höküm chiqirishigha kelgen Israilning herbir ademlirining köngüllirini utuwalatti.
7 Төрт жил өткәндә, Абшалом падишаға: Мениң Һебронда Пәрвәрдигарға ичкән қәсимимни ада қилишим үчүн, шу йәргә беришқа иҗазәт бәрсәң;
Töt yil ötkende, Abshalom padishahqa: Méning Hébronda Perwerdigargha ichken qesimimni ada qilishim üchün, shu yerge bérishqa ijazet berseng;
8 чүнки қулуң Сурийәдики Гәшурда турғинимда қәсәм ичип: Әгәр Пәрвәрдигар мени Йерусалимға қайтурса, мән Пәрвәрдигарға ибадәт қилимән, дәп ейтқан еди, — деди.
chünki qulung Suriyediki Geshurda turghinimda qesem ichip: Eger Perwerdigar méni Yérusalémgha qaytursa, men Perwerdigargha ibadet qilimen, dep éytqanidi, — dédi.
9 Падиша униңға: Теч-аман берип кәлгин, девиди, у қозғилип Һебронға кәтти.
Padishah uninggha: Tinch-aman bérip kelgin, déwidi, u qozghilip Hébron’gha ketti.
10 Лекин Абшалом Исраилниң һәммә қәбилилиригә мәхпий әлчиләрни маңдуруп: Бурға авазини аңлиғиниңларда: «Абшалом Һебронда падиша болди!» дәп елан қилиңлар, деди.
Lékin Abshalom Israilning hemme qebililirige mexpiy elchilerni mangdurup: Burgha awazini anglighininglarda: «Abshalom Hébronda padishah boldi!» dep élan qilinglar, dédi.
11 Әнди икки йүз адәм тәклип билән Абшалом билән биргә Йерусалимдин барған еди. Улар һәқиқий әһвалдин бехәвәр болғачқа, саддилиқ билән барған еди.
Emdi ikki yüz adem teklip bilen Abshalom bilen birge Yérusalémdin barghanidi. Ular heqiqiy ehwaldin bixewer bolghachqa, saddiliq bilen barghanidi.
12 Абшалом қурбанлиқ өткүзгәндә, у адәм әвәтип Давутниң мәслиһәтчиси болған Гилоһлуқ Аһитофәлни өз шәһири Гилоһдин елип кәлди. Шуниң билән қәст барғансери күчәйди, Абшаломға әгәшкәнләр барғансери көпүйүвататти.
Abshalom qurbanliq ötküzgende, u adem ewetip Dawutning meslihetchisi bolghan Gilohluq Ahitofelni öz shehiri Gilohdin élip keldi. Shuning bilen qest barghanséri kücheydi, Abshalomgha egeshkenler barghanséri köpüyüwatatti.
13 Давутқа бир хәвәрчи келип: Исраилниң адәмлириниң көңүллири Абшаломға майил болди, — деди.
Dawutqa bir xewerchi kélip: Israilning ademlirining köngülliri Abshalomgha mayil boldi, — dédi.
14 Шуниң билән Давут Йерусалимда униң билән болған һәммә қул-хизмәткарлириға: Қопуп қачайли! Болмиса, Абшаломдин қутулалмаймиз. Иштик кетәйли; болмиса, у туюқсиз үстимизгә бесип келип, бизгә бала кәлтүрүп шәһәр хәлқини қилич биси билән уриду, деди.
Shuning bilen Dawut Yérusalémda uning bilen bolghan hemme qul-xizmetkarlirigha: Qopup qachayli! Bolmisa, Abshalomdin qutulalmaymiz. Ittik kéteyli; bolmisa, u tuyuqsiz üstimizge bésip kélip, bizge bala keltürüp sheher xelqini qilich bisi bilen uridu, dédi.
15 Падишаһниң қул-хизмәткарлири падишаға: Ғоҗам падиша немә бекитсә, шуни қилимиз, деди.
Padishahning qul-xizmetkarliri padishahqa: Ghojam padishah néme békitse, shuni qilimiz, dédi.
16 Шуниң билән падиша пүтүн аилисидикиләрни елип, чиқип кәтти; амма падиша кенизәклиридин онни ордиға қарашқа қойди.
Shuning bilen padishah pütün ailisidikilerni élip, chiqip ketti; emma padishah kénizekliridin onni ordigha qarashqa qoydi.
17 Падиша чиқип кәткәндә һәммә хәлиқ униңға әгәшти; улар Бәйт-Мәрһакта туруп қалди.
Padishah chiqip ketkende hemme xelq uninggha egeshti; ular Beyt-Merhakta turup qaldi.
18 Һәммә хизмәткарлири униң билән биллә [Кидрон еқинидин] өтүвататти; барлиқ Кәрәтийләр, барлиқ Пәләтийләр, барлиқ Гатлиқлар, йәни Гат шәһиридин чиқип униңға әгәшкән алтә йүз адәм падишаниң алдида маңатти.
Hemme xizmetkarliri uning bilen bille [Kidron éqinidin] ötüwatatti; barliq Keretiyler, barliq Peletiyler, barliq Gatliqlar, yeni Gat shehiridin chiqip uninggha egeshken alte yüz adem padishahning aldida mangatti.
19 Падиша Гатлиқ Иттайға: Сән немишкә биз билән барисән? Йенип берип падишаниң қешида турғин; чүнки сән өз жутуңдин мусапир болуп паланғансән.
Padishah Gatliq Ittaygha: Sen némishqa biz bilen barisen? Yénip bérip padishahning qéshida turghin; chünki sen öz yurtungdin musapir bolup palan’ghansen.
20 Сән пәқәт түнүгүнла кәлдиң, мән бүгүн қандақсигә сени өзүм билән биллә сәрсан қилай? Мән болсам, нәгә баралисам, шу йәргә баримән. Қериндашлириңни елип йенип кәткин; Худаниң рәһим-шәпқити вә һәқиқити саңа яр болғай! — деди.
Sen peqet tünügünla kelding, men bügün qandaqsige séni özüm bilen bille sersan qilay? Men bolsam, nege baralisam, shu yerge barimen. Qérindashliringni élip yénip ketkin; Xudaning rehim-shepqiti we heqiqiti sanga yar bolghay! — dédi.
21 Лекин Иттай падишаға җавап берип: Пәрвәрдигарниң һаяти билән вә ғоҗам падишаниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, мәйли һаят яки мамат болсун, ғоҗам падиша қәйәрдә болса, қулуң шу йәрдиму болиду! — деди.
Lékin Ittay padishahqa jawab bérip: Perwerdigarning hayati bilen we ghojam padishahning hayati bilen qesem qilimenki, meyli hayat yaki mamat bolsun, ghojam padishah qeyerde bolsa, qulung shu yerdimu bolidu! — dédi.
22 Давут Иттайға: Әнди сәнму берип [еқиндин] өткин, деди. Шуниң билән Гатлиқ Иттай һәммә адәмлири вә униң билән маңған барлиқ бала-җақилири өтүп кәтти.
Dawut Ittaygha: Emdi senmu bérip [éqindin] ötkin, dédi. Shuning bilen Gatliq Ittay hemme ademliri we uning bilen mangghan barliq bala-chaqiliri ötüp ketti.
23 Һәммә хәлиқ өтүватқанда, пүткүл шу жуттикиләр қаттиқ аваз билән жиғлиди. Падиша өзиму Кидрон еқинидин өткәндә, барлиқ хәлиқ чөллүк тәрипигә қарап йол алди.
Hemme xelq ötüwatqanda, pütkül shu yurttikiler qattiq awaz bilen yighlidi. Padishah özimu Kidron éqinidin ötkende, barliq xelq chöllük teripige qarap yol aldi.
24 Вә мана, Задок билән Лавийларму Худаниң әһдә сандуғини көтирип биллә кәлди; улар Худаниң әһдә сандуғини йәрдә қойди. Барлиқ хәлиқ шәһәрдин чиқип өткичә Абиятар болса, қурбанлиқларни сунуп туратти.
We mana, Zadok bilen Lawiylarmu Xudaning ehde sanduqini kötürüp bille keldi; ular Xudaning ehde sanduqini yerde qoydi. Barliq xelq sheherdin chiqip ötküche Abiyatar bolsa, qurbanliqlarni sunup turatti.
25 Падиша Задокқа: Худаниң әһдә сандуғини шәһәргә яндуруп елип киргин. Мән әгәр Пәрвәрдигарниң көзлиридә илтипат тапсам, У чоқум мени яндуруп келиду вә У маңа әһдә сандуғини вә Өз маканини йәнә көргүзиду;
Padishah Zadokqa: Xudaning ehde sanduqini sheherge yandurup élip kirgin. Men eger Perwerdigarning közliride iltipat tapsam, U choqum méni yandurup kélidu we U manga ehde sanduqini we Öz makanini yene körgüzidu;
26 лекин У мениң тоғрамда: Сәндин хурсәнлигим йоқ, десә, мана мән; У мени қандақ қилишни лайиқ көрсә, шундақ қилсун, — деди.
lékin U méning toghramda: Sendin xursenlikim yoq, dése, mana men; U méni qandaq qilishni layiq körse, shundaq qilsun, — dédi.
27 Падиша каһин Задокқа: Сән алдин көргүчи әмәсму? Сән вә өз оғлуң Ахимааз вә Абиятарниң оғли Йонатан, йәни иккиңларниң икки оғлуңлар саңа һәмраһ болуп теч-аман шәһәргә қайтқин.
Padishah kahin Zadokqa: Sen aldin körgüchi emesmu? Sen we öz oghlung Aximaaz we Abiyatarning oghli Yonatan, yeni ikkinglarning ikki oghlunglar sanga hemrah bolup tinch-aman sheherge qaytqin.
28 Мана, мән силәрдин хәвәр кәлгичә чөлдики өткәлләрдә күтүп турай, — деди.
Mana, men silerdin xewer kelgüche chöldiki ötkellerde kütüp turay, — dédi.
29 Шуниң билән Задок билән Абиятар Худаниң әһдә сандуғини Йерусалимға қайтуруп берип, у йәрдә қалди.
Shuning bilen Zadok bilen Abiyatar Xudaning ehde sanduqini Yérusalémgha qayturup bérip, u yerde qaldi.
30 Лекин Давут Зәйтун теғиға чиққанда, бешини йепип ялаң аяқ болуп жиғлавататти; униң билән болған һәммә хәлиқниң һәр бири бешини йепип жиғлап чиқивататти.
Lékin Dawut Zeytun téghigha chiqqanda, béshini yépip yalang ayagh bolup yighlawatatti; uning bilen bolghan hemme xelqning herbiri béshini yépip yighlap chiqiwatatti.
31 Бириси келип Давутқа: Аһитофәлму Абшаломниң қәстигә қатнашқанлар ичидә екән, деди. Шуниң билән Давут дуа қилип: И Пәрвәрдигар, Аһитофәлниң мәслиһәтини ахмақаниликкә айландурғайсән, деди.
Birsi kélip Dawutqa: Ahitofelmu Abshalomning qestige qatnashqanlar ichide iken, dédi. Shuning bilen Dawut dua qilip: I Perwerdigar, Ahitofelning meslihetini exmeqanilikke aylandurghaysen, dédi.
32 Давут тағниң чоққисиға, йәни адәттә у мәхсус Худаға ибадәт қилидиған җайға йәткәндә, Аркилиқ Һушай тони житиқ, бешиға топа-чаң чечилған һалда униң алдиға кәлди.
Dawut taghning choqqisigha, yeni adette u mexsus Xudagha ibadet qilidighan jaygha yetkende, Arkiliq Hushay toni yirtiq, béshigha topa-chang chéchilghan halda uning aldigha keldi.
33 Давут униңға: Мениң билән барсаң, маңа жүк болуп қалисән;
Dawut uninggha: Méning bilen barsang, manga yük bolup qalisen;
34 лекин шәһәргә қайтип берип Абшаломға: И падиша, мән бүгүнгә қәдәр атаңниң қул-хизмәткари болғандәк, әнди сениң қул-хизмәткариң болай, дисәң, сән мән үчүн Аһитофәлниң мәслиһәтини бекар қиливетәләйсән.
lékin sheherge qaytip bérip Abshalomgha: I padishah, men bügün’ge qeder atangning qul-xizmetkari bolghandek, emdi séning qul-xizmetkaring bolay, diseng, sen men üchün Ahitofelning meslihetini bikar qiliwételeysen.
35 Мана Задок вә Абиятар дегән каһинларму шу йәрдә сән билән биллә болиду әмәсму? Падишаһниң ордисидин немә аңлисаң, Задок билән Абиятар каһинларға ейтқин.
Mana Zadok we Abiyatar dégen kahinlarmu shu yerde sen bilen bille bolidu emesmu? Padishahning ordisidin néme anglisang, Zadok bilen Abiyatar kahinlargha éytqin.
36 мана, уларниң икки оғли, йәни Задокниң оғли Ахимааз билән Абиятарниң оғли Йонатанму шу йәрдә уларниң йенида туриду. Һәр немә аңлисаң, улар арқилиқ маңа хәвәр йәткүзгин — деди.
mana, ularning ikki oghli, yeni Zadokning oghli Aximaaz bilen Abiyatarning oghli Yonatanmu shu yerde ularning yénida turidu. Hernéme anglisang, ular arqiliq manga xewer yetküzgin — dédi.
37 Шуниң билән Давутниң дости Һушай шәһәргә барди; Абшаломму дәл шу чағда Йерусалимға кирди.
Shuning bilen Dawutning dosti Hushay sheherge bardi; Abshalommu del shu chaghda Yérusalémgha kirdi.

< Самуил 2 15 >