< Самуил 2 13 >
1 Давутниң оғли Абшаломниң Тамар дегән чирайлиқ бир сиңлиси бар еди. Бу ишлардин кейин, Давутниң оғли Амнон униңға ашиқ болуп қалди.
Dawutning oghli Abshalomning Tamar dégen chirayliq bir singlisi bar idi. Bu ishlardin kéyin, Dawutning oghli Amnon uninggha ashiq bolup qaldi.
2 Амнон сиңлиси Тамарниң ишқида шунчә дәрд тарттики, у кесәл болуп қалди. Амма Тамар техи қиз еди; шуниң билән Амнонға уни бир иш қилиш мүмкин болмайдиғандәк көрүнди.
Amnon singlisi Tamarning ishqida shunche derd tarttiki, u késel bolup qaldi. Emma Tamar téxi qiz idi; shuning bilen Amnon’gha uni bir ish qilish mumkin bolmaydighandek köründi.
3 Лекин Амнонниң Йонадаб исимлиқ бир дости бар еди. У Давутниң акиси Шимеаһниң оғли еди. Бу Йонадаб толиму һейлигәр бир киши еди.
Lékin Amnonning Yonadab isimlik bir dosti bar idi. U Dawutning akisi Shiméahning oghli idi. Bu Yonadab tolimu hiyliger bir kishi idi.
4 У Амнонға: Сән падишаниң оғли туруп, немишкә күндин күнгә бундақ җүдәп кетисән? Қени, маңа ейтип бәр, деди. Амнон униңға: Мән иним Абшаломниң сиңлиси Тамарға ашиқ болдум, деди.
U Amnon’gha: Sen padishahning oghli turup, némishqa kündin kün’ge bundaq jüdep kétisen? Qéni, manga éytip ber, dédi. Amnon uninggha: Men inim Abshalomning singlisi Tamargha ashiq boldum, dédi.
5 Йонадаб униңға: Сән ағрип орун тутуп, йетип қалған болувал; атаң сени көргили кәлгәндә униңға: Сиңлим Тамар келип маңа тамақ бәрсун; униң тамақ әткинини көрүшүм үчүн, алдимда тамақ етип бәрсун, мән униң қолидин тамақ йәй, дәп ейтқин, деди.
Yonadab uninggha: Sen aghrip orun tutup, yétip qalghan boluwal; atang séni körgili kelgende uninggha: Singlim Tamar kélip manga tamaq bersun; uning tamaq etkinini körüshüm üchün, aldimda tamaq étip bersun, men uning qolidin tamaq yey, dep éytqin, dédi.
6 Шуниң билән Амнон йетивелип өзини кесәл көрсәтти. Падиша уни көргили кәлгәндә, Амнон падишаға: Өтүнимән, сиңлим Тамар бу йәргә келип, маңа икки қотурмач тәйяр қилип бәрсун, андин мән униң қолидин елип йәй, деди.
Shuning bilen Amnon yétiwélip özini késel körsetti. Padishah uni körgili kelgende, Amnon padishahqa: Ötünimen, singlim Tamar bu yerge kélip, manga ikki qoturmach teyyar qilip bersun, andin men uning qolidin élip yey, dédi.
7 Шуниң билән Давут ордисиға адәм әвәтип Тамарға: Сәндин өтүнимәнки, акаң Амнонниң өйигә берип, униңға йегидәк бир немә тәйярлап бәргин, дәп ейтти.
Shuning bilen Dawut ordisigha adem ewetip Tamargha: Sendin ötünimenki, akang Amnonning öyige bérip, uninggha yégüdek bir néme teyyarlap bergin, dep éytti.
8 Тамар Амнонниң өйигә барди; у ятқан еди. У ун елип жуғуруп, қотурмачларни көз алдида әтти.
Tamar Amnonning öyige bardi; u yatqanidi. U un élip yughurup, qoturmachlarni köz aldida etti.
9 Андин у қотурмачни қазандин елип, униң алдиға қойди. Лекин у йигили унимиди; у: — Һәммә адәм мениң қешимдин чиқип кәтсун, деди. Шуниң билән һәммә кишиләр униң қешидин чиқип кәтти.
Andin u qoturmachni qazandin élip, uning aldigha qoydi. Lékin u yigili unimidi; u: — Hemme adem méning qéshimdin chiqip ketsun, dédi. Shuning bilen hemme kishiler uning qéshidin chiqip ketti.
10 Андин Амнон Тамарға: Таамни ичкирики һуҗриға елип киргин, андин қолуңдин елип йәймән, — деди. Тамар өзи әткән қотурмачни ичкирики һуҗриға, акиси Амнонниң қешиға елип кирди.
Andin Amnon Tamargha: Taamni ichkiriki hujrigha élip kirgin, andin qolungdin élip yeymen, — dédi. Tamar özi etken qoturmachni ichkiriki hujrigha, akisi Amnonning qéshigha élip kirdi.
11 Тамар уларни униңға йегүзүп қоймақчи болувиди, у уни тутувелип: И сиңлим, кәл! Мән билән ятқин! деди.
Tamar ularni uninggha yégüzüp qoymaqchi boluwidi, u uni tutuwélip: I singlim, kel! Men bilen yatqin! dédi.
12 Лекин у униңға җавап берип: Яқ, и ака, мени номусқа қоймиғин! Исраилда бундақ иш йоқ! Сән бундақ пәскәшлик қилмиғин!
Lékin u uninggha jawab bérip: Yaq, i aka, méni nomusqa qoymighin! Israilda bundaq ish yoq! Sen bundaq peskeshlik qilmighin!
13 Мән бу шәрмәндичиликни қандақму көтирип жүрәләймән?! Сән болсаң Исраилниң арисидики ахмақлардин болуп қалисән. Өтүнүп қалай, пәқәт падишаға десәңла, у мени саңа тәвә болуштин тосимайду, — деди.
Men bu shermendichilikni qandaqmu kötürüp yüreleymen?! Sen bolsang Israilning arisidiki exmeqlerdin bolup qalisen. Ötünüp qalay, peqet padishahqa désengla, u méni sanga tewe bolushtin tosimaydu, — dédi.
14 Лекин у униң сөзигә қулақ салмиди. У униңдин күчлүк келип, уни зорлап аяқ асти қилип униң билән ятти.
Lékin u uning sözige qulaq salmidi. U uningdin küchlük kélip, uni zorlap ayagh asti qilip uning bilen yatti.
15 Андин Амнон униңға интайин қаттиқ нәпрәтләнди; униң униңға болған нәприти униңға болған әслидики муһәббитидин зиядә болди. Амнон униңға: Қопуп, йоқал! — деди.
Andin Amnon uninggha intayin qattiq nepretlendi; uning uninggha bolghan nepriti uninggha bolghan eslidiki muhebbitidin ziyade boldi. Amnon uninggha: Qopup, yoqal! — dédi.
16 Тамар униңға: Яқ! Мени һайдиған гунайиң сән һели маңа қилған шу иштин бәттәрдур, деди. Лекин Амнон униңға қулақ салмиди,
Tamar uninggha: Yaq! Méni heydigen gunahing sen héli manga qilghan shu ishtin betterdur, dédi. Lékin Amnon uninggha qulaq salmidi,
17 бәлки хизмитидики яш жигитни чақирип: Бу [хотунни] маңа чаплаштурмай, сиртқа чиқиривәт, андин ишикни тақап қой, деди.
belki xizmitidiki yash yigitni chaqirip: Bu [xotunni] manga chaplashturmay, sirtqa chiqiriwet, andin ishikni taqap qoy, dédi.
18 Тамар толиму рәңдар бир көйнәк кийгән еди; чүнки падишаниң техи ятлиқ болмиған қизлири шундақ кийим кийәтти. Амнонниң хизмәткари уни қоғлап чиқирип, ишикни тақивалди.
Tamar tolimu rengdar bir könglek kiygenidi; chünki padishahning téxi yatliq bolmighan qizliri shundaq kiyim kiyetti. Amnonning xizmetkari uni qoghlap chiqirip, ishikni taqiwaldi.
19 Тамар бешиға күл чечип, кийгән рәңдар көйнигини житип, қолини бешиға қоюп жиғлиған пети кетивататти.
Tamar béshigha kül chéchip, kiygen rengdar könglikini yirtip, qolini béshigha qoyup yighlighan péti kétiwatatti.
20 Акиси Абшалом униңға: Акаң Амнон сән билән яттиму? Һазирчә җим турғин, сиңлим. У сениң акаң әмәсму? Бу ишни көңлүггә алмиғин, — деди. Тамар акиси Абшаломниң өйидә көңли сунуқ һалда туруп қалди.
Akisi Abshalom uninggha: Akang Amnon sen bilen yattimu? Hazirche jim turghin, singlim. U séning akang emesmu? Bu ishni könglügge almighin, — dédi. Tamar akisi Abshalomning öyide köngli sunuq halda turup qaldi.
21 Давут падишаму болған барлиқ ишларни аңлап интайин аччиқланди.
Dawut padishahmu bolghan barliq ishlarni anglap intayin achchiqlandi.
22 Абшалом болса Амнонға я яхши, я яман һеч гәп қилмиди. Чүнки Абшалом сиңлиси Тамарни Амнонниң хорлиғанлиғидин уни өч көрәтти.
Abshalom bolsa Amnon’gha ya yaxshi, ya yaman héch gep qilmidi. Chünki Abshalom singlisi Tamarni Amnonning xorlighanliqidin uni öch köretti.
23 Толуқ икки жил өтүп, Әфраимға йеқин Баал-Һазорда Абшаломниң қирқиғучилири қойлирини қирқивататти; у падишаниң һәммә оғуллирини тәклип қилди.
Toluq ikki yil ötüp, Efraimgha yéqin Baal-Hazorda Abshalomning qirqighuchiliri qoylirini qirqiwatatti; u padishahning hemme oghullirini teklip qildi.
24 Абшалом падишаниң қешиға келип: Мана қуллири қойлирини қирқитиватиду, падиша вә хизмәткарлириниң силиниң қуллири билән биллә беришини өтүнимән, — деди.
Abshalom padishahning qéshigha kélip: Mana qulliri qoylirini qirqitiwatidu, padishah we xizmetkarlirining silining qulliri bilen bille bérishini ötünimen, — dédi.
25 Падиша Абшаломға: Яқ, оғлум, биз һәммимиз бармайли, саңа еғирчилиқ чүшүп қалмисун, — деди. Абшалом шунчә десиму, у барғили унимиди, бәлки униңға амәт тилиди.
Padishah Abshalomgha: Yaq, oghlum, biz hemmimiz barmayli, sanga éghirchiliq chüshüp qalmisun, — dédi. Abshalom shunche désimu, u barghili unimidi, belki uninggha amet tilidi.
26 Лекин Абшалом: Әгәр беришқа унимисила, акам Амнонни биз билән барғили қойсила, — деди. Падиша униңдин: Немишкә у сениң билән бариду?» — дәп сориди.
Lékin Abshalom: Eger bérishqa unimisila, akam Amnonni biz bilen barghili qoysila, — dédi. Padishah uningdin: Némishqa u séning bilen baridu?» — dep soridi.
27 Амма Абшалом уни көп зорлиғини үчүн у Амнонниң, шундақла падишаниң һәммә оғуллириниң униң билән биллә беришиға қошулди.
Emma Abshalom uni köp zorlighini üchün u Amnonning, shundaqla padishahning hemme oghullirining uning bilen bille bérishigha qoshuldi.
28 Абшалом өз ғуламлириға буйруп: Сәгәк туруңлар, Амнон шарап ичип хуш кәйп болғанда, мән силәргә Амнонни уруңлар десәм, уни дәрһал өлтүрүңлар. Қорқмаңлар! Буларни силәргә буйруғучи мән әмәсму? Җүръәтлик болуп батурлуқ көрситиңлар — деди.
Abshalom öz ghulamlirigha buyrup: Segek turunglar, Amnon sharab ichip xush keyp bolghanda, men silerge Amnonni urunglar désem, uni derhal öltürünglar. Qorqmanglar! Bularni silerge buyrughuchi men emesmu? Jür’etlik bolup baturluq körsitinglar — dédi.
29 Шуниң билән Абшаломниң ғуламлири Амнонға Абшалом өзи буйруғандәк қилди. Шуан падишаниң һәммә оғуллири қопуп, һәр бири өз қечириға минип қачти.
Shuning bilen Abshalomning ghulamliri Amnon’gha Abshalom özi buyrughandek qildi. Shuan padishahning hemme oghulliri qopup, her biri öz qéchirigha minip qachti.
30 Шундақ болдики, улар техи йолда қечип кетиватқанда, «Абшалом падишаниң һәммә оғуллирини өлтүрди. Уларниң һеч бири қалмиди» дегән хәвәр Давутқа йәткүзүлди.
Shundaq boldiki, ular téxi yolda qéchip kétiwatqanda, «Abshalom padishahning hemme oghullirini öltürdi. Ularning héch biri qalmidi» dégen xewer Dawutqa yetküzüldi.
31 Падиша қопуп кийимлирини житип йәрдә дүм ятти; униң һәммә қул-хизмәткарлири болса кийимлири житиқ һалда йенида туратти.
Padishah qopup kiyimlirini yirtip yerde düm yatti; uning hemme qul-xizmetkarliri bolsa kiyimliri yirtiq halda yénida turatti.
32 Амма Давутниң акиси Шимеаһниң оғли Йонадаб униңға: — Ғоҗам, улар падишаниң оғуллири болған һәммә жигитләрни өлтүрди, дәп хиял қилмисила. Чүнки пәқәт Амнон өлди; у иш Амнонниң Абшаломниң сиңлиси Тамарни хар қилған күндин башлап Абшаломниң ағзидин чиқармиған нийити еди.
Emma Dawutning akisi Shiméahning oghli Yonadab uninggha: — Ghojam, ular padishahning oghulliri bolghan hemme yigitlerni öltürdi, dep xiyal qilmisila. Chünki peqet Amnon öldi; u ish Amnonning Abshalomning singlisi Tamarni xar qilghan kündin bashlap Abshalomning aghzidin chiqarmighan niyiti idi.
33 Әнди ғоҗам падиша «Падишаһниң һәммә оғуллири өлди» дегән ойда болуп көңүллирини беарам қилмисила. Чүнки пәқәт Амнонла өлди — деди.
Emdi ghojam padishah «Padishahning hemme oghulliri öldi» dégen oyda bolup köngüllirini biaram qilmisila. Chünki peqet Amnonla öldi — dédi.
34 Абшалом болса қечип кәткән еди. [Йерусалимдики] күзәтчи ғулам қаривиди, мана, ғәрип тәрипидин тағниң йенидики йол билән нурғун адәмләр келивататти.
Abshalom bolsa qéchip ketkenidi. [Yérusalémdiki] közetchi ghulam qariwidi, mana, gherb teripidin taghning yénidiki yol bilen nurghun ademler kéliwatatti.
35 Йонадаб падишаға: Мана, падишаниң оғуллири кәлди. Дәл қуллири дегәндәк болди — деди.
Yonadab padishahqa: Mana, padishahning oghulliri keldi. Del qulliri dégendek boldi — dédi.
36 Сөзини түгитип туривиди, падишаниң оғуллири келип қаттиқ жиға-зерә қилди. Падиша билән хизмәткарлириму қаттиқ жиғлашти.
Sözini tügitip turiwidi, padishahning oghulliri kélip qattiq yigha-zar qildi. Padishah bilen xizmetkarlirimu qattiq yighlashti.
37 Лекин Абшалом болса Гәшурниң падишаси, Аммиһудниң оғли Талмайниң қешиға барди. Давут оғли үчүн һәр күни һаза тутуп қайғурди.
Lékin Abshalom bolsa Geshurning padishahi, Ammihudning oghli Talmayning qéshigha bardi. Dawut oghli üchün her küni haza tutup qayghurdi.
38 Абшалом қечип, Гәшурға берип у йәрдә үч жил турди.
Abshalom qéchip, Geshurgha bérip u yerde üch yil turdi.
39 Давут падишаниң қәлби Абшаломниң йениға беришқа интизар болди; чүнки у Амнонға нисбәтән тәсәлли тапқан еди, чүнки у өлгән еди.
Dawut padishahning qelbi Abshalomning yénigha bérishqa intizar boldi; chünki u Amnon’gha nisbeten teselli tapqanidi, chünki u ölgenidi.