< Самуил 2 14 >

1 Әнди Зәруияниң оғли Йоаб падиша қәлбиниң Абшаломға тәлмүриватқанлиғини байқиди.
Emdi Zeruiyaning oghli Yoab padishah qelbining Abshalomgha telmüriwatqanliqini bayqidi.
2 Шуниң үчүн Йоаб Тәкоаға адәм әвәтип у йәрдин данишмән бир хотунни әкәлдүрүп униңға: Сәндин өтүнәй, өзүңни матәм тутқан кишидәк көрситип қарилиқ кийими кийип, өзүңни әтирлик май билән яғлимай, бәлки өзүңни өлгүчи үчүн узун вақит һазидар болған аялдәк қилип
Shuning üchün Yoab Tekoagha adem ewetip u yerdin danishmen bir xotunni ekeldürüp uninggha: Sendin ötüney, özüngni matem tutqan kishidek körsitip qariliq kiyimi kiyip, özüngni etirlik may bilen yaghlimay, belki özüngni ölgüchi üchün uzun waqit hazidar bolghan ayaldek qilip
3 [Давут] падишаниң қешиға берип униңға мундақ дегин, — деди. Шундақ қилип, Йоаб демәкчи болғанлирини у аялға үгәтти.
[Dawut] padishahning qéshigha bérip uninggha mundaq dégin, — dédi. Shundaq qilip, Yoab démekchi bolghanlirini u ayalgha ögetti.
4 Шуниң билән Тәкоалиқ бу аял падишаниң алдиға берип, тазим қилип, баш уруп: И падишасим, мени қутқузивалғайла, — деди.
Shuning bilen Tekoaliq bu ayal padishahning aldigha bérip, tezim qilip, bash urup: I padishahim, méni qutquziwalghayla, — dédi.
5 Падиша униңдин: Немә дәрдиң бар? дәп сориди. У җавап берип: Мән дәрвәқә бир тул хотунмән! Ерим өлүп кәтти;
Padishah uningdin: Néme derding bar? dep soridi. U jawap bérip: Men derweqe bir tul xotunmen! Érim ölüp ketti;
6 Дедәклириниң икки оғли бар еди. Иккиси етизлиқта урушуп қелип, ариға чүшидиған адәм болмиғачқа, бири йәнә бирини уруп өлтүрүп қойди.
Dédeklirining ikki oghli bar idi. Ikkisi étizliqta urushup qélip, arigha chüshidighan adem bolmighachqa, biri yene birini urup öltürüp qoydi.
7 Мана, һазир пүтүн өйдикиләр дедәклиригә қарши қопуп, инисини өлтүргинини бизгә тутуп бәргин; инисиниң җенини елип, қәтл қилғини үчүн биз җанға җан алимиз. Шуниң биләнму мирас алғучини йоқитимиз, дәватиду. Улар шундақ қилип ялғуз қалған чоғумни өчүрүп, еримгә нә нам нә йәр йүзидә әвлатму қалдурғили қоймайду, — деди.
Mana, hazir pütün öydikiler dédeklirige qarshi qopup, inisini öltürginini bizge tutup bergin; inisining jénini élip, qetl qilghini üchün biz jan’gha jan alimiz. Shuning bilenmu miras alghuchini yoqitimiz, dewatidu. Ular shundaq qilip yalghuz qalghan choghumni öchürüp, érimge ne nam ne yer yüzide ewladmu qaldurghili qoymaydu, — dédi.
8 Падиша аялға: Өйүңгә барғин, мән әһвалға қарап сән тоғрилиқ һөкүм чиқиримән, — деди.
Padishah ayalgha: Öyüngge barghin, men ehwalgha qarap sen toghruluq höküm chiqirimen, — dédi.
9 Тәкоалиқ аял падишаға: И, ғоҗам падиша, бу ишта гуна болса, һәммиси мениң билән атамниң җәмәти үстидә болсун, падиша вә униң тәхти билән мунасивәтсиз болсун, — деди.
Tekoaliq ayal padishahqa: I, ghojam padishah, bu ishta gunah bolsa, hemmisi méning bilen atamning jemeti üstide bolsun, padishah we uning texti bilen munasiwetsiz bolsun, — dédi.
10 Падишаһ: Бирәр ким саңа [бу тоғрилиқ] гәп қилса, уни мениң қешимға елип кәлгин, у сени йәнә аварә қилмайдиған болиду, — деди.
Padishah: Birer kim sanga [bu toghruluq] gep qilsa, uni méning qéshimgha élip kelgin, u séni yene aware qilmaydighan bolidu, — dédi.
11 Аял җавап берип: Ундақта падиша Пәрвәрдигар Худалирини яд қилғайла, қанға қан интиқам алғучиларниң оғлумни йоқатмаслиғи үчүн, уларниң һалак қилишиға йол қоймиғайла, — деди. Падишаһ: Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, Сениң оғлуңниң бир тал чечи йәргә чүшмәйду, — деди.
Ayal jawab bérip: Undaqta padishah Perwerdigar Xudalirini yad qilghayla, qan’gha qan intiqam alghuchilarning oghlumni yoqatmasliqi üchün, ularning halak qilishigha yol qoymighayla, — dédi. Padishah: Perwerdigarning hayati bilen qesem qilimenki, Séning oghlungning bir tal chéchi yerge chüshmeydu, — dédi.
12 Лекин аял: Дедәклири ғоҗам падишаға йәнә бир сөзни дегили қойғайла, девиди, у: Ейтқин — деди.
Lékin ayal: Dédekliri ghojam padishahqa yene bir sözni dégili qoyghayla, déwidi, u: Éytqin — dédi.
13 Аял йәнә мундақ деди: Әнди сили немишкә Худаниң хәлқигә шуниңға охшаш зиянлиқ бир ишни нийәт қилдила? Падиша шу гепи билән өзини гунакар қилип бекитиватиду, чүнки у өзи палиған кишини қайтуруп әкәлмиди.
Ayal yene mundaq dédi: Emdi sili némishqa Xudaning xelqige shuninggha oxshash ziyanliq bir ishni niyet qildila? Padishah shu gépi bilen özini gunahkar qilip békitiwatidu, chünki u özi palighan kishini qayturup ekelmidi.
14 Дәрвәқә һәммимиз чоқум өлүп, йәргә төкүлгән, қайтидин жиғивалғили болмайдиған судәк болимиз. Лекин Худа адәмниң җенини елишқа әмәс, бәлки Өз паланғинини Өзигә қайтуруп әкилишкә илаҗ қилиду.
Derweqe hemmimiz choqum ölüp, yerge tökülgen, qaytidin yighiwalghili bolmaydighan sudek bolimiz. Lékin Xuda ademning jénini élishqa emes, belki Öz palan’ghinini Özige qayturup ekilishke ilaj qilidu.
15 Әмәлийәттә, мениң ғоҗам падишаға шу иш тоғрисидин сөз қилғили келишимниң сәвәви, хәлиқ мени қорқатти. Лекин дедәклири: Бу гәпни падишаға ейтай! Падиша бәлким өз чөрисиниң илтимасини беҗа кәлтүрәр, дегән ойда болди.
Emeliyette, méning ghojam padishahqa shu ish toghrisidin söz qilghili kélishimning sewebi, xelq méni qorqatti. Lékin dédekliri: Bu gepni padishahqa éytay! Padishah belkim öz chörisining iltimasini beja keltürer, dégen oyda boldi.
16 Чүнки падиша аңлиши мүмкин, чөрисини һәм оғлумни Худаниң мирасидин тәң йоқатмақчи болған кишиниң қолидин қутқузуп қалар.
Chünki padishah anglishi mumkin, chörisini hem oghlumni Xudaning mirasidin teng yoqatmaqchi bolghan kishining qolidin qutquzup qalar.
17 Шуңа дедәклири, ғоҗам падишаниң сөзи маңа арамлиқ берәр, дәп ойлидим. Чүнки ғоҗам падиша Худаниң бир пәриштисидәк яхши-яманни пәриқ әткүчидур. Пәрвәрдигар Худалири сили билән биллә болғай!
Shunga dédekliri, ghojam padishahning sözi manga aramliq bérer, dep oylidim. Chünki ghojam padishah Xudaning bir perishtisidek yaxshi-yamanni perq etküchidur. Perwerdigar Xudaliri sili bilen bille bolghay!
18 Падиша аялға җавап берип: Сәндин өтүнимәнки, мән сәндин соримақчи болған ишни мәндин йошурмиғайсән, деди. Аял: Ғоҗам падиша сөз қилсила, деди.
Padishah ayalgha jawab bérip: Sendin ötünimenki, men sendin sorimaqchi bolghan ishni mendin yoshurmighaysen, dédi. Ayal: Ghojam padishah söz qilsila, dédi.
19 Падишаһ: Бу гәплириңниң һәммиси Йоабниң көрсәтмисиму, қандақ? — деди. Аял җавап берип: И, ғоҗам падиша, силиниң җанлири билән қәсәм қилимәнки, ғоҗам падиша ейтқанлири оңғиму, солғиму қаймайдиған һәқиқәттур. Дәрвәқә силиниң қуллири Йоаб маңа шуни тапилап, бу сөзләрни дедәклириниң ағзиға салди.
Padishah: Bu gepliringning hemmisi Yoabning körsetmisimu, qandaq? — dédi. Ayal jawab bérip: I, ghojam padishah, silining janliri bilen qesem qilimenki, ghojam padishah éytqanliri ongghimu, solghimu qaymaydighan heqiqettur. Derweqe silining qulliri Yoab manga shuni tapilap, bu sözlerni dédeklirining aghzigha saldi.
20 Йоабниң бундақ қилиши бу ишни һәл қилиш үчүн еди. Ғоҗамниң даналиғи Худаниң бир пәриштисиниңкидәк екән, зиминда йүз бериватқан һәммә ишларни билидикән, — деди.
Yoabning bundaq qilishi bu ishni hel qilish üchün idi. Ghojamning danaliqi Xudaning bir perishtisiningkidek iken, zéminda yüz bériwatqan hemme ishlarni bilidiken, — dédi.
21 Шуниң билән падиша Йоабқа: Мақул! Мана, бу ишқа иҗазәт бәрдим. Берип у жигит Абшаломни елип кәлгин, деди.
Shuning bilen padishah Yoabqa: Maqul! Mana, bu ishqa ijazet berdim. Bérip u yigit Abshalomni élip kelgin, dédi.
22 Йоаб йәргә жиқилип баш уруп, падишаға бәхит-бәрикәт тилиди. Андин Йоаб: И ғоҗам падиша, өз қулуңниң тәливигә иҗазәт бәргиниңдин, өз қулуңниң сениң алдиңда илтипат тапқинини бүгүн билдим, — деди.
Yoab yerge yiqilip bash urup, padishahqa bext-beriket tilidi. Andin Yoab: I ghojam padishah, öz qulungning telipige ijazet berginingdin, öz qulungning séning aldingda iltipat tapqinini bügün bildim, — dédi.
23 Андин Йоаб қозғилип, Гәшурға берип Абшаломни Йерусалимға елип кәлди.
Andin Yoab qozghilip, Geshurgha bérip Abshalomni Yérusalémgha élip keldi.
24 Амма падиша: — У мениң йүзүмни көрмәй, өз өйигә барсун, дегән еди. Шуңа Абшалом падишаниң йүзини көрмәй, өз өйигә кәтти.
Emma padishah: — U méning yüzümni körmey, öz öyige barsun, dégenidi. Shunga Abshalom padishahning yüzini körmey, öz öyige ketti.
25 Әнди пүткүл Исраил тәвәсидә Абшаломдәк чирайлиқ дәп махталған адәм йоқ еди. Тапинидин тартип чоққусиғичә униңда һеч әйип йоқ еди.
Emdi pütkül Israil teweside Abshalomdek chirayliq dep maxtalghan adem yoq idi. Tapinidin tartip choqqusighiche uningda héch eyib yoq idi.
26 Униң чечини чүшүргәндә (у һәр жилниң ахирида чечини чүшүрәтти; чечи еғирлишип кәткәчкә, шуңа уни чүшүрәтти), чечини падишаниң «өлчәм тараза»си билән тартса икки йүз шәкәл чиқатти.
Uning chéchini chüshürgende (u her yilning axirida chéchini chüshüretti; chéchi éghirliship ketkechke, shunga uni chüshüretti), chéchini padishahning «ölchem taraza»si bilen tartsa ikki yüz shekel chiqatti.
27 Абшаломдин үч оғул вә Тамар исимлиқ бир қиз туғулди. Қизи толиму чирайлиқ еди.
Abshalomdin üch oghul we Tamar isimlik bir qiz tughuldi. Qizi tolimu chirayliq idi.
28 Абшалом падишаниң йүзини көрмәй, Йерусалимда топтоғра икки жил тошқичә турди;
Abshalom padishahning yüzini körmey, Yérusalémda toptoghra ikki yil toshquche turdi;
29 Абшалом Йоабқа адәм маңдуруп, өзини падишаниң қешиға әвәтишини өтүнди, амма у кәлгили унимиди. Абшалом иккинчи қетим униң йениға адәм әвәтти, лекин Йоаб келишни халимиди.
Abshalom Yoabqa adem mangdurup, özini padishahning qéshigha ewetishini ötündi, emma u kelgili unimidi. Abshalom ikkinchi qétim uning yénigha adem ewetti, lékin Yoab kélishni xalimidi.
30 Шуниң билән Абшалом өз хизмәткарлириға: — Йоабниң мениңкигә яндаш арпа териқлиқ бир парчә етизлиғи бар. Берип униңға от қоюңлар, дәп буйруди. Шундақ қилип, Абшаломниң хизмәткарлири Йоабниң бу бир парчә етизлиғиға от қойди.
Shuning bilen Abshalom öz xizmetkarlirigha: — Yoabning méningkige yandash arpa tériqliq bir parche étizliqi bar. Bérip uninggha ot qoyunglar, dep buyrudi. Shundaq qilip, Abshalomning xizmetkarliri Yoabning bu bir parche étizliqigha ot qoydi.
31 Андин Йоаб қозғилип Абшаломниң өйигә кирип униңдин: Немишкә хизмәткарлириң етизлиғимға от қойди! — дәп сориди.
Andin Yoab qozghilip Abshalomning öyige kirip uningdin: Némishqa xizmetkarliring étizliqimgha ot qoydi! — dep soridi.
32 Абшалом Йоабқа җавап берип: Мана, мән саңа адәм әвәтип: Қешимға кәлсун, андин падишаниң қешиға маңа вакалитән барғузуп униңға: Мән немишкә Гәшурдин йенип кәлгәндимән? У йәрдә қалсам, яхши болаттикән, дәп ейтқузмақчи едим. Әнди падиша билән дидарлашсам дәймән; мәндә қәбиһлик болса, у мени өлтүрсун, — деди.
Abshalom Yoabqa jawab bérip: Mana, men sanga adem ewetip: Qéshimgha kelsun, andin padishahning qéshigha manga wakaliten barghuzup uninggha: Men némishqa Geshurdin yénip kelgendimen? U yerde qalsam, yaxshi bolattiken, dep éytquzmaqchi idim. Emdi padishah bilen didarlashsam deymen; mende qebihlik bolsa, u méni öltürsun, — dédi.
33 Шуниң билән Йоаб падишаниң қешиға берип, униңға бу хәвәрни йәткүзди. Падиша Абшаломни чақирди; у падишаниң қешиға келип, падишаниң алдида тазим қилип баш урди; падиша Абшаломни сөйди.
Shuning bilen Yoab padishahning qéshigha bérip, uninggha bu xewerni yetküzdi. Padishah Abshalomni chaqirdi; u padishahning qéshigha kélip, padishahning aldida tezim qilip bash urdi; padishah Abshalomni söydi.

< Самуил 2 14 >