< Самуил 2 10 >

1 Кейин шундақ иш болдики, Аммонийларниң падишаси өлди вә униң Һанун дегән оғли орнида падиша болди.
此後,亞捫人的王死了,他兒子哈嫩接續他作王。
2 Давут болса: Униң атиси маңа илтипат көрсәткәндәк мән Наһашниң оғли Һанунға илтипат көрситәй, — деди. Андин Давут атисиниң пәтисигә [Һанунниң] көңлини сорашқа өз хизмәткарлиридин бир нәччини маңдурди. Давутниң хизмәткарлири Аммонийларниң зиминиға кәлгәндә,
大衛說:「我要照哈嫩的父親拿轄厚待我的恩典厚待哈嫩。」於是大衛差遣臣僕,為他喪父安慰他。大衛的臣僕到了亞捫人的境內。
3 Аммонийларниң әмәлдарлири ғоҗиси Һанунға: Сили Давутни растла атилириниң һөрмити үчүн қашлириға көңүл сорап адәм әвәтипту, дәп қарамла? Давутниң хизмәткарлирини қашлириға әвәткини шәһәрни пайлап униңдин мәлумат елиш, андин бу шәһәрни ағдуруш үчүн әмәсму? — деди.
但亞捫人的首領對他們的主哈嫩說:「大衛差人來安慰你,你想他是尊敬你父親嗎?他差臣僕來不是詳察窺探、要傾覆這城嗎?」
4 Шуниң билән Һанун Давутниң хизмәткарлирини тутуп, сақаллириниң йеримини чүшүрүп, кийимлириниң бәлдин төвинини кәстүрүп, көтини ечип кәткүзүвәтти.
哈嫩便將大衛臣僕的鬍鬚剃去一半,又割斷他們下半截的衣服,使他們露出下體,打發他們回去。
5 Бу хәвәр Давутқа йәткүзүлди; у уларни күтүвелишқа алдиға адәм маңдурди; чүнки улар интайин номус һес қилған еди. Падиша уларға: Сақал-бурутуңлар өскичилик Йерихо шәһиридә туруп, андин йенип келиңлар, — деди.
有人告訴大衛,他就差人去迎接他們,(因為他們甚覺羞恥),告訴他們說:「可以住在耶利哥,等到鬍鬚長起再回來。」
6 Аммонийлар өзлириниң Давутниң нәпритигә учриғанлиғини билип, адәм әвәтип Бәйт-Рәһобдики Сурийләр билән Зобаһдики Сурийләрдин жигирмә миң пиядә әскәр, Маакаһниң падишасидин бир миң адәм вә Тобдики адәмләрдин он икки миң адәмни яллап кәлди.
亞捫人知道大衛憎惡他們,就打發人去,招募伯‧利合的亞蘭人和瑣巴的亞蘭人,步兵二萬,與瑪迦王的人一千、陀伯人一萬二千。
7 Давут буни аңлап, Йоабниң пүткүл җәңгивар қошунини [уларниң алдиға] маңдурди.
大衛聽見了,就差派約押統帶勇猛的全軍出去。
8 Аммонийлар чиқип шәһәрниң дәрвазисиниң алдида сәп түзиди; Зобаһ билән Рәһобдики Сурийләр вә Тоб билән Маакаһниң адәмлири далада сәп түзиди;
亞捫人出來,在城門前擺陣;瑣巴與利合的亞蘭人、陀伯人,並瑪迦人,另在郊野擺陣。
9 Йоаб җәңниң алди һәм кәйнидин болидиғанлиғиға көзи йетип, Исраилдин бир қисим сәрхил адәмләрни илғап, Сурийәләргә қарши сәп түзиди;
約押看見敵人在他前後擺陣,就從以色列軍中挑選精兵,使他們對着亞蘭人擺陣。
10 қалғанларни Аммонийларға қарши сәп тизғин дәп иниси Абишайниң қолиға тапшурп, униңға:
其餘的兵交與他兄弟亞比篩,對着亞捫人擺陣。
11 — Әгәр Сурийләр маңа күчлүк кәлсә, сән маңа ярдәм бәргәйсән; амма Аммонийлар саңа күчлүк кәлсә, мән берип саңа ярдәм берәй.
約押對亞比篩說:「亞蘭人若強過我,你就來幫助我;亞捫人若強過你,我就去幫助你。
12 Җүръәтлик болғин! Өз хәлқимиз үчүн вә Худайимизниң шәһәрлири үчүн батурлуқ қилайли. Пәрвәрдигар Өзигә лайиқ көрүнгинини қилғай! — деди.
我們都當剛強,為本國的民和上帝的城邑作大丈夫。願耶和華憑他的意旨而行!」
13 Әнди Йоаб вә униң билән болған адәмләр Сурийләргә һуҗум қилғили чиқти; Сурийләр униң алдида қачти.
於是,約押和跟隨他的人前進攻打亞蘭人;亞蘭人在約押面前逃跑。
14 Аммонийлар Сурийләрниң қачқинини көргәндә, уларму Абишайдин қечип, шәһәргә киривалди. Йоаб болса Аммонийлар билән җәң қилиштин чекинип, Йерусалимға йенип кәлди.
亞捫人見亞蘭人逃跑,他們也在亞比篩面前逃跑進城。約押就離開亞捫人那裏,回耶路撒冷去了。
15 Сурийләр болса өзлириниң Исраилларниң алдида мәғлуп болғинини көргәндә, йәнә җәм болушти.
亞蘭人見自己被以色列人打敗,就又聚集。
16 Һададезәр адәмләрни әвәтип, [Әфрат] дәриясиниң нери тәрипидики Сурийләрни [ярдәмгә] чақирип, уларни йөткәп кәлди; улар Хелам шәһиригә кәлгәндә, Һададезәрниң қошуниниң сәрдари Шобак уларға башчилиқ қилди.
哈大底謝差遣人,將大河那邊的亞蘭人調來;他們到了希蘭,哈大底謝的將軍朔法率領他們。
17 Бу хәвәр Давутқа йәткәндә, у пүткүл Исраилни жиғдуруп, Иордан дәриясидин өтүп, Хелам шәһиригә барди. Сурийләр Давутқа қарши сәп тизип, униңға һуҗум қилди.
有人告訴大衛,他就聚集以色列眾人,過約旦河,來到希蘭。亞蘭人迎着大衛擺陣,與他打仗。
18 Сурийләр йәнә Исраилдин қачти. Давут болса йәттә йүз җәң һарвулиқни, қириқ миң атлиқ әскәрни қирди һәм қошуниниң сәрдари Шобакни у йәрдә өлтүрди.
亞蘭人在以色列人面前逃跑;大衛殺了亞蘭七百輛戰車的人,四萬馬兵,又殺了亞蘭的將軍朔法。
19 Һададезәргә беқинған һәммә падишалар өзлириниң Исраил алдида йеңилгинини көргәндә, Исраил билән сүлһ қилишип уларға беқинди. Шуниңдин кейин Сурийләр Аммонийларға йәнә ярдәм биришкә җүръәт қилалмиди.
屬哈大底謝的諸王見自己被以色列人打敗,就與以色列人和好,歸服他們。於是亞蘭人不敢再幫助亞捫人了。

< Самуил 2 10 >