< Петрус 2 1 >
1 Әйса Мәсиһниң қули вә расули болған мәнки Симеон Петрустин Худайимиз вә Қутқузғучимиз Әйса Мәсиһниң һәққанийлиғи арқилиқ биз билән охшаш қиммәтлик бир етиқатқа муйәссәр қилинғанларға салам!
2 Силәр Худани вә Рәббимиз Әйсани чоңқур тонуғансери, меһри-шәпқәт вә хатирҗәмлик силәргә һәссиләп ашқай!
3 Бу [дуайимниң] асаси — биз бизни Өзиниң шан-шәриви вә есил пәзилитиниң тәсири арқилиқ Чақирғучини чоңқур тонуғанлиғимиз үчүн, Униң илаһий күч-қудрити һаятимизға вә ихласмәнликтә меңишимизға керәклик болған һәммини ата қилди.
4 У мошу пәзиләтлири арқилиқ бизгә қиммәтлик, әң улуқ вәдиләрни бәрди, булар билән силәр бу дуниядики һавайи-һәвәсләрдин болған ипласлиқтин қутулуп, Худалиқ тәбиәткә ортақ несип болалайсиләр.
5 Дәл мошу сәвәптин, силәр пүтүн күчүңлар билән етиқатиңларға есил пәзиләтни, есил пәзилитиңларға билимни,
6 билимиңларға тәмкинликни, тәмкинлигиңларға чидамлиқни, чидамлиғиңларға ихласмәнликни,
7 ихласмәнлигиңларға қериндашлиқ меһриванлиқни, қериндашлиқ меһриванлиғиңларға меһир-муһәббәтни көрситишни қошушқа интилиңлар.
8 Чүнки бу хусусийәтләр силәрдә бар болса, шундақла ешип бериватқан болса, булар силәрни Рәббимиз Әйса Мәсиһни чоңқур тонушқа [интилиштә] иш-әмәлсиз вә мевисиз қалдурмайду.
9 Әммә әгәр бирисидә булар кам болса, у кор адәмдур — у бурниниң учинила көрәләйдиған, илгәрки гуналиридин пак қилинғинини унтуған болиду.
10 Шуниң үчүн, и қериндашлар, силәр [Худа тәрипидин] чақирилғанлиғиңларни, шундақла талланғанлиғиңларни җәзмләштүрүшкә интилиңлар. Шундақ қилсаңлар, һеч қачан тейилип кәтмәйсиләр.
11 Шундақ болғанда Рәббимиз вә Қутқузғучимиз Әйса Мәсиһниң мәңгүлүк падишалиғидиму қизғин қарши елинисиләр. (aiōnios )
12 Шуңа, гәрчә силәр бу ишларни билгән болсаңларму, шундақла бизгә егә қилинған һәқиқәттә мустәһкәмләнгән болсаңларму, мән йәнила һәрдайим бу ишларни есиңларға салмақчимән.
13 Дәрвәқә, мән мошу чедиримда болсамла, буларни сәмиңларға селип, силәрни ойғитип турушни лайиқ көримән.
14 Чүнки Рәббимиз Әйса Мәсиһниң бурун маңа аян қилғинидәк, мениң бу чедирим пат арида учамдин селиветилидиғанлиғини билип туруптимән.
15 Бәрһәқ, мән силәрниң бу ишларни мән бу дуниядин кәткинимдин кейинму һәрвақит есиңларға кәлтүрүшүңлар үчүн күчүмниң баричә интилимән.
16 Чүнки биз силәргә Рәббимиз Әйса Мәсиһниң күч-қудрити вә һазир болушини уқтурғинимизда һәргизму һейлигәрликтин ойдуруп чиқилған ривайәтләргә әгәшмидуқ, бәлки биз Униң һәйвәтлик шан-шөһритигә өз көзимиз билән гувачимиз.
17 Чүнки У муқәддәс тағда ХудаАтидин шан-шөһрәт вә улуқлуққа еришкәндә, әшу улуқ шан-шәрәплик йәрдин: «Бу Мениң сөйүмлүк Оғлум, Мән Униңдин хурсәнмән» дегән шундақ зор бир аваз Униңға йәткүзүлүп аңланди.
18 Муқәддәс тағда биз Униңға һәмраһ болуп биллә турған болғачқа, әрштин бу аваз аңланғинида бизму өз қулиқимиз билән уни аңлидуқ.
19 Униң үстигә һәммимиздә пәйғәмбәрләр йәткүзгән толиму ишәшлик бешарәтлик сөз-калам бардур; силәр таң сүзүлгичә, таң юлтузи қәлбиңларни толуқ йорутқичә бу сөз-каламға қулақ салсаңлар, яхши қилған болисиләр (бу сөз-калам худди қараңғуда чақнап туридиған чираққа охшаштур).
20 Шуни һәммидин муһим дәп билишиңлар керәкки, муқәддәс язмилардики һеч қайси вәһий пәйғәмбәрләрниң өз чүшәнчиси бойичә йәткүзүлгән әмәс.
21 Чүнки һеч қандақ вәһий-бешарәт инсанларниң ирадисидин кәлгән әмәс, у бәлки Худаниң муқәддәс адәмлири Муқәддәс Роһ тәрипидин йетәклинип, Униң түрткиси билән ейтқан сөз-каламдур.