< Самуил 2 12 >

1 Пәрвәрдигар Натанни Давутниң қешиға маңдурди. У Давутниң қешиға келип униңға мундақ деди: «Бир шәһәрдә икки адәм бар болуп, бириси бай, йәнә бириси кәмбәғәл еди.
Perwerdigar Natanni Dawutning qéshigha mangdurdi. U Dawutning qéshigha kélip uninggha mundaq dédi: «Bir sheherde ikki adem bar bolup, birsi bay, yene birsi kembeghel idi.
2 Байниң интайин тола қой вә кала падилири бар еди.
Bayning intayin tola qoy we kala padiliri bar idi.
3 Лекин кәмбәғәлниң өзи сетивелип баққан кичик бир сағлиқ қозидин башқа бир нәрсиси йоқ еди. Қоза кәмбәғәлниң өйидә балилири билән тәң өсүп чоң болди. Қоза униң йегинидин йәп, униң ичкинидин ичип, униң қучиғида ухлиди; униң нәзиридә у өз қизидәк еди.
Lékin kembeghelning özi sétiwélip baqqan kichik bir saghliq qozidin bashqa bir nersisi yoq idi. Qoza kembeghelning öyide baliliri bilen teng ösüp chong boldi. Qoza uning yéginidin yep, uning ichkinidin ichip, uning quchiqida uxlidi; uning neziride u öz qizidek idi.
4 Бир күни бир йолучи байниңкигә кәлди. Амма у өзигә кәлгән меһман үчүн өзиниң қой яки кала падилиридин бирини йегүзүшкә тәйярлашқа көзи қиймай, бәлки кәмбәғәлниң қозисини тартивелип союп, кәлгән меһман үчүн тәйярлиди».
Bir küni bir yoluchi bayningkige keldi. Emma u özige kelgen méhman üchün özining qoy yaki kala padiliridin birini yégüzüshke teyyarlashqa közi qiymay, belki kembeghelning qozisini tartiwélip soyup, kelgen méhman üchün teyyarlidi».
5 Давут буни аңлап у кишигә қаттиқ ғәзәпләнди. У Натанға: Пәрвәрдигарниң һаяти билән [қәсәм қилимәнки], шуни қилған адәм өлүмгә лайиқтур!
Dawut buni anglap u kishige qattiq ghezeplendi. U Natan’gha: Perwerdigarning hayati bilen [qesem qilimenki], shuni qilghan adem ölümge layiqtur!
6 У һеч рәһимдиллиқ көрсәтмәй бу ишни қилғини үчүн қозиға төрт һәссә төләм төлисун — деди.
U héch rehimdilliq körsetmey bu ishni qilghini üchün qozigha töt hesse tölem tölisun — dédi.
7 Натан Давутқа: Сән дәл шу кишидурсән! Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мән сени Исраилниң үстидә падиша болғили мәсиһ қилдим вә Саулниң қолидин қутқуздум;
Natan Dawutqa: Sen del shu kishidursen! Israilning Xudasi Perwerdigar mundaq deydu: «Men séni Israilning üstide padishah bolghili mesih qildim we Saulning qolidin qutquzdum;
8 Мән ғоҗаңниң җәмәтини саңа берип, ғоҗаңниң аяллирини қучиғиңға ятқузуп, Исраилниң җәмәти билән Йәһуданиң җәмәтини саңа бәрдим. Әгәр сән буни аз көргән болсаң, Мән саңа йәнә һәссиләп берәттим;
Men ghojangning jemetini sanga bérip, ghojangning ayallirini quchiqinggha yatquzup, Israilning jemeti bilen Yehudaning jemetini sanga berdim. Eger sen buni az körgen bolsang, Men sanga yene hessilep bérettim;
9 Немишкә Пәрвәрдигарниң сөзини көзгә илмай, униң нәзиридә рәзил болғанни қилдиң? Сән Һиттий Урияни қилич билән өлтүргүзүп, униң аялини өзүңгә аял қилдиң, сән уни Аммонийларниң қиличи билән қәтл қилдиң.
Némishqa Perwerdigarning sözini közge ilmay, uning neziride rezil bolghanni qilding? Sen Hittiy Uriyani qilich bilen öltürgüzüp, uning ayalini özüngge ayal qilding, sen uni Ammoniylarning qilichi bilen qetl qilding.
10 Әнди сән Мени көзгә илмай, Һиттий Урияниң аялини өзүңгә аял қилғиниң үчүн, қилич сениң өйүңдин айрилмайду».
Emdi sen Méni közge ilmay, Hittiy Uriyaning ayalini özüngge ayal qilghining üchün, qilich séning öyüngdin ayrilmaydu».
11 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мана өз өйүңдин саңа яманлиқ кәлтүрүп, көзлириңниң алдида аяллириңни елип, саңа йеқин бирисигә беримән, у болса күпкүндүздә аяллириң билән ятиду.
Perwerdigar mundaq deydu: — «Mana öz öyüngdin sanga yamanliq keltürüp, közliringning aldida ayalliringni élip, sanga yéqin birsige bérimen, u bolsa küpkündüzde ayalliring bilen yatidu.
12 Сән болсаң у ишни мәхпий қилдиң, лекин Мән бу ишни пүткүл Исраилниң алдида күндүздә қилимән» — деди.
Sen bolsang u ishni mexpiy qilding, lékin Men bu ishni pütkül Israilning aldida kündüzde qilimen» — dédi.
13 Давут Натанға: — Мән Пәрвәрдигарниң алдида гуна қилдим — деди. Натан Давутқа: Пәрвәрдигар һәм гунайиңдин өтти; сән өлмәйсән.
Dawut Natan’gha: — Men Perwerdigarning aldida gunah qildim — dédi. Natan Dawutqa: Perwerdigar hem gunahingdin ötti; sen ölmeysen.
14 Һалбуки, бу иш билән Пәрвәрдигарниң дүшмәнлиригә күпүрлүк қилишқа пурсәт бәргиниң үчүн, сениңдин туғулған оғул бала чоқум өлиду, — деди.
Halbuki, bu ish bilen Perwerdigarning düshmenlirige kupurluq qilishqa purset bergining üchün, séningdin tughulghan oghul bala choqum ölidu, — dédi.
15 Шуниң билән Натан өз өйигә қайтип кәтти. Пәрвәрдигар Урияниң аялидин Давутқа туғулған балини шундақ урдики, у қаттиқ кесәл болди.
Shuning bilen Natan öz öyige qaytip ketti. Perwerdigar Uriyaning ayalidin Dawutqa tughulghan balini shundaq urdiki, u qattiq késel boldi.
16 Давут бала һәққидә Худаға йелинди. У роза тутуп, кечиләрдә ичкиригә кирип йәрдә дүм ятатти.
Dawut bala heqqide Xudagha yélindi. U roza tutup, kéchilerde ichkirige kirip yerde düm yatatti.
17 Униң җәмәтиниң ақсақаллири қопуп униң қешиға берип, уни йәрдин қопурмақчи болди; лекин у унимиди вә улар билән тамақ йейишни рәт қилди.
Uning jemetining aqsaqalliri qopup uning qéshigha bérip, uni yerdin qopurmaqchi boldi; lékin u unimidi we ular bilen tamaq yéyishni ret qildi.
18 Йәттинчи күни бала өлди. Давутниң хизмәткарлири бала өлди, дегән хәвәрни униңға бериштин қорқуп: «Бала тирик вақитида падиша бизниң сөзлиримизгә қулақ салмиди, әнди биз қандақму униңға бала өлди, дәп хәвәр беримиз? У өзини зәхимләндүрүши мүмкин!» — дейишти.
Yettinchi küni bala öldi. Dawutning xizmetkarliri bala öldi, dégen xewerni uninggha bérishtin qorqup: «Bala tirik waqitida padishah bizning sözlirimizge qulaq salmidi, emdi biz qandaqmu uninggha bala öldi, dep xewer bérimiz? U özini zeximlendürüshi mumkin!» — déyishti.
19 Лекин Давут хизмәткарлириниң пичирлашқинини көрүп, балиниң өлгинини уқти. Шуңа Давут хизмәткарлиридин: Бала өлдиму? дәп сориди. Улар: Өлди, — дәп җавап бәрди.
Lékin Dawut xizmetkarlirining pichirlashqinini körüp, balining ölginini uqti. Shunga Dawut xizmetkarliridin: Bala öldimu? dep soridi. Ular: Öldi, — dep jawab berdi.
20 Шуниң билән Давут йәрдин қопуп, жуюнуп, [хушбуй] май билән мәсиһлинип, кийимлирини йәңгүшләп, Пәрвәрдигарниң өйигә кирип ибадәт қилди; андин өз өйигә қайтип өзигә тамақ әкәлтүрүп йеди.
Shuning bilen Dawut yerdin qopup, yuyunup, [xushbuy] may bilen mesihlinip, kiyimlirini yenggüshlep, Perwerdigarning öyige kirip ibadet qildi; andin öz öyige qaytip özige tamaq ekeltürüp yédi.
21 Хизмәткарлири униңға: Силиниң бу немә қилғанлири? Бала тирик чағда роза тутуп жиғлидила, лекин бала өлгәндин кейин қопуп тамақ йедила, — деди.
Xizmetkarliri uninggha: Silining bu néme qilghanliri? Bala tirik chaghda roza tutup yighlidila, lékin bala ölgendin kéyin qopup tamaq yédila, — dédi.
22 У: Мән: «Ким билсун, Пәрвәрдигар маңа шапаәт көрситип, балини тирик қалдурармекин» дәп ойлап, бала тирик вақитта роза тутуп жиғлидим.
U: Men: «Kim bilsun, Perwerdigar manga shapaet körsitip, balini tirik qaldurarmikin» dep oylap, bala tirik waqitta roza tutup yighlidim.
23 Лекин әнди у өлгәндин кейин немишкә роза тутай? Мән уни яндуруп алалаймәнму? Мән униң йениға баримән, лекин у йенимға йенип келәлмәйду, — деди
Lékin emdi u ölgendin kéyin némishqa roza tutay? Men uni yandurup alalaymenmu? Men uning yénigha barimen, lékin u yénimgha yénip kélelmeydu, — dédi
24 Давут аяли Бат-Шебаға тәсәлли бәрди. У униң қешиға кирип униң билән ятти; у бир оғул туғивиди, Давут уни Сулайман дәп атиди. Пәрвәрдигар уни сөйди,
Dawut ayali Bat-Shébagha teselli berdi. U uning qéshigha kirip uning bilen yatti; u bir oghul tughiwidi, Dawut uni Sulayman dep atidi. Perwerdigar uni söydi,
25 вә Натан пәйғәмбәр арқилиқ вәһий йәткүзүп, униңға Пәрвәрдигар үчүн «Йәдидия» дәп исим қойди.
we Natan peyghember arqiliq wehiy yetküzüp, uninggha Perwerdigar üchün «Yedidiya» dep isim qoydi.
26 Йоаб Аммонийларниң шаһанә пайтәхти Раббаһқа һуҗум қилип уни алди.
Yoab Ammoniylarning shahane paytexti Rabbahqa hujum qilip uni aldi.
27 Андин Йоаб хәвәрчиләрни Давутниң қешиға маңдуруп: Мән Раббаһқа һуҗум қилип, шәһәрниң су бар қисмини алдим.
Andin Yoab xewerchilerni Dawutning qéshigha mangdurup: Men Rabbahqa hujum qilip, sheherning su bar qismini aldim.
28 Һазир сән қалған әскәрләрни жиғип, шәһәрни қамал қилип, уни ишғал қилғин; болмиса мән шәһәрни алсам, мениң исмим билән атилиши мүмкин — деди.
Hazir sen qalghan eskerlerni yighip, sheherni qamal qilip, uni ishghal qilghin; bolmisa men sheherni alsam, méning ismim bilen atilishi mumkin — dédi.
29 Шуңа Давут һәммә хәлиқни җәм қилип, Раббаһқа һуҗум қилип уни алди.
Shunga Dawut hemme xelqni jem qilip, Rabbahqa hujum qilip uni aldi.
30 У уларниң падишасиниң таҗини униң бешидин алди. Униң үстидики алтунниң еғирлиғи бир талант еди, вә униң көзидә бир гөһәр бар еди. Кишиләр бу таҗни Давутниң бешиға кийгүзди, Давут болса у шәһәрдин нурғун олҗа алди.
U ularning padishahining tajini uning béshidin aldi. Uning üstidiki altunning éghirlighi bir talant idi, we uning közide bir göher bar idi. Kishiler bu tajni Dawutning béshigha kiygüzdi, Dawut bolsa u sheherdin nurghun olja aldi.
31 Амма у йәрдики хәлиқни шәһәрдин чиқирип уларни һәрә, хаман тепидиған тирнилар вә төмүр палтилар билән ишләтти яки хумданда қаттиқ әмгәккә салди; Давут Аммонийларниң һәммә шәһәрлиридә шундақ қилди; андин Давут барлиқ хәлиқ билән Йерусалимға йенип кәлди.
Emma u yerdiki xelqni sheherdin chiqirip ularni here, xaman tépidighan tirnilar we tömür paltilar bilen ishletti yaki xumdanda qattiq emgekke saldi; Dawut Ammoniylarning hemme sheherliride shundaq qildi; andin Dawut barliq xelq bilen Yérusalémgha yénip keldi.

< Самуил 2 12 >