< Падишаһлар 2 1 >
1 Аһаб өлгәндин кейин Моаб Исраилға исян көтәрди.
亚哈死后,摩押背叛以色列。
2 Аһазия Самарийәдә турғанда [ордисидики] балиханиниң пәнҗирисидин жиқилип чүшүп, кесәл болуп қалди. У хәвәрчиләрни әвәтип уларға: — Әкрон шәһиридики илаһ Баал-Зәбубдин мениң тоғрамда, кесилидин сақиямду, дәп сораңлар, деди.
亚哈谢在撒马利亚,一日从楼上的栏杆里掉下来,就病了;于是差遣使者说:“你们去问以革伦的神巴力·西卜,我这病能好不能好。”
3 Лекин Пәрвәрдигарниң Пәриштиси болса Тишбилиқ Илиясқа: — Орнуңдин тур, Самарийә падишасиниң әлчилириниң алдиға берип, уларға: — Исраилда Худа йоқму, Әкрондики илаһ Баал-Зәбубдин йол сориғили маңдиңларму?
但耶和华的使者对提斯比人以利亚说:“你起来,去迎着撒马利亚王的使者,对他们说:‘你们去问以革伦神巴力·西卜,岂因以色列中没有 神吗?’
4 Шуниң үчүн Пәрвәрдигар һазир мундақ дедики: «Сән чиққан кариваттин чүшәлмәйсән; сән чоқум өлисән» дегин, — деди. Шуниң билән Илияс йолға чиқти.
所以耶和华如此说:‘你必不下你所上的床,必定要死!’”以利亚就去了。
5 Хәвәрчиләр падишаниң йениға қайтип кәлди; у улардин: Немишкә йенип кәлдиңлар, дәп сориди.
使者回来见王,王问他们说:“你们为什么回来呢?”
6 Улар униңға: — Бир адәм бизгә учрап бизгә: — Силәрни әвәткән падишаниң йениға қайтип берип униңға: «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Исраилда Худа йоқму, Әкрондики илаһ Баал-Зәбубдин йол сориғили адәмләрни әвәттиңму? Шуниң үчүн сән чиққан кариваттин чүшәлмәйсән; сән чоқум өлисән!» дәңлар, — деди.
使者回答说:“有一个人迎着我们来,对我们说:‘你们回去见差你们来的王,对他说:耶和华如此说,你差人去问以革伦神巴力·西卜,岂因以色列中没有 神吗?所以你必不下所上的床,必定要死。’”
7 Падиша улардин: Силәргә учрап бу сөзләрни қилған адәм қандақ адәм екән? — дәп сориди.
王问他们说:“迎着你们来告诉你们这话的,是怎样的人?”
8 Улар униңға: У түклүк, белигә тасма бағлиған адәм екән, деди. Падишаһ: У Тишбилиқ Илияс екән, деди.
回答说:“他身穿毛衣,腰束皮带。”王说:“这必是提斯比人以利亚。”
9 Андин падиша бир әллик бешини қол астидики әллик адими билән Илиясниң қешиға маңдурди; бу киши Илиясниң қешиға барғанда, мана у бир дөңниң үстидә олтиратти. У униңға: И Худаниң адими, падиша сени чүшүп кәлсун! дәйду, деди.
于是,王差遣五十夫长,带领五十人去见以利亚,他就上到以利亚那里;以利亚正坐在山顶上。五十夫长对他说:“神人哪,王吩咐你下来!”
10 Лекин Илияс әллик бешиға: Әгәр мән Худаниң адими болсам, асмандин от чүшүп сән билән әллик адимиңни көйдүрсун, дәп җавап бәрди. Шуан асмандин от чүшүп, униң өзи билән әллик адимини көйдүрүвәтти.
以利亚回答说:“我若是神人,愿火从天上降下来,烧灭你和你那五十人!”于是有火从天上降下来,烧灭五十夫长和他那五十人。
11 Шуниң билән падиша йәнә бир әллик бешини униң қол астидики әллик адими билән униң қешиға маңдурди. У униңға: И Худаниң адими, падиша ейтти: Сени дәрһал чүшүп кәлсун! — деди.
王第二次差遣一个五十夫长,带领五十人去见以利亚。五十夫长对以利亚说:“神人哪,王吩咐你快快下来!”
12 Лекин Илияс әллик бешиға: Әгәр мән Худаниң адими болсам, асмандин от чүшүп сән билән әллик адимиңни көйдүрсун, дәп җавап бәрди. Шуан Худаниң оти асмандин чүшүп униң өзи билән әллик адимини көйдүрүвәтти.
以利亚回答说:“我若是神人,愿火从天上降下来,烧灭你和你那五十人!”于是 神的火从天上降下来,烧灭五十夫长和他那五十人。
13 Падиша әнди үчинчи бир әллик бешини қол астидики әллик адими билән униң қешиға маңдурди; әллик беши берип Илиясниң алдиға чиқип, тизлинип униңға ялвуруп: И Худаниң адими, мениң җеним билән сениң бу әллик қулуңниң җанлири нәзириңдә әзиз болсун!
王第三次差遣一个五十夫长,带领五十人去。这五十夫长上去,双膝跪在以利亚面前,哀求他说:“神人哪,愿我的性命和你这五十个仆人的性命在你眼前看为宝贵!
14 Дәрвәқә, асмандин от чүшүп, илгәрки икки әллик бешини уларниң қол астидики әллик адими билән көйдүрүвәтти. Лекин һазир мениң җеним сениң нәзириңдә әзиз болсун, деди.
已经有火从天上降下来,烧灭前两次来的五十夫长和他们各自带的五十人;现在愿我的性命在你眼前看为宝贵!”
15 Пәрвәрдигарниң Пәриштиси Илиясқа: Сән чүшүп униң билән барғин; униңдин қорқмиғин, деди. У орнидин туруп униң билән чүшүп падишаниң қешиға берип
耶和华的使者对以利亚说:“你同着他下去,不要怕他!”以利亚就起来,同着他下去见王,
16 падишаға: Пәрвәрдигар сөз қилип: «Исраилда вәһий сориғили болидиған Худа йоқму, Әкрондики илаһ Баал-Зәбубдин йол сориғили әлчиләрни әвәттиңғу? Шуниң үчүн сән чиққан кариваттин чүшәлмәйсән; сән чоқум өлисән!» дәйду, — деди.
对王说:“耶和华如此说:‘你差人去问以革伦神巴力·西卜,岂因以色列中没有 神可以求问吗?所以你必不下所上的床,必定要死!’”
17 Шуниң билән Илияс дегәндәк, Пәрвәрдигарниң сөзи бойичә Аһазия өлди. Униң оғли болмиғачқа, Йәһорам униң орнида падиша болди. Бу Йәһошафатниң оғли, Йәһуда падишаси Йәһорамниң иккинчи жили еди.
亚哈谢果然死了,正如耶和华借以利亚所说的话。因他没有儿子,他兄弟约兰接续他作王,正在犹大王约沙法的儿子约兰第二年。
18 Әнди Аһазияниң башқа ишлири, униң қилған әмәллири болса, улар «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
亚哈谢其余所行的事都写在以色列诸王记上。