< Самуил 2 11 >
1 Шундақ болдики, йеңи жилниң бешида, падишалар җәңгә атланған вақитта Давут Йоабни адәмлири билән һәмдә һәммә Исраилни җәңгә маңдурди; улар Аммонийларниң зиминини вәйран қилип, Раббаһ шәһирини муһасиригә алди. Лекин Давут Йерусалимда қалди.
2 Бир күни кәчтә Давут кариваттин қопуп, падиша ордисиниң өгизисидә айлинип жүрәтти; өгүздин у мунчида жуюниватқан бир аялни көрди. Бу аял бәк чирайлиқ еди.
3 Давут адәм әвәтип, аялниң хәвирини сориди; бириси униңға: — Бу Елиамниң қизи, Һиттий Урияниң аяли Бат-Шеба әмәсму? — деди.
4 Давут киши әвәтип, уни қешиға әкәлтүрди (у вақитта у адәттин паклиниватқан еди). У униң қешиға кәлгәндә, Давут униң билән биллә болди; андин у өз өйигә йенип кәтти.
5 Шуниң билән у аял һамилдар болди, һәм Давутқа: Мениң боюмда қапту, дәп хәвәр әвәтти.
6 Шуниң билән Давут Йоабқа хәвәр йәткүзүп: Һиттий Урияни мениң қешимға әвәтиңлар, деди. Йоаб Урияни Давутниң қешиға маңдурди.
7 Урия Давутниң қешиға кәлгәндә, у Йоабниң һалини, хәлиқниң һалини вә җәң әһвалини сориди.
8 Андин Давут Урияға: Өз өйүңгә берип путлириңни жуйғин, деди. Урия падишаниң ордисидин чиққанда, падиша кәйнидин униңға бир соға әвәтти.
9 Лекин Урия өз өйигә бармай, падишаниң ордисиниң дәрвазисида, ғоҗисиниң башқа қул-хизмәткарлириниң арисида ятти.
10 Улар Давутқа: Урия өз өйигә бармиди, дәп хәвәр бәрди. Давут Уриядин: Сән жирақ сәпәрдин кәлдиң әмәсму? Немишкә өз өйүңгә кәтмидиң? — дәп сориди.
11 Урия Давутқа: Мана, әһдә сандуғи, Исраиллар вә Йәһудалар болса кәпиләрдә туруп, ғоҗам Йоаб билән ғоҗамниң хизмәткарлири очуқ далада чедир тикип йетиватса, мән йәп-ичип, аялим билән йетишқа өйүмгә барайму? Сениң җениң билән вә һаятиң билән қәсәм қилимәнки, мән ундақ ишни қилмаймән — деди.
12 Давут Урияға: Бүгүн бу йәрдә қалғин, әтә сени кәткүзветимән, — деди. Урия у күни вә әтиси Йерусалимда қалди.
13 Давут уни чақирип һәмдәстихан қилип, йәп-ичкүзүп мәс қилди. Лекин шу кечиси Урия өз өйигә бармай, чиқип ғоҗисиниң қул-хизмәткарлириниң арисида өз каривитида ухлиди.
14 Әтиси Давут Йоабқа хәт йезип, Урияниң алғач кетишигә бәрди.
15 Хәттә у: Урияни соқуш әң кәскин болидиған алдинқи сәптә турғузғин, андин униң өлтүрүлүши үчүн униңдин чекинип туруңлар, дәп язған еди.
16 Шуниң билән Йоаб шәһәрни күзитип, Урияни палванлар [кәскин соқушқан] йәргә маңдурди.
17 Шәһәрдики адәмләр чиқип, Йоаб билән соқушқанда хәлиқтин, йәни Давутниң адәмлиридин бир нәччиси жиқилди; Урияму өлди.
18 Йоаб адәм әвәтип җәңниң һәммә вақиәлиридин Давутқа хәвәр бәрди.
19 У хәвәрчигә мундақ тапилиди: Падишаға җәңниң һәммә вақиәлирини дәп болғиниңда,
20 әгәр падиша ғәзәплинип сениңдин: Соқушқанда немишкә шәһәр сепилиға шундақ йеқин бардиңлар? Уларниң сепилидин я атидиғанлиғини билмәмтиңлар?
21 Йәруббәшәтниң оғли Абимәләкни ким өлтүргинини билмәмсән? Бир хотун сепилдин униңға бир парчә ярғунчақ тешини етип, у Тәбәз шәһиридә өлмидиму? Немишкә сепилға ундақ йеқин бардиңлар? — Десә, сән: Силиниң қуллири Һиттий Урияму өлди, дәп ейтқин — деди.
22 Хәвәрчи берип Йоаб униңға тапшуруп әвәткән хәвәрниң һәммисини Давутқа дәп бәрди.
23 Хәвәрчи Давутқа: Дүшмәнләр биздин күчлүк келип, далада бизгә һуҗум қилди; лекин биз уларға зәрбә берип чекиндүрүп, шәһәрниң дәрвазисиғичә қоғлидуқ.
24 Андин я атқучилар сепилдин қул-хизмәткарлириңға я етип, падишаниң қул-хизмәткарлиридин бир нәччини өлтүрди. Қуллири Урияму өлди — деди.
25 Давут хәвәрчигә: Йоабқа мундақ дегин: — Бу иш нәзириңдә еғир болмисун, қилич я уни я буни йәйду; шәһәргә болған һуҗумиңларни қаттиқ қилип, уни ғулитиңлар, дәп ейтип уни җүръәтләндүргин — деди.
26 Урияниң аяли ери Урияниң өлгинини аңлап, ери үчүн матәм тутти.
27 Матәм күнлири өткәндә Давут адәм әвәтип уни ордисиға кәлтүрди. Шуниң билән у Давутниң аяли болуп, униңға бир оғул туғди. Лекин Давутниң қилған иши Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил еди.