< Петрус 2 3 >
1 И сөйүмлүклирим, һазир силәргә бу йезиватқиним иккинчи хетимдур. Һәр икки хетимдә силәрниң сап көңлүңларни ойғитип, шу ишларни әслитишкә интилдимки,
2 муқәддәс пәйғәмбәрләр бурун ейтқан сөзләргә вә Рәббимиз һәм Қутқузғучимизниң расуллириңлар арқилиқ йәткүзгән әмригә көңүл бөлүшүңларни өтүнимән.
3 Әң муһими шуни билишиңлар керәкки, күнләрниң ахирида өзиниң һавайи-һәвәслириниң кәйнигә киридиған, мәсқирә қилидиған мазақчилар чиқип:
4 «Қени, Униң қайтип келимән дегән вәдиси?! Ата-бовилиримиз [өлүмдә] ухлап қалғандин таки һазирғичә һәммә ишлар дуния апиридә болған вақиттики билән охшаш һаләттә кетиватиду» дәп мәсқирә қилишиду.
5 Һалбуки, улар әң қедимки заманда Худаниң сөзи билән асманларниң яритилғанлиғини вә шуниңдәк йәрниң судин чиққан һәм суниң вастиси билән барлиққа кәлгәнлигини әтәй унтуйду;
6 шу амилларниң васитилири билән шу замандики дуния кәлкүндин ғәриқ болуп йоқалди.
7 Амма һазирқи асманлар билән зимин охшашла шу сөз билән ихлассиз адәмләр сораққа тартилип һалак қилинидиған әшу күндә отта көйдүрүлүшкә сақлинип, та шу күнигичә һалидин хәвәр елинип туриду.
8 Әнди и сөйүмлүклирим, шу иш нәзириңлардин қачмисунки, Рәбгә нисбәтән бир күн миң жилдәк вә миң жил бир күндәктур.
9 Рәб Өз вәдисини [орундашни] (бәзиләрниң «кечиктүрди» дәп ойлиғинидәк) кечиктүргини йоқ, бәлки һеч кимниң һалак болушини халимай, һәммә инсанниң товва қилишиға киришини арзулап, силәргә кәңчилик қилип [вақитни созмақта].
10 Лекин Рәбниң күни худди оғриниң келишидәк [күтүлмигән вақитта] болиду. У күни асманлар шиддәтлик гүлдүрлигән аваз билән ғайип болуп, каинатниң барлиқ қурулмилири шиддәтлик отта ерип түгәйду; зимин вә униңдики пүткүл нәрсиләрму көйүп кетиду.
11 Һәммә нәрсә мана шундақ ерип йоқилидиған йәрдә, силәр қандақ адәмләрдин болушуңлар керәк? — һаятиңларни пак-муқәддәсликтә вә ихласмәнликтә өткүзүп,
12 Худаниң күнини тәлмүрүп күтүп, у күнниң тезрәк келиши үчүн интилишиңлар керәк әмәсму? У күнниң келиши билән пүтүн асманлар отта йоқап түгәйду вә каинатниң барлиқ қурулмилири шиддәтлик отта ерип түгәйду.
13 Лекин биз болсақ Униң вәдиси бойичә, йеңи асман-зиминни интизарлиқ билән күтмәктимиз. У йәр һәққанийлиқниң маканидур.
14 Шуниң үчүн, әй сөйүмлүклирим, бу ишларни күтүватқан екәнсиләр, [шу тапта] Худаниң алдида нуқсансиз вә дағсиз, енақлиқ-хатирҗәмлик ичидә һазир болуп чиқишиңлар үчүн интилиңлар.
15 вә Рәббимизниң сәвир-тақитини ниҗат дәп билиңлар, дәл сөйүмлүк қериндишимиз Павлусму өзигә ата қилинған даналиқ билән бу ишлар тоғрилиқ силәргә язған;
16 барлиқ хәтлиридиму у бу ишлар һәққидә тохтилиду. Униң хәтлиридә чүшиниш тәс болған бәзи ишлар бар; бу ишларни тәлим алмиған вә тутами йоқ кишиләр муқәддәс язмиларниң башқа қисимлирини бурмилиғандәк, бурмилап чүшәндүриду вә шуниң билән өз бешиға һалакәт елип келиду.
17 Шуниң билән, и сөйүмлүклирим, [мән ейтқан] бу ишларни алдин-ала билгән екәнсиләр, бу әхлақсизларниң сәпсәтлири билән аздурулуп, мустәһкәм турушуңларни йоқитип қоюштин һошияр болуңлар.
18 Әксичә, [Худаниң] меһри-шәпқитидә һәм Рәббимиз вә Қутқузғучимиз Әйса Мәсиһгә болған билиштә давамлиқ өсүңлар. Униңға һәм һазир һәм әшу әбәд күнигичә барлиқ шан-шәрәп мәнсуп болғай! Амин! (aiōn )
The Great Flood