< Падишаһлар 2 9 >

1 Елиша пәйғәмбәр пәйғәмбәрләрниң шагиртлиридин бирини чақирип, униңға: — «Белиңни бағлап бу май қачисини қолуңға елип, Гилеадтики Рамотқа барғин.
Élisha peyghember peyghemberlerning shagirtliridin birini chaqirip, uninggha: — «Bélingni baghlap bu may qachisini qolunggha élip, Giléadtiki Ramotqa barghin.
2 У йәргә барғанда Нимшиниң нәвриси, Йәһошафатниң оғли Йәһуни тепип, өйигә кирип, уни өз бурадәрлири арисидин орнидин турғузуп, ичкирики өйгә башлап кир.
U yerge barghanda Nimshining newrisi, Yehoshafatning oghli Yehuni tépip, öyige kirip, uni öz buraderliri arisidin ornidin turghuzup, ichkiriki öyge bashlap kir.
3 Андин қачидики майни бешиға қуюп: Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән сени Исраилға падиша болушқа мәсиһ қилдим, дегин; шуни дәп болупла ишикни ечип, қечип чиққин, һаял болма» — деди.
Andin qachidiki mayni béshigha quyup: Perwerdigar mundaq deydu: — Men séni Israilgha padishah bolushqa mesih qildim, dégin; shuni dep bolupla ishikni échip, qéchip chiqqin, hayal bolma» — dédi.
4 Шуниң билән шу яш пәйғәмбәр жигит Гилеадтики Рамотқа барди.
Shuning bilen shu yash peyghember yigit Giléadtiki Ramotqa bardi.
5 У йәргә кәлгәндә, мана, қошунниң сәрдарлири у йәрдә олтиратти. У: — И сәрдар, саңа бир сөзүм бар, деди. Йәһу: — Қайсимизға? — дәп сориди. У: — Саңа, и сәрдар, деди.
U yerge kelgende, mana, qoshunning serdarliri u yerde olturatti. U: — I serdar, sanga bir sözüm bar, dédi. Yehu: — Qaysimizgha? — dep soridi. U: — Sanga, i serdar, dédi.
6 У қопуп өйгә кирди. Жигит бешиға майни қуюп униңға мундақ деди: Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән сени Пәрвәрдигарниң хәлқигә, йәни Исраилға падиша болушқа мәсиһ қилдим.
U qopup öyge kirdi. Yigit béshigha mayni quyup uninggha mundaq dédi: Israilning Xudasi Perwerdigar mundaq deydu: — Men séni Perwerdigarning xelqige, yeni Israilgha padishah bolushqa mesih qildim.
7 Сән өз ғоҗаң Аһабниң җәмәтини йоқитисән; чүнки өз қуллирим пәйғәмбәрләрниң қени үчүн вә Пәрвәрдигарниң һәммә қуллириниң қени үчүн Йизәбәлдин интиқам алай.
Sen öz ghojang Ahabning jemetini yoqitisen; chünki öz qullirim peyghemberlerning qéni üchün we Perwerdigarning hemme qullirining qéni üchün Yizebeldin intiqam alay.
8 Аһабниң пүткүл җәмәти йоқилиду; Аһабниң җәмәтидин Исраилдики һәммә әркәкләрни һәтта аҗиз яки мәйип болсун һәммисини һалак қилимән.
Ahabning pütkül jemeti yoqilidu; Ahabning jemetidin Israildiki hemme erkeklerni hetta ajiz yaki méyip bolsun hemmisini halak qilimen.
9 Мән Аһабниң җәмәтини Нибатниң оғли Йәробоамниң җәмәтидәк вә Ахияһниң оғли Баашаниң җәмәтидәк йоқ қилимән.
Men Ahabning jemetini Nibatning oghli Yeroboamning jemetidek we Axiyahning oghli Baashaning jemetidek yoq qilimen.
10 Иштлар Йизәбәлни Йизрәәлдики шу парчә йәрдә йәйду. Һеч ким уни дәпнә қилмайду». Шуни дәп болупла жигит ишикни ечип қечип кәтти.
Itlar Yizebelni Yizreeldiki shu parche yerde yeydu. Héchkim uni depne qilmaydu». Shuni dep bolupla yigit ishikni échip qéchip ketti.
11 Йәһу өз ғоҗисиниң хизмәткарлириниң қешиға йенип чиққанда, улар униңдин: — Һәммә иш течлиқму? Бу тәлвә сени немә иш билән издәп кәпту? — дәп сориди. У уларға: Силәр шу киши вә униң сәпсәтәлирини билисиләр, — деди.
Yehu öz ghojisining xizmetkarlirining qéshigha yénip chiqqanda, ular uningdin: — Hemme ish tinchliqmu? Bu telwe séni néme ish bilen izdep keptu? — dep soridi. U ulargha: Siler shu kishi we uning sepsetelirini bilisiler, — dédi.
12 Улар: Ялған ейтма! Бизгә дәп бәргинә! девиди, у: — У маңа мундақ-мундақ дәп, Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Сени Исраилниң үстидә падиша болушқа мәсиһ қилдим» дәп ейтти — деди.
Ular: Yalghan éytma! Bizge dep bergine! déwidi, u: — U manga mundaq-mundaq dep, Perwerdigar mundaq deydu: — «Séni Israilning üstide padishah bolushqa mesih qildim» dep éytti — dédi.
13 Шуниң билән уларниң һәммиси тонлирини селип, пәләмпәйдә йейип униңға паяндаз қилди. Улар канай челип: «Йәһу падиша болди!» дәп җакалашти.
Shuning bilen ularning hemmisi tonlirini sélip, pelempeyde yéyip uninggha payandaz qildi. Ular kanay chélip: «Yehu padishah boldi!» dep jakarlashti.
14 Шуниң билән Нимшиниң нәвриси, Йәһошафатниң оғли Йәһу Йорамни қәстлимәкчи болди. У вақитта Йорам билән барлиқ Исраиллар Гилеадтики Рамотта туруп, у җайни Сурийәниң падишаси Һазаәлниң һуҗумидин муһапизәт қиливататти.
Shuning bilen Nimshining newrisi, Yehoshafatning oghli Yehu Yoramni qestlimekchi boldi. U waqitta Yoram bilen barliq Israillar Giléadtiki Ramotta turup, u jayni Suriyening padishahi Hazaelning hujumidin muhapizet qiliwatatti.
15 Әнди Йорам падиша Сурийәниң падишаси Һазаәл билән соқушқанда Сурийләрдин йегән зәхмидин сақийиш үчүн Йизрәәлгә йенип кәлгән еди. Йәһу болса [өзигә әгәшкәнләргә]: Силәргә лайиқ көрүнсә, Йизрәәлгә берип хәвәр бәргидәк һеч кимни шәһәрдин қачурмаңлар, дегән еди.
Emdi Yoram padishah Suriyening padishahi Hazael bilen soqushqanda Suriylerdin yégen zexmidin saqiyish üchün Yizreelge yénip kelgenidi. Yehu bolsa [özige egeshkenlerge]: Silerge layiq körünse, Yizreelge bérip xewer bergüdek héchkimni sheherdin qachurmanglar, dégenidi.
16 Йәһу бир җәң һарвусини һайдап Йизрәәлгә барди, чүнки Йорам у йәрдә кесәл билән ятқан еди (Йәһуданиң падишаси Аһазия Йорамни йоқлиғили чүшүп кәлгән еди).
Yehu bir jeng harwisini heydep Yizreelge bardi, chünki Yoram u yerde késel bilen yatqanidi (Yehudaning padishahi Ahaziya Yoramni yoqlighili chüshüp kelgenidi).
17 Әнди күзәтчи Йизрәәлниң мунарида туруп, Йәһу қатарлиқ бир топ адәмләрни көрди. У: «Бир топ адәмләрни көрдум» деди. Йорам: Бир атлиқ кишини уларниң алдиға әвәтиңлар, у улардин: — Һәммә иш течлиқму? — дәп сорисун, деди.
Emdi közetchi Yizreelning munarida turup, Yehu qatarliq bir top ademlerni kördi. U: «Bir top ademlerni kördum» dédi. Yoram: Bir atliq kishini ularning aldigha ewetinglar, u ulardin: — Hemme ish tinchliqmu? — dep sorisun, dédi.
18 Шуниң билән атлиқ бир киши уларниң алдиға берип: — Падишаһ, һәммә иш течлиқму, дәп сориди, деди. Йәһу: — Течлиқму, әмәсму, буниң билән немә кариң? Бурулуп мениң кәйнимдин маң, — деди. Күзәтчи [падишаға] хәвәр берип: — Хәвәрчи уларниң қешиға барди, лекин қайтип кәлмиди» — деди.
Shuning bilen atliq bir kishi ularning aldigha bérip: — Padishah, hemme ish tinchliqmu, dep soridi, dédi. Yehu: — Tinchliqmu, emesmu, buning bilen néme karing? Burulup méning keynimdin mang, — dédi. Közetchi [padishahqa] xewer bérip: — Xewerchi ularning qéshigha bardi, lékin qaytip kelmidi» — dédi.
19 Шуниң билән у йәнә бир атлиқ кишини маңдурди. У уларниң алдиға берип: — Падишаһ, һәммә иш течлиқму, дәп сориди, деди. Йәһу: — Течлиқму, әмәсму, буниң билән немә кариң? Бурулуп мениң кәйнимдин маң, деди.
Shuning bilen u yene bir atliq kishini mangdurdi. U ularning aldigha bérip: — Padishah, hemme ish tinchliqmu, dep soridi, dédi. Yehu: — Tinchliqmu, emesmu, buning bilen néme karing? Burulup méning keynimdin mang, dédi.
20 Күзәтчи [падишаға] хәвәр берип: — Хәвәрчи уларниң қешиға барди, лекин қайтип кәлмиди. Әнди уларниң һарву һайдиши Нимшиниң оғли Йәһуниң һайдишидәк екән, чүнки у тәлвиләрчә һайдайду, деди.
Közetchi [padishahqa] xewer bérip: — Xewerchi ularning qéshigha bardi, lékin qaytip kelmidi. Emdi ularning harwa heydishi Nimshining oghli Yehuning heydishidek iken, chünki u telwilerche heydeydu, dédi.
21 Йорам: — Һарвуни қетиңлар, дәп буйрувиди, униң җәң һарвусини қетип тәйярлиди. Андин Исраилниң падишаси Йорам билән Йәһуданиң падишаси Аһазия, һәр бири өз җәң һарвусиға олтирип, Йәһуниң алдиға беришқа чиқти; улар униң билән Йизрәәллик Наботниң етизлиғида учрашти.
Yoram: — Harwini qétinglar, dep buyruwidi, uning jeng harwisini qétip teyyarlidi. Andin Israilning padishahi Yoram bilen Yehudaning padishahi Ahaziya, herbiri öz jeng harwisigha olturup, Yehuning aldigha bérishqa chiqti; ular uning bilen Yizreellik Nabotning étizliqida uchrashti.
22 Йорам Йәһуни көргәндә, «И Йәһу, һәммә иш течлиқму? дәп сориди. У: — Анаң Йизәбәлниң қилған бузуқчилиқлири вә җадугәрлиги шунчә җиқ турса, қандақму течлиқ болиду?! — деди.
Yoram Yehuni körgende, «I Yehu, hemme ish tinchliqmu? dep soridi. U: — Anang Yizebelning qilghan buzuqchiliqliri we jadugerliki shunche jiq tursa, qandaqmu tinchliq bolidu?! — dédi.
23 Шуниң билән Йорам һарвуни яндуруп Аһазияға: «И Аһазия, асийлиқ!» дәп вақирап бәдәр қачти.
Shuning bilen Yoram harwini yandurup Ahaziyagha: «I Ahaziya, asiyliq!» dep warqirap beder qachti.
24 Йәһу оқясини қолиға елип, оқ селип Йорамниң [кәйни тәрипидин] униң икки мүрисиниң арилиғидин атти. Я оқи униң жүригидин тешип чиқти вә у өз һарвусиға жиқилип чүшти.
Yehu oqyasini qoligha élip, oq sélip Yoramning [keyni teripidin] uning ikki mürisining ariliqidin atti. Ya oqi uning yürikidin téship chiqti we u öz harwisigha yiqilip chüshti.
25 Йәһу өз йенидики әмәлдари Бидкарға: Уни елип Йизрәәллик Наботниң етизлиғиға ташлиғин. Ядиңда болсунки, мән билән сән униң атиси Аһабниң кәйнидин биллә маңғанда, Пәрвәрдигар униң тоғрисида мундақ бир һөкүм-вәһийни ейтқан: —
Yehu öz yénidiki emeldari Bidkargha: Uni élip Yizreellik Nabotning étizliqigha tashlighin. Yadingda bolsunki, men bilen sen uning atisi Ahabning keynidin bille mangghanda, Perwerdigar uning toghrisida mundaq bir höküm-wehiyni éytqan: —
26 «Мән түнүгүн Наботниң қени билән униң оғуллириниң қенини көрдүм, дәйду Пәрвәрдигар: Мана бу [қан қәрзини] дәл бу етизлиқта саңа яндуримән, дәйду Пәрвәрдигар». Әнди Пәрвәрдигарниң шу сөзи бойичә, уни елип шу йәргә ташлиғин, — деди.
«Men tünügün Nabotning qéni bilen uning oghullirining qénini kördüm, deydu Perwerdigar: Mana bu [qan qerzini] del bu étizliqta sanga yandurimen, deydu Perwerdigar». Emdi Perwerdigarning shu sözi boyiche, uni élip shu yerge tashlighin, — dédi.
27 Йәһуданиң падишаси Аһазия буни көргәндә «Бағдики равақ йоли» билән қачти. Лекин Йәһу униң кәйнидин қоғлап: «Уни етиңлар!» дәп буйрувиди, улар уни Иблеамниң йенида, Гур егизлигигә чиққан йолда атти. У Мәгиддоғичә қечип у йәрдә өлди.
Yehudaning padishahi Ahaziya buni körgende «Baghdiki rawaq yoli» bilen qachti. Lékin Yehu uning keynidin qoghlap: «Uni étinglar!» dep buyruwidi, ular uni Ibléamning yénida, Gur égizlikige chiqqan yolda atti. U Megiddoghiche qéchip u yerde öldi.
28 Шуниң билән униң хизмәткарлири униң җәситини җәң һарвусиға селип, Йерусалимға елип берип, «Давутниң шәһири»дә ата-бовилириниң йениға өз қәбридә дәпнә қилди
Shuning bilen uning xizmetkarliri uning jesitini jeng harwisigha sélip, Yérusalémgha élip bérip, «Dawutning shehiri»de ata-bowilirining yénigha öz qebriside depne qildi
29 (Аһабниң оғли Йорамниң сәлтәнитиниң он биринчи жилида Аһазия Йәһудаға падиша болған еди).
(Ahabning oghli Yoramning seltenitining on birinchi yilida Ahaziya Yehudagha padishah bolghanidi).
30 Йәһу әнди Йизрәәлгә кәлди, Йизәбәл шуни аңлап көзлиригә сүрмә сүрүп, чачлирини тарап, деризидин қарап туратти.
Yehu emdi Yizreelge keldi, Yizebel shuni anglap közlirige sürme sürüp, chachlirini tarap, dérizidin qarap turatti.
31 Йәһу дәрвазидин киргәндә у униңға: И Зимри, өз ғоҗаңниң қатили, һәммә иш течлиқму? — дәп сориди.
Yehu derwazidin kirgende u uninggha: I Zimri, öz ghojangning qatili, hemme ish tinchliqmu? — dep soridi.
32 Йәһу бешини көтирип, деризигә қарап туруп: — Мән тәрәптә туридиған ким бар? дәп соривиди, икки-үч ағват деризидин униңға қариди.
Yehu béshini kötürüp, dérizige qarap turup: — Men terepte turidighan kim bar? dep soriwidi, ikki-üch aghwat dérizidin uninggha qaridi.
33 У: Шу аялни төвәнгә ташлаңлар, дейишигила, улар уни төвәнгә ташлиди. Шуниң билән униң қени һәм тамға һәм атларға чечилди. У уни атлириға дәсситип үстидин өтүп кәтти.
U: Shu ayalni töwen’ge tashlanglar, déyishigila, ular uni töwen’ge tashlidi. Shuning bilen uning qéni hem tamgha hem atlargha chéchildi. U uni atlirigha dessitip üstidin ötüp ketti.
34 Андин у өйгә кирип йәп-ичкәндин кейин: Бу ләнити аялниң җәситини тәкшүрүп, уни дәпнә қилиңлар. Чүнки немила болмисун у падишаниң мәликисидур, деди.
Andin u öyge kirip yep-ichkendin kéyin: Bu leniti ayalning jesitini tekshürüp, uni depne qilinglar. Chünki némila bolmisun u padishahning melikisidur, dédi.
35 Лекин улар уни дәпнә қиливетәйли дәп беривиди, униң баш сүйиги, аяқлири вә қолиниң алқинидин башқа һеч йерини тапалмиди.
Lékin ular uni depne qiliwéteyli dep bériwidi, uning bash söngiki, ayaghliri we qolining alqinidin bashqa héch yérini tapalmidi.
36 Улар йенип келип бу хәвәрни униңға дегәндә у: — Бу иш Пәрвәрдигар Өз қули Тишбилиқ Илияс арқилиқ ейтқан муну сөзиниң әмәлгә ашурулушидур: — «Иштлар Йизрәәлдики шу парчә йәрдә Йизәбәлниң гөшини йәйду.
Ular yénip kélip bu xewerni uninggha dégende u: — Bu ish Perwerdigar Öz quli Tishbiliq Iliyas arqiliq éytqan munu sözining emelge ashurulushidur: — «Itlar Yizreeldiki shu parche yerde Yizebelning göshini yeydu.
37 Йизәбәлниң өлүги сиртта, Йизрәәлдики шу парчә йәрдә қиғдәк йейилип кетиду вә шуниң билән һеч ким: «У Йизәбәл екән» дейәлмәйду» — деди.
Yizebelning ölüki sirtta, Yizreeldiki shu parche yerde qighdek yéyilip kétidu we shuning bilen héchkim: «U Yizebel iken» déyelmeydu» — dédi.

< Падишаһлар 2 9 >